< Tarih-tǝzkirǝ 2 30 >
1 Ⱨǝzǝkiya pütün Israilƣa wǝ Yǝⱨudaƣa adǝm ǝwǝtip ⱨǝmdǝ Əfraimlar bilǝn Manassǝⱨlǝrgǝ hǝt yezip, ularni Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarni seƣinip «ɵtüp ketix ⱨeyti»ni ɵtküzüx üqün Yerusalemƣa, Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ yiƣilixni qaⱪirdi
Һәзәкия пүтүн Исраилға вә Йәһудаға адәм әвәтип һәмдә Әфраимлар билән Манассәһләргә хәт йезип, уларни Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни сеғинип «өтүп кетиш һейти»ни өткүзүш үчүн Йерусалимға, Пәрвәрдигарниң өйигә жиғилишни чақирди
2 (Padixaⱨ, ǝmǝldarliri wǝ Yerusalemdiki barliⱪ jamaǝt bilǝn billǝ mǝsliⱨǝtlixip, ikkinqi ayda ɵtüp ketix ⱨeytini ɵtküzǝyli dǝp ⱪararƣa kelixti.
(Падишаһ, әмәлдарлири вә Йерусалимдики барлиқ җамаәт билән биллә мәслиһәтлишип, иккинчи айда өтүп кетиш һейтини өткүзәйли дәп қарарға келишти.
3 Lekin paklanƣan kaⱨinlar yetixmigǝqkǝ, hǝlⱪmu Yerusalemƣa yiƣilip bolmiƣaqⱪa, ⱨeytni waⱪtida ɵtküzǝlmidi).
Лекин пакланған каһинлар йетишмигәчкә, хәлиқму Йерусалимға жиғилип болмиғачқа, һейтни вақтида өткүзәлмиди).
4 Padixaⱨ wǝ pütkül jamaǝt bu pilanni naⱨayiti yahxi boptu, dǝp ⱪaridi.
Падиша вә пүткүл җамаәт бу планни наһайити яхши бопту, дәп қариди.
5 Xuning bilǝn ular pütkül Israilning Bǝǝr-Xebadin Danƣiqǝ barliⱪ hǝlⱪini Yerusalemƣa kelip, Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarni seƣinip ɵtüp ketix ⱨeytini ɵtküzüxkǝ qaⱪiriⱪnamǝ ǝwǝtǝyli, dǝp bekitti; qünki ular ⱨeytni uzun waⱪitlardin buyan pütülgǝn bǝlgilimǝ boyiqǝ ɵtküzülmigǝnidi.
Шуниң билән улар пүткүл Исраилниң Бәәр-Шебадин Данғичә барлиқ хәлқини Йерусалимға келип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни сеғинип өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә чақириқнамә әвәтәйли, дәп бекитти; чүнки улар һейтни узун вақитлардин буян пүтүлгән бәлгүлимә бойичә өткүзүлмигән еди.
6 Qaparmǝnlǝr padixaⱨ bilǝn ǝmǝldarlarning hǝtlirini elip, pütün Israil wǝ Yǝⱨuda yurtini kezip, padixaⱨning yarliⱪi boyiqǝ mundaⱪ hǝwǝrni jakarlidi: «I Israillar, Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa yenip kelinglar, xundaⱪ ⱪilsanglar U Asuriyǝ padixaⱨlirining qanggilidin ⱪutulƣan ⱪaldinglarning yeniƣa yenip kelidu.
Чапармәнләр падиша билән әмәлдарларниң хәтлирини елип, пүтүн Исраил вә Йәһуда жутини кезип, падишаниң ярлиғи бойичә мундақ хәвәрни җакалиди: «И Исраиллар, Ибраһим, Исһақ вә Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға йенип келиңлар, шундақ қилсаңлар У Асурийә падишалириниң чаңгилидин қутулған қалдиңларниң йениға йенип келиду.
7 Ata-bowanglar wǝ ⱪerindixinglarƣa ohxax bolmanglar; ular ɵz ata-bowilirining Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa asiyliⱪ ⱪilƣaqⱪa, U huddi silǝr kɵrgǝndǝk ularni harabiqilikkǝ tapxurƣan.
Ата-боваңлар вә қериндишиңларға охшаш болмаңлар; улар өз ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға асийлиқ қилғачқа, У худди силәр көргәндәк уларни харабичиликкә тапшурған.
8 Ata-bowanglarƣa ohxax boynunglarni ⱪattiⱪ ⱪilmanglar; Pǝrwǝrdigarning otluⱪ ƣǝzipining silǝrdin kɵtürülüp ketixi üqün, ǝmdi silǝr Pǝrwǝrdigarƣa beⱪininglar, U mǝnggügǝ Ɵzigǝ has dǝp atiƣan muⱪǝddǝshaniƣa kelip, Hudayinglar bolƣan Pǝrwǝrdigarning hizmitidǝ bolunglar.
Ата-боваңларға охшаш бойнуңларни қаттиқ қилмаңлар; Пәрвәрдигарниң отлуқ ғәзивиниң силәрдин көтирилип кетиши үчүн, әнди силәр Пәрвәрдигарға беқиниңлар, У мәңгүгә Өзигә хас дәп атиған муқәддәсханиға келип, Худайиңлар болған Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар.
9 Əgǝr silǝr Pǝrwǝrdigarƣa ⱪaytsanglar, ⱪerindaxliringlar wǝ bala-qaⱪiliringlar ɵzlirini tutⱪun ⱪilƣanlarning aldida rǝⱨim-iltipatⱪa erixip, bu yurtⱪa ⱪaytip kelidu; qünki Hudayinglar bolƣan Pǝrwǝrdigar xapaǝtlik wǝ rǝⱨimliktur; silǝr Uning tǝripigǝ ɵtsǝnglar, U silǝrdin yüz ɵrümǝydu».
Әгәр силәр Пәрвәрдигарға қайтсаңлар, қериндашлириңлар вә бала-җақилириңлар өзлирини тутқун қилғанларниң алдида рәһим-илтипатқа еришип, бу жутқа қайтип келиду; чүнки Худайиңлар болған Пәрвәрдигар шапаәтлик вә рәһимликтур; силәр Униң тәрипигә өтсәңлар, У силәрдин йүз өрүмәйду».
10 Qaparmǝnlǝr xǝⱨǝrmu-xǝⱨǝr berip, taki Zǝbulunƣiqǝ Əfraim wǝ Manassǝⱨning yurtlirini kezip qiⱪti; lekin u yǝrdikilǝr ularni zangliⱪ ⱪilip mǝshirǝ ⱪilatti.
Чапармәнләр шәһәрму-шәһәр берип, таки Зәбулунғичә Әфраим вә Манассәһниң жутлирини кезип чиқти; лекин у йәрдикиләр уларни заңлиқ қилип мәсқирә қилатти.
11 Ⱨalbuki, Axir, Manassǝⱨ wǝ Zǝbulunlardin bǝziliri ɵzlirini tɵwǝn tutup Yerusalemƣa kǝldi.
Һалбуки, Ашир, Манассәһ вә Зәбулунлардин бәзилири өзлирини төвән тутуп Йерусалимға кәлди.
12 Uning üstigǝ, Hudaning ⱪoli Yǝⱨudalarning üstidǝ bolup, ularni bir niyǝttǝ padixaⱨning wǝ ǝmǝldarlarning Pǝrwǝrdigarning sɵzigǝ asasǝn qiⱪarƣan ǝmrini ixⱪa axuruxⱪa bir jan bir dil ⱪildi.
Униң үстигә, Худаниң қоли Йәһудаларниң үстидә болуп, уларни бир нийәттә падишаниң вә әмәлдарларниң Пәрвәрдигарниң сөзигә асасән чиқарған әмрини ишқа ашурушқа бир җан бир дил қилди.
13 Xuning bilǝn ikkinqi ayda nurƣun kixilǝr petir nan ⱨeytini ɵtküzüx üqün Yerusalemƣa yiƣilƣanidi; toplanƣan hǝlⱪ zor bir türküm adǝm idi.
Шуниң билән иккинчи айда нурғун кишиләр петир нан һейтини өткүзүш үчүн Йерусалимға жиғилған еди; топланған хәлиқ зор бир түркүм адәм еди.
14 Ular ⱪozƣilip Yerusalem xǝⱨiridiki ⱪurbangaⱨlarni buzup yoⱪitip, isriⱪgaⱨlarnimu elip qiⱪip, Kidron jilƣisiƣa apirip taxlidi.
Улар қозғилип Йерусалим шәһиридики қурбангаһларни бузуп йоқитип, исриқгаһларниму елип чиқип, Кидрон җилғисиға апирип ташлиди.
15 Ular ikkinqi ayning on tɵtinqi küni ɵtüp ketix ⱨeytiƣa atalƣan [ⱪozilarni] soydi. Kaⱨinlar bilǝn Lawiylar buningƣa ⱪarap hijil bolup, ɵzlirini [Hudaƣa] muⱪǝddǝs boluxⱪa paklap, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ elip kelixti.
Улар иккинчи айниң он төртинчи күни өтүп кетиш һейтиға аталған [қозиларни] сойди. Каһинлар билән Лавийлар буниңға қарап хиҗил болуп, өзлирини [Худаға] муқәддәс болушқа паклап, көйдүрмә қурбанлиқларни Пәрвәрдигарниң өйигә елип келишти.
16 Ular Hudaning adimi bolƣan Musaƣa qüxürülgǝn Tǝwrat ⱪanuniƣa asasǝn, bǝlgilimǝ boyiqǝ ɵz orunliriƣa kelip turuxti. Kaⱨinlar Lawiylarning ⱪolidin ⱪanni elip [ⱪurbangaⱨⱪa] sǝpti.
Улар Худаниң адими болған Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қануниға асасән, бәлгүлимә бойичә өз орунлириға келип турушти. Каһинлар Лавийларниң қолидин қанни елип [қурбангаһқа] сәпти.
17 Jamaǝt iqidǝ paklinip bolmiƣanlar heli bolƣaqⱪa, Lawiylar paklanmiƣan barliⱪ kixilǝrning ornida ɵtüp ketix ⱨeytiƣa beƣixlanƣan ⱪozilarni Pǝrwǝrdigarƣa atax üqün soyuxⱪa mǝs’ul idi.
Җамаәт ичидә паклинип болмиғанлар хелә болғачқа, Лавийлар пакланмиған барлиқ кишиләрниң орнида өтүп кетиш һейтиға беғишланған қозиларни Пәрвәрдигарға аташ үчүн союшқа мәсъул еди.
18 Qünki Əfraim wǝ Manassǝⱨ, Issakar wǝ Zǝbulundin kǝlgǝn kɵpinqisi, heli kɵp bir türküm kixilǝr paklanmay turupla, Tǝwrat bǝlgilimisigǝ hilap ⱨalda ɵtüp ketix ⱨeytiƣa atap soyulƣan ⱪoza gɵxlirini yeyixkǝ kirixti; biraⱪ Ⱨǝzǝkiya ular ⱨǝⱪⱪidǝ dua ⱪilip: — Kimki ɵz ata-bowisining Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarni qin kɵnglidin izlǝx niyitigǝ kǝlgǝn bolsa, gǝrqǝ ular muⱪǝddǝshaniƣa ait paklinix bǝlgilimisigǝ muwapiⱪ pak ⱪilinmisimu, meⱨriban Pǝrwǝrdigar ularni ǝpu ⱪilƣay, dedi.
Чүнки Әфраим вә Манассәһ, Иссакар вә Зәбулундин кәлгән көпинчиси, хелә көп бир түркүм кишиләр пакланмай турупла, Тәврат бәлгүлимисигә хилап һалда өтүп кетиш һейтиға атап союлған қоза гөшлирини йейишкә киришти; бирақ Һәзәкия улар һәққидә дуа қилип: — Кимки өз ата-бовисиниң Худаси болған Пәрвәрдигарни чин көңлидин изләш нийитигә кәлгән болса, гәрчә улар муқәддәсханиға аит паклиниш бәлгүлимисигә мувапиқ пак қилинмисиму, меһриван Пәрвәрдигар уларни әпу қилғай, деди.
20 Pǝrwǝrdigar Ⱨǝzǝkiyaning duasiƣa ⱪulaⱪ selip hǝlⱪni ǝpu ⱪildi.
Пәрвәрдигар Һәзәкияниң дуасиға қулақ селип хәлиқни әпу қилди.
21 Yerusalemda turuwatⱪan Israillar petir nan ⱨeytini yǝttǝ kün xundaⱪ huxalliⱪ iqidǝ ɵtküzdi; Lawiylar bilǝn kaⱨinlar ⱨǝr küni Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan mǝdⱨiyǝ sazliri bilǝn Pǝrwǝrdigarƣa ⱨǝmdusana oⱪuxti.
Йерусалимда туруватқан Исраиллар петир нан һейтини йәттә күн шундақ хошаллиқ ичидә өткүзди; Лавийлар билән каһинлар һәр күни Пәрвәрдигарға аталған мәдһийә сазлири билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушти.
22 Ⱨǝzǝkiya Pǝrwǝrdigarning wǝⱨiylirini qüxǝndürüxkǝ maⱨir Lawiylarƣa ilⱨam berip turdi; hǝlⱪ yǝttǝ kün ⱨeyt ⱪurbanliⱪlirini yedi; ular inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirini sunup, ata-bowilirining Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarni mǝdⱨiyilidi.
Һәзәкия Пәрвәрдигарниң вәһийлирини чүшәндүрүшкә маһир Лавийларға илһам берип турди; хәлиқ йәттә күн һейт қурбанлиқлирини йеди; улар енақлиқ қурбанлиқлирини сунуп, ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарни мәдһийилиди.
23 Barliⱪ jamaǝt yǝnǝ yǝttǝ kün ⱨeyt ɵtküzüx toƣruluⱪ mǝsliⱨǝtlixip, yǝnǝ huxal-huramliⱪⱪa qɵmgǝn ⱨalda yǝttǝ kün ⱨeyt ɵtküzdi.
Барлиқ җамаәт йәнә йәттә күн һейт өткүзүш тоғрилиқ мәслиһәтлишип, йәнә хошал-хурамлиққа чөмгән һалда йәттә күн һейт өткүзди.
24 Qünki Yǝⱨudaning padixaⱨi Ⱨǝzǝkiya jamaǝtkǝ ming buⱪa wǝ yǝttǝ ming ⱪoy ⱨǝdiyǝ ⱪildi; ǝmǝldarlarmu jamaǝtkǝ ming buⱪa, on ming ⱪoy ⱨǝdiyǝ ⱪildi. Nurƣun kaⱨinlar ɵzlirini [Hudaƣa] atap paklidi.
Чүнки Йәһуданиң падишаси Һәзәкия җамаәткә миң буқа вә йәттә миң қой һәдийә қилди; әмәлдарларму җамаәткә миң буқа, он миң қой һәдийә қилди. Нурғун каһинлар өзлирини [Худаға] атап паклиди.
25 Pütkül Yǝⱨuda jamaiti, kaⱨinlar, Lawiylar, Israildin qiⱪⱪan barliⱪ jamaǝt, jümlidin Israilda turuwatⱪan musapirlar ⱨǝmdǝ Yǝⱨudada turuwatⱪan musapirlarning ⱨǝmmisi alamǝt huxal boluxti.
Пүткүл Йәһуда җамаити, каһинлар, Лавийлар, Исраилдин чиққан барлиқ җамаәт, җүмлидин Исраилда туруватқан мусапирлар һәмдә Йәһудада туруватқан мусапирларниң һәммиси аламәт хошал болушти.
26 Yerusalemni ƣayǝt zor huxalliⱪ kǝypiyat ⱪaplidi; qünki Israilning padixaⱨi Dawutning oƣli Sulaymanning zamanidin buyan, Yerusalemda mundaⱪ tǝntǝnǝ bolup baⱪmiƣanidi.
Йерусалимни ғайәт зор хошаллиқ кәйпият қаплиди; чүнки Исраилниң падишаси Давутниң оғли Сулайманниң заманидин буян, Йерусалимда мундақ тәнтәнә болуп бақмиған еди.
27 Ahirida Lawiylardin bolƣan kaⱨinlar ornidin ⱪopup, hǝlⱪⱪǝ bǝht-bǝrikǝt tilidi; ularning sadasi Hudaƣa anglandi, duasi asmanlarƣa, Uning muⱪǝddǝs turalƣusiƣa yǝtti.
Ахирида Лавийлардин болған каһинлар орнидин қопуп, хәлиққә бәхит-бәрикәт тилиди; уларниң садаси Худаға аңланди, дуаси асманларға, Униң муқәддәс туралғусиға йәтти.