< Samu'il 1 12 >
1 Samuil pütkül Israilƣa: — Mana, mǝn silǝrning barliⱪ eytⱪan sɵzliringlarni anglap üstünglarƣa bir padixaⱨ ⱪoydum;
Самуил пүткүл Исраилға: — Мана, мән силәрниң барлиқ ейтқан сөзлириңларни аңлап үстүңларға бир падиша қойдум;
2 Mana ǝmdi padixaⱨ silǝrning aldinglarda yürmǝktǝ, mǝn bolsam ⱪerip bexim aⱪardi; mana, mening oƣullirimmu aranglarda turidu. Yaxliⱪimdin tartip bu küngiqǝ silǝrning aldinglarda mengip kǝldim.
Мана әнди падиша силәрниң алдиңларда жүрмәктә, мән болсам қерип бешим ақарди; мана, мениң оғуллиримму араңларда туриду. Яшлиғимдин тартип бу күнгичә силәрниң алдиңларда меңип кәлдим.
3 Mana bu yǝrdǝ turuptimǝn. Pǝrwǝrdigarning aldida wǝ uning mǝsiⱨ ⱪilinƣinining aldida manga ǝrzinglar bolsa dǝweringlar; kimning uyini tartiwaldim? Kimning exikini tartiwaldim? Kimning ⱨǝⱪⱪini yedim? Kimgǝ zulum ⱪildim? Yaki mǝn kɵzümni kor ⱪilix üqün kimdin para aldim? Xundaⱪ bolsa dǝnglar, wǝ mǝn uni silǝrgǝ tɵlǝp berimǝn, dedi.
Мана бу йәрдә туруптимән. Пәрвәрдигарниң алдида вә униң мәсиһ қилинғининиң алдида маңа әрзиңлар болса дәвериңлар; кимниң уйини тартивалдим? Кимниң ешигини тартивалдим? Кимниң һәққини йедим? Кимгә зулум қилдим? Яки мән көзүмни кор қилиш үчүн кимдин пара алдим? Шундақ болса дәңлар, вә мән уни силәргә төләп беримән, деди.
4 Ular jawab berip: — Sǝn bizning ⱨǝⱪⱪimizni yemiding, ⱨeqkimgǝ zulum ⱪilmiding wǝ ⱨeq kixining ⱪolidin birǝr nǝrsinimu eliwalmiding, dedi.
Улар җавап берип: — Сән бизниң һәққимизни йемидиң, һеч кимгә зулум қилмидиң вә һеч кишиниң қолидин бирәр нәрсиниму еливалмидиң, деди.
5 U ularƣa: — Mǝndǝ ⱨeq ⱨǝⱪⱪinglar ⱪalmiƣanliⱪiƣa Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ guwaⱨ bolup wǝ uning mǝsiⱨ ⱪilƣini ⱨǝm bügün guwaⱨqi bolsun, dewidi, ular: — U guwaⱨtur, dedi.
У уларға: — Мәндә һеч һәққиңлар қалмиғанлиғиға Пәрвәрдигар силәргә гува болуп вә униң мәсиһ қилғини һәм бүгүн гувачи болсун, девиди, улар: — У гувадур, деди.
6 Samuil hǝlⱪⱪǝ mundaⱪ dedi: «Musa bilǝn Ⱨarunni tiklǝp ata-bowiliringlarni Misir zeminidin qiⱪarƣuqi bolsa Pǝrwǝrdigardur.
Самуил хәлиққә мундақ деди: «Муса билән Һарунни тикләп ата-бовилириңларни Мисир зиминидин чиқарғучи болса Пәрвәрдигардур.
7 Əmdi ornunglardin turunglar, mǝn Pǝrwǝrdigarning aldida Pǝrwǝrdigarning silǝrgǝ wǝ ata-bowiliringlarƣa yürgüzgǝn ⱨǝⱪⱪaniy ǝmǝllirini silǝrning aldinglarƣa ⱪoyuxⱪa sɵz ⱪilay.
Әнди орнуңлардин туруңлар, мән Пәрвәрдигарниң алдида Пәрвәрдигарниң силәргә вә ата-бовилириңларға жүргүзгән һәққаний әмәллирини силәрниң алдиңларға қоюшқа сөз қилай.
8 Yaⱪup Misirƣa kirgǝndin keyin ata-bowiliringlar Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad ⱪilƣanda, Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunni ǝwǝtti. Ular ata-bowiliringlarni Misirdin qiⱪirip bu yǝrdǝ olturaⱪlaxturdi.
Яқуп Мисирға киргәндин кейин ата-бовилириңлар Пәрвәрдигарға пәряд қилғанда, Пәрвәрдигар Муса билән Һарунни әвәтти. Улар ата-бовилириңларни Мисирдин чиқирип бу йәрдә олтирақлаштурди.
9 Əmma ular ɵz Hudasi Pǝrwǝrdigarni untudi; xunga u ularni Ⱨazorning ⱪoxunidiki sǝrdar Siseraning ⱪoliƣa, Filistiylǝrning ⱪoliƣa ⱨǝm Moabning padixaⱨining ⱪoliƣa tapxurup bǝrdi; bular ular bilǝn jǝng ⱪilixti.
Амма улар өз Худаси Пәрвәрдигарни унтуди; шуңа у уларни Һазорниң қошунидики сәрдар Сисераниң қолиға, Филистийләрниң қолиға һәм Моабниң падишасиниң қолиға тапшуруп бәрди; булар улар билән җәң қилишти.
10 Xuning bilǝn ular Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad ⱪilip: «Biz gunaⱨ ⱪilip Pǝrwǝrdigarni taxlap Baallar wǝ Axtarotlarning ibaditidǝ bolduⱪ; ǝmma ǝmdi bizni düxmǝnlirimizning ⱪolidin ⱪutⱪuzƣin, biz sanga ibadǝt ⱪilimiz» dedi.
Шуниң билән улар Пәрвәрдигарға пәряд қилип: «Биз гуна қилип Пәрвәрдигарни ташлап Бааллар вә Аштаротларниң ибадитидә болдуқ; амма әнди бизни дүшмәнлиримизниң қолидин қутқузғин, биз саңа ибадәт қилимиз» деди.
11 Wǝ Pǝrwǝrdigar Yǝrubbaal, Bedan, Yǝftaⱨ wǝ Samuilni ǝwǝtip, ǝtrapinglardiki düxmǝnliringlarning ⱪolidin silǝrni ⱪutⱪuzdi, xuning bilǝn tinq-aman turuwatⱪanidinglar.
Вә Пәрвәрдигар Йәруббаал, Бедан, Йәфтаһ вә Самуилни әвәтип, әтрапиңлардики дүшмәнлириңларниң қолидин силәрни қутқузди, шуниң билән теч-аман туруватқан едиңлар.
12 Lekin Hudayinglar Pǝrwǝrdigar Ɵzi padixaⱨinglar bolsimu, Ammonning padixaⱨi Naⱨaxning silǝrgǝ ⱪarxi ⱪopⱪinini kɵrgininglarda silǝr: Yaⱪ! Bir padixaⱨ üstimizgǝ sǝltǝnǝt ⱪilsun dǝp manga eyttinglar.
Лекин Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзи падишасиңлар болсиму, Аммонниң падишаси Наһашниң силәргә қарши қопқинини көргиниңларда силәр: Яқ! Бир падиша үстимизгә сәлтәнәт қилсун дәп маңа ейттиңлар.
13 Əmdi silǝr halap talliƣan, silǝr tiligǝn padixaⱨⱪa ⱪaranglar; mana, Pǝrwǝrdigar silǝrning üstünglarƣa bir padixaⱨ ⱪoydi.
Әнди силәр халап таллиған, силәр тилигән падишаға қараңлар; мана, Пәрвәрдигар силәрниң үстүңларға бир падиша қойди.
14 Əgǝr silǝr Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪup, uning ⱪulluⱪida bolup, Uning awaziƣa ⱪulaⱪliringlarni selip, Uning ǝmrigǝ asiyliⱪ ⱪilmisanglar, silǝr ⱨǝm üstünglarda sǝltǝnǝt ⱪilƣan padixaⱨ Hudayinglar Pǝrwǝrdigarƣa ǝgǝxsǝnglar, ǝmdi silǝrgǝ yahxi bolidu.
Әгәр силәр Пәрвәрдигардин қорқуп, униң қуллуғида болуп, Униң авазиға қулақлириңларни селип, Униң әмригә асийлиқ қилмисаңлар, силәр һәм үстүңларда сәлтәнәт қилған падиша Худайиңлар Пәрвәрдигарға әгәшсәңлар, әнди силәргә яхши болиду.
15 Lekin Pǝrwǝrdigarning sɵzigǝ ⱪulaⱪ salmay, bǝlki Pǝrwǝrdigarning ǝmrigǝ asiyliⱪ ⱪilsanglar, Pǝrwǝrdigarning ⱪoli ata-bowiliringlarƣa ⱪarxi bolƣandǝk silǝrgimu ⱪarxi bolidu.
Лекин Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салмай, бәлки Пәрвәрдигарниң әмригә асийлиқ қилсаңлар, Пәрвәрдигарниң қоли ата-бовилириңларға қарши болғандәк силәргиму қарши болиду.
16 Əmdi turunglar, Pǝrwǝrdigar kɵzliringlarning aldida ⱪilidiƣan uluƣ karamǝtni kɵrünglar!
Әнди туруңлар, Пәрвәрдигар көзлириңларниң алдида қилидиған улуқ карамәтни көрүңлар!
17 Bügün buƣday oridiƣan waⱪit ǝmǝsmu? Mǝn Pǝrwǝrdigarƣa nida ⱪilay, U güldürmama bilǝn yamƣur yaƣduridu. Xuning bilǝn silǝrning bir padixaⱨ tiligininglarning Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ zor rǝzillik ikǝnlikini kɵrüp yetisilǝr».
Бүгүн буғдай оридиған вақит әмәсму? Мән Пәрвәрдигарға нида қилай, У гүлдүрмама билән ямғур яғдуриду. Шуниң билән силәрниң бир падиша тилигиниңларниң Пәрвәрдигарниң нәзиридә зор рәзиллик екәнлигини көрүп йетисиләр».
18 Andin Samuil Pǝrwǝrdigarƣa nida ⱪildi; xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar xu küni güldürmama bilǝn yamƣur yaƣdurdi. Hǝlⱪ Pǝrwǝrdigardin wǝ Samuildin bǝk ⱪorⱪti.
Андин Самуил Пәрвәрдигарға нида қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар шу күни гүлдүрмама билән ямғур яғдурди. Хәлиқ Пәрвәрдигардин вә Самуилдин бәк қорқти.
19 Hǝlⱪning ⱨǝmmisi Samuilƣa: — Hudaying Pǝrwǝrdigarƣa bizni ɵlmisun dǝp kǝminiliring üqün dua ⱪilƣin; qünki ⱨǝmmǝ gunaⱨlirimizning üstigǝ yǝnǝ yamanliⱪ axurup ɵzimizgǝ bir padixaⱨ tiliduⱪ, dedi.
Хәлиқниң һәммиси Самуилға: — Худайиң Пәрвәрдигарға бизни өлмисун дәп кәминилириң үчүн дуа қилғин; чүнки һәммә гуналиримизниң үстигә йәнә яманлиқ ашуруп өзимизгә бир падиша тилидуқ, деди.
20 Samuil hǝlⱪⱪǝ mundaⱪ dedi: — Ⱪorⱪmanglar; silǝr dǝrwǝⱪǝ bu ⱨǝmmǝ rǝzillikni ⱪilƣansilǝr, lekin ǝmdi Pǝrwǝrdigarƣa ǝgixixtin qǝtnimǝy, pütkül kɵngülliringlar bilǝn Pǝrwǝrdigarning ibaditidǝ bolunglar;
Самуил хәлиққә мундақ деди: — Қорқмаңлар; силәр дәрвәқә бу һәммә рәзилликни қилғансиләр, лекин әнди Пәрвәрдигарға әгишиштин чәтнимәй, пүткүл көңүллириңлар билән Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуңлар;
21 adǝmgǝ payda yǝtküzmǝydiƣan yaki adǝmni ⱪutⱪuzalmaydiƣan biⱨudǝ ixlarni izdǝp, yoldin ezip kǝtmǝnglar; qünki ularning tayini yoⱪtur.
адәмгә пайда йәткүзмәйдиған яки адәмни қутқузалмайдиған беһудә ишларни издәп, йолдин езип кәтмәңлар; чүнки уларниң тайини йоқтур.
22 Qünki Pǝrwǝrdigar Ɵz uluƣ nami üqün Ɵz hǝlⱪini taxlimaydu; qünki Pǝrwǝrdigar silǝrni Ɵz hǝlⱪi ⱪilixni layiⱪ kɵrgǝndur.
Чүнки Пәрвәрдигар Өз улуқ нами үчүн Өз хәлқини ташлимайду; чүнки Пәрвәрдигар силәрни Өз хәлқи қилишни лайиқ көргәндур.
23 Manga nisbǝtǝn, silǝr üqün dua ⱪilixtin tohtax bilǝn Pǝrwǝrdigarƣa gunaⱨ ⱪilix mǝndin neri bolsun; bǝlki mǝn silǝrgǝ yahxi wǝ durus yolni ɵgitimǝn.
Маңа нисбәтән, силәр үчүн дуа қилиштин тохташ билән Пәрвәрдигарға гуна қилиш мәндин нери болсун; бәлки мән силәргә яхши вә дурус йолни үгитимән.
24 Pǝⱪǝt silǝr Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪup pütkül kɵngülliringlar wǝ ⱨǝⱪiⱪǝt bilǝn uning ibaditidǝ bolunglar; qünki silǝr üqün ⱪilƣan uluƣ karamǝtlǝrgǝ ⱪaranglar!
Пәқәт силәр Пәрвәрдигардин қорқуп пүткүл көңүллириңлар вә һәқиқәт билән униң ибадитидә болуңлар; чүнки силәр үчүн қилған улуқ карамәтләргә қараңлар!
25 Lekin yamanliⱪ ⱪilsanglar, ⱨǝm ɵzünglar ⱨǝm padixaⱨinglar ⱨalak ⱪilinisilǝr».
Лекин яманлиқ қилсаңлар, һәм өзүңлар һәм падишасиңлар һалак қилинисиләр».