< Samu'il 1 6 >

1 Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪi Filistiylǝrning yurtida yǝttǝ ay turdi.
Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Филистийләрниң жутида йәттә ай турди.
2 Filistiylǝr kaⱨinlar bilǝn palqilarni qaⱪirip ularƣa: — Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini ⱪandaⱪ ⱪilimiz? Uni ⱪandaⱪ ⱪilip ɵz jayiƣa ǝwǝtǝlǝymiz? Yol kɵrsitinglar, dedi.
Филистийләр каһинлар билән палчиларни чақирип уларға: — Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини қандақ қилимиз? Уни қандақ қилип өз җайиға әвәтәләймиз? Йол көрситиңлар, деди.
3 Ular: — Əgǝr Israilning Hudasining ǝⱨdǝ sanduⱪini ⱪayturup ǝwǝtsǝnglar, ⱪuruⱪ ǝwǝtmǝnglar, ⱨeq bolmiƣanda uning bilǝn bir «itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi»ni birgǝ ǝwǝtixinglar zɵrürdur, dedi. Xundaⱪ ⱪilƣanda xipa tapisilǝr, xundaⱪla Uning ⱪolining nemǝ üqün silǝrdin ayrilmiƣanliⱪini bilisilǝr, dedi.
Улар: — Әгәр Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини қайтуруп әвәтсәңлар, қуруқ әвәтмәңлар, һеч болмиғанда униң билән бир «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни биргә әвәтишиңлар зөрүрдур, деди. Шундақ қилғанда шипа таписиләр, шундақла Униң қолиниң немә үчүн силәрдин айрилмиғанлиғини билисиләр, деди.
4 Ular: — Biz nemini itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi ⱪilip ǝwǝtimiz? — dǝp soridi. Ular: — Filistiylǝrning ƣojilirining sani bǝx; xunga bǝx altun ⱨürrǝk wǝ bǝx altun qaxⱪan yasap ǝwǝtinglar; qünki silǝrgǝ wǝ ƣojanglarƣa ohxaxla bala-ⱪaza qüxti.
Улар: — Биз немини итаәтсизлик қурбанлиғи қилип әвәтимиз? — дәп сориди. Улар: — Филистийләрниң ғоҗилириниң сани бәш; шуңа бәш алтун һүррәк вә бәш алтун чашқан ясап әвәтиңлар; чүнки силәргә вә ғоҗаңларға охшашла бала-қаза чүшти.
5 Ⱨürrǝkliringlarning xǝklini wǝ zemininglarni wǝyran ⱪilidiƣan qaxⱪanlarning xǝklini nǝⱪix ⱪilip yasap, Israilning Hudasiƣa xan-xǝrǝp kǝltürünglar. Xuning bilǝn u bǝlkim silǝrning, ilaⱨlirimizning wǝ zemininglarning üstini basⱪan ⱪolini yeniklitǝrmikin: —
Һүррәклириңларниң шәклини вә зиминиңларни вәйран қилидиған чашқанларниң шәклини нәқиш қилип ясап, Исраилниң Худасиға шан-шәрәп кәлтүрүңлар. Шуниң билән у бәлким силәрниң, илаһлиримизниң вә зиминиңларниң үстини басқан қолини йениклитәрмекин: —
6 Misirliⱪlar bilǝn Pirǝwn ɵz kɵngüllirini ⱪattiⱪ ⱪilƣandǝk silǝrmu nemixⱪa ɵz kɵnglünglarni ⱪattiⱪ ⱪilisilǝr? U misirliⱪlarƣa zor ⱪattiⱪ ⱪolluⱪ kɵrsǝtkǝndin keyin, ular Israillarni ⱪoyup bǝrmidimu, ular xuning bilǝn ⱪaytip kǝlmidimu?
Мисирлиқлар билән Пирәвн өз көңүллирини қаттиқ қилғандәк силәрму немишкә өз көңлүңларни қаттиқ қилисиләр? У мисирлиқларға зор қаттиқ қоллуқ көрсәткәндин кейин, улар Исраилларни қоюп бәрмидиму, улар шуниң билән қайтип кәлмидиму?
7 Əmdi yengi bir ⱨarwa yasap, tehi boyunturuⱪⱪa kɵndürülmigǝn mozayliⱪ ikki inǝkni ⱨarwiƣa ⱪoxunglar; ulardin mozaylirini ayrip, ɵydǝ elip ⱪelinglar;
Әнди йеңи бир һарву ясап, техи боюнтуруққа көндүрүлмигән мозайлиқ икки инәкни һарвуға қошуңлар; улардин мозайлирини айрип, өйдә елип қелиңлар;
8 andin Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürüp ⱨarwiƣa selinglar; wǝ uningƣa ǝwǝtidiƣan itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi ⱪilidiƣan altun buyumlarni bir ⱪapⱪa selip sanduⱪⱪa yandap ⱪoyunglar wǝ sanduⱪni xu peti mangdurunglar;
андин Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип һарвуға селиңлар; вә униңға әвәтидиған итаәтсизлик қурбанлиғи қилидиған алтун буюмларни бир қапқа селип сандуққа яндап қоюңлар вә сандуқни шу пети маңдуруңлар;
9 andin ⱪarap turunglar. Əgǝr ⱨarwa Israil qegrisidiki yol bilǝn Bǝyt-Xǝmǝxkǝ mangsa, bizgǝ kǝlgǝn xu qong bala-ⱪazani qüxürgüqining ɵzi Pǝrwǝrdigar bolidu. Undaⱪ bolmisa, bizni urƣan Uning ⱪoli ǝmǝs, bǝlki bizgǝ qüxkǝn tasadipiliⱪ bolidu, halas, deyixti.
андин қарап туруңлар. Әгәр һарву Исраил чегарисидики йол билән Бәйт-Шәмәшкә маңса, бизгә кәлгән шу чоң бала-қазани чүшүргүчиниң өзи Пәрвәрдигар болиду. Ундақ болмиса, бизни урған Униң қоли әмәс, бәлки бизгә чүшкән тәсадипилиқ болиду, халас, дейишти.
10 Xuning bilǝn Filistiylǝr xundaⱪ ⱪildi. Ular Mozayliⱪ ikki inǝkni ⱨarwiƣa ⱪoxup, mozaylirini ɵydǝ solap ⱪoyup,
Шуниң билән Филистийләр шундақ қилди. Улар Мозайлиқ икки инәкни һарвуға қошуп, мозайлирини өйдә солап қоюп,
11 Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini ⱨarwiƣa selip, altun qaxⱪan wǝ ⱪuyma ⱨürrǝklǝr ⱪaqilanƣan ⱪapni uningƣa yandap ⱪoydi.
Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини һарвуға селип, алтун чашқан вә қуйма һүррәкләр қачиланған қапни униңға яндап қойди.
12 Inǝklǝr Bǝyt-Xǝmǝxkǝ baridiƣan yol bilǝn udul yürüp kǝtti. Ular kɵtürülgǝn yol bilǝn mangƣaq mɵrǝytti, ya ong tǝrǝpkǝ ya sol tǝrǝpkǝ ⱪeyip kǝtmidi. Filistiylǝrning ƣojiliri ularning arⱪisidin Bǝyt-Xǝmǝxning qegrisiƣiqǝ bardi.
Инәкләр Бәйт-Шәмәшкә баридиған йол билән удул жүрүп кәтти. Улар көтирилгән йол билән маңғач мөрәйтти, я оң тәрәпкә я сол тәрәпкә қейип кәтмиди. Филистийләрниң ғоҗилири уларниң арқисидин Бәйт-Шәмәшниң чегарисиғичә барди.
13 Bǝyt-Xǝmǝxtikilǝr jilƣida buƣday oruwatatti, ular baxlirini kɵtürüp ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵrüp hux boluxti.
Бәйт-Шәмәштикиләр җилғида буғдай орувататти, улар башлирини көтирип әһдә сандуғини көрүп хуш болушти.
14 Ⱨarwa Bǝyt-Xǝmǝxlik Yǝxuaning etizliⱪiƣa kelip, u yǝrdiki bir qong taxning yenida tohtap ⱪaldi. Ular ⱨarwini qeⱪip, ikki inǝkni Pǝrwǝrdigarƣa atap kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪildi.
Һарву Бәйт-Шәмәшлик Йәшуаниң етизлиғиға келип, у йәрдики бир чоң ташниң йенида тохтап қалди. Улар һарвуни чеқип, икки инәкни Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ қилди.
15 Lawiylar Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪi bilǝn altun buyumlar bar ⱪapni qüxürüp qong taxning üstigǝ ⱪoydi. Xu küni Bǝyt-Xǝmǝxtikilǝr Pǝrwǝrdigarƣa kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlar wǝ baxⱪa ⱪurbanliⱪlarni ⱪildi.
Лавийлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи билән алтун буюмлар бар қапни чүшүрүп чоң ташниң үстигә қойди. Шу күни Бәйт-Шәмәштикиләр Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни қилди.
16 Filistiylǝrning bǝx ƣojisi bularni kɵrüp xu küni Əkronƣa ⱪaytip kǝtti.
Филистийләрниң бәш ғоҗиси буларни көрүп шу күни Әкронға қайтип кәтти.
17 Filistiylǝrning Pǝrwǝrdigarƣa itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪi ⱪilip bǝrgǝn altun ⱨürriki: — Axdod üqün bir, Gaza üqün bir, Axkelon üqün bir, Gat üqün bir wǝ Əkron üqün bir idi.
Филистийләрниң Пәрвәрдигарға итаәтсизлик қурбанлиғи қилип бәргән алтун һүррики: — Ашдод үчүн бир, Газа үчүн бир, Ашкелон үчүн бир, Гат үчүн бир вә Әкрон үчүн бир еди.
18 Altun qaxⱪanlarning sani bolsa Filistiylǝrning bǝx ƣojisiƣa tǝwǝ barliⱪ xǝⱨǝrning sani bilǝn barawǝr idi. Bu xǝⱨǝrlǝr sepilliⱪ xǝⱨǝrlǝr wǝ ularƣa ⱪaraxliⱪ sǝⱨra-kǝntlǝrni, xundaⱪla ular Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini ⱪoyƣan qong qimǝnzarƣiqǝ ⱨǝmmǝ jayni ɵz iqigǝ alatti. Bu qimǝnzar ⱨazirmu Bǝyt-Xǝmǝxlik Yǝxuaning etizliⱪida bar.
Алтун чашқанларниң сани болса Филистийләрниң бәш ғоҗисиға тәвә барлиқ шәһәрниң сани билән баравәр еди. Бу шәһәрләр сепиллиқ шәһәрләр вә уларға қарашлиқ сәһра-кәнтләрни, шундақла улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини қойған чоң чимәнзарғичә һәммә җайни өз ичигә алатти. Бу чимәнзар һазирму Бәйт-Шәмәшлик Йәшуаниң етизлиғида бар.
19 Əmma Bǝyt-Xǝmǝxtikilǝr ɵz mǝyliqǝ ǝⱨdǝ sanduⱪining iqigǝ ⱪariƣini üqün Pǝrwǝrdigar ulardin yǝtmix adǝmni, jümlidin qonglardin ǝllikni urdi. Pǝrwǝrdigar hǝlⱪni mundaⱪ ⱪattiⱪ urƣanliⱪi üqün pütün hǝlⱪ matǝm tutti.
Амма Бәйт-Шәмәштикиләр өз мәйличә әһдә сандуғиниң ичигә қариғини үчүн Пәрвәрдигар улардин йәтмиш адәмни, җүмлидин чоңлардин әлликни урди. Пәрвәрдигар хәлиқни мундақ қаттиқ урғанлиғи үчүн пүтүн хәлиқ матәм тутти.
20 Bǝyt-Xǝmǝxtikilǝr: — Bu muⱪǝddǝs Huda Pǝrwǝrdigarning aldida kim ɵrǝ turalaydu? Əⱨdǝ sanduⱪi bizning bu yǝrdin kimning ⱪexiƣa apirilixi kerǝk? — dedi.
Бәйт-Шәмәштикиләр: — Бу муқәддәс Худа Пәрвәрдигарниң алдида ким өрә туралайду? Әһдә сандуғи бизниң бу йәрдин кимниң қешиға апирилиши керәк? — деди.
21 Andin ular Kiriat-Yearimdikilǝrgǝ ǝlqilǝrni ǝwitip: — Filistiylǝr Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini ⱪayturup bǝrdi. Bu yǝrgǝ kelip uni ɵzünglarƣa elip ketinglar, dedi.
Андин улар Кириат-Йеаримдикиләргә әлчиләрни әвитип: — Филистийләр Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини қайтуруп бәрди. Бу йәргә келип уни өзүңларға елип кетиңлар, деди.

< Samu'il 1 6 >