< Samu'il 1 26 >

1 Əmdi Zifliⱪlar Gibeaⱨƣa Saulning ⱪexiƣa kelip: — Dawut Yǝximonƣa yeⱪin Ⱨaⱪilaⱨ egizlikigǝ yoxurunuwaptu ǝmǝsmu? — dedi.
Әнди Зифлиқлар Гибеаһға Саулниң қешиға келип: — Давут Йәшимонға йеқин Һақилаһ егизлигигә йошурунувапту әмәсму? — деди.
2 Saul ⱪopup Israildin hillanƣan üq ming adǝmni elip, Zif qɵlidǝ Dawutni izdigili u yǝrgǝ bardi.
Саул қопуп Исраилдин хилланған үч миң адәмни елип, Зиф чөлидә Давутни издигили у йәргә барди.
3 Saul bolsa yol boyida, Yǝximonƣa yeⱪin Ⱨaⱪilaⱨ egizlikidǝ qedir tikti. Dawut qɵldǝ turuwatatti; u Saulning qɵlgǝ ɵz kǝynidin qiⱪⱪinidin hǝwǝr tapⱪanda
Саул болса йол бойида, Йәшимонға йеқин Һақилаһ егизлигидә чедир тикти. Давут чөлдә турувататти; у Саулниң чөлгә өз кәйнидин чиққинидин хәвәр тапқанда
4 Dawut paylaⱪqilarni mangdurup Saulning rastla kǝlgǝnlikini bildi.
Давут пайлақчиларни маңдуруп Саулниң растла кәлгәнлигини билди.
5 Dawut ⱪopup Saul qedir tikkǝn jayƣa bardi; u Saul bilǝn ⱪoxun sǝrdari, Nǝrning oƣli Abnǝr yatⱪan yǝrni kɵrdi. Saul bolsa ⱪoxun istiⱨkami iqidǝ uhlap yatⱪanidi, adǝmliri qedirlirini uning ǝtrapiƣa tikkǝnidi.
Давут қопуп Саул чедир тиккән җайға барди; у Саул билән қошун сәрдари, Нәрниң оғли Абнәр ятқан йәрни көрди. Саул болса қошун истиһками ичидә ухлап ятқан еди, адәмлири чедирлирини униң әтрапиға тиккән еди.
6 Dawut ǝmdi Ⱨittiylardin bolƣan Ahimǝlǝk wǝ Yoabning inisi Zǝruiyaning oƣli Abixayƣa: — Kim mǝn bilǝn lǝxkǝrgaⱨƣa qüxüp, Saulning yeniƣa baridu? — dǝp soridi. Abixay: — Mǝn sening bilǝn baray, dedi.
Давут әнди Һиттийлардин болған Ахимәләк вә Йоабниң иниси Зәруияниң оғли Абишайға: — Ким мән билән ләшкәргаһға чүшүп, Саулниң йениға бариду? — дәп сориди. Абишай: — Мән сениң билән барай, деди.
7 Xuning bilǝn Dawut wǝ Abixay keqidǝ ⱪoxun bar yǝrgǝ beriwidi, mana Saul ⱪoxun istiⱨkami iqidǝ uhlap yatⱪanidi; uning nǝyzisi tǝkiyisining yenida yǝrgǝ ⱪadaⱪliⱪ turatti; Abnǝr bilǝn adǝmliri uning ǝtrapida yatatti.
Шуниң билән Давут вә Абишай кечидә қошун бар йәргә беривиди, мана Саул қошун истиһками ичидә ухлап ятқан еди; униң нәйзиси тәкийисиниң йенида йәргә қадақлиқ туратти; Абнәр билән адәмлири униң әтрапида ятатти.
8 Abixay Dawutⱪa: — Huda bügün düxminingni ⱪolungƣa tapxurdi. Sǝndin ɵtünimǝnki, manga nǝyzǝ bilǝn birla sanjip uni yǝrgǝ ⱪadap ⱪoyuxⱪa ijazǝt bǝrgǝysǝn! Ikki ⱪetim sanjiximning lazimi yoⱪtur, dedi.
Абишай Давутқа: — Худа бүгүн дүшминиңни қолуңға тапшурди. Сәндин өтүнимәнки, маңа нәйзә билән бирла санҗип уни йәргә қадап қоюшқа иҗазәт бәргәйсән! Икки қетим санҗишимниң лазими йоқтур, деди.
9 Dawut Abixayƣa: — Uni yoⱪatmiƣin. Kim Pǝrwǝrdigarning mǝsiⱨ ⱪilƣiniƣa ⱪol uzitip gunaⱨƣa tartilmiƣan? — dedi.
Давут Абишайға: — Уни йоқатмиғин. Ким Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғиниға қол узитип гунаға тартилмиған? — деди.
10 Dawut yǝnǝ: — Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn [ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki], Pǝrwǝrdigar jǝzmǝn uni uridu; ya uning ɵlidiƣan küni kelidu ya u jǝnggǝ qüxüp ⱨalak bolidu.
Давут йәнә: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән [қәсәм қилимәнки], Пәрвәрдигар җәзмән уни уриду; я униң өлидиған күни келиду я у җәңгә чүшүп һалак болиду.
11 Pǝrwǝrdigar meni Pǝrwǝrdigarning mǝsiⱨliginigǝ ⱪol uzitixidin saⱪliƣay! Əmma uning bexidiki nǝyzǝ bilǝn su idixini alƣin, andin ketǝyli, dedi.
Пәрвәрдигар мени Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинигә қол узитишидин сақлиғай! Амма униң бешидики нәйзә билән су идишини алғин, андин кетәйли, деди.
12 Xuning bilǝn Dawut nǝyzǝ bilǝn idixni Saulning bexining yenidin elip, ikkisi qiⱪip kǝtti. Əmma ⱨeqkim kɵrmidi, tuyupmu ⱪalmidi ⱨǝm oyƣinip kǝtmidi, bǝlki ⱨǝmmisi uhlawǝrdi; qünki Pǝrwǝrdigar bir ⱪattiⱪ uyⱪuni ularning üstigǝ qüxürgǝnidi.
Шуниң билән Давут нәйзә билән идишни Саулниң бешиниң йенидин елип, иккиси чиқип кәтти. Амма һеч ким көрмиди, туюпму қалмиди һәм ойғинип кәтмиди, бәлки һәммиси ухлавәрди; чүнки Пәрвәрдигар бир қаттиқ уйқини уларниң үстигә чүшүргән еди.
13 Dawut uduldiki tǝrǝpkǝ ɵtüp yiraⱪraⱪ bir dɵngning tɵpisidǝ turdi; ularning ariliⱪi yiraⱪ idi.
Давут удулдики тәрәпкә өтүп жирақрақ бир дөңниң төписидә турди; уларниң арилиғи жирақ еди.
14 Dawut ⱪoxun bilǝn nǝrning oƣli Abnǝrgǝ towlap: — Jawab bǝrmǝmsǝn, i Abnǝr! — dedi. Abnǝr: — Padixaⱨⱪa towliƣuqi kim sǝn? — dedi.
Давут қошун билән нәрниң оғли Абнәргә товлап: — Җавап бәрмәмсән, и Абнәр! — деди. Абнәр: — Падишаһға товлиғучи ким сән? — деди.
15 Dawut Abnǝrgǝ: — Sǝn batur ǝmǝsmu? Israilda sanga kim tǝng kelǝlǝydu? Nemixⱪa ƣojang padixaⱨni ⱪoƣdimiding? Qünki hǝlⱪtin bir kixi ƣojang padixaⱨni ⱨalak ⱪilƣili kiriptu.
Давут Абнәргә: — Сән батур әмәсму? Исраилда саңа ким тәң келәләйду? Немишкә ғоҗаң падишани қоғдимидиң? Чүнки хәлиқтин бир киши ғоҗаң падишани һалак қилғили кирипту.
16 Sening bundaⱪ ⱪilƣining yahxi ǝmǝs! Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn [ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki], Pǝrwǝrdigar mǝsiⱨ ⱪilƣan ƣojanglarni ⱪoƣdimiƣanliⱪinglar üqün ɵlümgǝ layiⱪ boldunglar. Əmdi padixaⱨning nǝyzisi wǝ bexining yenidiki su idixining ⱪǝyǝrdilikigǝ ⱪarap beⱪinglar, dedi.
Сениң бундақ қилғиниң яхши әмәс! Пәрвәрдигарниң һаяти билән [қәсәм қилимәнки], Пәрвәрдигар мәсиһ қилған ғоҗаңларни қоғдимиғанлиғиңлар үчүн өлүмгә лайиқ болдуңлар. Әнди падишаниң нәйзиси вә бешиниң йенидики су идишиниң қәйәрдилигигә қарап беқиңлар, деди.
17 Saul Dawutning awazini tonup: — Bu sening awazingmu, i oƣlum Dawut! — dedi. Dawut: — I ƣojam padixaⱨ, bu mening awazimdur, dedi.
Саул Давутниң авазини тонуп: — Бу сениң авазиңму, и оғлум Давут! — деди. Давут: — И ғоҗам падиша, бу мениң авазимдур, деди.
18 U yǝnǝ: — Nemixⱪa ƣojam ɵz ⱪulini mundaⱪ ⱪoƣlaydu? Mǝn nemǝ ⱪiliptimǝn? Ⱪolumda nemǝ yamanliⱪ bar?
У йәнә: — Немишкә ғоҗам өз қулини мундақ қоғлайду? Мән немә қилиптимән? Қолумда немә яманлиқ бар?
19 Əmdi ƣojam padixaⱨ ɵz ⱪulining sɵzigǝ ⱪulaⱪ salƣay. Pǝrwǝrdigar silini manga ⱪarxi ⱪozƣatⱪan bolsa bir ⱨǝdiyǝ-ⱪurbanliⱪ uning kɵnglini razi ⱪilƣay; lekin insan baliliri bolsa, ular Pǝrwǝrdigarning aldida lǝnǝtkǝ ⱪalsun, qünki ularning ǝmdi meni Pǝrwǝrdigarning mirasidin bǝⱨrimǝn boluxtin mǝⱨrum ⱪilip, meni baxⱪa ilaⱨlarƣa ibadǝt ⱪil, degini bolidu.
Әнди ғоҗам падиша өз қулиниң сөзигә қулақ салғай. Пәрвәрдигар силини маңа қарши қозғатқан болса бир һәдийә-қурбанлиқ униң көңлини рази қилғай; лекин инсан балилири болса, улар Пәрвәрдигарниң алдида ләнәткә қалсун, чүнки уларниң әнди мени Пәрвәрдигарниң мирасидин бәһримән болуштин мәһрум қилип, мени башқа илаһларға ибадәт қил, дегини болиду.
20 Əmdi mening ⱪenim Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuridin yiraⱪ yǝrgǝ tɵkülmisun; qünki taƣlarda bir kǝklikni owliƣandǝk Israilning padixaⱨi bir yalƣuz bürgini izdigili qiⱪiptu, dedi.
Әнди мениң қеним Пәрвәрдигарниң һозуридин жирақ йәргә төкүлмисун; чүнки тағларда бир кәкликни овлиғандәк Исраилниң падишаси бир ялғуз бүргини издигили чиқипту, деди.
21 Saul: — Mǝn gunaⱨ ⱪildim; yenip kǝlgin i oƣlum Dawut; mening jenim bügün kɵzliringdǝ ǝziz sanalƣini üqün mǝn sanga bundin keyin ⱨeq ziyan-zǝhmǝt yǝtküzmǝymǝn; mana, ǝhmǝⱪliⱪ ⱪildim, bǝk eziptimǝn, dedi.
Саул: — Мән гуна қилдим; йенип кәлгин и оғлум Давут; мениң җеним бүгүн көзлириңдә әзиз саналғини үчүн мән саңа бундин кейин һеч зиян-зәхмәт йәткүзмәймән; мана, ахмақлиқ қилдим, бәк езиптимән, деди.
22 Dawut jawab berip: — Mana padixaⱨning nǝyzisi, ƣulamlardin biri kelip uni yandurup alsun.
Давут җавап берип: — Мана падишаниң нәйзиси, ғуламлардин бири келип уни яндуруп алсун.
23 Pǝrwǝrdigar ⱨǝr adǝmning ⱨǝⱪⱪaniyliⱪi bilǝn sadiⱪliⱪiƣa ⱪarap yandurƣay. Qünki bügün Pǝrwǝrdigar silini mening ⱪolumƣa tapxurdi, lekin mǝn Pǝrwǝrdigarning mǝsiⱨliginigǝ ⱪol uzitixni halimidim.
Пәрвәрдигар һәр адәмниң һәққанийлиғи билән садиқлиғиға қарап яндурғай. Чүнки бүгүн Пәрвәрдигар силини мениң қолумға тапшурди, лекин мән Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинигә қол узитишни халимидим.
24 Mana, bügün silining janliri mening kɵzlirimdǝ ǝziz bolƣandǝk mening jenim Pǝrwǝrdigarning kɵzidǝ ǝziz bolƣay, u meni ⱨǝmmǝ awariqiliktin ⱪutⱪuzƣay, dedi.
Мана, бүгүн силиниң җанлири мениң көзлиримдә әзиз болғандәк мениң җеним Пәрвәрдигарниң көзидә әзиз болғай, у мени һәммә аваричиликтин қутқузғай, деди.
25 Saul Dawutⱪa: — Əy oƣlum Dawut, bǝrikǝtlǝngǝysǝn. Sǝn jǝzmǝn uluƣ ixlarni ⱪilisǝn, ixliring jǝzmǝn rawajliⱪ bolidu, dedi. Andin Dawut ɵz yoliƣa kǝtti, Saulmu ɵz jayiƣa yenip bardi.
Саул Давутқа: — Әй оғлум Давут, бәрикәтләнгәйсән. Сән җәзмән улуқ ишларни қилисән, ишлириң җәзмән раваҗлиқ болиду, деди. Андин Давут өз йолиға кәтти, Саулму өз җайиға йенип барди.

< Samu'il 1 26 >