< Tarih-tǝzkirǝ 2 17 >

1 Oƣli Yǝⱨoxafat Asaning orniƣa padixaⱨ boldi; u Israil padixaⱨliⱪiƣa taⱪabil turux üqün ɵzini küqǝytti.
Оғли Йәһошафат Асаниң орниға падиша болди; у Исраил падишалиғиға тақабил туруш үчүн өзини күчәйтти.
2 U ⱨǝrbiy küqlirini Yǝⱨudaning ⱨǝmmǝ ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlirigǝ orunlaxturdi ⱨǝmdǝ Yǝⱨuda zeminiƣa wǝ atisi Asa ixƣal ⱪilƣan Əfraimdiki ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrlǝrgǝ mudapiǝ küqlirini turƣuzdi.
У һәрбий күчлирини Йәһуданиң һәммә қорғанлиқ шәһәрлиригә орунлаштурди һәмдә Йәһуда зиминиға вә атиси Аса ишғал қилған Әфраимдики һәр қайси шәһәрләргә мудапиә күчлирини турғузди.
3 Pǝrwǝrdigar Yǝⱨoxafat bilǝn billǝ boldi, qünki u atisi Dawutning baxta yürgüzgǝn yollirida mengip Baal butlirini izdimidi,
Пәрвәрдигар Йәһошафат билән биллә болди, чүнки у атиси Давутниң башта жүргүзгән йоллирида меңип Баал бутлирини издимиди,
4 bǝlki atisining Hudasinila izdǝp, Uning ǝmrliridǝ mengip, Israillarning ⱪilmixlirini dorimidi.
бәлки атисиниң Худасинила издәп, Униң әмирлиридә меңип, Исраилларниң қилмишлирини доримиди.
5 Xunga, Pǝrwǝrdigar uning padixaⱨliⱪtiki ⱨɵkümranliⱪini mustǝⱨkǝmlidi; pütkül Yǝⱨudadikilǝr uningƣa salam-sowƣilarni sunup turdi; xuning bilǝn uning mal-mülki naⱨayiti kɵp, xan-xɵⱨriti naⱨayiti yuⱪiri boldi.
Шуңа, Пәрвәрдигар униң падишалиқтики һөкүмранлиғини мустәһкәмлиди; пүткүл Йәһудадикиләр униңға салам-соғиларни сунуп турди; шуниң билән униң мал-мүлки наһайити көп, шан-шөһрити наһайити жуқури болди.
6 U Pǝrwǝrdigarning yollirida mangƣaqⱪa, ƣǝyrǝtlik boldi; uning üstigǝ u Yǝⱨuda zeminidin «yuⱪiri jaylar»ni wǝ Axǝraⱨ butlirini yoⱪatti.
У Пәрвәрдигарниң йоллирида маңғачқа, ғәйрәтлик болди; униң үстигә у Йәһуда зиминидин «жуқури җайлар»ни вә Ашәраһ бутлирини йоқатти.
7 Uning sǝltǝnitining üqinqi yili ɵzining ǝmǝldarliridin Bǝn-Ⱨayil, Obadiya, Zǝkǝriya, Nǝtanǝl, Mikayalarni Yǝⱨudaning xǝⱨǝrliridǝ hǝlⱪⱪǝ tǝlim berixkǝ ǝwǝtti.
Униң сәлтәнитиниң үчинчи жили өзиниң әмәлдарлиридин Бән-Һайил, Обадия, Зәкәрия, Нәтанәл, Микаяларни Йәһуданиң шәһәрлиридә хәлиққә тәлим беришкә әвәтти.
8 Ular bilǝn billǝ barƣanlardin yǝnǝ Xemaya, Nǝtaniya, Zǝbadiya, Asaⱨǝl, Xǝmiramot, Yonatan, Adoniya, Tobiya, Tob-Adoniya ⱪatarliⱪ birⱪanqǝ Lawiylar, xundaⱪla yǝnǝ Əlixama bilǝn Yǝⱨoram degǝn ikki kaⱨinmu bar idi.
Улар билән биллә барғанлардин йәнә Шемая, Нәтания, Зәбадия, Асаһәл, Шәмирамот, Йонатан, Адония, Тобия, Тоб-Адония қатарлиқ бир қанчә Лавийлар, шундақла йәнә Әлишама билән Йәһорам дегән икки каһинму бар еди.
9 Ular Pǝrwǝrdigarning Tǝwrat ⱪanuni kitabini alƣaq berip, Yǝⱨuda zeminidiki barliⱪ xǝⱨǝrlǝrni arilap yürüp hǝlⱪ arisida tǝlim berǝtti.
Улар Пәрвәрдигарниң Тәврат қануни китавини алғач берип, Йәһуда зиминидики барлиқ шәһәрләрни арилап жүрүп хәлиқ арисида тәлим берәтти.
10 Yǝⱨudaning ǝtrapidiki mǝmlikǝtlǝrning ⱨǝmmisini Pǝrwǝrdigarning ⱪorⱪunqi basti wǝ ular Yǝⱨoxafat bilǝn urux ⱪilixⱪa petinalmaytti.
Йәһуданиң әтрапидики мәмликәтләрниң һәммисини Пәрвәрдигарниң қорқунучи басти вә улар Йәһошафат билән уруш қилишқа петиналмайтти.
11 Filistiylǝrdin bǝziliri Yǝⱨoxafatⱪa sowƣa-salamlar wǝ kümüx olpanlirini tapxurdi; Ərǝblǝrmu padiliridin uningƣa yǝttǝ ming yǝttǝ yüz ⱪoqⱪar, yǝttǝ ming yǝttǝ yüz tekǝ sowƣa ⱪildi.
Филистийләрдин бәзилири Йәһошафатқа соға-саламлар вә күмүч олпанлирини тапшурди; Әрәбләрму падилиридин униңға йәттә миң йәттә йүз қочқар, йәттә миң йәттә йүз текә соға қилди.
12 Yǝⱨoxafat barƣanseri karamǝt ⱪudrǝt tepip, Yǝⱨudada birnǝqqǝ ⱪorƣan wǝ ambar xǝⱨiri bina ⱪildi.
Йәһошафат барғансери карамәт қудрәт тепип, Йәһудада бир нәччә қорған вә амбар шәһири бена қилди.
13 U Yǝⱨudaning ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrliridǝ nurƣun maddiy ǝxya zapisi tǝyyarlidi; Yerusalemdimu uning zǝbǝrdǝs batur jǝngqiliri bar idi.
У Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә нурғун маддий әшя записи тәйярлиди; Йерусалимдиму униң зәбәрдәс батур җәңчилири бар еди.
14 Jǝmǝtliri boyiqǝ ularning sani tɵwǝndikiqǝ: — Yǝⱨuda ⱪǝbilisidiki mingbaxliri iqidǝ Adnaⱨ sǝrdar bolup, batur jǝngqilǝrdin üq yüz mingƣa baxlamqiliⱪ ⱪilatti;
Җәмәтлири бойичә уларниң сани төвәндикичә: — Йәһуда қәбилисидики миңбашлири ичидә Аднаһ сәрдар болуп, батур җәңчиләрдин үч йүз миңға башламчилиқ қилатти;
15 Adnaⱨning ⱪol astida Yǝⱨoⱨanan sǝrdar bolup, ikki yüz sǝksǝn ming adǝmgǝ baxlamqiliⱪ ⱪilatti;
Аднаһниң қол астида Йәһоһанан сәрдар болуп, икки йүз сәксән миң адәмгә башламчилиқ қилатти;
16 Yǝⱨoⱨananning ⱪol astida Zikrining oƣli Amasiya bar idi; u Pǝrwǝrdigarƣa ɵzini atiwǝtkǝn adǝm bolup, ikki yüz ming batur jǝngqigǝ baxlamqiliⱪ ⱪilatti.
Йәһоһананниң қол астида Зикриниң оғли Амасия бар еди; у Пәрвәрдигарға өзини ативәткән адәм болуп, икки йүз миң батур җәңчигә башламчилиқ қилатти.
17 Binyamin ⱪǝbilisi iqidǝ Eliyada degǝn batur bir jǝngqi bolup, oⱪya wǝ ⱪalⱪan bilǝn ⱪorallanƣan ikki yüz ming batur jǝngqigǝ baxlamqiliⱪ ⱪilatti;
Бинямин қәбилиси ичидә Елияда дегән батур бир җәңчи болуп, оқя вә қалқан билән қуралланған икки йүз миң батур җәңчигә башламчилиқ қилатти;
18 Eliyadaning ⱪol astida Yǝⱨozabad bolup, jǝnggǝ tǝyyar ⱪoxundin bir yüz sǝksǝn ming adǝmgǝ baxlamqiliⱪ ⱪilatti.
Елияданиң қол астида Йәһозабад болуп, җәңгә тәйяр қошундин бир йүз сәксән миң адәмгә башламчилиқ қилатти.
19 Bularning ⱨǝmmisi padixaⱨning hizmitidǝ ⱨazir turatti; padixaⱨning yǝnǝ pütün Yǝⱨuda zeminidiki ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlǝrgǝ orunlaxturulƣan adǝmliri bolsa, ularning sirtida idi.
Буларниң һәммиси падишаниң хизмитидә һазир туратти; падишаниң йәнә пүтүн Йәһуда зиминидики қорғанлиқ шәһәрләргә орунлаштурулған адәмлири болса, уларниң сиртида еди.

< Tarih-tǝzkirǝ 2 17 >