< Tarih-tǝzkirǝ 2 3 >
1 Sulayman Yerusalemda Pǝrwǝrdigar atisi Dawutⱪa ayan bolƣan Moriya teƣida, yǝni Yǝbusiy Ornanning haminida, Dawut tǝyyar ⱪilip ⱪoyƣan yǝrdǝ, Pǝrwǝrdigarning ɵyini selix ixini baxlidi.
Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигар атиси Давутқа аян болған Мория теғида, йәни Йәбусий Орнанниң хаминида, Давут тәйяр қилип қойған йәрдә, Пәрвәрдигарниң өйини селиш ишини башлиди.
2 Sulaymanning sǝltǝnitining tɵtinqi yili, ikkinqi ayning ikkinqi küni u ⱪuruluxni baxlidi.
Сулайманниң сәлтәнитиниң төртинчи жили, иккинчи айниң иккинчи күни у қурулушни башлиди.
3 Sulayman salƣan Hudaning ɵyining uli mundaⱪ: — uzunluⱪi (ⱪǝdimki zamanda ⱪollanƣan ɵlqǝm boyiqǝ) atmix gǝz, kǝngliki yigirmǝ gǝz idi.
Сулайман салған Худаниң өйиниң ули мундақ: — узунлуғи (қедимки заманда қолланған өлчәм бойичә) атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз еди.
4 Ɵyning aldidiki aywanning uzunluⱪi yigirmǝ gǝz bolup, ɵyning kǝnglikigǝ toƣra kelǝtti; egizliki yigirmǝ gǝz idi; u iqini sap altun bilǝn ⱪaplatti.
Өйниң алдидики айванниң узунлуғи жигирмә гәз болуп, өйниң кәңлигигә тоғра келәтти; егизлиги жигирмә гәз еди; у ичини сап алтун билән қаплатти.
5 U ɵyning qong zelining tamlirini arqa-ⱪariƣay tahtayliri bilǝn ⱪaplatti, andin keyin sap altun ⱪaplatti wǝ üstigǝ horma dǝrihining xǝkli bilǝn zǝnjir nǝⱪixlirini oydurdi.
У өйниң чоң зелиниң тамлирини арча-қариғай тахтайлири билән қаплатти, андин кейин сап алтун қаплатти вә үстигә хорма дәриғиниң шәкли билән зәнҗир нәқишлирини ойдурди.
6 U ɵyni alamǝt qirayliⱪ ⱪilip tamlirini yǝnǝ esil tax-yaⱪutlar bilǝn zinnǝtlǝtti. U ixlǝtkǝn altunlar pütünlǝy parwayim altuni idi.
У өйни аламәт чирайлиқ қилип тамлирини йәнә есил таш-яқутлар билән зиннәтләтти. У ишләткән алтунлар пүтүнләй парвайим алтуни еди.
7 U pütün ɵyni, ɵyning limliri, ixik bosuƣa-kexǝkliri, barliⱪ tamliri wǝ ixiklirini altun bilǝn ⱪaplidi; u tamƣa kerublarning nǝⱪixlirini oydurdi.
У пүтүн өйни, өйниң лимлири, ишик босуға-кешәклири, барлиқ тамлири вә ишиклирини алтун билән қаплиди; у тамға керубларниң нәқишлирини ойдурди.
8 Sulayman yǝnǝ ǝng muⱪǝddǝs jayni yasatti; uning uzunluⱪi yigirmǝ gǝz bolup (ɵyning kǝngliki bilǝn tǝng idi), kǝnglikimu yigirmǝ gǝz idi; u uning iqini pütünlǝy sap altun bilǝn ⱪaplatti; altun jǝmiy bolup altǝ yüz talalnt idi.
Сулайман йәнә әң муқәддәс җайни ясатти; униң узунлуғи жигирмә гәз болуп (өйниң кәңлиги билән тәң еди), кәңлигиму жигирмә гәз еди; у униң ичини пүтүнләй сап алтун билән қаплатти; алтун җәмий болуп алтә йүз талалнт еди.
9 Altun miⱪning eƣirliⱪi jǝmiy ǝllik xǝkǝl boldi. Balihanilirining iqimu altun bilǝn ⱪaplandi.
Алтун миқниң еғирлиғи җәмий әллик шәкәл болди. Балиханилириниң ичиму алтун билән қапланди.
10 Əng muⱪǝddǝs jay iqidǝ u ikki kerubning ⱨǝykilini yasap, ularni pütünlǝy altun bilǝn ⱪaplidi.
Әң муқәддәс җай ичидә у икки керубниң һәйкилини ясап, уларни пүтүнләй алтун билән қаплиди.
11 Ikki kerubning ⱪanitining uzunluⱪi jǝmiy yigirmǝ gǝz idi; bir kerubning bir ⱪanitining uzunluⱪi bǝx gǝz bolup, ɵyning temiƣa tegip turatti; ikkinqi tǝrǝptiki ⱪanitining uzunluⱪimu bǝx gǝz bolup, ikkinqi bir kerubning ⱪanitiƣa yetǝtti.
Икки керубниң қанитиниң узунлуғи җәмий жигирмә гәз еди; бир керубниң бир қанитиниң узунлуғи бәш гәз болуп, өйниң темиға тегип туратти; иккинчи тәрәптики қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, иккинчи бир керубниң қанитиға йетәтти.
12 Yǝnǝ bir kerubning ⱪanitining uzunluⱪimu bǝx gǝz bolup, umu ɵy temiƣa tegip turatti; ikkinqi bir ⱪanitining uzunluⱪimu bǝx gǝz bolup, aldinⱪi bir kerubning ⱪanitiƣa yetǝtti.
Йәнә бир керубниң қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, уму өй темиға тегип туратти; иккинчи бир қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, алдинқи бир керубниң қанитиға йетәтти.
13 Bu ikki kerubning ⱪanatliri yeyilƣan ⱨalda bolup, uzunluⱪi jǝmiy yigirmǝ gǝz kelǝtti; ikkila kerub ɵrǝ turƣuzulƣan bolup, yüzliri ɵyning iqigǝ ⱪaraytti.
Бу икки керубниң қанатлири йейилған һалда болуп, узунлуғи җәмий жигирмә гәз келәтти; иккила керуб өрә турғузулған болуп, йүзлири өйниң ичигә қарайтти.
14 Sulayman yǝnǝ kɵk rǝnglik, sɵsün rǝnglik, toⱪ ⱪizil wǝ aⱪ rǝnglik yip toⱪulmiliridin wǝ nǝpis kanaptin [ɵyning iqidiki] pǝrdisini yasatti, uning üstigǝ kerublarni kǝxtǝ ⱪilip toⱪutti.
Сулайман йәнә көк рәңлик, сөсүн рәңлик, тоқ қизил вә ақ рәңлик жип тоқулмилиридин вә нәпис канаптин [өйниң ичидики] пәрдисини ясатти, униң үстигә керубларни кәштә қилип тоқутти.
15 Ɵyning aldiƣa yǝnǝ egizliki ottuz bǝx gǝz kelidiƣan ikki tüwrük yasap ⱪoydurdi; ⱨǝr tüwrükning bexining egizliki bǝx gǝz kelǝtti.
Өйниң алдиға йәнә егизлиги оттуз бәш гәз келидиған икки түврүк ясап қойдурди; һәр түврүкниң бешиниң егизлиги бәш гәз келәтти.
16 U yǝnǝ (iqki kalamhanidikidǝk) marjansiman zǝnjir yasitip, tüwrük baxliri üstigǝ ornatti; u yüz danǝ anar yasitip ularni zǝnjirlǝrgǝ ornatti.
У йәнә (ички каламханидикидәк) марҗансиман зәнҗир яситип, түврүк башлири үстигә орнатти; у йүз данә анар яситип уларни зәнҗирләргә орнатти.
17 U bu ikki tüwrükni ɵyning aldiƣa, birsini ong tǝripidǝ, birsini sol tǝripidǝ turƣuzdi; u ong tǝrǝptikisini Yaⱪin, sol tǝrǝptikisini Boaz dǝp atidi.
У бу икки түврүкни өйниң алдиға, бирисини оң тәрипидә, бирисини сол тәрипидә турғузди; у оң тәрәптикисини Яқин, сол тәрәптикисини Боаз дәп атиди.