< Tesalonikaliⱪlarƣa 1 2 >
1 Qünki, i ⱪerindaxlar, bizning aranglarƣa kirginimiz toƣruluⱪ bilisilǝrki, u bikarƣa kǝtmidi.
Чүнки, и қериндашлар, бизниң араңларға киргинимиз тоғрилиқ билисиләрки, у бекарға кәтмиди.
2 Silǝrgǝ yǝnǝ xumu mǝlumki, gǝrqǝ ilgiri Filippi xǝⱨiridǝ ⱪiyin-ⱪistaⱪ wǝ harliⱪⱪa uqriƣan bolsaⱪmu, zor ⱪattiⱪ ⱪarxiliⱪⱪa ⱪarimay Hudaning hux hǝwirini silǝrgǝ yǝtküzüxkǝ Hudayimizning mǝdǝt berixi bilǝn yürǝklik bolduⱪ.
Силәргә йәнә шуму мәлумки, гәрчә илгири Филиппи шәһиридә қийин-қистақ вә харлиққа учриған болсақму, зор қаттиқ қаршилиққа қаримай Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүзүшкә Худайимизниң мәдәт бериши билән жүрәклик болдуқ.
3 Qünki bizning ɵtünüx-jekilǝxlirimizdǝ ⱨeqⱪandaⱪ aldamqiliⱪ, napak niyǝt yaki ⱨiyligǝrlik yoⱪtur.
Чүнки бизниң өтүнүш-җекиләшлиримиздә һеч қандақ алдамчилиқ, напак нийәт яки һейлигәрлик йоқтур.
4 Əksiqǝ, biz Huda tǝripidin hux hǝwǝrning amanǝt ⱪilinixⱪa layiⱪ kɵrülgǝn adǝmlǝr süpitidǝ biz xuningƣa munasip ⱨalda adǝmlǝrni ǝmǝs, bǝlki ⱪǝlbimizni siniƣuqi Hudani hursǝn ⱪilix üqün [hux hǝwǝrni] jakarlaymiz.
Әксичә, биз Худа тәрипидин хуш хәвәрниң аманәт қилинишқа лайиқ көрүлгән адәмләр сүпитидә биз шуниңға мунасип һалда адәмләрни әмәс, бәлки қәлбимизни синиғучи Худани хурсән қилиш үчүн [хуш хәвәрни] җакалаймиз.
5 Qünki silǝr bilgǝndǝk biz ⱨeqⱪaysi waⱪitta aranglarƣa huxamǝtqilik bilǝn wǝ yaki tamahorluⱪⱪa niⱪab taⱪap kǝlmiduⱪ — (bu ixta Huda bizgǝ guwaⱨqidur) —
Чүнки силәр билгәндәк биз һеч қайси вақитта араңларға хушамәтчилик билән вә яки тамахорлуққа ниқап тақап кәлмидуқ — (бу ишта Худа бизгә гувачидур) —
6 gǝrqǝ biz Mǝsiⱨning rosullirining süpitidǝ tǝlǝp yükliyǝlǝydiƣan bolsaⱪmu, mǝyli silǝr bolunglar yaki baxⱪilar bolsun, ⱨeqbir insandin birǝr izzǝt-xɵⱨrǝt izdigǝn ǝmǝs iduⱪ.
гәрчә биз Мәсиһниң расуллириниң сүпитидә тәләп жүкләләйдиған болсақму, мәйли силәр болуңлар яки башқилар болсун, һеч бир инсандин бирәр иззәт-шөһрәт издигән әмәс едуқ.
7 Əksiqǝ biz aranglarda huddi bala imitidiƣan ana ɵz bowaⱪlirini kɵyünüp asriƣandǝk silǝrgǝ mulayim muamilidǝ bolduⱪ.
Әксичә биз араңларда худди бала имитидиған ана өз бовақлирини көйүнүп асриғандәк силәргә мулайим муамилидә болдуқ.
8 Xu qaƣda, silǝrgǝ xundaⱪ tǝlpüngǝniduⱪ, silǝrgǝ pǝⱪǝt Hudaning hux hǝwǝrini tapxuruxnila ǝmǝs, ⱨǝtta ɵz jenimizni tapxuruxⱪimu razimiz; qünki silǝr bizgǝ intayin ⱪǝdirlik idinglar.
Шу чағда, силәргә шундақ тәлпүнгән едуқ, силәргә пәқәт Худаниң хуш хәвәрини тапшурушнила әмәс, һәтта өз җенимизни тапшурушқиму разимиз; чүнки силәр бизгә интайин қәдирлик едиңлар.
9 Qünki, i ⱪerindaxlar, bizning ⱪandaⱪ japaliⱪ ǝmgǝk ⱪilƣinimiz esinglarda bardur; ⱨeqⱪaysinglarƣa eƣirimizni salmasliⱪ üqün keqǝ-kündüzlǝp meⱨnǝt ⱪilduⱪ, Hudaning hux hǝwirini silǝrgǝ yǝtküzduⱪ.
Чүнки, и қериндашлар, бизниң қандақ җапалиқ әмгәк қилғинимиз есиңларда бардур; һеч қайсиңларға еғиримизни салмаслиқ үчүн кечә-күндүзләп меһнәт қилдуқ, Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүздуқ.
10 Etiⱪadqilardin bolƣan silǝrning aranglardiki ǝmǝliyǝtlirimizning ⱪandaⱪ ihlasmǝn, ⱨǝⱪⱪaniy wǝ ǝyibsiz ikǝnlikigǝ ɵzünglar wǝ Hudaning Ɵzimu guwaⱨqidur.
Етиқатчилардин болған силәрниң араңлардики әмәлийәтлиримизниң қандақ ихласмән, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзүңлар вә Худаниң Өзиму гувачидур.
11 Wǝ yǝnǝ silǝr bilgininglardǝk, atining ɵz pǝrzǝntlirigǝ nǝsiⱨǝt bǝrginidǝk biz ⱨǝrbiringlarƣa xundaⱪ jekilǝp, riƣbǝt-tǝsǝlli berip, silǝrni ɵz padixaⱨliⱪiƣa wǝ xan-xǝripigǝ qaⱪiriwatⱪan Hudaƣa layiⱪ ⱨalda mengixⱪa dǝwǝt ⱪilduⱪ.
Вә йәнә силәр билгиниңлардәк, атиниң өз пәрзәнтлиригә несиһәт бәргинидәк биз һәр бириңларға шундақ җекиләп, риғбәт-тәсәлли берип, силәрни өз падишалиғиға вә шан-шәривигә чақириватқан Худаға лайиқ һалда меңишқа дәвәт қилдуқ.
13 Hudaƣa yǝnǝ xu sǝwǝbtin tohtawsiz tǝxǝkkür eytimizki, silǝrning bizdin angliƣan Hudaning sɵz-kalamiƣa ⱪulaⱪ salƣininglarda, uni insanlardin kǝlgǝn sɵz süpitidǝ ǝmǝs, bǝlki uning ǝmǝliy süpitidǝ, yǝni Hudadin kǝlgǝn sɵz-kalam dǝp uni ⱪobul ⱪildinglar; u [sɵz-kalam] ⱨazir ixǝngüqi silǝrdǝ ixlimǝktǝ.
Худаға йәнә шу сәвәптин тохтавсиз тәшәккүр ейтимизки, силәрниң биздин аңлиған Худаниң сөз-каламиға қулақ салғиниңларда, уни инсанлардин кәлгән сөз сүпитидә әмәс, бәлки униң әмәлий сүпитидә, йәни Худадин кәлгән сөз-калам дәп уни қобул қилдиңлар; у [сөз-калам] һазир ишәнгүчи силәрдә ишлимәктә.
14 Qünki silǝr, i ⱪerindaxlar, Yǝⱨudiyǝ ɵlkisidiki Mǝsiⱨ Əysada bolƣan jamaǝtlǝrdin ülgǝ aldinglar; ular [xu yǝrdǝ] Yǝⱨudiylar tǝripidin ⱪandaⱪ harliⱪlarƣa uqriƣan bolsa, silǝrmu ɵz yurtdaxliringlar tǝripidin ohxax harliⱪlarƣa uqridinglar.
Чүнки силәр, и қериндашлар, Йәһудийә өлкисидики Мәсиһ Әйсада болған җамаәтләрдин үлгә алдиңлар; улар [шу йәрдә] Йәһудийлар тәрипидин қандақ харлиқларға учриған болса, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин охшаш харлиқларға учридиңлар.
15 Ular, yǝni xu Yǝⱨudiylar, ǝslidǝ Rǝb Əysani wǝ pǝyƣǝmbǝrlǝrni ɵltürgǝn wǝ biznimu ziyankǝxlik ⱪilip ⱪoƣliwǝtkǝnidi. Ular Hudani narazi ⱪilip, wǝ ⱨǝmmǝ insan bilǝn ⱪerixip,
Улар, йәни шу Йәһудийлар, әслидә Рәб Әйсани вә пәйғәмбәрләрни өлтүргән вә бизниму зиянкәшлик қилип қоғливәткән еди. Улар Худани нарази қилип, вә һәммә инсан билән қеришип,
16 «yat ǝlliklǝr»ning nijatliⱪⱪa erixixi üqün ularƣa sɵzliximizgǝ tosⱪunluⱪ ⱪiliwatidu. Xuning bilǝn ular gunaⱨlirini üzlüksiz qekigǝ yǝtküzmǝktǝ; lekin ƣǝzǝp ularning bexiƣa toluⱪi bilǝn qüxürülüx aldida turidu.
«ят әлликләр»ниң ниҗатлиққа еришиши үчүн уларға сөзлишимизгә тосқунлуқ қиливатиду. Шуниң билән улар гуналирини үзлүксиз чекигә йәткүзмәктә; лекин ғәзәп уларниң бешиға толуғи билән чүшүрүлүш алдида туриду.
17 Lekin biz, i ⱪerindaxlar, amalsiz silǝrdin intayin ⱪisⱪa waⱪit judalaxⱪan bolsaⱪmu (tǝndǝ bolsimu, ⱪǝlbdǝ ǝmǝs), silǝr bilǝn yǝnǝ didar kɵrüxüxkǝ ⱪǝwǝtla intizarliⱪimizdin yeninglarƣa berixⱪa tehimu bǝk intilduⱪ!
Лекин биз, и қериндашлар, амалсиз силәрдин интайин қисқа вақит җудалашқан болсақму (тәндә болсиму, қәлбдә әмәс), силәр билән йәнә дидар көрүшүшкә қәвәтла интизарлиғимиздин йениңларға беришқа техиму бәк интилдуқ!
18 Xuningdǝk yeninglarƣa barƣumiz bar idi — ǝmǝliyǝttǝ mǝnki Pawlus ⱪayta-ⱪayta tirixip baⱪtim; biraⱪ buningƣa Xǝytan tosⱪunluⱪ ⱪildi.
Шуниңдәк йениңларға барғумиз бар еди — әмәлийәттә мәнки Павлус қайта-қайта тиришип бақтим; бирақ буниңға Шәйтан тосқунлуқ қилди.
19 Qünki bizning istǝk-arzuyimiz, xadliⱪimiz wǝ Rǝbbimiz Əysa ⱪaytip kǝlgǝndǝ pǝhirlinidiƣan tajimiz nemǝ bolidu? Bu dǝl silǝr ɵzünglar ǝmǝsmu?
Чүнки бизниң истәк-арзуйимиз, шатлиғимиз вә Рәббимиз Әйса қайтип кәлгәндә пәхирлинидиған таҗимиз немә болиду? Бу дәл силәр өзүңлар әмәсму?
20 Qünki silǝr bizning pǝhrimiz, bizning xadliⱪimiz!
Чүнки силәр бизниң пәхримиз, бизниң шатлиғимиз!