< Tarih-tǝzkirǝ 2 15 >
1 Hudaning Roⱨi Odǝdning oƣli Azariyaning üstigǝ qüxti.
Худаниң Роһи Одәдниң оғли Азарияниң үстигә чүшти.
2 Xuning bilǝn u Asa bilǝn kɵrüxüxkǝ qiⱪip uningƣa: — I Asa, pütkül Yǝⱨudalar wǝ Binyaminlar, manga ⱪulaⱪ selinglar! Silǝr Pǝrwǝrdigar bilǝn billǝ bolƣininglarda, Umu silǝr bilǝn billǝ bolidu. Silǝr Uni izlisǝnglar U silǝrgǝ tapⱪuzulidu; lekin silǝr Uningdin waz kǝqsǝnglar U silǝrdin waz keqidu.
Шуниң билән у Аса билән көрүшүшкә чиқип униңға: — И Аса, пүткүл Йәһудалар вә Биняминлар, маңа қулақ селиңлар! Силәр Пәрвәрдигар билән биллә болғиниңларда, Уму силәр билән биллә болиду. Силәр Уни излисәңлар У силәргә тапқузулиду; лекин силәр Униңдин ваз кәчсәңлар У силәрдин ваз кечиду.
3 Israillar uzun künlǝrgiqǝ ⱨǝⱪiⱪiy Huda, tǝlim beridiƣan kaⱨin wǝ ⱪanun-ǝⱨkamlardin juda bolup yürdi;
Исраиллар узун күнләргичә һәқиқий Худа, тәлим беридиған каһин вә қанун-әһкамлардин җуда болуп жүрди;
4 Lekin ular ⱪiyinqiliⱪta ⱪalƣan waⱪitlarda Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa ⱪaytip, Uni izdidi wǝ U ularƣa ɵzini tapⱪuzdi.
Лекин улар қийинчилиқта қалған вақитларда Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға қайтип, Уни издиди вә У уларға өзини тапқузди.
5 U waⱪitlarda qiⱪip-kirip turƣanlarƣa ⱨeq aramliⱪ bolmiƣan, qünki ⱨǝrⱪaysi ǝl-yurtlar malimanqiliⱪ iqidǝ turatti.
У вақитларда чиқип-кирип турғанларға һеч арамлиқ болмиған, чүнки һәр қайси әл-жутлар малиманчилиқ ичидә туратти.
6 Huda ularni ⱨǝrhil ⱪiyinqiliⱪ-malimanqiliⱪ iqidǝ ⱪaldurƣaqⱪa, mǝmlikǝt bilǝn mǝmlikǝt, xǝⱨǝr bilǝn xǝⱨǝr ɵzara soⱪuxup wǝyran boldi.
Худа уларни һәр хил қийинчилиқ-малиманчилиқ ичидә қалдурғачқа, мәмликәт билән мәмликәт, шәһәр билән шәһәр өз ара соқушуп вәйран болди.
7 Lekin silǝr bolsanglar, ⱪǝysǝr bolunglar, mǝzmut turup ⱪolliringlarni boxatmanglar, qünki ǝmǝlliringlarning ǝjir-inami bardur, dedi.
Лекин силәр болсаңлар, қәйсәр болуңлар, мәзмут туруп қоллириңларни бошатмаңлар, чүнки әмәллириңларниң әҗир-инъами бардур, деди.
8 Asa bu gǝplǝrni wǝ Odǝd pǝyƣǝmbǝr bǝrgǝn bexarǝtni angliƣanda u dadillixip, pütün Yǝⱨuda wǝ Binyamin zeminlirida, xundaⱪla Əfraimning taƣliⱪ rayonlirida ⱪolƣa qüxürgǝn ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrlǝrdiki yirginqlik butlarni yoⱪatti wǝ yǝnǝ Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki aywan aldida turƣan Pǝrwǝrdigar ⱪurbangaⱨini yengibaxtin yasatti.
Аса бу гәпләрни вә Одәд пәйғәмбәр бәргән бешарәтни аңлиғанда у дадиллишип, пүтүн Йәһуда вә Бинямин зиминлирида, шундақла Әфраимниң тағлиқ районлирида қолға чүшүргән һәр қайси шәһәрләрдики жиркинчлик бутларни йоқатти вә йәнә Пәрвәрдигарниң өйидики айван алдида турған Пәрвәрдигар қурбангаһини йеңибаштин ясатти.
9 U barliⱪ Yǝⱨudalar wǝ Binyaminlarni, xuningdǝk ularning arisida olturaⱪlaxⱪan barliⱪ Əfraimiy, Manassǝⱨiy, Ximeoniy musapirlirini yiƣdi (qünki nurƣun Israillar Asaning Hudasi Pǝrwǝrdigarning uning bilǝn billǝ ikǝnlikini kɵrgǝn bolup, Israildin qiⱪip Asa tǝrǝpkǝ ɵtkǝnidi).
У барлиқ Йәһудалар вә Биняминларни, шуниңдәк уларниң арисида олтирақлашқан барлиқ Әфраимий, Манассәһий, Шимеоний мусапирлирини жиғди (чүнки нурғун Исраиллар Асаниң Худаси Пәрвәрдигарниң униң билән биллә екәнлигини көргән болуп, Исраилдин чиқип Аса тәрәпкә өткән еди).
10 Asaning sǝltǝnitining on bǝxinqi yili üqinqi ayda ular Yerusalemƣa yiƣildi.
Асаниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жили үчинчи айда улар Йерусалимға жиғилди.
11 Xu küni ular elip kǝlgǝn jǝng ƣǝnimǝtliridin yǝttǝ yüz buⱪa wǝ yǝttǝ ming ⱪoyni Pǝrwǝrdigarƣa atap ⱪurbanliⱪ ⱪildi.
Шу күни улар елип кәлгән җәң ғәнимәтлиридин йәттә йүз буқа вә йәттә миң қойни Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилди.
12 Ular yǝnǝ ata-bowilirining Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarni pütün ⱪǝlbi wǝ bütün jeni bilǝn izdǝxkǝ bir ǝⱨdǝ tüzüxti;
Улар йәнә ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарни пүтүн қәлби вә бүтүн җени билән издәшкә бир әһдә түзүшти;
13 ǝⱨdidǝ, Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarni izdimigǝn ⱪeri-yax, ǝr-ayal demǝy ⱨǝmmisi ɵltürülsun, deyildi.
әһдидә, Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни издимигән қери-яш, әр-аял демәй һәммиси өлтүрүлсун, дейилди.
14 Ular yuⱪiri awaz bilǝn warⱪirax wǝ kanay ⱨǝm burƣa qelix bilǝn Pǝrwǝrdigarƣa ⱪǝsǝm berixti.
Улар жуқури аваз билән вақираш вә канай һәм бурға челиш билән Пәрвәрдигарға қәсәм беришти.
15 Pütkül Yǝⱨuda jamaiti iqkǝn ⱪǝsimidin xadlandi; qünki ular pütün ⱪǝlbi bilǝn ⱪǝsǝm iqkǝn bolup, Pǝrwǝrdigarni tolimu tǝlmürüp izdidi; wǝ U ularƣa Ɵzini tapⱪuzdi. Pǝrwǝrdigar ularƣa tɵt ǝtrapida aramliⱪ ata ⱪildi.
Пүткүл Йәһуда җамаити ичкән қәсимидин шатланди; чүнки улар пүтүн қәлби билән қәсәм ичкән болуп, Пәрвәрдигарни толиму тәлмүрүп издиди; вә У уларға Өзини тапқузди. Пәрвәрдигар уларға төрт әтрапида арамлиқ ата қилди.
16 Asa padixaⱨ yǝnǝ qong anisi Maaⱪaⱨni yirginqlik bir «axeraⱨ» tüwrükni yasiƣini üqün hanixliⱪ mǝrtiwisidin qüxürüwǝtti. Asa bu yirginqlik butni kesip, ayaƣ astida qǝylidi wǝ Kidron jilƣisida kɵydürüwǝtti.
Аса падиша йәнә чоң аниси Маақаһни жиркиничлик бир «ашераһ» түврүкни ясиғини үчүн ханишлиқ мәртивисидин чүшүрүвәтти. Аса бу жиркиничлик бутни кесип, аяқ астида чәйлиди вә Кидрон җилғисида көйдүрүвәтти.
17 «Yuⱪiri jaylar» yoⱪitilmisimu, Asaning ⱪǝlbi [Pǝrwǝrdigarƣa] pütünlǝy beƣixlanƣanidi.
«Жуқири җайлар» йоқитилмисиму, Асаниң қәлби [Пәрвәрдигарға] пүтүнләй беғишланған еди.
18 Ⱨǝm atisi ⱨǝm u ɵzi Pǝrwǝrdigarƣa atap yasiƣan nǝrsilǝrni, jümlidin kümüx bilǝn altunni wǝ türlük ⱪaqa-ⱪuqilarni Hudaning ɵyigǝ kǝltürdi.
Һәм атиси һәм у өзи Пәрвәрдигарға атап ясиған нәрсиләрни, җүмлидин күмүч билән алтунни вә түрлүк қача-қучиларни Худаниң өйигә кәлтүрди.
19 Xu waⱪittin tartip taki Asaning sǝltǝnitining ottuz bǝxinqi yiliƣiqǝ urux bolup baⱪmidi.
Шу вақиттин тартип таки Асаниң сәлтәнитиниң оттуз бәшинчи жилиғичә уруш болуп бақмиди.