< Samu'il 1 20 >
1 Dawut Ramaⱨdiki Nayottin ⱪeqip Yonatanning ⱪexiƣa berip uningƣa: — Mǝn nemǝ ⱪiliptimǝn? Nemǝ ⱪǝbiⱨlik ⱪiliptimǝn? Atang aldida nemǝ gunaⱨ ⱪiliptimǝn, u mening jenimni almaⱪqi boluwatidu? — dedi.
Давут Рамаһдики Найоттин қечип Йонатанниң қешиға берип униңға: — Мән немә қилиптимән? Немә қәбиһлик қилиптимән? Атаң алдида немә гуна қилиптимән, у мениң җенимни алмақчи болуватиду? — деди.
2 U uningƣa: — Yoⱪsu, bundaⱪ ix neri bolsun! Sǝn ɵlmǝysǝn. Qong ix bolsun, kiqik ix bolsun atam manga demǝy ⱪoymaydu. Nemixⱪa atam bu ixni mǝndin yoxuridikinǝ? Ⱨǝrgiz undaⱪ bolmaydu, dedi.
У униңға: — Йоқсу, бундақ иш нери болсун! Сән өлмәйсән. Чоң иш болсун, кичик иш болсун атам маңа демәй қоймайду. Немишкә атам бу ишни мәндин йошуридикинә? Һәргиз ундақ болмайду, деди.
3 Lekin Dawut yǝnǝ ⱪǝsǝm ⱪilip: — Atang sening nǝziringdǝ iltipat tapⱪinimni jǝzmǝn bilidu. Xunga u kɵnglidǝ: — Yonatan buni bilip ⱪalmisun; bolmisa uningƣa azar bolidu, degǝndu. Lekin Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn, jening wǝ ⱨayating bilǝn aldingda ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, manga ɵlümning ariliⱪi bir ⱪǝdǝmla ⱪaldi, dedi.
Лекин Давут йәнә қәсәм қилип: — Атаң сениң нәзириңдә илтипат тапқинимни җәзмән билиду. Шуңа у көңлидә: — Йонатан буни билип қалмисун; болмиса униңға азар болиду, дегәнду. Лекин Пәрвәрдигарниң һаяти билән, җениң вә һаятиң билән алдиңда қәсәм қилимәнки, маңа өлүмниң арилиғи бир қәдәмла қалди, деди.
4 Yonatan Dawutⱪa: — Kɵnglüng nemini halisa xuni ⱪilay, dedi.
Йонатан Давутқа: — Көңлүң немини халиса шуни қилай, деди.
5 Dawut Yonatanƣa mundaⱪ dedi: — Mana ǝtǝ «yengi ay» bolidu; mǝn adǝttikidǝk padixaⱨ bilǝn ⱨǝmdastihan bolmisam bolmaydu. Lekin meni ⱪoyup bǝrgin, mǝn üqinqi küni ahximiƣiqǝ dalada mɵkünüwalay.
Давут Йонатанға мундақ деди: — Мана әтә «йеңи ай» болиду; мән адәттикидәк падиша билән һәмдәстихан болмисам болмайду. Лекин мени қоюп бәргин, мән үчинчи күни ахшимиғичә далада мөкүнүвалай.
6 Atang mening sorunda yoⱪluⱪimni kɵrüp sorisa, sǝn uningƣa: «Dawut mǝndin ɵz xǝⱨiri Bǝyt-Lǝⱨǝmgǝ tezraⱪ berip kelixkǝ jiddiy ruhsǝt soridi, qünki u yǝrdǝ pütkül ailisi üqün bir yilliⱪ ⱪurbanliⱪ ɵtküzidikǝn», degin, dedi.
Атаң мениң сорунда йоқлуғимни көрүп сориса, сән униңға: «Давут мәндин өз шәһири Бәйт-Ләһәмгә тезрақ берип келишкә җиддий рухсәт сориди, чүнки у йәрдә пүткүл аилиси үчүн бир жиллиқ қурбанлиқ өткүзидикән», дегин, деди.
7 Əgǝr u: — Obdan boptu, desǝ, ⱪulung tinq-aman bolidu: — Lekin u aqqiⱪlansa, uning manga yamanliⱪ ⱪilixni niyǝt ⱪilƣanliⱪidin guman ⱪilmiƣin.
Әгәр у: — Убдан бопту, десә, қулуң теч-аман болиду: — Лекин у аччиқланса, униң маңа яманлиқ қилишни нийәт қилғанлиғидин гуман қилмиғин.
8 Sǝn ⱪulungƣa iltipat kɵrsǝtkin; qünki sǝn ɵzüng bilǝn Pǝrwǝrdigarning aldida ⱪulungni ǝⱨdilǝxtürgǝnsǝn. Lekin ǝgǝr mǝndǝ bir yamanliⱪ bolsa sǝn ɵzüngla meni ɵltürgin; meni elip berip atangƣa tapxuruxning nemǝ ⱨajiti? — dedi.
Сән қулуңға илтипат көрсәткин; чүнки сән өзүң билән Пәрвәрдигарниң алдида қулуңни әһдиләштүргәнсән. Лекин әгәр мәндә бир яманлиқ болса сән өзүңла мени өлтүргин; мени елип берип атаңға тапшурушниң немә һаҗити? — деди.
9 Yonatan: — Undaⱪ hiyal sǝndin neri bolsun! Əgǝr atamning sanga yamanliⱪ ⱪilidiƣan niyiti barliⱪini bilip ⱪalsam, sanga dǝyttim ǝmǝsmu? — dedi.
Йонатан: — Ундақ хиял сәндин нери болсун! Әгәр атамниң саңа яманлиқ қилидиған нийити барлиғини билип қалсам, саңа дәйттим әмәсму? — деди.
10 Dawut Yonatanƣa: — Əgǝr atang sanga ⱪattiⱪ gǝp bilǝn jawab bǝrsǝ, kim manga hǝwǝr beridu? — dedi.
Давут Йонатанға: — Әгәр атаң саңа қаттиқ гәп билән җавап бәрсә, ким маңа хәвәр бериду? — деди.
11 Yonatan Dawutⱪa: — Kǝlgin, dalaƣa qiⱪayli, dedi. Xuning bilǝn ikkisi dalaƣa qiⱪti.
Йонатан Давутқа: — Кәлгин, далаға чиқайли, деди. Шуниң билән иккиси далаға чиқти.
12 Yonatan Dawutⱪa mundaⱪ dedi: — Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar manga [guwaⱨki], mǝn ǝtǝ yaki ɵgünlükkǝ muxu waⱪitta atamning niyitini bilip, sanga iltipatliⱪ bolsa, mǝn adǝm mangdurup sanga mǝlum ⱪilmamdim?
Йонатан Давутқа мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар маңа [гуваки], мән әтә яки өгүнлүккә мошу вақитта атамниң нийитини билип, саңа илтипатлиқ болса, мән адәм маңдуруп саңа мәлум қилмамдим?
13 Əgǝr atam sanga yamanliⱪ ⱪilmaⱪqi bolsa, mǝn seni tinq-aman yolƣa selix üqün sanga adǝm ǝwǝtip hǝwǝr bǝrmisǝm, Pǝrwǝrdigar manga sening bexingƣa qüxkǝndinmu artuⱪ qüxürsun; ǝmdi Pǝrwǝrdigar atam bilǝn billǝ bolƣandǝk sening bilǝn billǝ bolsun.
Әгәр атам саңа яманлиқ қилмақчи болса, мән сени теч-аман йолға селиш үчүн саңа адәм әвәтип хәвәр бәрмисәм, Пәрвәрдигар маңа сениң бешиңға чүшкәндинму артуқ чүшүрсун; әнди Пәрвәрдигар атам билән биллә болғандәк сениң билән биллә болсун.
14 Ⱨayatla bolsam meni ɵlmisun dǝp Pǝrwǝrdigarning meⱨribanliⱪini manga kɵrsǝtkǝysǝn.
Һаятла болсам мени өлмисун дәп Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини маңа көрсәткәйсән.
15 Mǝn ɵlüp kǝtkǝn tǝⱪdirdimu, ɵydikilirimdin ⱨǝm ⱨeq waⱪit meⱨribanliⱪingni üzmigǝysǝn; Pǝrwǝrdigar sǝn Dawutning ⱨǝmmǝ düxmǝnlirini yǝr yüzidin yoⱪatⱪandin keyinmu xundaⱪ ⱪilƣaysǝn».
Мән өлүп кәткән тәғдирдиму, өйдикилиримдин һәм һеч вақит меһриванлиғиңни үзмигәйсән; Пәрвәрдигар сән Давутниң һәммә дүшмәнлирини йәр йүзидин йоқатқандин кейинму шундақ қилғайсән».
16 Xuning bilǝn Yonatan Dawutning jǝmǝti bilǝn ǝⱨdǝ ⱪilixip: — Pǝrwǝrdigar Dawutning düxmǝnliridin ⱨesab alsun, dedi.
Шуниң билән Йонатан Давутниң җәмәти билән әһдә қилишип: — Пәрвәрдигар Давутниң дүшмәнлиридин һесап алсун, деди.
17 Andin Yonatan yǝnǝ ɵzining Dawutⱪa bolƣan muⱨǝbbiti bilǝn uningƣa ⱪǝsǝm ⱪildurdi; qünki u uni ɵz jenidǝk sɵyǝtti.
Андин Йонатан йәнә өзиниң Давутқа болған муһәббити билән униңға қәсәм қилдурди; чүнки у уни өз җенидәк сөйәтти.
18 Yonatan Dawutⱪa mundaⱪ dedi: — Ətǝ yengi ay bolidu. Mana sening ornung box ⱪalidu, kixilǝr sening yoⱪluⱪingƣa diⱪⱪǝt ⱪilidu.
Йонатан Давутқа мундақ деди: — Әтә йеңи ай болиду. Мана сениң орнуң бош қалиду, кишиләр сениң йоқлуғиңға диққәт қилиду.
19 Üqinqi küni sǝn qüxüp aldinⱪi ⱪetim bu ixⱪa yoluⱪⱪiningda ɵzüngni yoxurƣan jayƣa berip «Ezǝl» degǝn taxning yenida turup turƣin.
Үчинчи күни сән чүшүп алдинқи қетим бу ишқа йолуққиниңда өзүңни йошурған җайға берип «Езәл» дегән ташниң йенида туруп турғин.
20 Nǝn taxning yenidiki bir jayƣa huddi nixanni ⱪaraliƣandǝk üq pay ya oⱪi atay.
Нән ташниң йенидики бир җайға худди нишанни қаралиғандәк үч пай я оқи атай.
21 Andin ƣulamni mangdurup: — «Ya oⱪlirini tepip kǝlgin» — dǝymǝn. Əgǝr mǝn ƣulamƣa: — Ənǝ, oⱪlar arⱪa tǝrǝptǝ turidu, ularni elip kǝl, desǝm, sǝn qiⱪip yenimƣa kǝlgin; xundaⱪ bolƣanda, Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, sǝn üqün tinq-amanliⱪ bolidu, ⱨeq ix bolmaydu.
Андин ғуламни маңдуруп: — «Я оқлирини тепип кәлгин» — дәймән. Әгәр мән ғуламға: — Әнә, оқлар арқа тәрәптә туриду, уларни елип кәл, десәм, сән чиқип йенимға кәлгин; шундақ болғанда, Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, сән үчүн теч-аманлиқ болиду, һеч иш болмайду.
22 Lekin ƣulamƣa: — Ənǝ, oⱪlar aldingda turidu, desǝm, sǝn kǝtkin, qünki undaⱪ bolsa, Pǝrwǝrdigar seni kǝtküzüwǝtkǝn bolidu.
Лекин ғуламға: — Әнә, оқлар алдиңда туриду, десәм, сән кәткин, чүнки ундақ болса, Пәрвәрдигар сени кәткүзүвәткән болиду.
23 Əmdiliktǝ mǝn bilǝn sǝn sɵzlǝxkǝn ix toƣruluⱪ, Pǝrwǝrdigar sǝn bilǝn mening otturimda guwaⱨqidur.
Әндиликтә мән билән сән сөзләшкән иш тоғрилиқ, Пәрвәрдигар сән билән мениң оттуримда гувачидур.
24 Xuning bilǝn Dawut dalada mɵkünüwaldi. Yengi ay kǝlgǝndǝ, padixaⱨ taam yegili dastihanda olturdi.
Шуниң билән Давут далада мөкүнүвалди. Йеңи ай кәлгәндә, падиша таам йегили дәстиханда олтарди.
25 Padixaⱨ bolsa burunⱪidǝkla ɵz ornida tamning yenidiki tɵrdǝ olturdi. Yonatan ornidin turdi, Abnǝr Saulning yenida olturdi. Lekin Dawutning orni box ⱪaldi.
Падиша болса бурунқидәкла өз орнида тамниң йенидики төрдә олтарди. Йонатан орнидин турди, Абнәр Саулниң йенида олтарди. Лекин Давутниң орни бош қалди.
26 Əmma Saul u küni ⱨeqnemǝ demidi. Qünki u: — Dawutⱪa bir ix boldi, u napak bolup ⱪaldi. U jǝzmǝn napak bolup ⱪaptu, dǝp oylidi.
Амма Саул у күни һеч немә демиди. Чүнки у: — Давутқа бир иш болди, у напак болуп қалди. У җәзмән напак болуп қапту, дәп ойлиди.
27 Lekin Dawutning orni yengi ayning ǝtisimu, yǝni ayning ikkinqi künimu box idi. Saul oƣli Yonatandin: — Nemixⱪa Yǝssǝning oƣli yaki tünügün yaki bügün tamaⱪⱪa kǝlmǝydu, dǝp soridi.
Лекин Давутниң орни йеңи айниң әтисиму, йәни айниң иккинчи күниму бош еди. Саул оғли Йонатандин: — Немишкә Йәссәниң оғли яки түнүгүн яки бүгүн тамаққа кәлмәйду, дәп сориди.
28 Yonatan Saulƣa jawab berip: — Dawut Bǝyt-Lǝⱨǝmgǝ barƣili mǝndin jiddiy ruhsǝt sorap: —
Йонатан Саулға җавап берип: — Давут Бәйт-Ләһәмгә барғили мәндин җиддий рухсәт сорап: —
29 Mening beriximƣa ruhsǝt ⱪilƣin, ailimizning xǝⱨǝrdǝ bir ⱪurbanliⱪ ixi bolƣaq akam mening beriximni eytiptu; ǝgǝr sening nǝziringdǝ iltipat tapⱪan bolsam ⱪerindaxlirim bilǝn kɵrüxüp kelixkǝ ruhsǝt bǝrgin, dedi. Xunga u padixaⱨning dastihiniƣa kǝlmidi, dedi.
Мениң беришимға рухсәт қилғин, аилимизниң шәһәрдә бир қурбанлиқ иши болғач акам мениң беришимни ейтипту; әгәр сениң нәзириңдә илтипат тапқан болсам қериндашлирим билән көрүшүп келишкә рухсәт бәргин, деди. Шуңа у падишаниң дәстихиниға кәлмиди, деди.
30 Saulning Yonatanƣa ⱪattiⱪ ƣǝzipi kelip: — I buzuⱪ, kaj hotunning oƣli, nemixⱪa Yǝssǝning oƣlini ɵzünggǝ tallap, ɵzüngni xǝrmǝndǝ ⱪilip wǝ anangni nomusⱪa ⱪoyƣiningni bilmǝmdimǝn?
Саулниң Йонатанға қаттиқ ғәзиви келип: — И бузуқ, каҗ хотунниң оғли, немишкә Йәссәниң оғлини өзүңгә таллап, өзүңни шәрмәндә қилип вә анаңни номусқа қойғиниңни билмәмдимән?
31 Əgǝr Yǝssǝning oƣli yǝr yüzidǝ tirik bolsila, sǝn ⱨǝm sening padixaⱨliⱪing mustǝⱨkǝm bolmaydu. Xunga ǝmdi adǝm ǝwǝtip uni mening ⱪeximƣa elip kǝlgin, qünki u ɵlümgǝ mǝⱨkǝmdur! — dedi.
Әгәр Йәссәниң оғли йәр йүзидә тирик болсила, сән һәм сениң падишалиғиң мустәһкәм болмайду. Шуңа әнди адәм әвәтип уни мениң қешимға елип кәлгин, чүнки у өлүмгә мәһкәмдур! — деди.
32 Yonatan atisi Saulƣa jawab berip: — U nemixⱪa ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinixi kerǝk? U nemǝ ⱪiptu? — dedi.
Йонатан атиси Саулға җавап берип: — У немишкә өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк? У немә қипту? — деди.
33 Andin Saul Yonatanƣa sanjix üqün uningƣa nǝyzini atti; buning bilǝn Yonatan atisining Dawutni ɵltürmǝkqi bolƣanliⱪini eniⱪ bilip yǝtti.
Андин Саул Йонатанға санҗиш үчүн униңға нәйзини атти; буниң билән Йонатан атисиниң Давутни өлтүрмәкчи болғанлиғини ениқ билип йәтти.
34 Yonatan bolsa ⱪattiⱪ aqqiⱪlap dastihandin ⱪopup kǝtti wǝ yengi ayning ikkinqi küni ⱨeq taam yemidi. Qünki atisining Dawutni xundaⱪ ⱨaⱪarǝtlixi uningƣa ⱪattiⱪ azar bolƣanidi.
Йонатан болса қаттиқ аччиқлап дәстихандин қопуп кәтти вә йеңи айниң иккинчи күни һеч таам йемиди. Чүнки атисиниң Давутни шундақ һақарәтлиши униңға қаттиқ азар болған еди.
35 Ətisi Yonatan dalaƣa qiⱪip Dawut bilǝn kelixkǝn jayƣa bardi. Uning bilǝn bir kiqik ƣulam billǝ bardi.
Әтиси Йонатан далаға чиқип Давут билән келишкән җайға барди. Униң билән бир кичик ғулам биллә барди.
36 U ƣulamƣa: — Sǝn yügür, mǝn atⱪan ya oⱪlirini tepip kǝlgin, dedi. Ƣulam yügürdi, u bir oⱪni uning aldi tǝripigǝ atti.
У ғуламға: — Сән жүгүр, мән атқан я оқлирини тепип кәлгин, деди. Ғулам жүгүрди, у бир оқни униң алди тәрипигә атти.
37 Ƣulam Yonatan atⱪan oⱪ qüxkǝn jayƣa kǝlgǝndǝ Yonatan ƣulamni qaⱪirip: — Oⱪ sening aldi tǝripingdǝ turmamdu? — dedi.
Ғулам Йонатан атқан оқ чүшкән җайға кәлгәндә Йонатан ғуламни чақирип: — Оқ сениң алди тәрипиңдә турмамду? — деди.
38 Andin Yonatan ƣulamni yǝnǝ qaⱪirip: — Bol, ittik bol, ⱨayal bolmiƣin! — dedi. Yonatanning ƣulami ya oⱪini yiƣip ƣojisiƣa elip kǝldi.
Андин Йонатан ғуламни йәнә чақирип: — Бол, иштик бол, һаял болмиғин! — деди. Йонатанниң ғулами я оқини жиғип ғоҗисиға елип кәлди.
39 Lekin ƣulamning bolƣan ixtin hǝwiri uⱪ idi. Buni yalƣuz Yonatan bilǝn Dawutla bilǝtti.
Лекин ғуламниң болған иштин хәвири уқ еди. Буни ялғуз Йонатан билән Давутла биләтти.
40 Andin Yonatan ƣulamiƣa yaraƣlirini berip uningƣa: — Ularni xǝⱨǝrgǝ elip kǝtkin, dedi.
Андин Йонатан ғуламиға ярақлирини берип униңға: — Уларни шәһәргә елип кәткин, деди.
41 Ƣulam kǝtkǝndin keyin Dawut [taxning] jǝnub tǝripidin qiⱪip yǝrgǝ yiⱪilip üq ⱪetim tǝzim ⱪildi. Ular bir-birini sɵyüxti, bir-birigǝ esilixip yiƣlaxti, bolupmu Dawut ⱪattiⱪ yiƣlidi.
Ғулам кәткәндин кейин Давут [ташниң] җәнуп тәрипидин чиқип йәргә жиқилип үч қетим тазим қилди. Улар бир-бирини сөйүшти, бир-биригә есилишип жиғлашти, болупму Давут қаттиқ жиғлиди.
42 Yonatan Dawutⱪa: — Sǝpiring tinq-aman bolsun; qünki biz ikkimiz: — Pǝrwǝrdigar mening bilǝn sening otturungda wǝ mening nǝslim bilǝn sening nǝsling otturisida mǝnggügǝ guwaⱨ bolsun, dǝp Pǝrwǝrdigarning nami bilǝn ⱪǝsǝm iqixkǝn, dedi. Dawut ornidin ⱪopup mangdi, Yonatanmu xǝⱨǝrgǝ kirip kǝtti.
Йонатан Давутқа: — Сәпириң теч-аман болсун; чүнки биз иккимиз: — Пәрвәрдигар мениң билән сениң оттуруңда вә мениң нәслим билән сениң нәслиң оттурисида мәңгүгә гува болсун, дәп Пәрвәрдигарниң нами билән қәсәм ичишкән, деди. Давут орнидин қопуп маңди, Йонатанму шәһәргә кирип кәтти.