< Tarih-tǝzkirǝ 2 22 >
1 Yerusalemda turuwtⱪanlar Yǝⱨoramning kǝnji oƣli Aⱨaziyani uning orniƣa padixaⱨ ⱪilip tiklidi; qünki Ərǝblǝr bilǝn billǝ bargaⱨⱪa besip kirgǝn ⱪaraⱪqilar Aⱨaziyaning akilirini ⱪoymay ɵltürüwǝtkǝnidi. Xuning bilǝn Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoramning oƣli Aⱨaziya sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йерусалимда турувтқанлар Йәһорамниң кәнҗи оғли Аһазияни униң орниға падиша қилип тиклиди; чүнки Әрәбләр билән биллә баргаһқа бесип киргән қарақчилар Аһазияниң акилирини қоймай өлтүрүвәткән еди. Шуниң билән Йәһуда падишаси Йәһорамниң оғли Аһазия сәлтәнәт қилди.
2 Aⱨaziya tǝhtkǝ qiⱪⱪan qeƣida yigirmǝ ikki yaxta idi; u Yerusalemda bir yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Ataliya bolup, Omrining [nǝwrǝ] ⱪizi idi.
Аһазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди; у Йерусалимда бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аталия болуп, Омриниң [нәврә] қизи еди.
3 Aⱨaziyamu Aⱨab jǝmǝtining yolliriƣa mangdi; qünki uning anisi uni rǝzillikkǝ ündǝytti.
Аһазияму Аһаб җәмәтиниң йоллириға маңди; чүнки униң аниси уни рәзилликкә үндәйтти.
4 U Aⱨab jǝmǝti ⱪilƣinidǝk, Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi; qünki uning atisi ɵlgǝndin keyin Aⱨab jǝmǝtidikilǝr uni ⱨalakǝtkǝ elip baridiƣan rǝzil nǝsiⱨǝtlǝrni berǝtti.
У Аһаб җәмәти қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; чүнки униң атиси өлгәндин кейин Аһаб җәмәтидикиләр уни һалакәткә елип баридиған рәзил несиһәтләрни берәтти.
5 U ularning nǝsiⱨitigǝ ǝgixip, Israil padixaⱨi Aⱨabning oƣli Yǝⱨoram bilǝn birliktǝ Gileadtiki Ramotⱪa berip Suriyǝ padixaⱨi Ⱨazaǝl bilǝn soⱪuxti; xu qaƣda Suriylǝr Yǝⱨoramni zǝhimlǝndürdi.
У уларниң нәсиһитигә әгишип, Исраил падишаси Аһабниң оғли Йәһорам билән бирликтә Гилеадтики Рамотқа берип Сурийә падишаси Һазаәл билән соқушти; шу чағда Сурийләр Йәһорамни зәхимләндүрди.
6 Andin Yǝⱨoram Ramaⱨda Suriyǝ padixaⱨi bilǝn soⱪuxⱪan qaƣdiki jaraⱨǝtlirini dawalitix üqün Yizrǝǝlgǝ ⱪaytti. Andin Yǝⱨoramning oƣli Yǝⱨuda padixaⱨi Azariya Aⱨabning oƣli Yǝⱨoramning kesǝl bolup ⱪalƣanliⱪi sǝwǝbidin uni yoⱪliƣili Yizrǝǝlgǝ bardi.
Андин Йәһорам Рамаһда Сурийә падишаси билән соқушқан чағдики җараһәтлирини давалитиш үчүн Йизрәәлгә қайтти. Андин Йәһорамниң оғли Йәһуда падишаси Азария Аһабниң оғли Йәһорамниң кесәл болуп қалғанлиғи сәвәвидин уни йоқлиғили Йизрәәлгә барди.
7 Ⱨalbuki, Aⱨaziyaning Yǝⱨoramni yoⱪliƣili barƣini dǝl ɵzini ⱨalakǝtkǝ elip baridiƣan, Huda bekitkǝn ix idi. Qünki u barƣandin keyin Yǝⱨoram bilǝn birliktǝ Nimxining oƣli Yǝⱨuƣa ⱪarxi soⱪuxuxⱪa qiⱪti. Muxu Yǝⱨu ǝslidǝ Pǝrwǝrdigar tǝripidin Aⱨabning jǝmǝtini yoⱪitix üqün mǝsiⱨ ⱪilinƣanidi.
Һалбуки, Аһазияниң Йәһорамни йоқлиғили барғини дәл өзини һалакәткә елип баридиған, Худа бекиткән иш еди. Чүнки у барғандин кейин Йәһорам билән бирликтә Нимшиниң оғли Йәһуға қарши соқушушқа чиқти. Мошу Йәһу әслидә Пәрвәрдигар тәрипидин Аһабниң җәмәтини йоқитиш үчүн мәсиһ қилинған еди.
8 Wǝ xundaⱪ boldiki, Yǝⱨu Huda bekitkǝn ⱨɵkümni Aⱨab jǝmǝtining üstigǝ yürgüzgǝn waⱪtida, u Yǝⱨudadiki ǝmǝldarlarni wǝ Aⱨaziyaning hizmitidǝ bolƣan ⱪerindaxlirining oƣullirini uqritip, ularni ⱪoymay ɵltürüwǝtti.
Вә шундақ болдики, Йәһу Худа бекиткән һөкүмни Аһаб җәмәтиниң үстигә жүргүзгән вақтида, у Йәһудадики әмәлдарларни вә Аһазияниң хизмитидә болған қериндашлириниң оғуллирини учритип, уларни қоймай өлтүрүвәтти.
9 Yǝⱨu Aⱨaziyanimu izdidi; kixilǝr uni tutuwaldi (u Samariyǝgǝ yoxurunuwalƣanidi). Ular uni Yǝⱨuning aldiƣa apirip ɵltürdi. Ular uni dǝpnǝ ⱪildi, qünki kixilǝr: «Bu degǝn Pǝrwǝrdigarni qin kɵnglidin izdigǝn Yǝⱨoxafatning nǝwrisidur» degǝnidi. Aⱨaziyaning jǝmǝtidǝ padixaⱨliⱪni ⱪoliƣa alƣudǝk birǝr adǝm ⱪalmidi.
Йәһу Аһазияниму издиди; кишиләр уни тутувалди (у Самарийәгә йошурунувалған еди). Улар уни Йәһуниң алдиға апирип өлтүрди. Улар уни дәпнә қилди, чүнки кишиләр: «Бу дегән Пәрвәрдигарни чин көңлидин издигән Йәһошафатниң нәврисидур» дегән еди. Аһазияниң җәмәтидә падишалиқни қолиға алғидәк бирәр адәм қалмиди.
10 Əmdi Aⱨaziyaning anisi Ataliya oƣlining ɵlginini kɵrgǝndǝ, Yǝⱨuda jǝmǝtidiki barliⱪ xaⱨ nǝslini ɵltürüxkǝ ⱪozƣaldi.
Әнди Аһазияниң аниси Аталия оғлиниң өлгинини көргәндә, Йәһуда җәмәтидики барлиқ шаһ нәслини өлтүрүшкә қозғалди.
11 Lekin padixaⱨning ⱪizi Yǝⱨoxebiyat ɵltürülüx aldida turƣan padixaⱨning oƣullirining arisidin Aⱨaziyaning oƣli Yoaxni oƣriliⱪqǝ elip qiⱪip, uni wǝ inik anisini yastuⱪ-kirlik ambiriƣa yoxurup ⱪoydi. Xundaⱪ ⱪilip padixaⱨ Yǝⱨoramning ⱪizi, (yǝni Aⱨaziyaning singlisi), [bax] kaⱨin Yǝⱨuyadaning hotuni Yǝⱨoxebiyat Yoaxni Ataliya ɵltürüwǝtmisun dǝp Ataliyadin yoxurup ⱪoydi.
Лекин падишаниң қизи Йәһошебият өлтүрүлүш алдида турған падишаниң оғуллириниң арисидин Аһазияниң оғли Йоашни оғрилиқчә елип чиқип, уни вә иник анисини ястуқ-кирлик амбириға йошуруп қойди. Шундақ қилип падиша Йәһорамниң қизи, (йәни Аһазияниң сиңлиси), [баш] каһин Йәһуяданиң хотуни Йәһошебият Йоашни Аталия өлтүрүвәтмисун дәп Аталиядин йошуруп қойди.
12 Andin keyin Yoax ular bilǝn Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ altǝ yil yoxurunup turdi; u qaƣda Ataliya Yǝⱨuda zeminida sǝltǝnǝt ⱪilatti.
Андин кейин Йоаш улар билән Пәрвәрдигарниң өйидә алтә жил йошурунуп турди; у чағда Аталия Йәһуда зиминида сәлтәнәт қилатти.