< Samu'il 1 2 >
1 Ⱨannaⱨ dua ⱪilip mundaⱪ dedi: — «Mening ⱪǝlbim Pǝrwǝrdigar bilǝn yayraydu, Mening münggüzüm Pǝrwǝrdigar bilǝn egiz kɵtürüldi; Aƣzim düxmǝnlirimning aldida tǝntǝniliktǝ eqildi; Qünki Sening nijatingdin xadlinimǝn.
Һаннаһ дуа қилип мундақ деди: — «Мениң қәлбим Пәрвәрдигар билән яйрайду, Мениң мүңгүзүм Пәрвәрдигар билән егиз көтирилди; Ағзим дүшмәнлиримниң алдида тәнтәниликтә ечилди; Чүнки Сениң ниҗатиңдин шатлинимән.
2 Pǝrwǝrdigardǝk muⱪǝddǝs bolƣuqi yoⱪtur; Qünki Sǝndin baxⱪa ⱨeq kim yoⱪ, Hudayimizdǝk ⱨeq uyultax yoⱪtur.
Пәрвәрдигардәк муқәддәс болғучи йоқтур; Чүнки Сәндин башқа һеч ким йоқ, Худайимиздәк һеч уюлташ йоқтур.
3 I insanlar, kibirlik sɵzliringlarni kɵpǝytiwǝrmǝnglar, Yoƣan gǝplǝrni aƣzinglardin qiⱪarmanglar; Qünki Pǝrwǝrdigar bilim-ⱨidayǝtkǝ igǝ Hudadur. Insanlarning ǝmǝlliri Uning tǝripidin tarazida tartilidu.
И инсанлар, кибирлик сөзлириңларни көпәйтивәрмәңлар, Йоған гәпләрни ағзиңлардин чиқармаңлар; Чүнки Пәрвәрдигар билим-һидайәткә егә Худадур. Инсанларниң әмәллири Униң тәрипидин таразида тартилиду.
4 Palwanlarning oⱪ-yaliri sundurildi; Lekin putlixip yiⱪilƣanlarning beli bolsa ⱪudrǝt bilǝn baƣlandi.
Палванларниң оқ-ялири сундурилди; Лекин путлишип жиқилғанларниң бели болса қудрәт билән бағланди.
5 Ⱪorsiⱪi toⱪ bolƣanlar nan tepix üqün ɵzini yallanmiliⱪⱪa bǝrdi; Lekin aq ⱪalƣanlar ⱨazir aq ⱪalmidi; Ⱨǝtta tuƣmas ayal yǝttini tuƣidu; Lekin kɵp baliliⱪ bolƣan solixip ketidu.
Қосиғи тоқ болғанлар нан тепиш үчүн өзини ялланмилиққа бәрди; Лекин ач қалғанлар һазир ач қалмиди; Һәтта туғмас аял йәттини туғиду; Лекин көп балилиқ болған солишип кетиду.
6 Pǝrwǝrdigar ⱨǝm ɵltüridu, ⱨǝm ⱨayat beridu; U adǝmni tǝⱨtisaraƣa qüxüridu, u yǝrdin yǝnǝ turƣuzidu; (Sheol )
Пәрвәрдигар һәм өлтүриду, һәм һаят бериду; У адәмни тәһтисараға чүшүриду, у йәрдин йәнә турғузиду; (Sheol )
7 Pǝrwǝrdigar adǝmni ⱨǝm namrat ⱪiliwetidu, ⱨǝm bay ⱪilidu; U kixini ⱨǝm pǝs ⱪilidu, ⱨǝm egiz kɵtüridu.
Пәрвәрдигар адәмни һәм намрат қиливетиду, һәм бай қилиду; У кишини һәм пәс қилиду, һәм егиз көтириду.
8 U ɵzi miskinni topidin ⱪopuridu, Ⱪiƣliⱪtin yoⱪsulni kɵtüridu; Ularni esilzadilǝr arisida tǝng olturƣuzidu; Ularni xan-xǝrǝplik tǝhtigǝ miras ⱪilduridu; Qünki yǝrning tüwrükliri Pǝrwǝrdigarningkidur; U Ɵzi dunyani ularning üstigǝ salƣanidi.
У өзи мискинни топидин қопуриду, Қиғлиқтин йоқсулни көтириду; Уларни есилзадиләр арисида тәң олтарғузиду; Уларни шан-шәрәплик тәхтигә мирас қилдуриду; Чүнки йәрниң түврүклири Пәрвәрдигарниңкидур; У Өзи дунияни уларниң үстигә салған еди.
9 Ɵz muⱪǝddǝs bǝndilirining putlirini U mǝzmut ⱪilidu; Əmma rǝzillǝr bolsa, ⱪarangƣuda xük ⱪilinidu; Qünki ⱨeqkim ɵz ⱪudriti bilǝn nusrǝt tapmaydu.
Өз муқәддәс бәндилириниң путлирини У мәзмут қилиду; Амма рәзилләр болса, қараңғуда шүк қилиниду; Чүнки һеч ким өз қудрити билән нусрәт тапмайду.
10 Pǝrwǝrdigar bilǝn ⱪarxilaxⱪanlar parǝ-parǝ ⱪiliwetilidu; U Ɵzi asmanlardin ularƣa ⱪarxi güldürlǝydu. Pǝrwǝrdigar yǝr yüzining qǝtlirigiqǝ ⱨɵküm qiⱪiridu; U Ɵzi tikligǝn padixaⱨⱪa ⱪudrǝt beridu, U Ɵzi mǝsiⱨliginining münggüzini egiz kɵtüridu!».
Пәрвәрдигар билән қаршилашқанлар парә-парә қиливетилиду; У Өзи асманлардин уларға қарши гүлдүрләйду. Пәрвәрдигар йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм чиқириду; У Өзи тиклигән падишаға қудрәт бериду, У Өзи мәсиһлигининиң мүңгүзини егиз көтириду!».
11 Əlkanaⱨ bolsa Ramaⱨdiki ɵz ɵyigǝ yenip bardi. Bala bolsa ǝlining ⱪexida Pǝrwǝrdigarƣa hizmǝt ⱪilip ⱪaldi.
Әлканаһ болса Рамаһдики өз өйигә йенип барди. Бала болса әлиниң қешида Пәрвәрдигарға хизмәт қилип қалди.
12 Əmma Əlining oƣulliri intayin yaman kixilǝrdin bolup, Pǝrwǝrdigarni tonumaytti.
Амма Әлиниң оғуллири интайин яман кишиләрдин болуп, Пәрвәрдигарни тонумайтти.
13 Kaⱨinlarning hǝlⱪlǝrgǝ mundaⱪ aditi bolƣan: — Birsi ⱪurbanliⱪ ⱪilip, gɵx ⱪaynap pixiwatⱪanda kaⱨinning hizmǝtkari kelip üq tilliⱪ qanggakni ⱪolida tutup
Каһинларниң хәлиқләргә мундақ адити болған: — Бириси қурбанлиқ қилип, гөш қайнап пишиватқанда каһинниң хизмәткари келип үч тиллиқ чаңгакни қолида тутуп
14 dax, ⱪazan, dangⱪan yaki korining iqigǝ sanjip, qanggakⱪa nemǝ elinƣan bolsa kaⱨin xuni ɵzigǝ alatti. Ularning Xiloⱨƣa [ⱪurbanliⱪ ⱪilƣili] kǝlgǝn ⱨǝmmǝ Israillarƣa xundaⱪ aditi bolƣan.
даш, қазан, даңқан яки кориниң ичигә санҗип, чаңгакқа немә елинған болса каһин шуни өзигә алатти. Уларниң Шилоһға [қурбанлиқ қилғили] кәлгән һәммә Исраилларға шундақ адити болған.
15 Xundaⱪla ⱨǝtta yaƣni kɵydürmǝstǝ kaⱨinning hizmǝtkari kelip ⱪurbanliⱪ ⱪiliwatⱪan adǝmgǝ: — Kaⱨinƣa kawap üqün gɵx bǝrgin, qünki u sǝndin ⱪaynap pixⱪan gɵx ⱪobul ⱪilmaydu, bǝlki ham gɵx lazim, dǝytti.
Шундақла һәтта яғни көйдүрмәстә каһинниң хизмәткари келип қурбанлиқ қиливатқан адәмгә: — Каһинға кавап үчүн гөш бәргин, чүнки у сәндин қайнап пишқан гөш қобул қилмайду, бәлки хам гөш лазим, дәйтти.
16 Əgǝr ⱪurbanliⱪ ⱪilƣuqi uningƣa: — Awwal yeƣi kɵydürülüp bolsun, andin nemini halisang xuni alƣin, desǝ, u: — Bolmaydu, manga dǝrⱨal bǝr! Bolmisa mǝjburiy alimǝn, dǝytti;
Әгәр қурбанлиқ қилғучи униңға: — Авал йеғи көйдүрүлүп болсун, андин немини халисаң шуни алғин, десә, у: — Болмайду, маңа дәрһал бәр! Болмиса мәҗбурий алимән, дәйтти;
17 Xundaⱪ ⱪilip bu ikki yaxning gunaⱨi Pǝrwǝrdigarning aldida tolimu eƣir bolƣanidi; qünki uning sǝwǝbidin hǝⱪ Pǝrwǝrdigarƣa atiƣan ⱪurbanliⱪlar kɵzgǝ ilinmaywatatti.
Шундақ қилип бу икки яшниң гунайи Пәрвәрдигарниң алдида толиму еғир болған еди; чүнки униң сәвәвидин хәқ Пәрвәрдигарға атиған қурбанлиқлар көзгә илинмайвататти.
18 Əmma Samuil narǝsidǝ bala bolup kanaptin toⱪulƣan bir ǝfodni kiyip Pǝrwǝrdigarning aldida hizmǝt ⱪilatti.
Амма Самуил нарәсидә бала болуп канаптин тоқулған бир әфодни кийип Пәрвәрдигарниң алдида хизмәт қилатти.
19 Buningdin baxⱪa uning anisi ⱨǝr yilda uningƣa bir kiqik ton tikip, ⱨǝr yilliⱪ ⱪurbanliⱪni ⱪilƣili eri bilǝn barƣanda alƣaq kelǝtti.
Буниңдин башқа униң аниси һәр жилда униңға бир кичик тон тикип, һәр жиллиқ қурбанлиқни қилғили ери билән барғанда алғач келәтти.
20 Əli Əlkanaⱨ wǝ ayaliƣa bǝht tilǝp dua ⱪilip: — «Ayalingning Pǝrwǝrdigarƣa beƣixliƣinining orniƣa sanga uningdin baxⱪa nǝsil bǝrgǝy, dedi. Andin bu ikkisi ɵz ɵyigǝ yandi.
Әли Әлканаһ вә аялиға бәхит тиләп дуа қилип: — «Аялиңниң Пәрвәрдигарға беғишлиғининиң орниға саңа униңдин башқа нәсил бәргәй, деди. Андин бу иккиси өз өйигә янди.
21 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar Ⱨannaⱨni yoⱪlap bǝrikǝtlǝp, u ⱨamilidar bolup jǝmiy üq oƣul wǝ ikki ⱪiz tuƣdi. Kiqik Samuil bolsa Pǝrwǝrdigarning aldida turup ɵsüwatatti.
Шуниң билән Пәрвәрдигар Һаннаһни йоқлап бәрикәтләп, у һамилдар болуп җәмий үч оғул вә икки қиз туғди. Кичик Самуил болса Пәрвәрдигарниң алдида туруп өсүвататти.
22 Əli bǝk ⱪerip kǝtkǝnidi. U oƣullirining pütkül Israilƣa ⱨǝmmǝ ⱪilƣanlirini anglidi ⱨǝm jamaǝt qedirining ixikidǝ hizmǝt ⱪilidiƣan ayallar bilǝn yatⱪininimu anglidi.
Әли бәк қерип кәткән еди. У оғуллириниң пүткүл Исраилға һәммә қилғанлирини аңлиди һәм җамаәт чедириниң ишигидә хизмәт қилидиған аяллар билән ятқининиму аңлиди.
23 U ularƣa: — Silǝr nemǝ üqün xundaⱪ ixlarni ⱪilisilǝr? Qünki bu hǝlⱪning ⱨǝmmisidin silǝrning yamanliⱪinglarni anglawatimǝn, dedi.
У уларға: — Силәр немә үчүн шундақ ишларни қилисиләр? Чүнки бу хәлиқниң һәммисидин силәрниң яманлиғиңларни аңлаватимән, деди.
24 Bolmaydu, i oƣullirim! Mǝn angliƣan bu hǝwǝr yahxi ǝmǝs, Pǝrwǝrdigarning hǝlⱪini azdurupsilǝr.
Болмайду, и оғуллирим! Мән аңлиған бу хәвәр яхши әмәс, Пәрвәрдигарниң хәлқини аздурупсиләр.
25 Əgǝr bir adǝm yǝnǝ bir adǝmgǝ gunaⱨ ⱪilsa, baxⱪa birsi uning üqün Hudadin rǝⱨim sorisa bolidu; lekin ǝgǝr birsi Pǝrwǝrdigarƣa gunaⱨ ⱪilsa, kim uning gunaⱨini tiliyǝlǝydu? — dedi. Lekin ular atisining sɵzigǝ ⱪulaⱪ salmidi; qünki Pǝrwǝrdigar ularni ɵltürüxni niyǝt ⱪilƣanidi.
Әгәр бир адәм йәнә бир адәмгә гуна қилса, башқа бириси униң үчүн Худадин рәһим сориса болиду; лекин әгәр бириси Пәрвәрдигарға гуна қилса, ким униң гунайини тиләләйду? — деди. Лекин улар атисиниң сөзигә қулақ салмиди; чүнки Пәрвәрдигар уларни өлтүрүшни нийәт қилған еди.
26 Əmma Samuil degǝn bala ɵsüwatatti, Pǝrwǝrdigar ⱨǝm adǝmlǝrning aldida iltipat tapⱪanidi.
Амма Самуил дегән бала өсүвататти, Пәрвәрдигар һәм адәмләрниң алдида илтипат тапқан еди.
27 Hudaning bir adimi Əlining yeniƣa kelip mundaⱪ dedi: — Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: «Misirda, Pirǝwnningkidǝ turƣanda Ɵzümni atangning jǝmǝtigǝ oquⱪ ayan ⱪilmidimmu?
Худаниң бир адими Әлиниң йениға келип мундақ деди: — Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мисирда, Пирәвнниңкидә турғанда Өзүмни атаңниң җәмәтигә очуқ аян қилмидимму?
28 Mǝn uni kaⱨinim bolux, Ɵz ⱪurbangaⱨimda ⱪurbanliⱪ ⱪilix, huxbuy yeⱪix wǝ Mening aldimda ǝfod tonini keyip hizmǝt ⱪilixⱪa Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbililiridin tallimiƣanidimmu? Xuningdǝk Mǝn Israilning otta kɵydüridiƣan ⱨǝmmǝ ⱪurbanliⱪlirini atangƣa tapxurup tǝⱪdim ⱪilƣan ǝmǝsmu?
Мән уни каһиним болуш, Өз қурбангаһимда қурбанлиқ қилиш, хушбуй йеқиш вә Мениң алдимда әфод тонини кейип хизмәт қилишқа Исраилниң һәммә қәбилилиридин таллимиған едимму? Шуниңдәк Мән Исраилниң отта көйдүридиған һәммә қурбанлиқлирини атаңға тапшуруп тәқдим қилған әмәсму?
29 Nemixⱪa Mǝn buyruƣan, turalƣu jayimdiki ⱪurbanliⱪim bilǝn axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝrni dǝpsǝndǝ ⱪilisilǝr? Nemixⱪa hǝlⱪim Israillar kǝltürgǝn ⱨǝmmǝ ⱨǝdiyǝlǝrning esilidin ɵzliringlarni sǝmritip, ɵz oƣulliringlarning ⱨɵrmitini Meningkidin üstün ⱪilisǝn?»
Немишкә Мән буйруған, туралғу җайимдики қурбанлиғим билән ашлиқ һәдийәләрни дәпсәндә қилисиләр? Немишкә хәлқим Исраиллар кәлтүргән һәммә һәдийәләрниң есилидин өзлириңларни сәмритип, өз оғуллириңларниң һөрмитини Мениңкидин үстүн қилисән?»
30 Uning üqün Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mǝn dǝrⱨǝⱪiⱪǝt sening wǝ atangning jǝmǝtidikilǝr Mening aldimda hizmitimdǝ mǝnggü mangidu, dǝp eytⱪanidim; lekin ǝmdi Mǝn Pǝrwǝrdigar xuni dǝymǝnki, bu ix ⱨazir Mǝndin neri bolsun! Meni ⱨɵrmǝt ⱪilƣanlarni Mǝn ⱨɵrmǝt ⱪilimǝn, lekin Meni kǝmsitkǝnlǝr pǝs ⱪarilidu.
Униң үчүн Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән дәрһәқиқәт сениң вә атаңниң җәмәтидикиләр Мениң алдимда хизмитимдә мәңгү маңиду, дәп ейтқан едим; лекин әнди Мән Пәрвәрдигар шуни дәймәнки, бу иш һазир Мәндин нери болсун! Мени һөрмәт қилғанларни Мән һөрмәт қилимән, лекин Мени кәмситкәнләр пәс қарилиду.
31 Mana xundaⱪ künlǝr keliduki, sening bilikingni wǝ atangning jǝmǝtining bilikini tǝng kesiwetimǝn; xuning bilǝn jǝmǝtingdǝ birmu ⱪeriƣan adǝm tepilmaydu!
Мана шундақ күнләр келидуки, сениң билигиңни вә атаңниң җәмәтиниң билигини тәң кесиветимән; шуниң билән җәмәтиңдә бирму қериған адәм тепилмайду!
32 Sǝn turalƣu jayimda dǝrd-ⱪayƣu kɵrisǝn; Israillar ⱨǝrⱪandaⱪ ⱨuzur-bǝhtni kɵrgini bilǝn, sening jǝmǝtingdǝ ǝbǝdgiqǝ birmu ⱪeriƣan adǝm tepilmaydu.
Сән туралғу җайимда дәрд-қайғу көрисән; Исраиллар һәр қандақ һозур-бәхитни көргини билән, сениң җәмәтиңдә әбәткичә бирму қериған адәм тепилмайду.
33 Wǝ Mǝn ⱪurbangaⱨimning hizmitidin üzüp taxlimiƣan adiming bar bolsa, u kɵzliringning hirǝlixixi bilǝn jeningning azablinixiƣa sǝwǝb bolidu. Jǝmǝtingdǝ tuƣulƣanlarning ⱨǝmmisi balaƣǝttin ɵtmǝy ɵlidu.
Вә Мән қурбангаһимниң хизмитидин үзүп ташлимиған адимиң бар болса, у көзлириңниң хирәлишиши билән җениңниң азаплинишиға сәвәп болиду. Җәмәтиңдә туғулғанларниң һәммиси балағәттин өтмәй өлиду.
34 Sanga bu ixlarni ispatlaxⱪa, ikki oƣlung Hofniy bilǝn Finiⱨasning bexiƣa qüxidiƣan mundaⱪ bir alamǝt bexarǝt bolidu: — ularning ikkilisi bir kündǝ ɵlidu.
Саңа бу ишларни испатлашқа, икки оғлуң Хофний билән Финиһасниң бешиға чүшидиған мундақ бир аламәт бешарәт болиду: — уларниң иккилиси бир күндә өлиду.
35 Əmma Ɵzümgǝ Roⱨim wǝ dilimdiki niyitim boyiqǝ ix kɵridiƣan sadiⱪ bir kaⱨinni tiklǝymǝn; Mǝn uningƣa mǝzmut bir jǝmǝt ⱪurimǝn; u Mening mǝsiⱨ ⱪilƣinimning aldida mǝnggü mengip hizmǝt ⱪilidu.
Амма Өзүмгә Роһум вә дилимдики нийитим бойичә иш көридиған садиқ бир каһинни тикләймән; Мән униңға мәзмут бир җәмәт қуримән; у Мениң мәсиһ қилғинимниң алдида мәңгү меңип хизмәт қилиду.
36 Xundaⱪ boliduki, sening jǝmǝtingdikilǝrdin ⱨǝrbir tirik ⱪalƣanlar bir sǝr kümüx wǝ bir qixlǝm nan tilǝxkǝ uning aldiƣa kelip uningƣa tǝzim ⱪilip: «Ⱪaⱨinliⱪ hizmǝtliridin manga bir orun bǝrsilǝ, yegili bir qixlǝm nan tapay dǝp eytidiƣan bolidu» dǝydu.
Шундақ болидуки, сениң җәмәтиңдикиләрдин һәр бир тирик қалғанлар бир сәр күмүч вә бир чишләм нан тиләшкә униң алдиға келип униңға тазим қилип: «Қаһинлиқ хизмәтлиридин маңа бир орун бәрсилә, йегили бир чишләм нан тапай дәп ейтидиған болиду» дәйду.