< Samu'il 1 19 >
1 Saul ɵz oƣli Yonatan wǝ ⱨǝmmǝ hizmǝtkarlirigǝ Dawutni ɵltürüxkǝ buyruⱪ ⱪildi. Lekin Saulning oƣli Yonatan Dawutⱪa bǝk amraⱪ idi.
Саул өз оғли Йонатан вә һәммә хизмәткарлиригә Давутни өлтүрүшкә буйруқ қилди. Лекин Саулниң оғли Йонатан Давутқа бәк амрақ еди.
2 Yonatan Dawutⱪa: — Atam Saul seni ɵltürmǝkqi; ǝmdi ǝtǝ ǝtigǝn ⱪattiⱪ eⱨtiyat ⱪilƣin, bir mǝhpiy jayni tepip ɵzüngni yoxurƣin;
Йонатан Давутқа: — Атам Саул сени өлтүрмәкчи; әнди әтә әтигән қаттиқ еһтият қилғин, бир мәхпий җайни тепип өзүңни йошурғин;
3 mǝn ɵzüm qiⱪip sǝn yoxurunƣan etizliⱪⱪa berip atamning yenida turup atam bilǝn sening toƣrangda sɵzlixip baⱪay; ǝⱨwalni eniⱪ bilgǝndin keyin sanga hǝwǝr ⱪilay, dedi.
мән өзүм чиқип сән йошурунған етизлиққа берип атамниң йенида туруп атам билән сениң тоғраңда сөзлишип бақай; әһвални ениқ билгәндин кейин саңа хәвәр қилай, деди.
4 Yonatan atisi Saulƣa Dawutning yahxi gepini ⱪilip: — Padixaⱨ ɵz hizmǝtkariƣa, yǝni Dawutⱪa yamanliⱪ ⱪilmiƣay! Qünki u sanga gunaⱨ ⱪilmiƣan; bǝlki uning ǝmǝlliri ɵzünggǝ kɵp yahxiliⱪlarni elip kǝlgǝn: —
Йонатан атиси Саулға Давутниң яхши гепини қилип: — Падиша өз хизмәткариға, йәни Давутқа яманлиқ қилмиғай! Чүнки у саңа гуна қилмиған; бәлки униң әмәллири өзүңгә көп яхшилиқларни елип кәлгән: —
5 u ɵz jenini alⱪiniƣa elip ⱪopup ⱨeliⱪi Filistiyni ɵltürdi wǝ xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar pütkül Israil üqün qong nusrǝt bǝrdi. Xu qaƣda sǝn ɵzüng kɵrüp hux bolƣan ǝmǝsmu? Əmdiliktǝ nemixⱪa Dawutni sǝwǝbsiz ɵltürüp naⱨǝⱪ ⱪan tɵküp gunaⱨkar bolmaⱪqi bolisǝn? — dedi.
у өз җенини алқиниға елип қопуп һелиқи Филистийни өлтүрди вә шуниң билән Пәрвәрдигар пүткүл Исраил үчүн чоң нусрәт бәрди. Шу чағда сән өзүң көрүп хуш болған әмәсму? Әндиликтә немишкә Давутни сәвәпсиз өлтүрүп наһәқ қан төкүп гунакар болмақчи болисән? — деди.
6 Saul Yonatanning sɵzigǝ kirdi. U: — Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, u ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinmaydu, dedi.
Саул Йонатанниң сөзигә кирди. У: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, у өлүмгә мәһкүм қилинмайду, деди.
7 Andin Yonatan Dawutni qaⱪirip, Dawutⱪa bolƣan ixlarning ⱨǝmmisini dǝp bǝrdi. Andin keyin Yonatan Dawutni Saulning ⱪexiƣa elip kǝldi wǝ u ilgirikidǝk uning hizmitidǝ boldi.
Андин Йонатан Давутни чақирип, Давутқа болған ишларниң һәммисини дәп бәрди. Андин кейин Йонатан Давутни Саулниң қешиға елип кәлди вә у илгәркидәк униң хизмитидә болди.
8 Əmma yǝnǝ jǝng boldi; Dawut qiⱪip Filistiylǝr bilǝn jǝng ⱪilip, ularni ⱪattiⱪ ⱪirip mǝƣlup ⱪildi; ular uning aldidin bǝdǝr ⱪeqisti.
Амма йәнә җәң болди; Давут чиқип Филистийләр билән җәң қилип, уларни қаттиқ қирип мәғлуп қилди; улар униң алдидин бәдәр қечисти.
9 Əmdi Pǝrwǝrdigar tǝripidin ⱪabaⱨǝtlik bir roⱨ yǝnǝ Saulni basti. U ɵz ɵyidǝ ⱪolida nǝyzisini tutup olturatti; Dawut bolsa ⱪoli bilǝn saz qelip turatti.
Әнди Пәрвәрдигар тәрипидин қабаһәтлик бир роһ йәнә Саулни басти. У өз өйидә қолида нәйзисини тутуп олтиратти; Давут болса қоли билән саз челип туратти.
10 Saul nǝyzǝ bilǝn Dawutni sanjip tamƣa ⱪadap ⱪoymaⱪqi boliwidi, lekin Dawut ɵzini ⱪaquruwaldi, nǝyzǝ tamƣa ⱪadilip ⱪaldi. Dawut xu keqisi ⱪeqip ⱪutuldi.
Саул нәйзә билән Давутни санҗип тамға қадап қоймақчи боливиди, лекин Давут өзини қачурувалди, нәйзә тамға қадилип қалди. Давут шу кечиси қечип қутулди.
11 Saul birnǝqqǝ qaparmǝnlǝrni Dawutning ɵyigǝ ǝwǝtip uni paylap turup ǝtisi tang yoruƣanda uni ɵltürüxkǝ mangdurdi. Əmma Dawutning ayali Miⱪal uningƣa: — Əgǝr bu keqǝ jeningni elip ⱪaqmisang, ǝtǝ ɵltürülisǝn, dedi.
Саул бир нәччә чапармәнләрни Давутниң өйигә әвәтип уни пайлап туруп әтиси таң йоруғанда уни өлтүрүшкә маңдурди. Амма Давутниң аяли Миқал униңға: — Әгәр бу кечә җениңни елип қачмисаң, әтә өлтүрүлисән, деди.
12 Xunga Miⱪal Dawutni pǝnjirdin qüxürüp ⱪoydi. Xundaⱪ ⱪilip u ⱪeqip ⱪutuldi.
Шуңа Миқал Давутни пәнҗирдин чүшүрүп қойди. Шундақ қилип у қечип қутулди.
13 Andin Miⱪal bir «tǝrafim» butni elip kariwatⱪa yatⱪuzup, bexiƣa ɵqkǝ yungidin ⱪilinƣan bir yastuⱪni ⱪoyup, ǝdiyal bilǝn yepip ⱪoydi.
Андин Миқал бир «тәрафим» бутни елип кариватқа ятқузуп, бешиға өшкә жуңидин қилинған бир ястуқни қоюп, әдиял билән йепип қойди.
14 Saul Dawutni tutux üqün qaparmǝnlǝrni ǝwǝtkǝndǝ Miⱪal: — U aƣrip ⱪaldi, dedi.
Саул Давутни тутуш үчүн чапармәнләрни әвәткәндә Миқал: — У ағрип қалди, деди.
15 Saul qaparmǝnlǝrni [ⱪaytidin] ǝwǝtip: — Uni kariwat bilǝn ⱪoxup elip kelinglar, uni ɵltürimǝn, dǝp buyrudi.
Саул чапармәнләрни [қайтидин] әвәтип: — Уни кариват билән қошуп елип келиңлар, уни өлтүримән, дәп буйруди.
16 Qaparmǝnlǝr kirgǝndǝ, mana kariwatta bu but yatatti, bexiƣa ɵqkǝ yungidin ⱪilinƣan yastuⱪ ⱪoyulƣanidi.
Чапармәнләр киргәндә, мана кариватта бу бут ятатти, бешиға өшкә жуңидин қилинған ястуқ қоюлған еди.
17 Saul Miⱪalƣa: — Nemixⱪa meni bundaⱪ aldap, düxminimni ⱪaquruwetisǝn? — dedi. Miⱪal Saulƣa jawab berip: — U: «Meni ⱪoyuwǝtkin; bolmisa seni ɵltürüwetimǝn» dedi, dedi.
Саул Миқалға: — Немишкә мени бундақ алдап, дүшминимни қачуруветисән? — деди. Миқал Саулға җавап берип: — У: «Мени қоювәткин; болмиса сени өлтүрүветимән» деди, деди.
18 Dawut ⱪeqip ⱪutulup, Ramaⱨⱪa Samuilning ⱪexiƣa berip, Saulning uningƣa ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisini dǝp bǝrdi. Andin u Samuil bilǝn Nayotⱪa berip olturaⱪlaxti.
Давут қечип қутулуп, Рамаһқа Самуилниң қешиға берип, Саулниң униңға қилғанлириниң һәммисини дәп бәрди. Андин у Самуил билән Найотқа берип олтирақлашти.
19 Birsi Saulƣa: — Dawut Ramaⱨdiki Nayotta bar ikǝn, dǝp hǝwǝr bǝrdi.
Бириси Саулға: — Давут Рамаһдики Найотта бар екән, дәп хәвәр бәрди.
20 Saul Dawutni tutup kelixkǝ qaparmǝnlǝrni mangdurdi. Əmma ular yetip barƣanda pǝyƣǝmbǝrlǝrning bir jamaiti bexarǝt beriwatⱪanliⱪini wǝ Samuilningmu ularning arisida turup ularƣa nazarǝtqilik ⱪiliwatⱪanliⱪini kɵrdi; xundaⱪ boldiki, Hudaning Roⱨi Saulning qaparmǝnlirining wujudiƣimu qüxüp, ularmu ⱨǝm bexarǝt berixkǝ baxlidi.
Саул Давутни тутуп келишкә чапармәнләрни маңдурди. Амма улар йетип барғанда пәйғәмбәрләрниң бир җамаити бешарәт бериватқанлиғини вә Самуилниңму уларниң арисида туруп уларға назарәтчилик қиливатқанлиғини көрди; шундақ болдики, Худаниң Роһи Саулниң чапармәнлириниң вуҗудиғиму чүшүп, уларму һәм бешарәт беришкә башлиди.
21 Bu hǝwǝr Saulƣa eytildi; u yǝnǝ baxⱪa qaparmǝnlǝrni ǝwǝtti, lekin ularmu bexarǝt berixkǝ qüxti. Andin Saul üqinqi ⱪetim yǝnǝ qaparmǝnlǝrni mangdurdi. Ularmu ⱨǝm bexarǝt berixkǝ qüxti.
Бу хәвәр Саулға ейтилди; у йәнә башқа чапармәнләрни әвәтти, лекин уларму бешарәт беришкә чүшти. Андин Саул үчинчи қетим йәнә чапармәнләрни маңдурди. Уларму һәм бешарәт беришкә чүшти.
22 Andin Saul ɵzi Ramaⱨⱪa berip, Sǝⱪudiki qong ⱪuduⱪⱪa yetip kǝlgǝndǝ, «Samuil bilǝn Dawut nǝdǝ?» — dǝp soridi. Birsi: — Ular Ramaⱨdiki Nayotta bar ikǝn, dǝp jawab bǝrdi.
Андин Саул өзи Рамаһқа берип, Сәқудики чоң қудуққа йетип кәлгәндә, «Самуил билән Давут нәдә?» — дәп сориди. Бириси: — Улар Рамаһдики Найотта бар екән, дәп җавап бәрди.
23 Xunga u Ramaⱨdiki Nayotⱪa yetip kǝldi; Hudaning Roⱨi uning wujudiƣimu qüxti; xuning bilǝn umu piyadǝ mengip Ramaⱨdiki Nayotⱪa barƣuqǝ bexarǝt berip mangdi.
Шуңа у Рамаһдики Найотқа йетип кәлди; Худаниң Роһи униң вуҗудиғиму чүшти; шуниң билән уму пиядә меңип Рамаһдики Найотқа барғичә бешарәт берип маңди.
24 U ⱨǝtta kiyimlirini seliwetip Samuilning aldida bexarǝt bǝrdi; pütün bir keqǝ wǝ pütün bir kündüz u yǝrdǝ yalingaq yatti. Buning bilǝn: — «Saulmu pǝyƣǝmbǝrlǝrdinmu?» dǝydiƣan gǝp pǝyda boldi.
У һәтта кийимлирини селиветип Самуилниң алдида бешарәт бәрди; пүтүн бир кечә вә пүтүн бир күндүз у йәрдә ялаңач ятти. Буниң билән: — «Саулму пәйғәмбәрләрдинму?» дәйдиған гәп пәйда болди.