< Samu'il 1 1 >

1 Əfraim taƣliⱪidiki Ramataim-Zofimda Əlkanaⱨ isimlik bir kixi bar idi. U Əfraimliⱪ bolup, Yǝroⱨamning oƣli, Yǝroⱨam Elihuning oƣli, Elihu Tohuning oƣli, Tohu Zufning oƣli idi.
Әфраим тағлиғидики Раматаим-Зофимда Әлканаһ исимлиқ бир киши бар еди. У Әфраимлиқ болуп, Йәроһамниң оғли, Йәроһам Елихуниң оғли, Елиху Тохуниң оғли, Тоху Зуфниң оғли еди.
2 Uning ikki ayali bar idi. Birsining ismi Ⱨannaⱨ, yǝnǝ birsining ismi Pǝninnaⱨ idi. Pǝninnaⱨning baliliri bar idi, lekin Ⱨannaⱨning balisi yoⱪ idi.
Униң икки аяли бар еди. Бирисиниң исми Һаннаһ, йәнә бирисиниң исми Пәниннаһ еди. Пәниннаһниң балилири бар еди, лекин Һаннаһниң балиси йоқ еди.
3 Bu adǝm ⱨǝr yili ɵz xǝⱨiridin samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa sǝjdǝ ⱪilip ⱪurbanliⱪ sunƣili Xiloⱨƣa baratti. U yǝrdǝ Əlining Hofniy wǝ Finiⱨas degǝn ikki oƣli Pǝrwǝrdigarning kaⱨinliri bolup ixlǝytti.
Бу адәм һәр жили өз шәһиридин самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға сәҗдә қилип қурбанлиқ сунғили Шилоһға баратти. У йәрдә Әлиниң Хофний вә Финиһас дегән икки оғли Пәрвәрдигарниң каһинлири болуп ишләйтти.
4 Ⱨǝr ⱪetim Əlkanaⱨ ⱪurbanliⱪ ⱪilƣan künidǝ u [ⱪurbanliⱪtin] ayali Pǝninnaⱨ wǝ uning ⱨǝrbir oƣul-ⱪizliriƣa ɵz ülüxini berǝtti.
Һәр қетим Әлканаһ қурбанлиқ қилған күнидә у [қурбанлиқтин] аяли Пәниннаһ вә униң һәр бир оғул-қизлириға өз үлүшини берәтти.
5 Əmma Ⱨannaⱨƣa bolsa u ikki ⱨǝssilik ülüx berǝtti; qünki u Ⱨannaⱨni tolimu sɵyǝtti. Lekin Pǝrwǝrdigar uni tuƣmas ⱪilƣanidi.
Амма Һаннаһға болса у икки һәссилик үлүш берәтти; чүнки у Һаннаһни толиму сөйәтти. Лекин Пәрвәрдигар уни туғмас қилған еди.
6 Pǝrwǝrdigarning uni tuƣmas ⱪilƣanliⱪidin uning kündǝx rǝⱪibi [Pǝninnaⱨ Ⱨannaⱨni] azablax üqün uning bilǝn ⱪattiⱪ ⱪerixatti.
Пәрвәрдигарниң уни туғмас қилғанлиғидин униң күндәш рәқиби [Пәниннаһ Һаннаһни] азаплаш үчүн униң билән қаттиқ қеришатти.
7 Wǝ ⱨǝr yili, Ⱨannaⱨ ⱨǝr ⱪetim Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ qiⱪⱪanda, [Pǝninnaⱨ] uningƣa azar berǝtti. Pǝninnaⱨ xundaⱪ ⱪilƣaqⱪa, u yiƣlap ⱨeq nemǝ yemǝytti.
Вә һәр жили, Һаннаһ һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә чиққанда, [Пәниннаһ] униңға азар берәтти. Пәниннаһ шундақ қилғачқа, у жиғлап һеч немә йемәйтти.
8 Ahiri uning eri Əlkanaⱨ uningƣa: — I Ⱨannaⱨ, nemixⱪa yiƣlaysǝn? Nemixⱪa birnǝrsǝ yemǝysǝn? Nemixⱪa kɵnglüng azar yǝydu? Mǝn ɵzüm sanga on oƣuldin ǝwzǝl ǝmǝsmu?! — dedi.
Ахири униң ери Әлканаһ униңға: — И Һаннаһ, немишкә жиғлайсән? Немишкә бир нәрсә йемәйсән? Немишкә көңлүң азар йәйду? Мән өзүм саңа он оғулдин әвзәл әмәсму?! — деди.
9 Ular Xiloⱨda yǝp-iqkǝndin keyin (Əli degǝn kaⱨin xu qaƣda Pǝrwǝrdigarning ibadǝthanisining ixiki yenidiki orunduⱪta olturatti) Ⱨannaⱨ dastihandin turdi;
Улар Шилоһда йәп-ичкәндин кейин (Әли дегән каһин шу чағда Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ишиги йенидики орундуқта олтиратти) Һаннаһ дәстихандин турди;
10 u ⱪattiⱪ azab iqidǝ Pǝrwǝrdigarƣa dua ⱪilip zar-zar yiƣlaytti.
у қаттиқ азап ичидә Пәрвәрдигарға дуа қилип зар-зар жиғлайтти.
11 U ⱪǝsǝm iqip: — I samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, ǝgǝr dedikingning dǝrdigǝ yetip, meni yad etip dedikingni untumay, bǝlki dedikinggǝ bir oƣul bala ata ⱪilsang, uni pütün ɵmrining künliridǝ Sǝn Pǝrwǝrdigarƣa beƣixlaymǝn; uning bexiƣa ustira ⱨeqⱪaqan selinmaydu, dedi.
У қәсәм ичип: — И самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, әгәр дедигиңниң дәрдигә йетип, мени яд етип дедигиңни унтумай, бәлки дедигиңгә бир оғул бала ата қилсаң, уни пүтүн өмриниң күнлиридә Сән Пәрвәрдигарға беғишлаймән; униң бешиға устира һеч қачан селинмайду, деди.
12 U Pǝrwǝrdigarning aldida duasini dawam ⱪiliwatⱪanda, Əli uning aƣziƣa ⱪarap turdi;
У Пәрвәрдигарниң алдида дуасини давам қиливатқанда, Әли униң ағзиға қарап турди;
13 qünki Ⱨannaⱨ duani iqidǝ ⱪilƣaqⱪa lǝwliri midirlawatⱪini bilǝn awazi anglanmaytti. Xunga Əli uni mǝst bolup ⱪaptu, dǝp oylidi.
чүнки Һаннаһ дуани ичидә қилғачқа ләвлири мидирлаватқини билән авази аңланмайтти. Шуңа Әли уни мәс болуп қапту, дәп ойлиди.
14 Əli uningƣa: — Ⱪaqanƣiqǝ mǝst yürisǝn? Xarabingni ɵzüngdin neri ⱪil, dedi.
Әли униңға: — Қачанғичә мәс жүрисән? Шарабиңни өзүңдин нери қил, деди.
15 Lekin Ⱨannaⱨ jawabǝn: — Undaⱪ ǝmǝs, i ƣojam! Kɵngli sunuⱪ bir mǝzlummǝn. Mǝn xarabmu, ⱨaraⱪmu iqmidim, bǝlki jenim dǝrdini Pǝrwǝrdigarning aldida tɵktüm;
Лекин Һаннаһ җававән: — Ундақ әмәс, и ғоҗам! Көңли сунуқ бир мәзлуммән. Мән шарапму, һарақму ичмидим, бәлки җеним дәрдини Пәрвәрдигарниң алдида төктүм;
16 dedǝklirini yaman hotun dǝp bilmigǝyla. Qünki mening zor dǝrdim wǝ azablirimdin bu küngiqǝ xundaⱪ nida ⱪiliwatimǝn, dedi.
дедәклирини яман хотун дәп билмигәйла. Чүнки мениң зор дәрдим вә азаплиримдин бу күнгичә шундақ нида қиливатимән, деди.
17 Əli uningƣa jawab berip: — Tinq-aman ⱪaytⱪin; Israilning Hudasi Ɵzidin tiligǝn iltijayingni ijabǝt ⱪilƣay, dedi.
Әли униңға җавап берип: — Теч-аман қайтқин; Исраилниң Худаси Өзидин тилигән илтиҗайиңни иҗабәт қилғай, деди.
18 Ⱨannaⱨ: — Dedǝkliri kɵz aldilirida iltipat tapⱪay, dedi. U xularni dǝp qiⱪip, ƣiza yedi wǝ xuningdin keyin qirayida ilgirikidǝk ƣǝmkinlik kɵrünmidi.
Һаннаһ: — Дедәклири көз алдилирида илтипат тапқай, деди. У шуларни дәп чиқип, ғиза йеди вә шуниңдин кейин чирайида илгәркидәк ғәмкинлик көрүнмиди.
19 Ular ǝtisi tang sǝⱨǝrdǝ ornidin turup Pǝrwǝrdigarning ⱨuzurida sǝjdǝ ⱪilip bolup, Ramaⱨdiki ɵyigǝ yenip kǝldi. Əlkanaⱨ ayali Ⱨannaⱨƣa yeⱪinqiliⱪ ⱪildi; Pǝrwǝrdigar uni ǝsligǝnidi.
Улар әтиси таң сәһәрдә орнидин туруп Пәрвәрдигарниң һозурида сәҗдә қилип болуп, Рамаһдики өйигә йенип кәлди. Әлканаһ аяли Һаннаһға йеқинчилиқ қилди; Пәрвәрдигар уни әслигән еди.
20 Ⱨannaⱨ ⱨamilidar bolup, waⱪti-saiti toxup, bir oƣul tuƣdi. U: «Mǝn uni Pǝrwǝrdigardin tilǝp aldim» dǝp, ismini Samuil ⱪoydi.
Һаннаһ һамилдар болуп, вақти-саити тошуп, бир оғул туғди. У: «Мән уни Пәрвәрдигардин тиләп алдим» дәп, исмини Самуил қойди.
21 Uning eri Əlkanaⱨ ɵyidiki ⱨǝmmisi bilǝn Pǝrwǝrdigarƣa atidiƣan ⱨǝr yilliⱪ ⱪurbanliⱪni ⱪilƣili wǝ ⱪilƣan ⱪǝsimini ada ⱪilix üqün Xiloⱨƣa qiⱪti.
Униң ери Әлканаһ өйидики һәммиси билән Пәрвәрдигарға атидиған һәр жиллиқ қурбанлиқни қилғили вә қилған қәсимини ада қилиш үчүн Шилоһға чиқти.
22 Lekin Ⱨannaⱨ billǝ barmay erigǝ: — Bala ǝmqǝktin ayrilƣandila andin mǝn uning Pǝrwǝrdigarning aldida ⱨazir boluxi üqün uni elip barimǝn; xuning bilǝn u u yǝrdǝ mǝnggü turidu, dedi.
Лекин Һаннаһ биллә бармай еригә: — Бала әмчәктин айрилғандила андин мән униң Пәрвәрдигарниң алдида һазир болуши үчүн уни елип баримән; шуниң билән у у йәрдә мәңгү туриду, деди.
23 Eri Əlkanaⱨ uningƣa: — Ɵzünggǝ nemǝ yahxi kɵrünsǝ, xuni ⱪilƣin. Uni ǝmqǝktin ayriƣuqǝ turup turƣin. Pǝrwǝrdigar Ɵz sɵz-kalamiƣa ǝmǝl ⱪilƣay, dedi. Ayali ɵydǝ ⱪelip balisi ǝmqǝktin ayrilƣuqǝ emitti.
Ери Әлканаһ униңға: — Өзүңгә немә яхши көрүнсә, шуни қилғин. Уни әмчәктин айриғичә туруп турғин. Пәрвәрдигар Өз сөз-каламиға әмәл қилғай, деди. Аяли өйдә қелип балиси әмчәктин айрилғичә емитти.
24 Balisi ǝmqǝktin ayrilƣandin keyin u uni elip, xundaⱪla üq buⱪa, bir ǝfaⱨ un wǝ bir tulum xarabni elip Pǝrwǝrdigarning Xiloⱨdiki ɵyigǝ apardi. Bala bolsa tehi kiqik idi.
Балиси әмчәктин айрилғандин кейин у уни елип, шундақла үч буқа, бир әфаһ ун вә бир тулум шарапни елип Пәрвәрдигарниң Шилоһдики өйигә апарди. Бала болса техи кичик еди.
25 Ular bir buⱪini soyup balini ǝlining ⱪexiƣa elip kǝldi.
Улар бир буқини союп балини әлиниң қешиға елип кәлди.
26 Xuning bilǝn Ⱨannaⱨ [uningƣa]: — I ƣojam, ɵzliridǝ ⱨayat rast bolƣinidǝk, bu yǝrdǝ silining ⱪaxlirida turup Pǝrwǝrdigarƣa nida ⱪilƣan mǝzlum mǝn bolimǝn, dedi.
Шуниң билән Һаннаһ [униңға]: — И ғоҗам, өзлиридә һаят раст болғинидәк, бу йәрдә силиниң қашлирида туруп Пәрвәрдигарға нида қилған мәзлум мән болимән, деди.
27 Mǝn muxu oƣul bala üqün dua ⱪildim wǝ mana, Pǝrwǝrdigar mening tiligǝn iltijayimni ijabǝt ⱪildi.
Мән мошу оғул бала үчүн дуа қилдим вә мана, Пәрвәрдигар мениң тилигән илтиҗайимни иҗабәт қилди.
28 Əmdi ⱨazir mǝn uni Pǝrwǝrdigarƣa tapxurup bǝrdim. Ɵmrining ⱨǝmmǝ künliridǝ u Pǝrwǝrdigarƣa beƣixlanƣan bolidu, dedi. Xuning bilǝn ular u yǝrdǝ Pǝrwǝrdigarƣa sǝjdǝ ⱪildi.
Әнди һазир мән уни Пәрвәрдигарға тапшуруп бәрдим. Өмриниң һәммә күнлиридә у Пәрвәрдигарға беғишланған болиду, деди. Шуниң билән улар у йәрдә Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.

< Samu'il 1 1 >