< Samu'il 1 16 >
1 Pǝrwǝrdigar Samuilƣa: — Sǝn ⱪaqanƣiqǝ Saul üqün ⱪayƣurup yürisǝn? Mǝn uni Israilƣa sǝltǝnǝt ⱪilixtin mǝⱨrum ⱪilip taxliƣan ǝmǝsmu? Münggüzüngni zǝytun meyi bilǝn toldurup barƣin. Mǝn seni Bǝyt-Lǝⱨǝmlik Yǝssǝning ⱪexiƣa ǝwǝtimǝn. Uning oƣulliridin padixaⱨ boluxⱪa ɵzümgǝ birni bekittim, dedi.
Пәрвәрдигар Самуилға: — Сән қачанғичә Саул үчүн қайғуруп жүрисән? Мән уни Исраилға сәлтәнәт қилиштин мәһрум қилип ташлиған әмәсму? Мүңгүзүңни зәйтун мейи билән толдуруп барғин. Мән сени Бәйт-Ләһәмлик Йәссәниң қешиға әвәтимән. Униң оғуллиридин падиша болушқа өзүмгә бирни бекиттим, деди.
2 Samuil bolsa: — Mǝn ⱪandaⱪ barimǝn? Saul bu ixni anglisa meni ɵltürüwetidu! — dedi. Pǝrwǝrdigar: — Ɵzüng bilǝn bir inǝkni alƣaq berip Pǝrwǝrdigarƣa ⱪurbanliⱪ ⱪilix üqün kǝldim, degin.
Самуил болса: — Мән қандақ баримән? Саул бу ишни аңлиса мени өлтүрүветиду! — деди. Пәрвәрдигар: — Өзүң билән бир инәкни алғач берип Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилиш үчүн кәлдим, дегин.
3 Yǝssǝni ⱪurbanliⱪⱪa qaⱪirƣin, andin Mǝn sanga ⱪilidiƣiningni ayan ⱪilimǝn; wǝ Mǝn sanga degǝn birsini Ɵzüm üqün mǝsiⱨ ⱪilƣin, dedi.
Йәссәни қурбанлиққа чақирғин, андин Мән саңа қилидиғиниңни аян қилимән; вә Мән саңа дегән бирисини Өзүм үчүн мәсиһ қилғин, деди.
4 Samuil Pǝrwǝrdigarning deginini ada ⱪilip Bǝyt-Lǝⱨǝmgǝ bardi. Yetip kǝlgǝndǝ xǝⱨǝrning aⱪsaⱪalliri titrigǝn ⱨalda qiⱪip: — Bizgǝ tinq-amanliⱪ elip kǝldingmu? — dǝp soridi.
Самуил Пәрвәрдигарниң дегинини ада қилип Бәйт-Ләһәмгә барди. Йетип кәлгәндә шәһәрниң ақсақаллири титригән һалда чиқип: — Бизгә теч-аманлиқ елип кәлдиңму? — дәп сориди.
5 U: — Tinq-amanliⱪ elip kǝldim; Pǝrwǝrdigarƣa ⱪurbanliⱪ sunuxⱪa kǝldim. Silǝr ɵzünglarni ⱨaramdin paklap mǝn bilǝn billǝ ⱪurbanliⱪⱪa kelinglar, dedi. Xuning bilǝn u Yǝssǝ bilǝn oƣullirini ⱨalal ⱪilip ⱪurbanliⱪⱪa qaⱪirdi.
У: — Теч-аманлиқ елип кәлдим; Пәрвәрдигарға қурбанлиқ сунушқа кәлдим. Силәр өзүңларни һарамдин паклап мән билән биллә қурбанлиққа келиңлар, деди. Шуниң билән у Йәссә билән оғуллирини һалал қилип қурбанлиққа чақирди.
6 Ular kǝlgǝndǝ Samuil Eliabni kɵrüp iqidǝ: — Pǝrwǝrdigarning mǝsiⱨ ⱪilidiƣini xübⱨisizki Ɵzining aldida turidu, dedi.
Улар кәлгәндә Самуил Елиабни көрүп ичидә: — Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилидиғини шүбһисизки Өзиниң алдида туриду, деди.
7 Lekin Pǝrwǝrdigar Samuilƣa: — Uning tǝⱪi-turⱪiƣa yaki boyiƣa ⱪarimiƣin. Mǝn uni xalliwǝttim, qünki Huda insan kɵrgǝndǝk kɵrmǝydu; insan bolsa sirtⱪi ⱪiyapitigǝ ⱪaraydu, lekin Pǝrwǝrdigar ⱪǝlbgǝ ⱪaraydu, dedi.
Лекин Пәрвәрдигар Самуилға: — Униң тәқи-турқиға яки бойиға қаримиғин. Мән уни шалливәттим, чүнки Худа инсан көргәндәк көрмәйду; инсан болса сиртқи қияпитигә қарайду, лекин Пәрвәрдигар қәлбгә қарайду, деди.
8 Andin Yǝssǝ Abinadabni qaⱪirip Samuilning aldidin ɵtküzdi. Əmma Samuil: — Pǝrwǝrdigar buni ⱨǝm tallimidi, dedi.
Андин Йәссә Абинадабни чақирип Самуилниң алдидин өткүзди. Амма Самуил: — Пәрвәрдигар буни һәм таллимиди, деди.
9 Andin Yǝssǝ Xammaⱨni uning aldidin ɵtküzdi. Əmma Samuil: — Pǝrwǝrdigar buni ⱨǝm tallimidi, dedi.
Андин Йәссә Шаммаһни униң алдидин өткүзди. Амма Самуил: — Пәрвәрдигар буни һәм таллимиди, деди.
10 Xuningƣa ohxax Yǝssǝ oƣullirining yǝttisini Samuilning aldidin ɵtküzdi. Lekin Samuil Yǝssǝgǝ: — Pǝrwǝrdigar bularni ⱨǝm tallimidi, dedi.
Шуниңға охшаш Йәссә оғуллириниң йәттисини Самуилниң алдидин өткүзди. Лекин Самуил Йәссәгә: — Пәрвәрдигар буларни һәм таллимиди, деди.
11 Samuil Yǝssǝdin: — Barliⱪ yigitlǝr muxularmu? dǝp soridi. U: — Ⱨǝmmidin kiqiki ⱪaldi. Lekin mana, u ⱪoy beⱪiwatidu, dedi. Samuil Yǝssǝgǝ: — Uni qaⱪirtip elip kǝlgin, qünki u kǝlmigüqǝ dastihanda olturmaymiz, dedi.
Самуил Йәссәдин: — Барлиқ жигитләр мошуларму? дәп сориди. У: — Һәммидин кичиги қалди. Лекин мана, у қой беқиватиду, деди. Самуил Йәссәгә: — Уни чақиртип елип кәлгин, чүнки у кәлмигичә дәстиханда олтармаймиз, деди.
12 [Yǝssǝ] adǝm mangdurup uni kǝltürdi. U qirayida ⱪan yügürüp turidiƣan, kɵzliri qirayliⱪ wǝ kelixkǝn yigit idi. Pǝrwǝrdigar: — Ⱪopup uni mǝsiⱨ ⱪilƣin, qünki [Mening talliƣinim] xudur! dedi.
[Йәссә] адәм маңдуруп уни кәлтүрди. У чирайида қан жүгүрүп туридиған, көзлири чирайлиқ вә келишкән жигит еди. Пәрвәрдигар: — Қопуп уни мәсиһ қилғин, чүнки [Мениң таллиғиним] шудур! деди.
13 Samuil may münggüzini elip uni ⱪerindaxlirining arisida mǝsiⱨ ⱪildi. U kündin tartip Pǝrwǝrdigarning Roⱨi Dawutning wujudiƣa qüxti. Samuil bolsa ⱪopup Ramaⱨƣa kǝtti.
Самуил май мүңгүзини елип уни қериндашлириниң арисида мәсиһ қилди. У күндин тартип Пәрвәрдигарниң Роһи Давутниң вуҗудиға чүшти. Самуил болса қопуп Рамаһға кәтти.
14 Əmdi Pǝrwǝrdigarning Roⱨi Sauldin kǝtkǝnidi, wǝ Pǝrwǝrdigar tǝripidin bir yaman roⱨ uni pǝrixan ⱪildi.
Әнди Пәрвәрдигарниң Роһи Саулдин кәткән еди, вә Пәрвәрдигар тәрипидин бир яман роһ уни пәришан қилди.
15 Saulning hizmǝtkarliri uningƣa: — Mana Huda tǝripidin bir yaman roⱨ seni pǝrixan ⱪilidu.
Саулниң хизмәткарлири униңға: — Мана Худа тәрипидин бир яман роһ сени пәришан қилиду.
16 Əmdi ƣojimiz ɵzliri aldiliridiki hizmǝtkarlirini dǝrⱨal buyruƣayliki, ular qiltar qelixⱪa usta adǝmni tapsun; wǝ xundaⱪ boliduki, Huda tǝripidin yaman roⱨ üstlirigǝ kǝlsǝ u qiltar qalsun, uning bilǝn ⱨalliri obdan bolidu, dedi.
Әнди ғоҗимиз өзлири алдилиридики хизмәткарлирини дәрһал буйруғайлиги, улар чилтар челишқа уста адәмни тапсун; вә шундақ болидуки, Худа тәрипидин яман роһ үстлиригә кәлсә у чилтар чалсун, униң билән һаллири убдан болиду, деди.
17 Saul hizmǝtkarliriƣa: — Mening üqün qiltar qelixⱪa usta bir adǝmni tepip ⱪeximƣa elip kelinglar, dedi.
Саул хизмәткарлириға: — Мениң үчүн чилтар челишқа уста бир адәмни тепип қешимға елип келиңлар, деди.
18 Ƣulamlardin biri uningƣa: — Mana Bǝyt-Lǝⱨǝmlik Yǝssǝning qiltarƣa usta bir oƣlini kɵrdüm. U ɵzi batur bir jǝngqi, gǝptǝ ⱨoxyar wǝ kelixkǝn adǝm ikǝn, xundaⱪla Pǝrwǝrdigar uning bilǝn billǝ ikǝn, dedi.
Ғуламлардин бири униңға: — Мана Бәйт-Ләһәмлик Йәссәниң чилтарға уста бир оғлини көрдүм. У өзи батур бир җәңчи, гәптә һошияр вә келишкән адәм екән, шундақла Пәрвәрдигар униң билән биллә екән, деди.
19 Xuning bilǝn Saul Yǝssǝgǝ ǝlqilǝrni mangdurup: — Ⱪoy baⱪidiƣan oƣlung Dawutni manga ǝwǝtkin, dǝp eytti.
Шуниң билән Саул Йәссәгә әлчиләрни маңдуруп: — Қой бақидиған оғлуң Давутни маңа әвәткин, дәп ейтти.
20 Yǝssǝ bir exǝkni tǝyyarlap uningƣa nan bilǝn bir tulum xarab wǝ bir oƣlaⱪni artip, bularni oƣli Dawutning ⱪoli bilǝn Saulƣa ǝwǝtti.
Йәссә бир ешәкни тәйярлап униңға нан билән бир тулум шарап вә бир оғлақни артип, буларни оғли Давутниң қоли билән Саулға әвәтти.
21 Xuning bilǝn Dawut Saulning ⱪexiƣa kelip uning aldida turdi. Saul uningƣa tolimu amraⱪ idi; u Saulning yaraƣ kɵtürgüqisi boldi.
Шуниң билән Давут Саулниң қешиға келип униң алдида турди. Саул униңға толиму амрақ еди; у Саулниң ярақ көтәргүчиси болди.
22 Andin Saul Yǝssǝgǝ hǝwǝr ǝwǝtip: — Dawut mening aldimda tursun; qünki u nǝzirimgǝ yaⱪti, dǝp eytti.
Андин Саул Йәссәгә хәвәр әвәтип: — Давут мениң алдимда турсун; чүнки у нәзиримгә яқти, дәп ейтти.
23 Əmdi xundaⱪ boliduki, u [yaman] roⱨ Huda tǝripidin Saulning üstigǝ kǝlgǝndǝ Dawut qiltarni elip ⱪoli bilǝn qaldi. Buning bilǝn Saul aram tepip ⱨali obdan bolup yaman roⱨ uningdin qiⱪip kǝtti.
Әнди шундақ болидуки, у [яман] роһ Худа тәрипидин Саулниң үстигә кәлгәндә Давут чилтарни елип қоли билән чалди. Буниң билән Саул арам тепип һали убдан болуп яман роһ униңдин чиқип кәтти.