< Samu'il 1 13 >
1 Saul [ottuz] yaxta padixaⱨ bolup Israilning üstidǝ ikki yil sǝltǝnǝt ⱪilƣandin keyin
Саул [оттуз] яшта падиша болуп Исраилниң үстидә икки жил сәлтәнәт қилғандин кейин
2 Ɵzigǝ Israildin üq ming adǝmni ilƣap aldi. Ikki mingi Mikmaxta wǝ Bǝyt-Əl taƣlirida Saulning ⱪexida, bir mingi Binyamin zeminidiki Gibeaⱨda Yonatanning ⱪexida idi. Əmma u ⱪalƣan hǝlⱪning ⱨǝrbirini ɵz ɵylirigǝ kǝtküziwǝtti.
Өзигә Исраилдин үч миң адәмни илғап алди. Икки миңи Микмашта вә Бәйт-Әл тағлирида Саулниң қешида, бир миңи Бинямин зиминидики Гибеаһда Йонатанниң қешида еди. Амма у қалған хәлиқниң һәр бирини өз өйлиригә кәткүзивәтти.
3 Yonatan bolsa Filistiylǝrning Gebadiki lǝxkǝrgaⱨiƣa ⱨujum ⱪildi, Filistiylǝr buningdin hǝwǝr tapti. Saul bolsa: — Pütkül zemindiki ibraniylar anglap oyƣansun dǝp, kanay qaldurdi.
Йонатан болса Филистийләрниң Гебадики ләшкәргаһиға һуҗум қилди, Филистийләр буниңдин хәвәр тапти. Саул болса: — Пүткүл зиминдики ибранийлар аңлап ойғансун дәп, канай чалдурди.
4 Pütkül Israil Saulning Filistiylǝrning lǝxkǝrgaⱨiƣa ⱨujum ⱪilƣanliⱪidin ⱨǝmdǝ Israilning Filistiylǝrgǝ nǝprǝtlinidiƣanlikidin hǝwǝr tapti. Hǝlⱪ Saulning kǝynidin Gilgalƣa berip yiƣildi.
Пүткүл Исраил Саулниң Филистийләрниң ләшкәргаһиға һуҗум қилғанлиғидин һәмдә Исраилниң Филистийләргә нәпрәтлинидиғанлигидин хәвәр тапти. Хәлиқ Саулниң кәйнидин Гилгалға берип жиғилди.
5 Filistiylǝrdin Israil bilǝn jǝng ⱪilƣili üq ming jǝng ⱨarwisi, altǝ ming atliⱪ lǝxkǝr wǝ dengiz saⱨilidiki ⱪumdǝk kɵp piyadǝ lǝxkǝr yiƣildi. Ular kelip Bǝyt-Awǝnning xǝrⱪ tǝripidiki Mikmaxta bargaⱨ tikti.
Филистийләрдин Исраил билән җәң қилғили үч миң җәң һарвуси, алтә миң атлиқ ләшкәр вә деңиз саһилидики қумдәк көп пиядә ләшкәр жиғилди. Улар келип Бәйт-Авәнниң шәриқ тәрипидики Микмашта баргаһ тикти.
6 Israilning adǝmliri ɵzlirining ⱪattiⱪ hiyim-hǝtǝrdǝ ⱪalƣanliⱪini kɵrüp ƣarlarƣa, qatⱪalliⱪlarƣa, ⱪiya taxliⱪlarƣa, yuⱪiri jaylarƣa wǝ azgallarƣa yoxuruniwelixti;
Исраилниң адәмлири өзлириниң қаттиқ хийим-хәтәрдә қалғанлиғини көрүп ғарларға, чатқаллиқларға, қия ташлиқларға, жуқури җайларға вә азгалларға йошурунивелишти;
7 [bǝzi] Ibraniylar Iordan dǝryasidin ɵtüp, Gad wǝ Gileadning zeminiƣa ⱪeqip bardi. Lekin Saul Gilgalda ⱪaldi, adǝmlirining ⱨǝmmisi uningƣa titrigǝn ⱨalda ǝgǝxti.
[бәзи] Ибранийлар Иордан дәриясидин өтүп, Гад вә Гилеадниң зиминиға қечип барди. Лекин Саул Гилгалда қалди, адәмлириниң һәммиси униңға титригән һалда әгәшти.
8 Əmdi Saul Samuil uningƣa bekitkǝn waⱪitⱪiqǝ yǝttǝ kün kütüp turdi; lekin Samuil Gilgalƣa kǝlmidi, hǝlⱪ uningdin tarilip kǝtkili turdi.
Әнди Саул Самуил униңға бекиткән вақитқичә йәттә күн күтүп турди; лекин Самуил Гилгалға кәлмиди, хәлиқ униңдин тарилип кәткили турди.
9 Saul: — Kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ bilǝn inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirini bu yǝrgǝ — yenimƣa elip kelinglar, dedi. Andin u ɵzi kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ɵtküzdi.
Саул: — Көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиқлирини бу йәргә — йенимға елип келиңлар, деди. Андин у өзи көйдүрмә қурбанлиқ өткүзди.
10 Wǝ xundaⱪ boldiki, u kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪni tügitixi bilǝnla, mana Samuil kǝldi. Saul uningƣa salam ⱪilƣili aldiƣa qiⱪti.
Вә шундақ болдики, у көйдүрмә қурбанлиқни түгитиши биләнла, мана Самуил кәлди. Саул униңға салам қилғили алдиға чиқти.
11 Lekin Samuil: — Nemǝ ixlarni ⱪilding?! — dǝp soridi. Saul: — Hǝlⱪ mǝndin tarilip kǝtkǝnlikini, silining bekitkǝn waⱪitta kǝlmigǝnliklirini, Filistiylǝrning Mikmaxta yiƣilƣinini kɵrdum,
Лекин Самуил: — Немә ишларни қилдиң?! — дәп сориди. Саул: — Хәлиқ мәндин тарилип кәткәнлигини, силиниң бекиткән вақитта кәлмигәнликлирини, Филистийләрниң Микмашта жиғилғинини көрдум,
12 mǝn iqimdǝ: Əmdi Filistiylǝr Gilgalƣa qüxüp manga ⱨujum ⱪilmaⱪqi, mǝn bolsam tehi Pǝrwǝrdigarƣa iltija ⱪilmidim, dedim. Xunga kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilixⱪa ɵzümni mǝjburlidim, dedi.
мән ичимдә: Әнди Филистийләр Гилгалға чүшүп маңа һуҗум қилмақчи, мән болсам техи Пәрвәрдигарға илтиҗа қилмидим, дедим. Шуңа көйдүрмә қурбанлиқ қилишқа өзүмни мәҗбурлидим, деди.
13 Samuil Saulƣa: — Sǝn ǝhmǝⱪliⱪ ⱪilding; sǝn Hudaying Pǝrwǝrdigar sanga buyruƣan ǝmrni tutmiding; xundaⱪ ⱪilƣan bolsang Pǝrwǝrdigar Israilning üstidiki sǝltǝnitingni mǝnggü mustǝⱨkǝm ⱪilatti, dedi.
Самуил Саулға: — Сән ахмақлиқ қилдиң; сән Худайиң Пәрвәрдигар саңа буйруған әмирни тутмидиң; шундақ қилған болсаң Пәрвәрдигар Исраилниң үстидики сәлтәнитиңни мәңгү мустәһкәм қилатти, деди.
14 Lekin ǝmdi sǝltǝniting mustǝⱨkǝm turmaydu. Pǝrwǝrdigar Ɵz kɵnglidikidǝk muwapiⱪ bir adǝmni izdǝp tapti. Pǝrwǝrdigar uni Ɵz hǝlⱪining baxlamqisi ⱪildi, qünki sǝn Pǝrwǝrdigar sanga buyruƣanni tutmiding, dedi.
Лекин әнди сәлтәнитиң мустәһкәм турмайду. Пәрвәрдигар Өз көңлидикидәк мувапиқ бир адәмни издәп тапти. Пәрвәрдигар уни Өз хәлқиниң башламчиси қилди, чүнки сән Пәрвәрдигар саңа буйруғанни тутмидиң, деди.
15 Andin Samuil ornidin turup Gilgaldin ketip Binyamin zeminidiki Gibeaⱨƣa bardi. Saul bolsa ɵz yenidiki adǝmlǝrni sanidi; ular altǝ yüzqǝ qiⱪti.
Андин Самуил орнидин туруп Гилгалдин кетип Бинямин зиминидики Гибеаһға барди. Саул болса өз йенидики адәмләрни саниди; улар алтә йүзчә чиқти.
16 Saul bilǝn oƣli Yonatan wǝ ularning ⱪexida ⱪalƣan hǝlⱪ Binyamin zeminidiki Gebada ⱪelip ⱪaldi, Filistiylǝr bolsa Mikmaxta bargaⱨ tikkǝnidi.
Саул билән оғли Йонатан вә уларниң қешида қалған хәлиқ Бинямин зиминидики Гебада қелип қалди, Филистийләр болса Микмашта баргаһ тиккән еди.
17 Ⱪaraⱪqilar daim Filistiylǝrning bargaⱨidin qiⱪip üq bɵlǝkkǝ bɵlünǝtti. Bir bɵlǝk Xual zeminidiki Ofraⱨƣa baridiƣan yolƣa atlinatti,
Қарақчилар дайим Филистийләрниң баргаһидин чиқип үч бөләккә бөлүнәтти. Бир бөләк Шуал зиминидики Офраһға баридиған йолға атлинатти,
18 bir bɵlǝk Bǝyt-Ⱨoronƣa baridiƣan yol bilǝn mangatti, yǝnǝ bir bɵlǝk qɵlning qetidiki Zǝboim jilƣisiƣa ⱪaraydiƣan zemindiki yolƣa mangatti.
бир бөләк Бәйт-Һоронға баридиған йол билән маңатти, йәнә бир бөләк чөлниң четидики Зәбоим җилғисиға қарайдиған зиминдики йолға маңатти.
19 Əmma pütkül Israil zeminida ⱨeqbir tɵmürqi tepilmaytti; qünki Filistiylǝr: — Ibraniylar ɵzlirigǝ ⱪiliq yaki nǝyzǝ yasiyalmisun, dǝp oylaytti.
Амма пүткүл Исраил зиминида һеч бир төмүрчи тепилмайтти; чүнки Филистийләр: — Ибранийлар өзлиригә қилич яки нәйзә ясалмисун, дәп ойлайтти.
20 Bu sǝwǝbtin Israillar ⱨǝmmisi sapan qixliri, kǝtmǝnlirini, paltilirini wǝ orƣaⱪlirini bislax üqün Filistiylǝrning ⱪexiƣa baratti.
Бу сәвәптин Исраиллар һәммиси сапан чишлири, кәтмәнлирини, палтилирини вә оғақлирини бислаш үчүн Филистийләрниң қешиға баратти.
21 Ular sapan qixliri wǝ kǝtmǝnlǝr üqün üqtin ikki xǝkǝl, jotu, palta wǝ zihlarni bislax üqün üqtin bir xǝkǝlni tɵlǝytti.
Улар сапан чишлири вә кәтмәнләр үчүн үчтин икки шәкәл, җоту, палта вә зихларни бислаш үчүн үчтин бир шәкәлни төләйтти.
22 Xunga urux bolƣanda Saul wǝ Yonatanning ⱪexidiki hǝlⱪning ⱨeqbiridǝ ⱪiliq ya nǝyzǝ yoⱪ idi; pǝⱪǝt Saul bilǝn oƣli Yonatandila bar idi.
Шуңа уруш болғанда Саул вә Йонатанниң қешидики хәлиқниң һеч биридә қилич я нәйзә йоқ еди; пәқәт Саул билән оғли Йонатандила бар еди.
23 U waⱪitta Filistiylǝrning bir ⱪarawullar ǝtriti Mikmaxtiki dawanƣa qiⱪⱪanidi.
У вақитта Филистийләрниң бир қаравуллар әтрити Микмаштики даванға чиққан еди.