< Tarih-tǝzkirǝ 2 24 >
1 Yoax tǝhtkǝ qiⱪⱪan qeƣida yǝttǝ yaxta idi, u Yerusalemda ⱪiriⱪ yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Zibiyaⱨ bolup, Bǝǝr-Xebaliⱪ idi.
Йоаш тәхткә чиққан чеғида йәттә яшта еди, у Йерусалимда қириқ жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Зибияһ болуп, Бәәр-Шебалиқ еди.
2 Yǝⱨoyada kaⱨin ⱨayat künliridǝ Yoax Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪilatti.
Йәһояда каһин һаят күнлиридә Йоаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.
3 Yǝⱨoyada uningƣa ikki hotun elip bǝrdi, u birⱪanqǝ oƣul-ⱪiz pǝrzǝnt kɵrdi.
Йәһояда униңға икки хотун елип бәрди, у бир қанчә оғул-қиз пәрзәнт көрди.
4 Xuningdin keyin Yoax Pǝrwǝrdigarning ɵyini ⱪayta yasitix niyitigǝ kǝldi,
Шуниңдин кейин Йоаш Пәрвәрдигарниң өйини қайта яситиш нийитигә кәлди,
5 u kaⱨinlarni wǝ Lawiylarni yiƣip ularƣa: — Hudayinglarning ɵyini onglitip turux üqün Yǝⱨuda xǝⱨǝrlirigǝ berip, barliⱪ Israillardin yilliⱪ ianǝ toplanglar; bu ixni tezdin bejiringlar! — dedi. Lekin Lawiylar bu ixni bejirixkǝ anqǝ aldirap kǝtmidi.
у каһинларни вә Лавийларни жиғип уларға: — Худайиңларниң өйини оңлитип туруш үчүн Йәһуда шәһәрлиригә берип, барлиқ Исраиллардин жиллиқ сәдиқә топлаңлар; бу ишни тездин беҗириңлар! — деди. Лекин Лавийлар бу ишни беҗиришкә анчә алдирап кәтмиди.
6 Buni uⱪⱪan padixaⱨ bax kaⱨin Yǝⱨoyadani qaⱪirtip uningƣa: — Ɵzliri nemixⱪa Lawiylarƣa Pǝrwǝrdigarning ⱪuli Musa Israil jamaitigǝ Hudaning guwaⱨliⱪi saⱪlaⱪliⱪ qedir üqün bǝlgiligǝn bajni Yǝⱨuda wǝ Yerusalemdin elip kelixkǝ buyrumidila? — dedi
Буни уққан падиша баш каһин Йәһоядани чақиртип униңға: — Өзлири немишкә Лавийларға Пәрвәрдигарниң қули Муса Исраил җамаитигә Худаниң гувалиғи сақлақлиқ чедир үчүн бәлгүлигән баҗни Йәһуда вә Йерусалимдин елип келишкә буйрумидила? — деди
7 (qünki ǝslidǝ rǝzil hotun Ataliya wǝ uning oƣulliri Hudaning ɵyigǝ bɵsüp kirip, Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki barliⱪ muⱪǝddǝs buyumlarni elip Baal butliriƣa atap tǝⱪdim ⱪiliwǝtkǝnidi).
(чүнки әслидә рәзил хотун Аталия вә униң оғуллири Худаниң өйигә бөсүп кирип, Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ муқәддәс буюмларни елип Баал бутлириға атап тәқдим қиливәткән еди).
8 Xuning bilǝn padixaⱨ buyruⱪ qüxürüp, bir sanduⱪ yasitip Pǝrwǝrdigar ɵyining dǝrwazisining sirtiƣa ⱪoyƣuzdi;
Шуниң билән падиша буйруқ чүшүрүп, бир сандуқ яситип Пәрвәрдигар өйиниң дәрвазисиниң сиртиға қойғузди;
9 andin: «Hudaning ⱪuli Musa qɵldǝ Israillarning üstigǝ bekitkǝn bajni yiƣip ǝkilip Pǝrwǝrdigarƣa tapxurunglar» degǝn bir uⱪturux Yǝⱨuda bilǝn Yerusalem tǝwǝsidǝ qiⱪirildi.
андин: «Худаниң қули Муса чөлдә Исраилларниң үстигә бекиткән баҗни жиғип әкилип Пәрвәрдигарға тапшуруңлар» дегән бир уқтуруш Йәһуда билән Йерусалим тәвәсидә чиқирилди.
10 Barliⱪ ǝmǝldarlar wǝ barliⱪ hǝlⱪ huxal ⱨalda bajni ǝkilip sanduⱪ tolƣuqǝ uningƣa taxlidi.
Барлиқ әмәлдарлар вә барлиқ хәлиқ хошал һалда баҗни әкилип сандуқ толғичә униңға ташлиди.
11 Lawiylar pul sanduⱪini padixaⱨ bu ixⱪa mǝs’ul ⱪilƣan kixining aldiƣa ǝkǝlgǝndǝ, ular baj pulining kɵp qüxkǝnlikini kɵrsǝ, andin padixaⱨning katipi bilǝn Bax kaⱨinning adimi kelip pul sanduⱪini ɵngtürüp ⱪuruⱪdiƣandin keyin, yǝnǝ ǝsli orniƣa apirip ⱪoyatti. Ⱨǝrküni xundaⱪ bolup turdi; naⱨayiti kɵp pul yiƣildi.
Лавийлар пул сандуғини падиша бу ишқа мәсъул қилған кишиниң алдиға әкәлгәндә, улар баҗ пулиниң көп чүшкәнлигини көрсә, андин падишаниң кативи билән Баш каһинниң адими келип пул сандуғини өңтүрүп қуруқдиғандин кейин, йәнә әсли орниға апирип қоятти. һәр күни шундақ болуп турди; наһайити көп пул жиғилди.
12 Padixaⱨ bilǝn Yǝⱨoyada pulni Pǝrwǝrdigar ɵyidiki ix bejirgüqilǝrgǝ tapxurdi; ular [buning bilǝn] Pǝrwǝrdigarning ɵyini ongxax wǝ ǝsligǝ kǝltürüx üqün taxqilar bilǝn yaƣaqqilarni, tɵmürqilǝr bilǝn miskǝrlǝrni yallidi.
Падиша билән Йәһояда пулни Пәрвәрдигар өйидики иш беҗиргүчиләргә тапшурди; улар [буниң билән] Пәрвәрдигарниң өйини оңшаш вә әслигә кәлтүрүш үчүн ташчилар билән яғаччиларни, төмүрчиләр билән мискәрләрни яллиди.
13 Ixlǝmqilǝr tohtimay ixlidi, ongxax ixi ularning ⱪolida onguxluⱪ elip berildi; xundaⱪ ⱪilip ular Pǝrwǝrdigarning ɵyini ǝslidiki ɵlqǝm-laⱨiyǝsi boyiqǝ yasidi, xundaⱪla uni tolimu puhta ⱪilip yasap qiⱪti.
Ишләмчиләр тохтимай ишлиди, оңшаш иши уларниң қолида оңушлуқ елип берилди; шундақ қилип улар Пәрвәрдигарниң өйини әслидики өлчәм-лаһийәси бойичә ясиди, шундақла уни толиму пухта қилип ясап чиқти.
14 Ular ixni püttürgǝndin keyin exip ⱪalƣan pulni padixaⱨ bilǝn Yǝⱨoyadaning aldiƣa ǝkilip tapxurdi. Ular buning bilǝn Pǝrwǝrdigarning ɵyi üqün ⱨǝrhil ǝswab-buyumlarni, jümlidin ibadǝt hizmitidiki ⱨǝrhil buyumlar, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarƣa munasiwǝtlik ⱪaqa-ⱪuqa, ⱪazan-tǝhsilǝr wǝ ⱨǝrhil altun-kümüx baxⱪa buyumlarni yasatti. Yǝⱨoyadaning barliⱪ künliridǝ, ular Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪni daim sunup turdi.
Улар ишни пүттүргәндин кейин ешип қалған пулни падиша билән Йәһояданиң алдиға әкилип тапшурди. Улар буниң билән Пәрвәрдигарниң өйи үчүн һәр хил әсвап-буюмларни, җүмлидин ибадәт хизмитидики һәр хил буюмлар, көйдүрмә қурбанлиқларға мунасивәтлик қача-қуча, қазан-тәхсиләр вә һәр хил алтун-күмүч башқа буюмларни ясатти. Йәһояданиң барлиқ күнлиридә, улар Пәрвәрдигарниң өйидә көйдүрмә қурбанлиқни дайим сунуп турди.
15 Yǝⱨoyada ⱪerip, yaxaydiƣan yexi toxup ɵldi; u ɵlgǝn qaƣda bir yüz ottuz yaxta idi.
Йәһояда қерип, яшайдиған йеши тошуп өлди; у өлгән чағда бир йүз оттуз яшта еди.
16 Ular uni «Dawut xǝⱨiri»dǝ padixaⱨlar ⱪatarida dǝpnǝ ⱪildi, qünki u Israilƣa ⱨǝm Hudaƣa wǝ uning ɵyigǝ nisbǝtǝn naⱨayiti qong tɵⱨpǝ kɵrsǝtkǝnidi.
Улар уни «Давут шәһири»дә падишалар қатарида дәпнә қилди, чүнки у Исраилға һәм Худаға вә униң өйигә нисбәтән наһайити чоң төһпә көрсәткән еди.
17 Yǝⱨoyada ɵlgǝndin keyin Yǝⱨudadiki yolbaxqilar padixaⱨning aldiƣa kelip uningƣa bax urdi; padixaⱨ ular kɵrsǝtkǝn mǝsliⱨǝtni maⱪul kɵrdi.
Йәһояда өлгәндин кейин Йәһудадики йолбашчилар падишаниң алдиға келип униңға баш урди; падиша улар көрсәткән мәслиһәтни мақул көрди.
18 Ular ata-bowilirining Hudasi Pǝrwǝrdigarning ɵyidin waz keqip, Axǝraⱨ wǝ butlarning ⱪulluⱪiƣa kirixti. Ularning bu gunaⱨi sǝwǝblik Hudaning ƣǝzipi Yǝⱨuda bilǝn Yerusalemdikilǝrning bexiƣa kǝldi.
Улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйидин ваз кечип, Ашәраһ вә бутларниң қуллуғиға киришти. Уларниң бу гунайи сәвәплик Худаниң ғәзиви Йәһуда билән Йерусалимдикиләрниң бешиға кәлди.
19 Xundaⱪ bolsimu, Pǝrwǝrdigar ularni Ɵzigǝ yandurux üqün yǝnila ularning arisiƣa pǝyƣǝmbǝrlǝrni ǝwǝtti; bu pǝyƣǝmbǝrlǝr gǝrqǝ ularni agaⱨlandurƣan bolsimu, lekin ular yǝnila ⱪulaⱪ salmidi.
Шундақ болсиму, Пәрвәрдигар уларни Өзигә яндуруш үчүн йәнила уларниң арисиға пәйғәмбәрләрни әвәтти; бу пәйғәмбәрләр гәрчә уларни агаһландурған болсиму, лекин улар йәнила қулақ салмиди.
20 U qaƣda Hudaning Roⱨi bax kaⱨin Yǝⱨoyadaning oƣli Zǝkǝriyaƣa qüxti, u hǝlⱪning aldida ɵrǝ turup ularƣa: — Huda mundaⱪ dǝydu: «Silǝr nemixⱪa Pǝrwǝrdigarning ǝmirlirigǝ hilapliⱪ ⱪilisilǝr? Silǝr ⱨeq rawajliⱪ kɵrmǝysilǝr, qünki silǝr Pǝrwǝrdigardin waz kǝqtinglar wǝ Umu silǝrdin waz kǝqti», — dedi.
У чағда Худаниң Роһи баш каһин Йәһояданиң оғли Зәкәрияға чүшти, у хәлиқниң алдида өрә туруп уларға: — Худа мундақ дәйду: «Силәр немишкә Пәрвәрдигарниң әмирлиригә хилаплиқ қилисиләр? Силәр һеч раваҗлиқ көрмәйсиләр, чүнки силәр Пәрвәрдигардин ваз кәчтиңлар вә Уму силәрдин ваз кәчти», — деди.
21 Halayiⱪ [Zǝkǝriyani] ɵltürüxkǝ ⱪǝstlidi; ahir ular uni padixaⱨning ǝmri boyiqǝ Pǝrwǝrdigar ɵyining ⱨoylisida qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürüwǝtti.
Халайиқ [Зәкәрияни] өлтүрүшкә қәстлиди; ахир улар уни падишаниң әмри бойичә Пәрвәрдигар өйиниң һойлисида чалма-кесәк қилип өлтүрүвәтти.
22 Padixaⱨ Yoax Zǝkǝriyaning atisi Yǝⱨoyadaning ɵzigǝ kɵrsǝtkǝn xǝpⱪitini yad ǝtmǝk tügül, ǝksiqǝ uning oƣlini ɵltürüwǝtti. Zǝkǝriya jan üzüx aldida: — Pǝrwǝrdigar bu ixni nǝzirigǝ elip, uning ⱨesabini alsun! — dedi.
Падиша Йоаш Зәкәрияниң атиси Йәһояданиң өзигә көрсәткән шәпқитини яд әтмәк түгүл, әксичә униң оғлини өлтүрүвәтти. Зәкәрия җан үзүш алдида: — Пәрвәрдигар бу ишни нәзиригә елип, униң һесавини алсун! — деди.
23 Xu yilning ahirida Suriyǝning ⱪoxuni Yoaxⱪa ⱨujum ⱪilip kǝldi; ular Yǝⱨudaƣa wǝ Yerusalemƣa tajawuz ⱪilip kirip, hǝlⱪ iqidiki yolbaxqilarni ɵltürüp, ulardin alƣan pütün urux ƣǝniymǝtlirini Dǝmǝxⱪ padixaⱨining aldiƣa elip bardi.
Шу жилниң ахирида Сурийәниң қошуни Йоашқа һуҗум қилип кәлди; улар Йәһудаға вә Йерусалимға таҗавуз қилип кирип, хәлиқ ичидики йолбашчиларни өлтүрүп, улардин алған пүтүн уруш ғәниймәтлирини Дәмәшқ падишасиниң алдиға елип барди.
24 Dǝrwǝⱪǝ Suriyǝ ⱪoxunidin pǝⱪǝt az bir ⱪisim ǝskǝrlǝr kǝlgǝn bolsimu, lekin Yǝⱨudalar ata-bowilirining Hudasi Pǝrwǝrdigardin waz kǝqkǝnliki üqün Pǝrwǝrdigar qong bir ⱪoxunni ularning ⱪoliƣa tapxurdi; ular Yoaxⱪa jaza ijra ⱪildi.
Дәрвәқә Сурийә қошунидин пәқәт аз бир қисим әскәрләр кәлгән болсиму, лекин Йәһудалар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигардин ваз кәчкәнлиги үчүн Пәрвәрдигар чоң бир қошунни уларниң қолиға тапшурди; улар Йоашқа җаза иҗра қилди.
25 Suriylǝr Yoaxni taxlap kǝtkǝn qaƣda (qünki u ⱪattiⱪ aƣrip ⱪalƣanidi) uning ɵz hizmǝtkarliri bax kaⱨin Yǝⱨoyadaning oƣlining ⱪeni üqün intiⱪam elix kerǝk dǝp uni ⱪǝstlidi; ular uni kariwitidila ɵltürüwǝtti. U xu yol bilǝn ɵldi; kixilǝr uni Dawut xǝⱨiridǝ dǝpnǝ ⱪilƣini bilǝn, biraⱪ padixaⱨlarning ⱪǝbristanliⱪiƣa dǝpnǝ ⱪilmidi.
Сурийләр Йоашни ташлап кәткән чағда (чүнки у қаттиқ ағрип қалған еди) униң өз хизмәткарлири баш каһин Йәһояданиң оғлиниң қени үчүн интиқам елиш керәк дәп уни қәстлиди; улар уни карвитидила өлтүрүвәтти. У шу йол билән өлди; кишиләр уни Давут шәһиридә дәпнә қилғини билән, бирақ падишаларниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди.
26 Uni ⱪǝstligǝnlǝr munular: — Ammoniy ayal Ximiyatning oƣli Zabad bilǝn Moabiy ayal Simritning oƣli Yǝⱨozabad idi.
Уни қәстлигәнләр мунулар: — Аммоний аял Шимиятниң оғли Забад билән Моабий аял Симритниң оғли Йәһозабад еди.
27 Yoaxning oƣulliri, uningƣa ⱪaritilƣan ⱪattiⱪ wǝ nurƣun agaⱨ bexarǝtlǝr, xundaⱪla uning Hudaning ɵyini yengibaxtin selixⱪa dair ixliri «padixaⱨlarning tǝzkiriliri» degǝn kitabning izaⱨliriƣa pütülgǝndur. Yoaxning oƣli Amaziya uning orniƣa padixaⱨ boldi.
Йоашниң оғуллири, униңға қаритилған қаттиқ вә нурғун агаһ бешарәтләр, шундақла униң Худаниң өйини йеңибаштин селишқа даир ишлири «падишаларниң тәзкирилири» дегән китапниң изаһлириға пүтүлгәндур. Йоашниң оғли Амазия униң орниға падиша болди.