< Tarih-tǝzkirǝ 2 1 >

1 Dawutning oƣli Sulaymanning ⱨɵkümranliⱪi mustǝⱨkǝmlǝndi; qünki uning Hudasi Pǝrwǝrdigar uning bilǝn billǝ bolup, uni bǝk büyük ⱪildi.
Давутниң оғли Сулайманниң һөкүмранлиғи мустәһкәмләнди; чүнки униң Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, уни бәк бүйүк қилди.
2 Sulayman pütkül Israillarni, mingbexi, yüzbexi, soraⱪqi wǝ pütkül Israilning ⱪǝbilǝ-jǝmǝt baxliⱪliri bolƣan ǝmǝldarlarni qaⱪirtip ularƣa sɵz ⱪildi.
Сулайман пүткүл Исраилларни, миң беши, йүз беши, сорақчи вә пүткүл Исраилниң қәбилә-җәмәт башлиқлири болған әмәлдарларни чақиртип уларға сөз қилди.
3 Sulayman barliⱪ jamaǝt bilǝn birliktǝ Gibeonning egizlikigǝ bardi; qünki u yǝrdǝ Hudaning «jamaǝt qediri», yǝni Pǝrwǝrdigarning ⱪuli Musa bayawanda yasatⱪan qedir bar idi.
Сулайман барлиқ җамаәт билән бирликтә Гибеонниң егизлигигә барди; чүнки у йәрдә Худаниң «җамаәт чедири», йәни Пәрвәрдигарниң қули Муса баяванда ясатқан чедир бар еди.
4 Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪini bolsa Dawut Kiriat-Yearimdin elip qiⱪip, ɵzi uningƣa tǝyyarliƣan yǝrgǝ ǝkǝlgǝnidi; qünki u Yerusalemda ǝⱨdǝ sanduⱪi üqün bir qedir tiktürgǝnidi.
Худаниң әһдә сандуғини болса Давут Кириат-Йеаримдин елип чиқип, өзи униңға тәйярлиған йәргә әкәлгән еди; чүнки у Йерусалимда әһдә сандуғи үчүн бир чедир тиктүргән еди.
5 Hurning nǝwrisi, Urining oƣli Bǝzalǝl yasiƣan mis ⱪurbangaⱨ bolsa [Gibeonda], yǝni Pǝrwǝrdigarning jamaǝt qediri aldida idi; Sulayman jamaǝt bilǝn birliktǝ berip, xu yǝrdǝ [Pǝrwǝrdigardin] tilǝk tilidi.
Хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләл ясиған мис қурбангаһ болса [Гибеонда], йәни Пәрвәрдигарниң җамаәт чедири алдида еди; Сулайман җамаәт билән бирликтә берип, шу йәрдә [Пәрвәрдигардин] тиләк тилиди.
6 Sulayman jamaǝt qedirining aldidiki mis ⱪurbangaⱨning yeniƣa, Pǝrwǝrdigarning aldiƣa kelip, ⱪurbangaⱨta ming malni kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪildi.
Сулайман җамаәт чедириниң алдидики мис қурбангаһниң йениға, Пәрвәрдигарниң алдиға келип, қурбангаһта миң мални көйдүрмә қурбанлиқ қилди.
7 Xu keqisi Huda Sulaymanƣa ayan bolup, uningƣa: — Sǝn nemini tilisǝng, xuni berimǝn, dedi.
Шу кечиси Худа Сулайманға аян болуп, униңға: — Сән немини тилисәң, шуни беримән, деди.
8 Sulayman Hudaƣa: — Sǝn atam Dawutⱪa zor meⱨir-muⱨǝbbǝt ata ⱪilƣan, meni uning orniƣa padixaⱨ ⱪilding.
Сулайман Худаға: — Сән атам Давутқа зор меһир-муһәббәт ата қилған, мени униң орниға падиша қилдиң.
9 I Pǝrwǝrdigar Huda, ǝmdi Sǝn atam Dawutⱪa bǝrgǝn wǝdǝngni puhta orunliƣaysǝn; qünki Sǝn meni yǝrdiki topidǝk nurƣun hǝlⱪⱪǝ ⱨɵkümranliⱪ ⱪilidiƣan padixaⱨ ⱪilding.
И Пәрвәрдигар Худа, әнди Сән атам Давутқа бәргән вәдәңни пухта орунлиғайсән; чүнки Сән мени йәрдики топидәк нурғун хәлиққә һөкүмранлиқ қилидиған падиша қилдиң.
10 Əmdi Sǝn manga bu hǝlⱪⱪǝ yetǝkqilik ⱪilƣudǝk danaliⱪ wǝ bilim bǝrgǝysǝn; undaⱪ bolmisa Sening munqiwala qong bu hǝlⱪinggǝ kim ⱨɵküm sürǝlisun? — dedi.
Әнди Сән маңа бу хәлиққә йетәкчилик қилғидәк даналиқ вә билим бәргәйсән; ундақ болмиса Сениң мунчивала чоң бу хәлқиңгә ким һөкүм сүрәлисун? — деди.
11 Huda Sulaymanƣa: — Mǝn seni hǝlⱪimgǝ padixaⱨ ⱪilip tiklidim. Əmdi sǝn muxundaⱪ niyǝtkǝ kelip, nǝ bayliⱪ, mal-mülük, nǝ izzǝt-ⱨɵrmǝt wǝ düxmǝnliringning janlirini tilimǝy, nǝ uzun ɵmür kɵrüxni tilimǝy, bǝlki bu hǝlⱪimgǝ ⱨɵküm sürüxkǝ danaliⱪ wǝ bilim tiligǝn ikǝnsǝn,
Худа Сулайманға: — Мән сени хәлқимгә падиша қилип тиклидим. Әнди сән мошундақ нийәткә келип, нә байлиқ, мал-мүлүк, нә иззәт-һөрмәт вә дүшмәнлириңниң җанлирини тилимәй, нә узун өмүр көрүшни тилимәй, бәлки бу хәлқимгә һөкүм сүрүшкә даналиқ вә билим тилигән екәнсән,
12 Danaliⱪ wǝ bilim sanga tǝⱪdim ⱪilindi; wǝ Mǝn sanga bayliⱪ, mal-mülük wǝ izzǝt-ⱨɵrmǝtmu berǝy; xundaⱪ boliduki, seningdin ilgiri ɵtkǝn padixaⱨlarning ⱨeqbiridǝ undaⱪ bolmiƣan, seningdin keyin bolƣusi padixaⱨlardimu undaⱪ bolmaydu, dedi.
Даналиқ вә билим саңа тәқдим қилинди; вә Мән саңа байлиқ, мал-мүлүк вә иззәт-һөрмәтму берәй; шундақ болидуки, сениңдин илгири өткән падишаларниң һеч биридә ундақ болмиған, сениңдин кейин болғуси падишалардиму ундақ болмайду, деди.
13 Bu ixtin keyin Sulayman Gibeon egizlikidiki «jamaǝt qediri»din Yerusalemƣa ⱪaytip kelip, Israil üstidǝ sǝltǝnǝt ⱪildi.
Бу иштин кейин Сулайман Гибеон егизлигидики «җамаәт чедири»дин Йерусалимға қайтип келип, Исраил үстидә сәлтәнәт қилди.
14 Sulayman jǝng ⱨarwiliri bilǝn atliⱪ lǝxkǝrlǝrni toplidi: — uning bir ming tɵt yüz jǝng ⱨarwisi, on ikki ming atliⱪ lǝxkiri bar idi; u bularni «jǝng ⱨarwisi xǝⱨǝrliri»gǝ ⱨǝm padixaⱨning yenida turux üqün Yerusalemƣa orunlaxturdi.
Сулайман җәң һарвулири билән атлиқ ләшкәрләрни топлиди: — униң бир миң төрт йүз җәң һарвуси, он икки миң атлиқ ләшкири бар еди; у буларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә һәм падишаниң йенида туруш үчүн Йерусалимға орунлаштурди.
15 Padixaⱨ Yerusalemda altun-kümüxlǝrni taxlardǝk kɵp, kedir dǝrǝhlirini tüzlǝngliktiki üjmǝ dǝrǝhliridǝk kɵp ⱪildi.
Падиша Йерусалимда алтун-күмүчләрни ташлардәк көп, кедир дәрәқлирини түзләңликтики үҗмә дәрәқлиридәк көп қилди.
16 Sulaymanning atliri Misirdin ⱨǝm kuwǝdin kǝltürülǝtti; padixaⱨning sodigǝrliri kuwǝdin tohtitilƣan baⱨasi boyiqǝ setiwalatti.
Сулайманниң атлири Мисирдин һәм кувәдин кәлтүрүләтти; падишаниң содигәрлири кувәдин тохтитилған баһаси бойичә сетивалатти.
17 Ular Misirdin setiwalƣan ⱨǝrbir ⱨarwining baⱨasi altǝ yüz kümüx tǝnggǝ, ⱨǝrbir atning baⱨasi bir yüz ǝllik kümüx tǝnggǝ idi; at-ⱨarwilar yǝnǝ Ⱨittiylarning padixaⱨliri wǝ Suriyǝ padixaⱨliriƣimu ǝnǝ xu [sodigǝrlǝrning wastisi] bilǝn setiwelinatti.
Улар Мисирдин сетивалған һәр бир һарвуниң баһаси алтә йүз күмүч тәңгә, һәр бир атниң баһаси бир йүз әллик күмүч тәңгә еди; ат-һарвулар йәнә Һиттийларниң падишалири вә Сурийә падишалириғиму әнә шу [содигәрләрниң вастиси] билән сетивелинатти.

< Tarih-tǝzkirǝ 2 1 >