< Tarih-tǝzkirǝ 2 13 >

1 Padixaⱨ Yǝroboamning sǝltǝnitining on sǝkkizinqi yili Abiya Yǝⱨudaning üstigǝ padixaⱨ boldi.
Падиша Йәробоамниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили Абия Йәһуданиң үстигә падиша болди.
2 U Yerusalemda üq yil sǝltǝnǝt ⱪildi; uning anisining ismi Mikaya bolup, u Gibeaⱨliⱪ Uriyǝlning ⱪizi idi. Abiya bilǝn Yǝroboam otturisida urux boldi.
У Йерусалимда үч жил сәлтәнәт қилди; униң анисиниң исми Микая болуп, у Гибеаһлиқ Урийәлниң қизи еди. Абия билән Йәробоам оттурисида уруш болди.
3 Abiya jǝng ⱪilix üqün hillanƣan jǝngqilǝrdin tɵt yüz mingni baxlap qiⱪti; Yǝroboammu hillanƣan batur jǝngqilǝrdin sǝkkiz yüz mingni baxlap qiⱪip, Abiyaƣa ⱪarxi sǝp tüzüp turdi.
Абия җәң қилиш үчүн хилланған җәңчиләрдин төрт йүз миңни башлап чиқти; Йәробоамму хилланған батур җәңчиләрдин сәккиз йүз миңни башлап чиқип, Абияға қарши сәп түзүп турди.
4 Abiya Əfraim taƣliⱪ rayonidiki Zǝmarayim teƣiƣa qiⱪip mundaⱪ dedi: — «I Yǝroboam wǝ Israil hǝlⱪi, gepimgǝ ⱪulaⱪ selinglar!
Абия Әфраим тағлиқ районидики Зәмарайим теғиға чиқип мундақ деди: — «И Йәробоам вә Исраил хәлқи, гепимгә қулақ селиңлар!
5 Bilmǝmsilǝr, Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar «tuzluⱪ ǝⱨdǝ» ⱪilip, Israilning üstidiki padixaⱨliⱪni Dawutⱪa wǝ uning ǝwladliriƣa mǝnggügǝ tǝⱪdim ⱪilƣanƣu?
Билмәмсиләр, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар «тузлуқ әһдә» қилип, Исраилниң үстидики падишалиқни Давутқа вә униң әвлатлириға мәңгүгә тәқдим қилғанғу?
6 Lekin Dawutning oƣli Sulaymanning ⱪuli, Nibatning oƣli Yǝroboam ⱪozƣilip ɵz ƣojisidin yüz ɵridi.
Лекин Давутниң оғли Сулайманниң қули, Нибатниң оғли Йәробоам қозғилип өз ғоҗисидин йүз өриди.
7 Xuning bilǝn bǝzi muttǝⱨǝmlǝr, «Beliyalning baliliri» uning yeniƣa yiƣilip, Sulaymanning oƣli Rǝⱨoboam bilǝn ⱪarxilixixⱪa ɵzlirini küqlǝndürdi; Rǝⱨoboam u qaƣda tehi yax, sǝbiy balidǝk bolƣaqⱪa, ularƣa tǝng kelǝlmidi.
Шуниң билән бәзи муттәһәмләр, «Белиялниң балилири» униң йениға жиғилип, Сулайманниң оғли Рәһобоам билән қаршилишишқа өзлирини күчләндүрди; Рәһобоам у чағда техи яш, сәбий балидәк болғачқа, уларға тәң келәлмиди.
8 Əmdi silǝr Pǝrwǝrdigarning Dawutning ǝwladlirining ⱪoliƣa tapxurƣan padixaⱨliⱪiƣa ⱪarxi qiⱪip «ɵzimizni kɵrsitimiz» dǝysilǝr; silǝrning adiminglar dǝrwǝⱪǝ kɵptur; silǝrdǝ yǝnǝ Yǝroboam silǝrgǝ yasap bǝrgǝn, ilaⱨlar dǝp ⱪarilidiƣan altun mozaylar bar.
Әнди силәр Пәрвәрдигарниң Давутниң әвлатлириниң қолиға тапшурған падишалиғиға қарши чиқип «өзимизни көрситимиз» дәйсиләр; силәрниң адимиңлар дәрвәқә көптур; силәрдә йәнә Йәробоам силәргә ясап бәргән, илаһлар дәп қарилидиған алтун мозайлар бар.
9 Silǝr Pǝrwǝrdigarning kaⱨinliri bolƣan Ⱨarunning ǝwladliri bilǝn Lawiylarni ⱪoƣliwetip, yǝr yüzidiki baxⱪa ǝllǝr ⱪilƣinidǝk ɵzliringlarƣa [haliƣanqǝ] kaⱨin tikliwalƣan ǝmǝsmidinglar? Kimdǝkim bir torpaⱪ wǝ yǝttǝ ⱪozini elip kelip ɵzümni [kaⱨinliⱪⱪa] beƣixlaymǝn desǝ, u Huda bolmiƣan butlarƣa kaⱨin bolalaydu!
Силәр Пәрвәрдигарниң каһинлири болған Һарунниң әвлатлири билән Лавийларни қоғливетип, йәр йүзидики башқа әлләр қилғинидәк өзлириңларға [халиғанчә] каһин тикливалған әмәсмидиңлар? Кимдәким бир топақ вә йәттә қозини елип келип өзүмни [каһинлиққа] беғишлаймән десә, у Худа болмиған бутларға каһин болалайду!
10 Lekin biz bolsaⱪ, Pǝrwǝrdigar bizning Hudayimizdur, biz uningdin waz kǝqmiduⱪ; Pǝrwǝrdigarning hizmitidǝ bolƣan kaⱨinlar bolsa Ⱨarunning ǝwladliridur, Lawiylar ularning hizmitidǝ turmaⱪta.
Лекин биз болсақ, Пәрвәрдигар бизниң Худайимиздур, биз униңдин ваз кәчмидуқ; Пәрвәрдигарниң хизмитидә болған каһинлар болса Һарунниң әвлатлиридур, Лавийлар уларниң хизмитидә турмақта.
11 Ular ⱨǝr küni ǝtisi-ahximi Pǝrwǝrdigarƣa kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni sunup, esil huxbuy yaⱪidu. Pakiz xirǝgǝ «tǝⱪdim nanlar»mu tizip ⱪoyulidu, ⱨǝr küni kǝqtǝ ular altun qiraƣdan üstidiki qiraƣlarni yandurulidu; qünki biz Hudayimiz Pǝrwǝrdigarning tapxuruⱪiƣa ǝmǝl ⱪilip keliwatimiz. Biraⱪ silǝr bolsanglar uningdin waz kǝqtinglar.
Улар һәр күни әтиси-ахшими Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқларни сунуп, есил хушбуй яқиду. Пакиз ширәгә «тәқдим нанлар»му тизип қоюлиду, һәр күни кәчтә улар алтун чирақдан үстидики чирақларни яндурулиду; чүнки биз Худайимиз Пәрвәрдигарниң тапшуруғиға әмәл қилип келиватимиз. Бирақ силәр болсаңлар униңдин ваз кәчтиңлар.
12 Ⱪaranglar, Huda bizni Baxliƣuqi bolup biz bilǝn billidur; ⱪolliriƣa kanay alƣan, silǝrgǝ ⱨujum ⱪilixⱪa signal qilixⱪa tǝyyar turidiƣan uning kaⱨinlirimu biz bilǝn billidur. I Israil baliliri, ata-bowanglarning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigar bilǝn jǝng ⱪilmanglar; qünki silǝr ⱨǝrgiz ƣǝlibǝ ⱪazinalmaysilǝr».
Қараңлар, Худа бизни Башлиғучи болуп биз билән биллидур; қоллириға канай алған, силәргә һуҗум қилишқа сигнал чилишқа тәйяр туридиған униң каһинлириму биз билән биллидур. И Исраил балилири, ата-боваңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар билән җәң қилмаңлар; чүнки силәр һәргиз ғәлибә қазиналмайсиләр».
13 Lekin Yǝroboam ularning arⱪisidin ⱨujum ⱪilmaⱪ üqün bɵktürmǝ ⱪoyƣanidi. Xundaⱪki, Israillar Yǝⱨudalarning aldi tǝripidǝ idi wǝ bɵktürmǝ ⱪoxun ularning arⱪa tǝripidǝ saⱪlap turatti.
Лекин Йәробоам уларниң арқисидин һуҗум қилмақ үчүн бөктүрмә қойған еди. Шундақки, Исраиллар Йәһудаларниң алди тәрипидә еди вә бөктүрмә қошун уларниң арқа тәрипидә сақлап туратти.
14 Yǝⱨudalar burulup ⱪarisa, mana ɵzliri aldi-arⱪidin ⱨujumƣa uqrawatatti; ular Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad kɵtürdi, kaⱨinlarmu kanaylarni qaldi.
Йәһудалар бурулуп қариса, мана өзлири алди-арқидин һуҗумға учравататти; улар Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди, каһинларму канайларни чалди.
15 Buning bilǝn Yǝⱨudalar ⱪattiⱪ quⱪan kɵtürüxti; wǝ xundaⱪ boldiki, Yǝⱨudalar ⱪattiⱪ quⱪan kɵtürüxüwatⱪanda, Huda Yǝroboam bilǝn barliⱪ Israillarni Abiya bilǝn Yǝⱨudalarning aldidin urup terǝ-pǝrǝng ⱪildi.
Буниң билән Йәһудалар қаттиқ чуқан көтиришти; вә шундақ болдики, Йәһудалар қаттиқ чуқан көтиришүватқанда, Худа Йәробоам билән барлиқ Исраилларни Абия билән Йәһудаларниң алдидин уруп терә-пәрәң қилди.
16 Israillar Yǝⱨudalarning aldidin ⱪaqti; Huda ularni Yǝⱨudalarning ⱪoliƣa tapxurdi.
Исраиллар Йәһудаларниң алдидин қачти; Худа уларни Йәһудаларниң қолиға тапшурди.
17 Abiya bilǝn uning adǝmliri Israillarni ⱪattiⱪ ⱪirƣin ⱪildi; Israillardin hillanƣan bǝx yüz ming ǝskǝr ⱪǝtl ⱪilindi.
Абия билән униң адәмлири Исраилларни қаттиқ қирғин қилди; Исраиллардин хилланған бәш йүз миң әскәр қәтл қилинди.
18 Bu qaƣda Israillar tɵwǝn ⱪilindi; Yǝⱨudadikilǝr ata-bowilirining Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa tayanƣanliⱪi üqün ƣǝlibǝ ⱪazandi.
Бу чағда Исраиллар төвән қилинди; Йәһудадикиләр ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға таянғанлиғи үчүн ғәлибә қазанди.
19 Abiya Yǝroboamning kǝynidin ⱪoƣlap mangdi; u uning ilkidin birⱪanqǝ xǝⱨirini, yǝni Bǝyt-Əl wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ yeza-bazarlarni, Yexanaⱨ wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ yeza-bazarlarni, Əfron wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ yeza-bazarlarni tartiwaldi.
Абия Йәробоамниң кәйнидин қоғлап маңди; у униң илкидин бир қанчә шәһирини, йәни Бәйт-Әл вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни, Йешанаһ вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни, Әфрон вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни тартивалди.
20 Yǝroboam Abiyaning künliridǝ ⱪaytidin küqlinǝlmidi. Pǝrwǝrdigarning uni uruxi bilǝn u ɵldi.
Йәробоам Абияниң күнлиридә қайтидин күчлинәлмиди. Пәрвәрдигарниң уни уруши билән у өлди.
21 Abiya bolsa ɵzini ⱪudrǝt tapⱪuzdi; u on tɵt hotun elip, yigirmǝ ikki oƣul, on altǝ ⱪiz pǝrzǝnt kɵrdi.
Абия болса өзини қудрәт тапқузди; у он төрт хотун елип, жигирмә икки оғул, он алтә қиз пәрзәнт көрди.
22 Abiyaning baxⱪa ixliri, uning mangƣan yolliri wǝ eytⱪan sɵzliri «Iddo pǝyƣǝmbǝrning tǝⱨlili»dǝ pütülgǝndur.
Абияниң башқа ишлири, униң маңған йоллири вә ейтқан сөзлири «Иддо пәйғәмбәрниң тәһлили»дә пүтүлгәндур.

< Tarih-tǝzkirǝ 2 13 >