< Tarih-tǝzkirǝ 2 25 >

1 Amaziya tǝhtkǝ qiⱪⱪan qeƣida yigirmǝ bǝx yaxta idi, u Yerusalemda yigirmǝ toⱪⱪuz yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Yǝⱨoaddan bolup, Yerusalemliⱪ idi.
Амазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди, у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәһоаддан болуп, Йерусалимлиқ еди.
2 Amaziya Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ toƣra bolƣan ixlarni ⱪildi, lekin pütün kɵngli bilǝn ⱪilmidi.
Амазия Пәрвәрдигарниң нәзиридә тоғра болған ишларни қилди, лекин пүтүн көңли билән қилмиди.
3 Wǝ xundaⱪ boldiki, u padixaⱨliⱪini mustǝⱨkǝmliwalƣandin keyin padixaⱨ atisini ɵltürgǝn hizmǝtkarlirini tutup ɵltürdi.
Вә шундақ болдики, у падишалиғини мустәһкәмливалғандин кейин падиша атисини өлтүргән хизмәткарлирини тутуп өлтүрди.
4 Lekin Musaƣa qüxürülgǝn ⱪanun kitabida Pǝrwǝrdigarning: «Nǝ atilarni oƣulliri üqün ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilixⱪa bolmaydu nǝ oƣullirini atiliri üqün ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilixⱪa bolmaydu, bǝlki ⱨǝrbiri ɵz gunaⱨi üqün ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinsun» dǝp pütülgǝn ǝmri boyiqǝ, u ɵltürgiqilǝrning balilirini ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilmidi.
Лекин Мусаға чүшүрүлгән қанун китавида Пәрвәрдигарниң: «Нә атиларни оғуллири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду нә оғуллирини атилири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду, бәлки һәр бири өз гунайи үчүн өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп пүтүлгән әмри бойичә, у өлтүргичиләрниң балилирини өлүмгә мәһкүм қилмиди.
5 Amaziya Yǝⱨudalarni yiƣip, jǝmǝtlirigǝ ⱪarap pütün Yǝⱨudalarni wǝ Binyaminlarni mingbexi wǝ yüzbexilar astiƣa bekitti; u ulardin yigirmǝ yaxtin axⱪanlarning sanini eliwidi, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣan, ⱪoliƣa nǝyzǝ wǝ ⱪalⱪan alalaydiƣan hil lǝxkǝrdin üq yüz ming adǝm qiⱪti.
Амазия Йәһудаларни жиғип, җәмәтлиригә қарап пүтүн Йәһудаларни вә Биняминларни миң беши вә йүз бешилар астиға бекитти; у улардин жигирмә яштин ашқанларниң санини еливиди, җәңгә чиқалайдиған, қолиға нәйзә вә қалқан алалайдиған хил ләшкәрдин үч йүз миң адәм чиқти.
6 U yǝnǝ bir yüz talant kümüx sǝrp ⱪilip Israildin yüz ming batur jǝngqi yalliwaldi.
У йәнә бир йүз талант күмүч сәрп қилип Исраилдин йүз миң батур җәңчи ялливалди.
7 Lekin Hudaning bir adimi uning aldiƣa kelip: — I padixaⱨim, Israil ⱪoxunini ɵzliri bilǝn billǝ barƣuzmiƣayla; qünki Pǝrwǝrdigar Israillar yaki Əfraimiylarning ⱨeqⱪaysisi bilǝn billǝ ǝmǝs.
Лекин Худаниң бир адими униң алдиға келип: — И падишасим, Исраил қошунини өзлири билән биллә барғузмиғайла; чүнки Пәрвәрдигар Исраиллар яки Әфраимийларниң һеч қайсиси билән биллә әмәс.
8 Ⱨǝtta sili qoⱪum xundaⱪ ⱪilimǝn, baturanǝ kürǝx ⱪilimǝn desilimu, Huda ɵzlirini düxmǝn aldida yiⱪitidu, qünki Huda insanƣa yardǝm berixkimu ⱪadirdur, insanni yiⱪitixⱪimu ⱪadirdur, dedi.
Һәтта сили чоқум шундақ қилимән, батуранә күрәш қилимән десилиму, Худа өзлирини дүшмән алдида жиқитиду, чүнки Худа инсанға ярдәм беришкиму қадирдур, инсанни жиқитишқиму қадирдур, деди.
9 Amaziya Hudaning adimigǝ: — Əmisǝ mǝn Israilning yallanma ⱪoxuniƣa bǝrgǝn yüz talant kümüxni ⱪandaⱪ ⱪilsam bolidu? — dǝp soriwidi, Hudaning adimi uningƣa: — Pǝrwǝrdigar ɵzlirigǝ buningdinmu ziyadǝ kɵp berixkǝ ⱪadirdur, dǝp jawab bǝrdi.
Амазия Худаниң адимигә: — Әмисә мән Исраилниң ялланма қошуниға бәргән йүз талант күмүчни қандақ қилсам болиду? — дәп соривиди, Худаниң адими униңға: — Пәрвәрдигар өзлиригә буниңдинму зиядә көп беришкә қадирдур, дәп җавап бәрди.
10 Xuning bilǝn Amaziya Əfraimdin ɵzigǝ kǝltürülgǝn yallanma ⱪoxunni ayrip qiⱪip, ɵylirigǝ ⱪayturuwǝtti; xu sǝwǝbtin ular Yǝⱨudalarƣa bǝk ƣǝzǝplinip, ⱪattiⱪ ⱪǝⱨr iqidǝ ɵylirigǝ ⱪaytip ketixti.
Шуниң билән Амазия Әфраимдин өзигә кәлтүрүлгән ялланма қошунни айрип чиқип, өйлиригә қайтурувәтти; шу сәвәптин улар Йәһудаларға бәк ғәзәплинип, қаттиқ қәһр ичидә өйлиригә қайтип кетишти.
11 Amaziya jasaritini urƣutup, ɵzining hǝlⱪini baxlap «Xor wadisi»ƣa berip Seirlardin on ming adǝmni yoⱪatti.
Амазия җасаритини урғутуп, өзиниң хәлқини башлап «Шор вадиси»ға берип Сеирлардин он миң адәмни йоқатти.
12 Yǝⱨudalar yǝnǝ on ming adǝmni tirik tutuwelip, tik yarning lewiƣa apirip, yardin ittiriwidi, ularning ⱨǝmmisi parǝ-parǝ ⱪilinip taxlandi.
Йәһудалар йәнә он миң адәмни тирик тутувелип, тик ярниң левиға апирип, ярдин иштиривиди, уларниң һәммиси парә-парә қилинип ташланди.
13 Ⱨalbuki, Amaziya ɵzi bilǝn billǝ jǝng ⱪilixⱪa ruhsǝt ⱪilmay ⱪayturuwǝtkǝn yallanma ǝskǝrlǝr Samariyǝdin Bǝyt-Ⱨorunƣiqǝ bolƣan Yǝⱨudaning ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrlirigǝ ⱨujum ⱪilip kirip üq ming adǝmni ⱪirip taxlidi ⱨǝm nurƣun mal-mülükni bulap kǝtti.
Һалбуки, Амазия өзи билән биллә җәң қилишқа рухсәт қилмай қайтурувәткән ялланма әскәрләр Самарийәдин Бәйт-Һорунғичә болған Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиригә һуҗум қилип кирип үч миң адәмни қирип ташлиди һәм нурғун мал-мүлүкни булап кәтти.
14 Lekin xundaⱪ boldiki, Amaziya Edomiylarni mǝƣlup ⱪilip ⱪaytip kǝlgǝn qaƣda u Seirlarning butlirinimu elip kelip, ularni ɵzi üqün mǝbud ⱪilip, ularƣa bax urdi wǝ ularƣa huxbuy yaⱪti.
Лекин шундақ болдики, Амазия Едомийларни мәғлуп қилип қайтип кәлгән чағда у Сеирларниң бутлириниму елип келип, уларни өзи үчүн мәбуд қилип, уларға баш урди вә уларға хушбуй яқти.
15 Xu sǝwǝbtin Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi Amaziyaƣa ⱪozƣaldi, U uning aldiƣa bir pǝyƣǝmbǝrni ǝwǝtti. Pǝyƣǝmbǝr uningƣa: — Ɵz hǝlⱪini sening ⱪolungdin ⱪutⱪuzalmiƣan bu hǝlⱪning ilaⱨlirini zadi nemǝ dǝp izdǝysǝn? — dedi.
Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви Амазияға қозғалди, У униң алдиға бир пәйғәмбәрни әвәтти. Пәйғәмбәр униңға: — Өз хәлқини сениң қолуңдин қутқузалмиған бу хәлиқниң илаһлирини зади немә дәп издәйсән? — деди.
16 Wǝ xundaⱪ boldiki, u padixaⱨⱪa tehi sɵz ⱪiliwatⱪanda, padixaⱨ uningƣa: — Biz seni padixaⱨning mǝsliⱨǝtqisi ⱪilip tikligǝnmu? Ⱪoy, bu gepingni! Ɵlgüng kǝldimu nemǝ? — dedi. Xuning bilǝn pǝyƣǝmbǝr gǝptin tohtidi-dǝ, yǝnǝ: — Bu ixni ⱪilƣining ⱨǝm nǝsiⱨitimgǝ ⱪulaⱪ salmiƣining üqün Pǝrwǝrdigar seni yoⱪitixni ⱪarar ⱪildi, dǝp bilimǝn, — dedi.
Вә шундақ болдики, у падишаға техи сөз қиливатқанда, падиша униңға: — Биз сени падишаниң мәслиһәтчиси қилип тиклигәнму? Қой, бу гепиңни! Өлгүң кәлдиму немә? — деди. Шуниң билән пәйғәмбәр гәптин тохтиди-дә, йәнә: — Бу ишни қилғиниң һәм нәсиһитимгә қулақ салмиғиниң үчүн Пәрвәрдигар сени йоқитишни қарар қилди, дәп билимән, — деди.
17 Xuningdin keyin Amaziya mǝsliⱨǝtlixip, Israilning padixaⱨi Yǝⱨuning nǝwrisi, Yǝⱨoaⱨazning oƣli Yoaxning aldiƣa ǝlqilǝrni mangdurup: «Ⱪeni, [jǝng mǝydanida] yüz turanǝ kɵrüxǝyli» dedi.
Шуниңдин кейин Амазия мәслиһәтлишип, Исраилниң падишаси Йәһуниң нәвриси, Йәһоаһазниң оғли Йоашниң алдиға әлчиләрни маңдуруп: «Қени, [җәң мәйданида] йүз туранә көрүшәйли» деди.
18 Israilning padixaⱨi Yoax Yǝⱨudaning padixaⱨi Amaziyaƣa ǝlqi ǝwǝtip mundaⱪ sɵzlǝrni yǝtküzdi: «Liwandiki tikǝn Liwandiki kedir dǝrihigǝ sɵz ǝwǝtip: «Ɵz ⱪizingni oƣlumƣa hotunluⱪⱪa bǝrgin!» — dedi. Lekin Liwandiki bir yawayi ⱨaywan ɵtüp ketiwetip, tikǝnni dǝssiwǝtti.
Исраилниң падишаси Йоаш Йәһуданиң падишаси Амазияға әлчи әвәтип мундақ сөзләрни йәткүзди: «Ливандики тикән Ливандики кедир дәриғигә сөз әвәтип: «Өз қизиңни оғлумға хотунлуққа бәргин!» — деди. Лекин Ливандики бир явайи һайван өтүп кетиветип, тикәнни дәссивәтти.
19 Sǝn dǝrwǝⱪǝ Edomning üstidin ƣǝlibǝ ⱪilding; kɵnglüngdǝ ɵz-ɵzüngdin mǝƣrurlinip yayrap kǝtting. Əmdi ɵyüngdǝ ⱪalƣining yahxi; nemixⱪa bexingƣa külpǝt kǝltürüp, ɵzüngni wǝ ɵzüng bilǝn Yǝⱨudani balaƣa yiⱪitisǝn?».
Сән дәрвәқә Едомниң үстидин ғәлибә қилдиң; көңлүңдә өз-өзүңдин мәғрурлинип яйрап кәттиң. Әнди өйүңдә қалғиниң яхши; немишкә бешиңға күлпәт кәлтүрүп, өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?».
20 Əmma Amaziya ⱪulaⱪ salmidi. Bu ix Hudadin kǝldi; qünki ular Edomning ilaⱨlirini izdigǝnidi, Huda ularni [Yoaxning] ⱪoliƣa qüxsun dǝp ǝnǝ xundaⱪ orunlaxturƣanidi.
Амма Амазия қулақ салмиди. Бу иш Худадин кәлди; чүнки улар Едомниң илаһлирини издигән еди, Худа уларни [Йоашниң] қолиға чүшсун дәп әнә шундақ орунлаштурған еди.
21 Xuning bilǝn Israil padixaⱨi Yoax jǝnggǝ atlinip qiⱪti; ikki tǝrǝp, yǝni u Yǝⱨuda padixaⱨi Amaziya bilǝn Bǝyt-Xǝmǝxtǝ, jǝng mǝydanida yüz turanǝ uqraxti.
Шуниң билән Исраил падишаси Йоаш җәңгә атлинип чиқти; икки тәрәп, йәни у Йәһуда падишаси Амазия билән Бәйт-Шәмәштә, җәң мәйданида йүз туранә учрашти.
22 Yǝⱨudaning adǝmliri Israilning adǝmliri tǝripidin tiripirǝn ⱪilinip, ⱨǝrbiri ɵz ɵyigǝ ⱪeqip kǝtti.
Йәһуданиң адәмлири Исраилниң адәмлири тәрипидин тирипирән қилинип, һәр бири өз өйигә қечип кәтти.
23 Israil padixaⱨi Yoax Bǝyt-Xǝmǝxtǝ Yǝⱨoaⱨazning nǝwrisi, Yoaxning oƣli Yǝⱨuda padixaⱨi Amaziyani ǝsir ⱪilip Yerusalemƣa elip bardi; wǝ u Yerusalemning sepilining Əfraim dǝrwazisidin tartip burjǝk dǝrwazisiƣiqǝ bolƣan tɵt yüz gǝzlik bir bɵlikini ɵrüwǝtti.
Исраил падишаси Йоаш Бәйт-Шәмәштә Йәһоаһазниң нәвриси, Йоашниң оғли Йәһуда падишаси Амазияни әсир қилип Йерусалимға елип барди; вә у Йерусалимниң сепилиниң Әфраим дәрвазисидин тартип бүҗәк дәрвазисиғичә болған төрт йүз гәзлик бир бөлигини өрүвәтти.
24 U Hudaning ɵyidǝ, Obǝd-Edom mǝs’ul bolup saⱪlawatⱪan wǝ padixaⱨning ordisidiki hǝzinidin tepilƣan barliⱪ altun-kümüx, ⱪaqa-ⱪuqilarni buliwaldi wǝ kepillik süpitidǝ birnǝqqǝ tutⱪunni elip Samariyǝgǝ yenip kǝtti.
У Худаниң өйидә, Обәд-Едом мәсъул болуп сақлаватқан вә падишаниң ордисидики ғәзнидин тепилған барлиқ алтун-күмүч, қача-қучиларни буливалди вә кепиллик сүпитидә бир нәччә тутқунни елип Самарийәгә йенип кәтти.
25 Israil padixaⱨi Yǝⱨoaⱨazning oƣli Yoax ɵlgǝndin keyin, Yoaxning oƣli, Yǝⱨudaning padixaⱨi Amaziya on bǝx yil ɵmür kɵrdi.
Исраил падишаси Йәһоаһазниң оғли Йоаш өлгәндин кейин, Йоашниң оғли, Йәһуданиң падишаси Амазия он бәш жил өмүр көрди.
26 Amaziyaning ⱪalƣan ǝmǝlliri bolsa, mana ularning ⱨǝmmisi baxtin ahiriƣiqǝ «Yǝⱨuda wǝ Israil padixaⱨlirining tarihnamisi»da pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Амазияниң қалған әмәллири болса, мана уларниң һәммиси баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгән әмәсмиди?
27 Amaziya Pǝrwǝrdigardin waz kǝqkǝndin baxlapla Yerusalemda bǝzilǝr uni ⱪǝstlǝxkǝ kirixkǝnidi; xuning bilǝn u Laⱪix xǝⱨirigǝ ⱪeqip kǝtti; lekin ⱪǝstligüqilǝr kǝynidin Laⱪixⱪa adǝm ǝwǝtip, u yǝrdǝ uni ɵltürdi.
Амазия Пәрвәрдигардин ваз кәчкәндин башлапла Йерусалимда бәзиләр уни қәстләшкә киришкән еди; шуниң билән у Лақиш шәһиригә қечип кәтти; лекин қәстлигүчиләр кәйнидин Лақишқа адәм әвәтип, у йәрдә уни өлтүрди.
28 Andin ular uni atlarƣa artip Yerusalemƣa elip bardi. U Yerusalemda ata-bowilirining arisida «Yǝⱨudaning xǝⱨiri»dǝ dǝpnǝ ⱪilindi.
Андин улар уни атларға артип Йерусалимға елип барди. У Йерусалимда ата-бовилириниң арисида «Йәһуданиң шәһири»дә дәпнә қилинди.

< Tarih-tǝzkirǝ 2 25 >