< Tarih-tǝzkirǝ 2 10 >

1 Rǝⱨoboam Xǝⱪǝmgǝ bardi; qünki pütkül Israil uni padixaⱨ tikligili Xǝⱪǝmgǝ kǝlgǝnidi.
Рәһобоам Шәқәмгә барди; чүнки пүткүл Исраил уни падиша тиклигили Шәқәмгә кәлгән еди.
2 Nibatning oƣli Yǝroboam xu ixni angliƣanda xundaⱪ boldiki, Misirdin ⱪaytip kǝldi (qünki u Sulayman padixaⱨtin ⱪeqip Misirda turuwatatti).
Нибатниң оғли Йәробоам шу ишни аңлиғанда шундақ болдики, Мисирдин қайтип кәлди (чүнки у Сулайман падишадин қечип Мисирда турувататти).
3 Əmdi halayiⱪ adǝm ǝwǝtip uni qaⱪirtip kǝldi. Xuning bilǝn Yǝroboam wǝ pütkül Israil kelip Rǝⱨoboamƣa: —
Әнди халайиқ адәм әвәтип уни чақиртип кәлди. Шуниң билән Йәробоам вә пүткүл Исраил келип Рәһобоамға: —
4 Silining atiliri boynimizƣa salƣan boyunturuⱪini eƣir ⱪildi. Sili ǝmdi atilirining bizgǝ ⱪoyƣan ⱪattiⱪ tǝlǝpliri bilǝn eƣir boyunturuⱪini yeniklitip bǝrsilǝ, silining hizmǝtliridǝ bolimiz, deyixti.
Силиниң атилири бойнимизға салған боюнтуруғини еғир қилди. Сили әнди атилириниң бизгә қойған қаттиқ тәләплири билән еғир боюнтуруғини йениклитип бәрсилә, силиниң хизмәтлиридә болимиз, дейишти.
5 U ularƣa: — Ⱨazirqǝ ⱪaytip üq kündin keyin andin ⱪeximƣa yǝnǝ kelinglar, dedi. Xuning bilǝn hǝlⱪ tarilip kǝtti.
У уларға: — Һазирчә қайтип үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар, деди. Шуниң билән хәлиқ тарилип кәтти.
6 Rǝⱨoboam padixaⱨ ɵz atisi Sulayman ⱨayat waⱪtida uning hizmitidǝ turƣan moysipitlardin mǝsliⱨǝt sorap: — Bu hǝlⱪⱪǝ beridiƣan jawabim toƣrisida nemǝ mǝsliⱨǝt kɵrsitisilǝr? — dedi.
Рәһобоам падиша өз атиси Сулайман һаят вақтида униң хизмитидә турған мойсипитлардин мәслиһәт сорап: — Бу хәлиққә беридиған җававим тоғрисида немә мәслиһәт көрситисиләр? — деди.
7 Ular uningƣa: — Əgǝr sili raziliⱪ bilǝn bügün bu hǝlⱪni hux ⱪilip ularƣa meⱨriban muamilǝ kɵrsitip, ularƣa yahxi sɵzlǝr bilǝn jawab ⱪilsila, ular silining barliⱪ künliridǝ hizmǝtliridǝ bolidu, dedi.
Улар униңға: — Әгәр сили разилиқ билән бүгүн бу хәлиқни хуш қилип уларға меһриван муамилә көрситип, уларға яхши сөзләр билән җавап қилсила, улар силиниң барлиқ күнлиридә хизмәтлиридә болиду, деди.
8 Lekin u moysipitlarning kɵrsǝtkǝn mǝsliⱨǝtini ⱪayrip ⱪoyup, ɵzi bilǝn qong bolƣan, aldida hizmitidǝ boluwatⱪan yaxlardin mǝsliⱨǝt sorap
Лекин у мойсипитларниң көрсәткән мәслиһәтини қайрип қоюп, өзи билән чоң болған, алдида хизмитидә болуватқан яшлардин мәслиһәт сорап
9 ularƣa: — Manga «Silining atiliri bizgǝ salƣan boyunturuⱪni yeniklǝtkǝyla» dǝp tiligǝn bu hǝlⱪⱪǝ jawab beriximiz toƣruluⱪ ⱪandaⱪ mǝsliⱨǝt berisilǝr? — dedi.
уларға: — Маңа «Силиниң атилири бизгә салған боюнтуруқни йеникләткәйла» дәп тилигән бу хәлиққә җавап беришимиз тоғрилиқ қандақ мәслиһәт берисиләр? — деди.
10 Uning bilǝn qong bolƣan bu yaxlar uningƣa: — «Silining atiliri boyunturuⱪimizni eƣir ⱪildi, ǝmdi sili uni bizgǝ yenik ⱪilƣayla» dǝp eytⱪan bu hǝlⱪⱪǝ sɵz ⱪilip: — «Mening qimqilaⱪ barmiⱪim atamning belidin tomraⱪtur.
Униң билән чоң болған бу яшлар униңға: — «Силиниң атилири боюнтуруғимизни еғир қилди, әнди сили уни бизгә йеник қилғайла» дәп ейтқан бу хәлиққә сөз қилип: — «Мениң чимчилақ бармиғим атамниң белидин томрақтур.
11 Atam silǝrgǝ eƣir boyunturuⱪni salƣan, lekin mǝn boyunturuⱪunglarni tehimu eƣir ⱪilimǝn. Atam silǝrgǝ ⱪamqilar bilǝn tǝnbiⱨ-tǝrbiyǝ bǝrgǝn bolsa mǝn silǝrgǝ «qayanliⱪ ⱪamqilar» bilǝn tǝnbiⱨ-tǝrbiyǝ berimǝn», degǝyla, — dedi.
Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән боюнтуруғуңларни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ-тәрбийә бәргән болса мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ-тәрбийә беримән», дегәйла, — деди.
12 Rǝⱨoboam padixaⱨ ularƣa: «Üq kündin keyin andin ⱪeximƣa yǝnǝ kelinglar» deginidǝk, Yǝroboam wǝ barliⱪ hǝlⱪ üqinqi küni uning ⱪexiƣa kǝldi.
Рәһобоам падиша уларға: «Үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар» дегинидәк, Йәробоам вә барлиқ хәлиқ үчинчи күни униң қешиға кәлди.
13 Rǝⱨoboam padixaⱨ moysipitlarning mǝsliⱨǝtini taxlap kɵpqilikkǝ ⱪattiⱪliⱪ bilǝn jawab bǝrdi.
Рәһобоам падиша мойсипитларниң мәслиһәтини ташлап көпчиликкә қаттиқлиқ билән җавап бәрди.
14 U yaxlarning mǝsliⱨǝti boyiqǝ ularƣa: — Atam silǝrgǝ eƣir boyunturuⱪni salƣan, lekin mǝn uni tehimu eƣir ⱪilimǝn. Atam silǝrgǝ ⱪamqilar bilǝn tǝnbiⱨ bǝrgǝn bolsa mǝn silǝrgǝ «qayanliⱪ ⱪamqilar» bilǝn tǝnbiⱨ-tǝrbiyǝ berimǝn, dedi.
У яшларниң мәслиһәти бойичә уларға: — Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән уни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ бәргән болса мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ-тәрбийә беримән, деди.
15 Xuning bilǝn padixaⱨ hǝlⱪning sɵzini anglimidi. Bu ix Huda tǝripidin bolƣan; qünki buning bilǝn Pǝrwǝrdigarning Xiloⱨluⱪ Ahiyaⱨning wasitisidǝ Nibatning oƣli Yǝroboamƣa eytⱪan sɵzi ǝmǝlgǝ axurulidiƣan boldi.
Шуниң билән падиша хәлиқниң сөзини аңлимиди. Бу иш Худа тәрипидин болған; чүнки буниң билән Пәрвәрдигарниң Шилоһлуқ Ахияһниң вастисидә Нибатниң оғли Йәробоамға ейтқан сөзи әмәлгә ашурулидиған болди.
16 Pütkül Israil padixaⱨning ularning sɵzigǝ ⱪulaⱪ salmiƣinini kɵrgǝndǝ hǝlⱪ padixaⱨⱪa jawab berip: — Dawuttin bizgǝ nemǝ nesiwǝ bar? Yǝssǝning oƣlida bizning ⱨeq mirasimiz yoⱪtur! Ⱨǝrbiringlar ɵz ɵy-qedirliringlarƣa ⱪaytinglar, i Israil! I Dawut, sǝn ɵz jǝmǝtinggila igǝ bol — dedi. Xuning bilǝn Israillar ɵz ɵy-qedirliriƣa ⱪaytip ketixti.
Пүткүл Исраил падишаниң уларниң сөзигә қулақ салмиғинини көргәндә хәлиқ падишаға җавап берип: — Давуттин бизгә немә несивә бар? Йәссәниң оғлида бизниң һеч мирасимиз йоқтур! Һәр бириңлар өз өй-чедирлириңларға қайтиңлар, и Исраил! И Давут, сән өз җәмәтиңгила егә бол — деди. Шуниң билән Исраиллар өз өй-чедирлириға қайтип кетишти.
17 Əmma Yǝⱨuda xǝⱨǝrliridǝ olturƣan Israillarƣa bolsa, Yǝroboam ularning üstigǝ ⱨɵküm sürdi.
Амма Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраилларға болса, Йәробоам уларниң үстигә һөкүм сүрди.
18 Rǝⱨoboam padixaⱨ baj-alwan begi Adoramni Israillarƣa ǝwǝtti, lekin pütkül Israil uni qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürdi. U qaƣda Rǝⱨoboam padixaⱨ aldirap, ɵzining jǝng ⱨarwisiƣa qiⱪip, Yerusalemƣa tikiwǝtti.
Рәһобоам падиша баҗ-алван беги Адорамни Исраилларға әвәтти, лекин пүткүл Исраил уни чалма-кесәк қилип өлтүрди. У чағда Рәһобоам падиша алдирап, өзиниң җәң һарвусиға чиқип, Йерусалимға тикивәтти.
19 Xu tǝriⱪidǝ Israil Dawutning jǝmǝtidin yüz ɵrüp, bügüngǝ ⱪǝdǝr uningƣa ⱪarxi qiⱪip kǝldi.
Шу тәриқидә Исраил Давутниң җәмәтидин йүз өрүп, бүгүнгә қәдәр униңға қарши чиқип кәлди.

< Tarih-tǝzkirǝ 2 10 >