< Tarih-tǝzkirǝ 2 11 >
1 Rǝⱨoboam Yerusalemƣa kelip, Israil bilǝn jǝng ⱪilip padixaⱨliⱪni ɵzigǝ ⱪayturup ǝkilix üqün Yǝⱨuda bilǝn Binyamin jǝmǝtidin bir yüz sǝksǝn ming hillanƣan jǝnggiwar ǝskǝrni toplidi.
Рәһобоам Йерусалимға келип, Исраил билән җәң қилип падишалиқни өзигә қайтуруп әкилиш үчүн Йәһуда билән Бинямин җәмәтидин бир йүз сәксән миң хилланған җәңгивар әскәрни топлиди.
2 Lekin Hudaning sɵzi Hudaning adimi Xemayaƣa kelip: —
Лекин Худаниң сөзи Худаниң адими Шемаяға келип: —
3 «Yǝⱨudaning padixaⱨi, Sulaymanning oƣli Rǝⱨoboamƣa, Yǝⱨuda bilǝn Binyamindiki Israillarƣa sɵz ⱪilip: —
«Йәһуданиң падишаси, Сулайманниң оғли Рәһобоамға, Йәһуда билән Биняминдики Исраилларға сөз қилип: —
4 «Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ⱨujumƣa qiⱪmanglar, ⱪerindaxliringlar bilǝn jǝng ⱪilmanglar; ⱨǝrbiringlar ɵz ɵyünglarƣa ⱪaytip ketinglar; qünki bu ix Mǝndindur», degin» — deyildi. Wǝ ular Pǝrwǝrdigarning sɵzlirigǝ ⱪulaⱪ saldi, Yǝroboamƣa ⱨujum ⱪilixtin yandi.
«Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һуҗумға чиқмаңлар, қериндашлириңлар билән җәң қилмаңлар; һәр бириңлар өз өйүңларға қайтип кетиңлар; чүнки бу иш Мәндиндур», дегин» — дейилди. Вә улар Пәрвәрдигарниң сөзлиригә қулақ салди, Йәробоамға һуҗум қилиштин янди.
5 Rǝⱨoboam Yerusalemda turatti, wǝ Yǝⱨudada ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlǝrni salƣuzƣanidi.
Рәһобоам Йерусалимда туратти, вә Йәһудада қорғанлиқ шәһәрләрни салғузған еди.
6 U Bǝyt-Lǝⱨǝm, Etam, Tǝkoa,
У Бәйт-Ләһәм, Етам, Тәкоа,
7 Bǝyt-Zur, Sokoⱨ, Adullam,
Бәйт-Зур, Сокоһ, Адуллам,
9 Adorayim, Laⱪix, Azikaⱨ,
Адорайим, Лақиш, Азикаһ,
10 Zoraⱨ, Ayjalon, Ⱨebronni yasatti; bularning ⱨǝmmisi ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlǝr bolup, Yǝⱨuda wǝ Binyaminning zeminida idi.
Зораһ, Айҗалон, Һебронни ясатти; буларниң һәммиси қорғанлиқ шәһәрләр болуп, Йәһуда вә Биняминниң зиминида еди.
11 U barliⱪ ⱪǝl’ǝ-ⱪorƣanlarni mustǝⱨkǝmlidi wǝ ularda sǝrdarlarni tǝyinlidi, zapas axliⱪ, may wǝ xarablarni tǝyyarlidi.
У барлиқ қәлъә-қорғанларни мустәһкәмлиди вә уларда сәрдарларни тайинлиди, запас ашлиқ, май вә шарапларни тәйярлиди.
12 U yǝnǝ ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrlǝrni kɵpligǝn ⱪalⱪan wǝ nǝyzilǝr bilǝn ⱪorallandurup, alamǝt mustǝⱨkǝmliwǝtti. Yǝⱨuda bilǝn Binyamin uning tǝripidǝ turatti.
У йәнә һәр қайси шәһәрләрни көплигән қалқан вә нәйзиләр билән қуралландуруп, аламәт мустәһкәмливәтти. Йәһуда билән Бинямин униң тәрипидә туратти.
13 Pütkül Israilda turuwatⱪan kaⱨinlar bilǝn Lawiylar ⱪaysi yurtta bolmisun uning tǝripidǝ turatti.
Пүткүл Исраилда туруватқан каһинлар билән Лавийлар қайси жутта болмисун униң тәрипидә туратти.
14 Qünki Yǝroboam bilǝn uning oƣulliri Lawiylarni qǝtkǝ ⱪeⱪip, ularning Pǝrwǝrdigarning hizmitidǝ bolup kaⱨinliⱪ ɵtküzüxini qǝkligǝnliki üqün, ular ɵzlirining otlaⱪliri wǝ mal-mülkini taxlap Yǝⱨuda zeminƣa wǝ Yerusalemƣa kelixkǝnidi
Чүнки Йәробоам билән униң оғуллири Лавийларни чәткә қеқип, уларниң Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуп каһинлиқ өткүзүшини чәклигәнлиги үчүн, улар өзлириниң отлақлири вә мал-мүлкини ташлап Йәһуда зиминға вә Йерусалимға келишкән еди
15 (qünki Yǝroboam «yuⱪiri jaylar»diki hizmǝt üqün «tekǝ ilaⱨliri» wǝ ɵzi yasiƣan mozay mǝbudlirining ⱪulluⱪida boluxⱪa ɵzi üqün kaⱨinlarni tǝyinligǝnidi).
(чүнки Йәробоам «жуқури җайлар»дики хизмәт үчүн «текә илаһлири» вә өзи ясиған мозай мәбудлириниң қуллуғида болушқа өзи үчүн каһинларни тайинлиған еди).
16 Wǝ bu [Lawiylarƣa] ǝgixip, Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbililiridin kɵnglidǝ Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarni seƣinip-izdǝxkǝ iradǝ tikligǝnlǝr ata-bowilirining Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa ⱪurbanliⱪ ⱪilix üqün Yerusalemƣa kelixti.
Вә бу [Лавийларға] әгишип, Исраилниң һәммә қәбилилиридин көңлидә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни сеғинип-издәшкә ирадә тиклигәнләр ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилиш үчүн Йерусалимға келишти.
17 Xundaⱪ ⱪilip ular Yǝⱨuda padixaⱨliⱪining küqini axurup, Sulaymanning oƣli Rǝⱨoboamni üq yil küqlǝndürdi; qünki [Yǝⱨudadikilǝr] üq yil Dawutning wǝ Sulaymanning yolida mangƣanidi.
Шундақ қилип улар Йәһуда падишалиғиниң күчини ашуруп, Сулайманниң оғли Рәһобоамни үч жил күчләндүрди; чүнки [Йәһудадикиләр] үч жил Давутниң вә Сулайманниң йолида маңған еди.
18 Rǝⱨoboam Maⱨalatni ǝmrigǝ aldi. Maⱨalat Dawutning oƣli Yǝrimotning ⱪizi; uning anisi Yǝssǝning oƣli Eliabning ⱪizi Abiⱨayil idi.
Рәһобоам Маһалатни әмригә алди. Маһалат Давутниң оғли Йәримотниң қизи; униң аниси Йәссәниң оғли Елиабниң қизи Абиһайил еди.
19 Maⱨalattin Rǝⱨoboamƣa Yǝux, Xemariya wǝ Zaⱨam degǝn oƣullar tɵrǝldi.
Маһалаттин Рәһобоамға Йәуш, Шемария вә Заһам дегән оғуллар төрәлди.
20 Keyinki waⱪitlarda Rǝⱨoboam yǝnǝ Abxalomning [nǝwrǝ] ⱪizi Maakaⱨni ǝmrigǝ aldi; u uningƣa Abiya, Attay, Ziza wǝ Xelomitlarni tuƣup bǝrdi.
Кейинки вақитларда Рәһобоам йәнә Абшаломниң [нәврә] қизи Маакаһни әмригә алди; у униңға Абия, Аттай, Зиза вә Шеломитларни туғуп бәрди.
21 Rǝⱨoboam Abxalomning [nǝwrǝ] ⱪizi Maakaⱨni ǝmrigǝ alƣan barliⱪ ayalliri wǝ kenizǝkliridin bǝkrǝk sɵyǝtti; qünki u jǝmiy on sǝkkiz ayal wǝ atmix kenizǝkni ǝmrigǝ alƣan; u jǝmiy yigirmǝ sǝkkiz oƣul, atmix ⱪiz pǝrzǝnt kɵrgǝn.
Рәһобоам Абшаломниң [нәврә] қизи Маакаһни әмригә алған барлиқ аяллири вә кенизәклиридин бәкрәк сөйәтти; чүнки у җәмий он сәккиз аял вә атмиш кенизәкни әмригә алған; у җәмий жигирмә сәккиз оғул, атмиш қиз пәрзәнт көргән.
22 Rǝⱨoboam Maakaⱨdin bolƣan oƣli Abiyani ⱪerindaxliri iqidǝ ⱨǝmmidin qong xaⱨzadǝ ⱪilip tiklidi, qünki u uni padixaⱨliⱪⱪa waris ⱪilmaⱪqi idi.
Рәһобоам Маакаһдин болған оғли Абияни қериндашлири ичидә һәммидин чоң шаһзадә қилип тиклиди, чүнки у уни падишалиққа варис қилмақчи еди.
23 Rǝⱨoboam aⱪilanilik bilǝn ix kɵrüp, oƣullirini Yǝⱨudaning barliⱪ zeminliri wǝ Binyaminning barliⱪ zeminliridiki barliⱪ ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlǝrgǝ orunlaxturup, ularni naⱨayiti kɵp zapas ozuⱪ-tülük bilǝn tǝminlidi; u yǝnǝ ularƣa nurƣun hotun elip bǝrdi.
Рәһобоам ақиланилик билән иш көрүп, оғуллирини Йәһуданиң барлиқ зиминлири вә Биняминниң барлиқ зиминлиридики барлиқ қорғанлиқ шәһәрләргә орунлаштуруп, уларни наһайити көп запас озуқ-түлүк билән тәминлиди; у йәнә уларға нурғун хотун елип бәрди.