< Samu'il 1 9 >
1 Binyamin ⱪǝbilisidin Kix atliⱪ bir kixi bar idi. U Abiǝlning oƣli, Abiǝl Zerorning oƣli, Zeror Bikoratning oƣli, Bikorat Afiyaning oƣli idi; Afiya bolsa Binyaminliⱪ idi. U ɵzi batur wǝ dɵlǝtmǝn kixi idi.
Бинямин қәбилисидин Киш атлиқ бир киши бар еди. У Абиәлниң оғли, Абиәл Зерорниң оғли, Зерор Бикоратниң оғли, Бикорат Афияниң оғли еди; Афия болса Биняминлиқ еди. У өзи батур вә дөләтмән киши еди.
2 Kixning Saul isimlik, esil wǝ huxhuy bir oƣli bar idi. Israillar arisida uningdin qirayliⱪ adǝm yoⱪ idi; u xundaⱪ egiz boyluⱪ ǝr idiki, hǝlⱪning ⱨǝrⱪandiⱪi uning mürisigimu kǝlmǝytti.
Кишниң Саул исимлиқ, есил вә хушхуй бир оғли бар еди. Исраиллар арисида униңдин чирайлиқ адәм йоқ еди; у шундақ егиз бойлуқ әр едики, хәлиқниң һәр қандиқи униң мүрисигиму кәлмәйтти.
3 Saulning atisi kixning exǝkliri yitip kǝtkǝnidi. Buning bilǝn Kix oƣli Saulƣa: — Sǝn hizmǝtkarlardin birini ɵzüng bilǝn billǝ elip, exǝklǝrni tepip kǝlgin, dedi.
Саулниң атиси кишниң ешәклири жүтүп кәткән еди. Буниң билән Киш оғли Саулға: — Сән хизмәткарлардин бирини өзүң билән биллә елип, ешәкләрни тепип кәлгин, деди.
4 Ular berip Əfraim edirliⱪidin ɵtüp, Xalixaⱨ zeminini kezip, ularni izdǝp tapalmidi; ular Xaalim zeminidinmu ɵtti, exǝklǝr u yǝrdimu yoⱪ idi. Andin Binyamin zeminini kezip ɵtti, ularni yǝnǝ tapalmidi.
Улар берип Әфраим едирлиғидин өтүп, Шалишаһ зиминини кезип, уларни издәп тапалмиди; улар Шаалим зиминидинму өтти, ешәкләр у йәрдиму йоқ еди. Андин Бинямин зиминини кезип өтти, уларни йәнә тапалмиди.
5 Ular Zuf zeminiƣa yǝtkǝndǝ Saul ɵzi bilǝn kǝlgǝn hizmǝtkariƣa: — Bolǝ, ɵygǝ yanayli; bolmisa atam exǝklǝrdin ǝnsirmǝy, ǝksiqǝ bizning ƣemimizni yǝp ketǝrmiki, dedi.
Улар Зуф зиминиға йәткәндә Саул өзи билән кәлгән хизмәткариға: — Болә, өйгә янайли; болмиса атам ешәкләрдин әнсирмәй, әксичә бизниң ғемимизни йәп кетәрмики, деди.
6 Lekin u uningƣa: — Mana, bu xǝⱨǝrdǝ Hudaning bir adimi bar. U mɵⱨtǝrǝm bir adǝm, ⱨǝr nemǝ desǝ ǝmǝlgǝ axmay ⱪalmaydu. Əmdi u yǝrgǝ barayli; u bizgǝ baridiƣan yolimizni kɵrsitip ⱪoyarmikin, dedi.
Лекин у униңға: — Мана, бу шәһәрдә Худаниң бир адими бар. У мөһтәрәм бир адәм, һәр немә десә әмәлгә ашмай қалмайду. Әнди у йәргә барайли; у бизгә баридиған йолимизни көрситип қоярмекин, деди.
7 Xunga Saul hizmǝtkariƣa: — Lekin uning yeniƣa barsaⱪ u kixigǝ nemǝ berimiz? Qünki hurjunlirimizda nan tügǝp ⱪaldi, ⱪolimizda Hudaning adimigǝ bǝrgüdǝk sowƣitimiz yoⱪ. Yenimizda yǝnǝ nemǝ bar? — dedi.
Шуңа Саул хизмәткариға: — Лекин униң йениға барсақ у кишигә немә беримиз? Чүнки хурҗунлиримизда нан түгәп қалди, қолимизда Худаниң адимигә бәргидәк соғитимиз йоқ. Йенимизда йәнә немә бар? — деди.
8 Hizmǝtkar Saulƣa jawab berip: — Mana ⱪolumda qarǝk xǝkǝl kümüx bar. Mangidiƣan yolimizni dǝp bǝrsun, Hudaning adimigǝ xuni berǝy, dedi
Хизмәткар Саулға җавап берип: — Мана қолумда чарәк шәкәл күмүч бар. Маңидиған йолимизни дәп бәрсун, Худаниң адимигә шуни берәй, деди
9 (burun Israilda bir adǝm Hudadin yol sorimaⱪqi bolsa: — Kelinglar, aldin kɵrgüqining ⱪexiƣa barayli, dǝytti. Ⱨazir «pǝyƣǝmbǝr» degǝnni ɵtkǝn zamanda «aldin kɵrgüqi» dǝytti).
(бурун Исраилда бир адәм Худадин йол соримақчи болса: — Келиңлар, алдин көргүчиниң қешиға барайли, дәйтти. Һазир «пәйғәмбәр» дегәнни өткән заманда «алдин көргүчи» дәйтти).
10 Saul hizmǝtkariƣa: — Mǝsliⱨǝting yahxi boldi. Biz mangayli, dedi. Xuning bilǝn ular Hudaning adimi turƣan xǝⱨǝrgǝ bardi.
Саул хизмәткариға: — Мәслиһәтиң яхши болди. Биз маңайли, деди. Шуниң билән улар Худаниң адими турған шәһәргә барди.
11 Ular xǝⱨǝrgǝ qiⱪidiƣan yolda ketiwatⱪanda, su tartⱪili qiⱪⱪan birnǝqqǝ ⱪizƣa uqridi wǝ ulardin: — Aldin kɵrgüqi muxu yǝrdimu? — dǝp soridi.
Улар шәһәргә чиқидиған йолда кетиватқанда, су тартқили чиққан бир нәччә қизға учриди вә улардин: — Алдин көргүчи мошу йәрдиму? — дәп сориди.
12 Ular jawab berip: — Xundaⱪ. Mana u aldinglarda turidu; tez beringlar, qünki halayiⱪ bügün [xǝⱨǝrning] yuⱪiri jayida ⱪurbanliⱪ ⱪilmaⱪqi, xunga u bügün xǝⱨǝrgǝ kirdi.
Улар җавап берип: — Шундақ. Мана у алдиңларда туриду; тез бериңлар, чүнки халайиқ бүгүн [шәһәрниң] жуқури җайида қурбанлиқ қилмақчи, шуңа у бүгүн шәһәргә кирди.
13 U [ⱪurbanliⱪtin] yeyixkǝ tehi yuⱪiri jayƣa qiⱪmay turupla, silǝr uning bilǝn xǝⱨǝrdǝ uqrixisilǝr. Hǝlⱪ u kǝlmigüqǝ taam yemǝydu, qünki u awwal ⱪurbanliⱪni bǝrikǝtlǝydu; andin qaⱪirilƣan meⱨmanlar taamƣa eƣiz tegidu. Ⱨazir qiⱪinglar, qünki bu dǝl uni tapⱪili bolidiƣan waⱪit, dedi.
У [қурбанлиқтин] йейишкә техи жуқури җайға чиқмай турупла, силәр униң билән шәһәрдә учришисиләр. Хәлиқ у кәлмигичә таам йемәйду, чүнки у авал қурбанлиқни бәрикәтләйду; андин чақирилған меһманлар таамға еғиз тегиду. Һазир чиқиңлар, чүнки бу дәл уни тапқили болидиған вақит, деди.
14 Ular xǝⱨǝrgǝ qiⱪip xǝⱨǝr mǝrkizigǝ kǝlgǝndǝ, mana Samuil yuⱪiri jayƣa qiⱪixⱪa ularƣa ⱪarap keliwatatti.
Улар шәһәргә чиқип шәһәр мәркизигә кәлгәндә, мана Самуил жуқури җайға чиқишқа уларға қарап келивататти.
15 Pǝrwǝrdigar Saul kelixtin bir kün ilgiri Samuilƣa:
Пәрвәрдигар Саул келиштин бир күн илгири Самуилға:
16 — Ətǝ muxu waⱪitlarda Mǝn yeningƣa Binyamin zeminidin bir adǝmni ǝwǝtimǝn. Sǝn uni Mening hǝlⱪim Israilning üstigǝ ǝmir boluxⱪa mǝsiⱨ ⱪilƣin. U Mening hǝlⱪimni Filistiylǝrning ⱪolidin ⱪutⱪuzidu. Qünki Mening hǝlⱪimning pǝryadi Manga yǝtkini üqün ularƣa iltipat bilǝn ⱪaridim, — dedi.
— Әтә мошу вақитларда Мән йениңға Бинямин зиминидин бир адәмни әвәтимән. Сән уни Мениң хәлқим Исраилниң үстигә әмир болушқа мәсиһ қилғин. У Мениң хәлқимни Филистийләрниң қолидин қутқузиду. Чүнки Мениң хәлқимниң пәряди Маңа йәткини үчүн уларға илтипат билән қаридим, — деди.
17 Samuil Saulni kɵrgǝndǝ Pǝrwǝrdigar uningƣa: — Mana, Mǝn sanga sɵz ⱪilƣan adǝm muxudur. Bu adǝm Mening hǝlⱪimning üstidǝ sǝltǝnǝt ⱪilidu, dǝp izⱨar ⱪildi.
Самуил Саулни көргәндә Пәрвәрдигар униңға: — Мана, Мән саңа сөз қилған адәм мошудур. Бу адәм Мениң хәлқимниң үстидә сәлтәнәт қилиду, дәп изһар қилди.
18 Saul dǝrwazida turƣan Samuilning ⱪexiƣa berip: Silidin soray, aldin kɵrgüqining ɵyi nǝdǝ, dǝp soridi.
Саул дәрвазида турған Самуилниң қешиға берип: Силидин сорай, алдин көргүчиниң өйи нәдә, дәп сориди.
19 Samuil Saulƣa: — Aldin kɵrgüqi mǝn ɵzüm xu. Mǝndin awwal yuⱪiri jayƣa qiⱪⱪin. Bügün silǝr mǝn bilǝn taam yǝysilǝr; ǝtǝ seni uzutup qiⱪⱪanda, kɵnglüngdiki ⱨǝrbir ixlarni sanga dǝp berǝy, — dǝp jawab bǝrdi.
Самуил Саулға: — Алдин көргүчи мән өзүм шу. Мәндин авал жуқури җайға чиққин. Бүгүн силәр мән билән таам йәйсиләр; әтә сени узутуп чиққанда, көңлүңдики һәр бир ишларни саңа дәп берәй, — дәп җавап бәрди.
20 Əmma üq kün burun yitip kǝtkǝn exǝklǝrdin bolsa, ǝndixǝ ⱪilmiƣin; ular tepildi. Əmdi Israilning ⱨǝmmǝ arzusi kimgǝ mayil? Sanga wǝ atangning pütkül jǝmǝtigǝ ǝmǝsmu? — dedi.
Амма үч күн бурун жүтүп кәткән ешәкләрдин болса, әндишә қилмиғин; улар тепилди. Әнди Исраилниң һәммә арзуси кимгә майил? Саңа вә атаңниң пүткүл җәмәтигә әмәсму? — деди.
21 Saul jawab berip: — Mǝn Israil ⱪǝbililiri iqidiki ǝng kiqik ⱪǝbilǝ bolƣan Binyamindin, jǝmǝtimmu Binyamin ⱪǝbilisi iqidiki ǝng kiqiki tursa? Nemǝ üqün bu sɵzlǝrni manga dǝyla? — dedi.
Саул җавап берип: — Мән Исраил қәбилилири ичидики әң кичик қәбилә болған Биняминдин, җәмәтимму Бинямин қәбилиси ичидики әң кичиги турса? Немә үчүн бу сөзләрни маңа дәйла? — деди.
22 Samuil bolsa Saulni wǝ hizmǝtkarini baxlap, meⱨmanhana ɵyigǝ kirdi wǝ ularni qaⱪirilƣanlarning arisida tɵrdǝ olturƣuzdi. Ular ottuzqǝ adǝm idi.
Самуил болса Саулни вә хизмәткарини башлап, меһманхана өйигә кирди вә уларни чақирилғанларниң арисида төрдә олтарғузди. Улар оттузчә адәм еди.
23 Samuil axpǝzgǝ: — Mǝn saⱪlap ⱪoyƣin dǝp, sanga tapxurƣan ⱨeliⱪi taamni elip kǝlgin, dedi.
Самуил ашпәзгә: — Мән сақлап қойғин дәп, саңа тапшурған һелиқи таамни елип кәлгин, деди.
24 Xuning bilǝn axpǝz saⱪlap ⱪoyƣan qong ajritilƣan ⱪolni elip Saulning aldiƣa ⱪoydi. Samuil: — Mana, [sanga] saⱪlap ⱪoyulƣini xudur! Uni aldingƣa elip yegin; qünki u mǝn hǝlⱪni qaⱪirƣan qeƣimda atayin sanga atap elip ⱪoyƣandin tartip bu bekitilgǝn waⱪitⱪiqǝ saⱪlandi, dedi. Xuning bilǝn u küni Saul bilǝn Samuil tamaⱪta billǝ boldi.
Шуниң билән ашпәз сақлап қойған чоң аҗритилған қолни елип Саулниң алдиға қойди. Самуил: — Мана, [саңа] сақлап қоюлғини шудур! Уни алдиңға елип йегин; чүнки у мән хәлиқни чақирған чеғимда атайин саңа атап елип қойғандин тартип бу бекитилгән вақитқичә сақланди, деди. Шуниң билән у күни Саул билән Самуил тамақта биллә болди.
25 Ular yuⱪiri jaydin qüxüp xǝⱨǝrgǝ kirdi, [Samuil] ɵgzidǝ Saul bilǝn sɵzlǝxti.
Улар жуқури җайдин чүшүп шәһәргә кирди, [Самуил] өгүздә Саул билән сөзләшти.
26 Ətisi tang xǝⱨǝrdǝ orundin turƣanda Samuil Saulni ɵgzidin qaⱪirip: — Ornungdin tur, mǝn seni uzutup ⱪoyay, dedi. Saul orundin turdi wǝ ikkisi billǝ qiⱪti, — ⱨǝm u Samuil bilǝn billǝ koqiƣa qiⱪti.
Әтиси таң шәһәрдә орундин турғанда Самуил Саулни өгүздин чақирип: — Орнуңдин тур, мән сени узутуп қояй, деди. Саул орундин турди вә иккиси биллә чиқти, — һәм у Самуил билән биллә кочиға чиқти.
27 Ular xǝⱨǝrning ayiƣiƣa ketiwatⱪanda, Samuil Saulƣa: Hizmǝtkarƣa aldimizda mangƣaq turƣin, dǝp buyruƣin, dedi. U xundaⱪ ⱪildi. Andin Samuil: — Sǝn turup tur, Pǝrwǝrdigarning sɵz-kalamini sanga yǝtküzǝy, dedi.
Улар шәһәрниң айиғиға кетиватқанда, Самуил Саулға: Хизмәткарға алдимизда маңғач турғин, дәп буйруғин, деди. У шундақ қилди. Андин Самуил: — Сән туруп тур, Пәрвәрдигарниң сөз-каламини саңа йәткүзәй, деди.