< Padixaⱨlar 1 8 >

1 Xu qaƣda Sulayman Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini «Dawut xǝⱨiri»din, yǝni Ziondin yɵtkǝp kelix üqün Israil aⱪsaⱪallirini, ⱪǝbilǝ bǝglirini wǝ Israil jǝmǝtlirining bǝglirini Yerusalemƣa ɵz yeniƣa yiƣilixⱪa qaⱪirdi.
Шу чағда Сулайман Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини «Давут шәһири»дин, йәни Зиондин йөткәп келиш үчүн Исраил ақсақаллирини, қәбилә бәглирини вә Исраил җәмәтлириниң бәглирини Йерусалимға өз йениға жиғилишқа чақирди.
2 Buning üqün Israilning ⱨǝmmǝ adǝmliri Etanim eyida, yǝni yǝttinqi aydiki bekitilgǝn ⱨeytta Sulayman padixaⱨning ⱪexiƣa yiƣildi.
Буниң үчүн Исраилниң һәммә адәмлири Етаним ейида, йәни йәттинчи айдики бекитилгән һейтта Сулайман падишаниң қешиға жиғилди.
3 Israilning ⱨǝmmǝ aⱪsaⱪalliri yetip kǝlgǝndǝ Lawiylar ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürüp [mangdi].
Исраилниң һәммә ақсақаллири йетип кәлгәндә Лавийлар әһдә сандуғини көтирип [маңди].
4 Ular Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini, jamaǝt qediri bilǝn uning iqidiki barliⱪ muⱪǝddǝs buyumlarni kɵtürüp elip qiⱪti. Kaⱨinlar bilǝn Lawiylar muxularni elip qiⱪti.
Улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини, җамаәт чедири билән униң ичидики барлиқ муқәддәс буюмларни көтирип елип чиқти. Каһинлар билән Лавийлар мошуларни елип чиқти.
5 Sulayman padixaⱨ wǝ uning aldiƣa yiƣilƣan barliⱪ Israil jamaiti ǝⱨdǝ sanduⱪining aldida mengip, kɵplikidin sanini elip bolmaydiƣan san-sanaⱪsiz ⱪoy bilǝn kalilarni ⱪurbanliⱪ ⱪilixatti.
Сулайман падиша вә униң алдиға жиғилған барлиқ Исраил җамаити әһдә сандуғиниң алдида меңип, көплигидин санини елип болмайдиған сан-санақсиз қой билән калиларни қурбанлиқ қилишатти.
6 Kaⱨinlar Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini ɵz jayiƣa, ibadǝthanining iqki «kalamhana»siƣa, yǝni ǝng muⱪǝddǝs jayƣa elip kirip, kerublarning ⱪanatlirining astiƣa ⱪoydi.
Каһинлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өз җайиға, ибадәтханиниң ички «каламхана»сиға, йәни әң муқәддәс җайға елип кирип, керубларниң қанатлириниң астиға қойди.
7 Qünki kerublarning yeyilip turƣan ⱪaniti ǝⱨdǝ sanduⱪining orni üstidǝ bolƣaqⱪa, ǝⱨdǝ sanduⱪi bilǝn uni kɵtürüp turidiƣan baldaⱪlarni yepip turatti.
Чүнки керубларниң йейилип турған қанити әһдә сандуғиниң орни үстидә болғачқа, әһдә сандуғи билән уни көтирип туридиған балдақларни йепип туратти.
8 Bu baldaⱪlar naⱨayiti uzun bolƣaqⱪa, kalamhanining aldidiki muⱪǝddǝs jayda turup, ǝⱨdǝ sanduⱪining yenidiki ikki baldaⱪning uqlirini kɵrgili bolatti, biraⱪ ɵyning sirtida ularni kɵrgili bolmaytti; bu baldaⱪlar taki bügüngǝ ⱪǝdǝr xu yǝrdǝ turmaⱪta.
Бу балдақлар наһайити узун болғачқа, каламханиниң алдидики муқәддәс җайда туруп, әһдә сандуғиниң йенидики икки балдақниң учлирини көргили болатти, бирақ өйниң сиртида уларни көргили болмайтти; бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
9 Əⱨdǝ sanduⱪining iqidǝ Musa pǝyƣǝmbǝr Ⱨorǝb teƣida turƣanda iqigǝ salƣan ikki tax tahtidin baxⱪa ⱨeqnǝrsǝ yoⱪ idi (Israillar Misir zeminidin qiⱪⱪandin keyin Pǝrwǝrdigar ular bilǝn ⱨorǝbdǝ ǝⱨdǝ tüzgǝnidi).
Әһдә сандуғиниң ичидә Муса пәйғәмбәр Һорәб теғида турғанда ичигә салған икки таш тахтидин башқа һеч нәрсә йоқ еди (Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейин Пәрвәрдигар улар билән һорәбдә әһдә түзгән еди).
10 Wǝ xundaⱪ boldiki, kaⱨinlar muⱪǝddǝs jaydin qiⱪixiƣila, bir bulut Pǝrwǝrdigarning ibadǝthanisini ⱪapliwaldi.
Вә шундақ болдики, каһинлар муқәддәс җайдин чиқишиғила, бир булут Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қапливалди.
11 Kaⱨinlar bulut tüpǝylidin ɵz wǝzipilirini ɵtǝxkǝ ɵrǝ turalmaytti; qünki Pǝrwǝrdigarning julasi Pǝrwǝrdigarning ɵyini toldurƣanidi.
Каһинлар булут түпәйлидин өз вәзипилирини өтәшкә өрә туралмайтти; чүнки Пәрвәрдигарниң җуласи Пәрвәрдигарниң өйини толдурған еди.
12 Bu pǝyttǝ Sulayman: — Pǝrwǝrdigar tum ⱪarangƣuluⱪ iqidǝ turimǝn, dǝp eytⱪanidi;
Бу пәйттә Сулайман: — Пәрвәрдигар тум қараңғулуқ ичидә туримән, дәп ейтқан еди;
13 lekin, [i Pǝrwǝrdigar], mǝn dǝrwǝⱪǝ Sening üqün bir ⱨǝywǝtlik makan bolsun dǝp, Sǝn mǝnggü turidiƣan bir ɵyni yasidim, dedi.
лекин, [и Пәрвәрдигар], мән дәрвәқә Сениң үчүн бир һәйвәтлик макан болсун дәп, Сән мәңгү туридиған бир өйни ясидим, деди.
14 Andin padixaⱨ burulup barliⱪ Israil jamaitigǝ bǝht tilidi; Israilning barliⱪ jamaiti uning aldida turatti.
Андин падиша бурулуп барлиқ Исраил җамаитигә бәхит тилиди; Исраилниң барлиқ җамаити униң алдида туратти.
15 U mundaⱪ dedi: — «Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ bolƣay! U Ɵz aƣzi bilǝn atam Dawutⱪa wǝdǝ ⱪilƣanidi wǝ Ɵz ⱪoli bilǝn uni ǝmǝlgǝ axurdi. U Dawutⱪa yǝnǝ: —
У мундақ деди: — «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә болғай! У Өз ағзи билән атам Давутқа вәдә қилған еди вә Өз қоли билән уни әмәлгә ашурди. У Давутқа йәнә: —
16 «Mǝn Ɵz hǝlⱪim Israilni Misir zeminidin elip qiⱪⱪan kündin buyan namim üqün bu yǝrdǝ bir ɵy salay dǝp Israilning ⱨǝrⱪaysi ⱪǝbililirining xǝⱨǝrliridin ⱨeqⱪaysisini tallimidim; biraⱪ hǝlⱪim bolƣan Israilƣa ⱨɵkümranliⱪ ⱪilsun dǝp Dawutni tallidim» degǝnidi.
«Мән Өз хәлқим Исраилни Мисир зиминидин елип чиққан күндин буян намим үчүн бу йәрдә бир өй салай дәп Исраилниң һәр қайси қәбилилириниң шәһәрлиридин һеч қайсисини таллимидим; бирақ хәлқим болған Исраилға һөкүмранлиқ қилсун дәп Давутни таллидим» дегән еди.
17 Əmdi atam Dawutning Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning namiƣa atap bir ɵy selix arzu-niyiti bar idi.
Әнди атам Давутниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бир өй селиш арзу-нийити бар еди.
18 Biraⱪ Pǝrwǝrdigar atam Dawutⱪa: «Kɵnglüngdǝ Mening namimƣa bir ɵy yasaxⱪa ⱪilƣan niyiting yahxidur;
Бирақ Пәрвәрдигар атам Давутқа: «Көңлүңдә Мениң намимға бир өй ясашқа қилған нийитиң яхшидур;
19 ǝmma xu ɵyni sǝn yasimaysǝn, bǝlki sening puxtungdin bolidiƣan oƣlung, u Mening namimƣa atap xu ɵyni salidu», degǝnidi.
амма шу өйни сән ясимайсән, бәлки сениң пуштуңдин болидиған оғлуң, у Мениң намимға атап шу өйни салиду», дегән еди.
20 Mana ǝmdi Pǝrwǝrdigar Ɵz sɵzigǝ ǝmǝl ⱪildi. Mǝn Pǝrwǝrdigar wǝdǝ ⱪilƣinidǝk, atamning ornini besip, Israilning tǝhtigǝ olturdum; Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning namiƣa atap bu ɵyni saldim.
Мана әнди Пәрвәрдигар Өз сөзигә әмәл қилди. Мән Пәрвәрдигар вәдә қилғинидәк, атамниң орнини бесип, Исраилниң тәхтигә олтардим; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бу өйни салдим.
21 Ɵydǝ ǝⱨdǝ sanduⱪi üqün bir jayni rastlidim; ǝⱨdǝ sanduⱪi iqidǝ Pǝrwǝrdigarning ata-bowilirimizni Misir zeminidin elip qiⱪⱪanda, ular bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝ [tahtiliri] bardur».
Өйдә әһдә сандуғи үчүн бир җайни растлидим; әһдә сандуғи ичидә Пәрвәрдигарниң ата-бовилиримизни Мисир зиминидин елип чиққанда, улар билән түзгән әһдә [тахтилири] бардур».
22 Andin Sulayman Israilning barliⱪ jamaitigǝ yüzlinip, Pǝrwǝrdigarning ⱪurbangaⱨining aldida turup, ⱪollirini asmanƣa ⱪaritip kɵtürüp
Андин Сулайман Исраилниң барлиқ җамаитигә йүзлинип, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң алдида туруп, қоллирини асманға қаритип көтирип
23 mundaⱪ dua ⱪildi: — «I Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar! Nǝ yuⱪiriⱪi asmanda nǝ tɵwǝnki yǝrdǝ sǝndǝk Huda yoⱪtur; aldingda pütün ⱪǝlbi bilǝn mangidiƣan ⱪulliring üqün ǝⱨdǝngdǝ turup ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitingni kɵrsǝtküqisǝn.
мундақ дуа қилди: — «И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар! Нә жуқуриқи асманда нә төвәнки йәрдә сәндәк Худа йоқтур; алдиңда пүтүн қәлби билән маңидиған қуллириң үчүн әһдәңдә туруп өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткүчисән.
24 Qünki Sǝn Ɵz ⱪulung atam Dawutⱪa bǝrgǝn wǝdidǝ turdung; Sǝn Ɵz aƣzing bilǝn eytⱪan sɵzünggǝ mana bügünkidǝk Ɵz ⱪolung bilǝn ǝmǝl ⱪilding.
Чүнки Сән Өз қулуң атам Давутқа бәргән вәдидә турдуң; Сән Өз ағзиң билән ейтқан сөзүңгә мана бүгүнкидәк Өз қолуң билән әмәл қилдиң.
25 Əmdi ⱨazir, i Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar, Ɵz ⱪulung atam Dawutⱪa: — «Əgǝr sening ǝwladliring ɵz yolliriƣa sǝgǝk bolup sǝn Mening aldimda mangƣandǝk mangidiƣan bolsa, sanga ǝwladingdin Israilning tǝhtidǝ olturidiƣan bir zat kǝm bolmaydu» dǝp bǝrgǝn wǝdǝngdǝ turƣaysǝn.
Әнди һазир, и Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Өз қулуң атам Давутқа: — «Әгәр сениң әвлатлириң өз йоллириға сәгәк болуп сән Мениң алдимда маңғандәк маңидиған болса, саңа әвладиңдин Исраилниң тәхтидә олтиридиған бир зат кам болмайду» дәп бәргән вәдәңдә турғайсән.
26 Əmdi ⱨazir, i Israilning Hudasi, Sǝn ⱪulung Dawutⱪa eytⱪan sɵzliring ǝmǝlgǝ axurulƣay, dǝp ɵtünimǝn!
Әнди һазир, и Исраилниң Худаси, Сән қулуң Давутқа ейтқан сөзлириң әмәлгә ашурулғай, дәп өтүнимән!
27 Lekin Huda Ɵzi rastla yǝr yüzidǝ makan ⱪilamdu? Mana, asmanlar bilǝn asmanlarning asmini seni siƣduralmiƣan yǝrdǝ, mǝn yasiƣan bu ɵy ⱪandaⱪmu Sening makaning bolalisun?!
Лекин Худа Өзи растла йәр йүзидә макан қиламду? Мана, асманлар билән асманларниң асмини сени сиғдуралмиған йәрдә, мән ясиған бу өй қандақму Сениң маканиң болалисун?!
28 Lekin i Pǝrwǝrdigar Hudayim, ⱪulungning duasi bilǝn iltijasiƣa ⱪulaⱪ selip, ⱪulungning bügün Sanga kɵtürgǝn nidasi wǝ tilikini angliƣaysǝn;
Лекин и Пәрвәрдигар Худайим, қулуңниң дуаси билән илтиҗасиға қулақ селип, қулуңниң бүгүн Саңа көтәргән нидаси вә тилигини аңлиғайсән;
29 xuning bilǝn Ɵz kɵzliringni keqǝ-kündüz bu ɵygǝ, yǝni Sǝn: «Mening namim u yǝrdǝ ayan bolsun» dǝp eytⱪan jayƣa keqǝ-kündüz tikkǝysǝn; Ɵz ⱪulungning u jayƣa ⱪarap ⱪilƣan duasiƣa ⱪulaⱪ salƣaysǝn.
шуниң билән Өз көзлириңни кечә-күндүз бу өйгә, йәни Сән: «Мениң намим у йәрдә аян болсун» дәп ейтқан җайға кечә-күндүз тиккәйсән; Өз қулуңниң у җайға қарап қилған дуасиға қулақ салғайсән.
30 ⱪulung wǝ hǝlⱪing Israil bu jayƣa ⱪarap dua ⱪilƣan qaƣda, ularning iltijisiƣa ⱪulaⱪ selip, Ɵz makaning ⱪilƣan asmanlardin turup angliƣaysǝn, angliƣiningda ularni kǝqürgǝysǝn.
қулуң вә хәлқиң Исраил бу җайға қарап дуа қилған чағда, уларниң илтиҗисиға қулақ селип, Өз маканиң қилған асманлардин туруп аңлиғайсән, аңлиғиниңда уларни кәчүргәйсән.
31 Əgǝr birsi ɵz ⱪoxnisiƣa gunaⱨ ⱪilsa wǝ xundaⱪla ixning rast-yalƣanliⱪini bekitix üqün ⱪǝsǝm iqküzülsǝ, bu ⱪǝsǝm bu ɵydiki ⱪurbangaⱨingning aldiƣa kǝlsǝ,
Әгәр бириси өз хошнисиға гуна қилса вә шундақла ишниң раст-ялғанлиғини бекитиш үчүн қәсәм ичкүзүлсә, бу қәсәм бу өйдики қурбангаһиңниң алдиға кәлсә,
32 Sǝn ⱪǝsǝmni asmanda turup anglap, amal ⱪilip ɵz bǝndiliring otturisida ⱨɵküm qiⱪarƣaysǝn; gunaⱨi bar adǝmni gunaⱨⱪa tartip, ɵz yolini ɵz bexiƣa yandurup, gunaⱨsiz adǝmni aⱪlap, ɵz adilliⱪiƣa ⱪarap uningƣa ⱨǝⱪⱪini bǝrgǝysǝn.
Сән қәсәмни асманда туруп аңлап, амал қилип өз бәндилириң оттурисида һөкүм чиқарғайсән; гунайи бар адәмни гунаға тартип, өз йолини өз бешиға яндуруп, гунасиз адәмни ақлап, өз адиллиғиға қарап униңға һәққини бәргәйсән.
33 Ɵz hǝlⱪing Israil Sening aldingda gunaⱨ ⱪilƣini üqün düxmǝndin yengilsǝ, Sanga ⱪaytip bu ɵydǝ turup, namingni etirap ⱪilip, Sanga dua bilǝn iltija ⱪilsa,
Өз хәлқиң Исраил Сениң алдиңда гуна қилғини үчүн дүшмәндин йеңилсә, Саңа қайтип бу өйдә туруп, намиңни етирап қилип, Саңа дуа билән илтиҗа қилса,
34 Sǝn asmanda anglap, Ɵz hǝlⱪing Israilning gunaⱨini kǝqürüp, ularni Sǝn ata-bowiliriƣa tǝⱪdim ⱪilƣan zeminƣa ⱪayturup kǝlgǝysǝn.
Сән асманда аңлап, Өз хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүрүп, уларни Сән ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға қайтуруп кәлгәйсән.
35 Ular Sanga gunaⱨ ⱪilƣini üqün asman etilip yamƣur yaƣmaydiƣan ⱪiliwetilgǝn bolsa, lekin ular bu jayƣa ⱪarap Sanga dua ⱪilip namingni etirap ⱪilip, Sening ularni ⱪiyinqiliⱪⱪa salƣining tüpǝylidin ɵz gunaⱨidin yenip towa ⱪilsa,
Улар Саңа гуна қилғини үчүн асман етилип ямғур яғмайдиған қиливетилгән болса, лекин улар бу җайға қарап Саңа дуа қилип намиңни етирап қилип, Сениң уларни қийинчилиққа салғиниң түпәйлидин өз гунайидин йенип товва қилса,
36 Sǝn asmanda turup ⱪulaⱪ selip, ⱪulliringning wǝ hǝlⱪing Israilning gunaⱨini kǝqürgǝysǝn; qünki Sǝn ularƣa mengix kerǝk bolƣan yahxi yolni ɵgitisǝn wǝ Ɵz hǝlⱪinggǝ miras ⱪilip bǝrgǝn zeminning üstigǝ yamƣur yaƣdurisǝn!
Сән асманда туруп қулақ селип, қуллириңниң вә хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүргәйсән; чүнки Сән уларға меңиш керәк болған яхши йолни үгитисән вә Өз хәлқиңгә мирас қилип бәргән зиминниң үстигә ямғур яғдурисән!
37 Əgǝr zeminda aqarqiliⱪ ya waba bolsa, ya ziraǝtlǝr Dan almisa ya ⱨal qüxsǝ ya uni qekǝtkilǝr yaki qekǝtkǝ liqinkiliri besiwalsa, ya düxmǝnlǝr ularning zemindiki xǝⱨǝrlirining ⱪowuⱪliriƣa ⱨujum ⱪilip ⱪorxiwalsa, ya ⱨǝrⱪandaⱪ apǝt ya kesǝllik bolsa,
Әгәр зиминда ачарчилиқ я ваба болса, я зираәтләр Дан алмиса я һал чүшсә я уни чекәткиләр яки чекәткә личинкилири бесивалса, я дүшмәнләр уларниң зиминдики шәһәрлириниң қовуқлириға һуҗум қилип қоршивалса, я һәр қандақ апәт я кесәллик болса,
38 Sening hǝlⱪing bolƣan Israildiki ⱨǝrⱪandaⱪ kixi ɵz kɵnglidiki wabani bilip, ulardin ⱨǝrⱪaysi kixi ⱪollirini bu ɵygǝ sunup, ⱨǝrⱪandaⱪ dua yaki iltija ⱪilƣan bolsa,
Сениң хәлқиң болған Исраилдики һәр қандақ киши өз көңлидики вабани билип, улардин һәр қайси киши қоллирини бу өйгә сунуп, һәр қандақ дуа яки илтиҗа қилған болса,
39 ǝmdi Sǝn turuwatⱪan makaning asmanda turup anglap, kǝqürüm ⱪilƣaysǝn; Sǝn ⱨǝrbir adǝmning ⱪǝlbini bilgǝqkǝ, amal ⱪilip ɵzining yollirini ɵzigǝ yandurƣaysǝn (qünki Sǝnla, yalƣuz Sǝnla ⱨǝmmǝ insan balilirining ⱪǝlblirini bilgüqidursǝn);
әнди Сән туруватқан маканиң асманда туруп аңлап, кәчүрүм қилғайсән; Сән һәр бир адәмниң қәлбини билгәчкә, амал қилип өзиниң йоллирини өзигә яндурғайсән (чүнки Сәнла, ялғуз Сәнла һәммә инсан балилириниң қәлблирини билгүчидурсән);
40 xundaⱪ ⱪilip, ular Sǝn ata-bowilirimizƣa tǝⱪdim ⱪilƣan zeminda olturup ɵmrining ⱨǝmmǝ künliridǝ sǝndin ⱪorⱪidiƣan bolidu.
шундақ қилип, улар Сән ата-бовилиримизға тәқдим қилған зиминда олтирип өмриниң һәммә күнлиридә сәндин қорқидиған болиду.
41 Ɵz hǝlⱪing Israildin bolmiƣan, Sening uluƣ naming tüpǝylidin yiraⱪ-yiraⱪlardin kǝlgǝn musapir bolsa
Өз хәлқиң Исраилдин болмиған, Сениң улуқ намиң түпәйлидин жирақ-жирақлардин кәлгән мусапир болса
42 (qünki ular Sening uluƣ naming, ⱪudrǝtlik ⱪolung wǝ sozƣan biliking toƣrisida angliylaydu), — undaⱪ birsi kelip bu ɵy tǝrǝpkǝ ⱪarap dua ⱪilsa,
(чүнки улар Сениң улуқ намиң, қудрәтлик қолуң вә созған билигиң тоғрисида аңлийлайду), — ундақ бириси келип бу өй тәрәпкә қарап дуа қилса,
43 Sǝn turuwatⱪan makaning bolƣan asmanlarda uningƣa ⱪulaⱪ selip, u musapir Sanga nida ⱪilip tiliginining ⱨǝmmisigǝ muwapiⱪ ⱪilƣaysǝn; xuning bilǝn yǝr yüzidiki barliⱪ ǝllǝr namingni tonup yetip, Ɵz hǝlⱪing Israildǝk Sǝndin ⱪorⱪidiƣan bolup, mǝn yasiƣan bu ɵyning Sening naming bilǝn atalƣinini bilidu.
Сән туруватқан маканиң болған асманларда униңға қулақ селип, у мусапир Саңа нида қилип тилигининиң һәммисигә мувапиқ қилғайсән; шуниң билән йәр йүзидики барлиқ әлләр намиңни тонуп йетип, Өз хәлқиң Исраилдәк Сәндин қорқидиған болуп, мән ясиған бу өйниң Сениң намиң билән аталғинини билиду.
44 Əgǝr Sening hǝlⱪing Sening tapxuruⱪung bilǝn düxmini bilǝn jǝng ⱪilixⱪa qiⱪⱪanda, Sǝn talliƣan bu xǝⱨǝrgǝ, xundaⱪla mǝn namingƣa atap yasiƣan bu ɵy tǝrǝpkǝ ⱪarap Sǝn Pǝrwǝrdigarƣa dua ⱪilsa,
Әгәр Сениң хәлқиң Сениң тапшуруғуң билән дүшмини билән җәң қилишқа чиққанда, Сән таллиған бу шәһәргә, шундақла мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә қарап Сән Пәрвәрдигарға дуа қилса,
45 Sǝn asmanlarda turup ularning duasi bilǝn iltijasiƣa ⱪulaⱪ selip, ularni nusrǝtkǝ erixtürgǝysǝn.
Сән асманларда туруп уларниң дуаси билән илтиҗасиға қулақ селип, уларни нусрәткә ериштүргәйсән.
46 Əgǝr ular sanga gunaⱨ sadir ⱪilƣan bolsa (qünki gunaⱨ ⱪilmaydiƣan ⱨeqkixi yoⱪtur) Sǝn ularƣa ƣǝzǝplinip, ularni düxmǝnlirining ⱪoliƣa tapxurƣan bolsang, bular ularni yiraⱪ-yeⱪinƣa, ɵzlirining zeminiƣa sürgün ⱪilip elip barƣan bolsa,
Әгәр улар саңа гуна садир қилған болса (чүнки гуна қилмайдиған һечкиши йоқтур) Сән уларға ғәзәплинип, уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурған болсаң, булар уларни жирақ-йеқинға, өзлириниң зиминиға сүргүн қилип елип барған болса,
47 lekin ular sürgün ⱪilinƣan yurtta ǝs-ⱨoxini tepip towa ⱪilip, ɵzi sürgün bolƣan yurtta Sanga: — Biz gunaⱨ ⱪilip, ⱪǝbiⱨlikkǝ berilip Sǝndin yüz ɵrüp kǝttuⱪ, dǝp yelinsa,
лекин улар сүргүн қилинған жутта әс-һошини тепип товва қилип, өзи сүргүн болған жутта Саңа: — Биз гуна қилип, қәбиһликкә берилип Сәндин йүз өрүп кәттуқ, дәп йелинса,
48 — ǝgǝr ularni sürgün ⱪilƣan düxmǝnlirining zeminida pütün ⱪǝlbi wǝ pütün jenidin Sening tǝripinggǝ yenip, Sǝn ularning ata-bowiliriƣa tǝⱪdim ⱪilƣan zeminƣa, Sǝn talliƣan xǝⱨǝr tǝrǝpkǝ wǝ mǝn namingƣa atap yasiƣan bu ɵy tǝrǝpkǝ yüzini ⱪilip, Sanga ⱪarap dua ⱪilsa,
— әгәр уларни сүргүн қилған дүшмәнлириниң зиминида пүтүн қәлби вә пүтүн җенидин Сениң тәрипиңгә йенип, Сән уларниң ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға, Сән таллиған шәһәр тәрәпкә вә мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә йүзини қилип, Саңа қарап дуа қилса,
49 Sǝn turuwatⱪan makaning bolƣan asmanlarda turup ularning duasi wǝ iltijasini anglap ular üqün ⱨɵküm qiⱪirip,
Сән туруватқан маканиң болған асманларда туруп уларниң дуаси вә илтиҗасини аңлап улар үчүн һөкүм чиқирип,
50 Ɵz hǝlⱪingning Sanga sadir ⱪilƣan gunaⱨini, Sanga ɵtküzgǝn ⱨǝmmǝ itaǝtsizliklirini kǝqürüm ⱪilƣaysǝn wǝ ularni sürgün ⱪilƣanlarning aldida ularƣa rǝⱨim tapⱪuzƣaysǝnki, xular ularƣa rǝⱨim ⱪilsun
Өз хәлқиңниң Саңа садир қилған гунайини, Саңа өткүзгән һәммә итаәтсизликлирини кәчүрүм қилғайсән вә уларни сүргүн қилғанларниң алдида уларға рәһим тапқузғайсәнки, шулар уларға рәһим қилсун
51 (qünki ular Ɵzüng Misirdin, yǝni tɵmür tawlax peqidin qiⱪarƣan Ɵz hǝlⱪing wǝ Ɵz mirasingdur);
(чүнки улар Өзүң Мисирдин, йәни төмүр тавлаш печидин чиқарған Өз хәлқиң вә Өз мирасиңдур);
52 Sening kɵzliring Ɵz ⱪulungning iltijasiƣa wǝ Ɵz hǝlⱪingning iltijasiƣa oquⱪ bolƣay, ular ⱨǝr ixta sanga nida ⱪilip tiliginidǝ ularƣa ⱪulaⱪ salƣaysǝn;
Сениң көзлириң Өз қулуңниң илтиҗасиға вә Өз хәлқиңниң илтиҗасиға очуқ болғай, улар һәр ишта саңа нида қилип тилигинидә уларға қулақ салғайсән;
53 qünki Sǝn ata-bowilirimizni Misirdin qiⱪarƣiningda Ɵz ⱪulung Musa arⱪiliⱪ eytⱪiningdǝk, Sǝn hǝlⱪingni Ɵzünggǝ has mirasing bolsun dǝp, yǝr yüzidiki ⱨǝmmǝ ǝllǝr arisidin ularni ayrim elip talliding, i Rǝb Pǝrwǝrdigar!».
чүнки Сән ата-бовилиримизни Мисирдин чиқарғиниңда Өз қулуң Муса арқилиқ ейтқиниңдәк, Сән хәлқиңни Өзүңгә хас мирасиң болсун дәп, йәр йүзидики һәммә әлләр арисидин уларни айрим елип таллидиң, и Рәб Пәрвәрдигар!».
54 Sulayman Pǝrwǝrdigarƣa xu barliⱪ dua wǝ iltijalirini ⱪilip bolƣanda, ⱪollirini asmanƣa ⱪarap kɵtürüp Pǝrwǝrdigarning ⱪurbangaⱨining aldida tizlinip turƣan yǝrdin ⱪopup,
Сулайман Пәрвәрдигарға шу барлиқ дуа вә илтиҗалирини қилип болғанда, қоллирини асманға қарап көтирип Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң алдида тизлинип турған йәрдин қопуп,
55 ɵrǝ turup Israilning barliⱪ jamaitigǝ yuⱪiri awazda bǝht tilǝp mundaⱪ dedi: —
өрә туруп Исраилниң барлиқ җамаитигә жуқури авазда бәхит тиләп мундақ деди: —
56 «Uning barliⱪ wǝdǝ ⱪilƣini boyiqǝ Ɵz hǝlⱪi Israilƣa aram bǝrgǝn Pǝrwǝrdigar mubarǝktur! U Ɵz ⱪuli Musaning wasitisi bilǝn ⱪilƣan ⱨǝmmǝ meⱨribanǝ wǝdilǝrning ⱨeqbiri yǝrdǝ ⱪalmidi!
«Униң барлиқ вәдә қилғини бойичә Өз хәлқи Исраилға арам бәргән Пәрвәрдигар мубарәктур! У Өз қули Мусаниң вастиси билән қилған һәммә меһриванә вәдиләрниң һеч бири йәрдә қалмиди!
57 Pǝrwǝrdigar Hudayimiz ata-bowilirimiz bilǝn bolƣandǝk biz bilǝn billǝ bolƣay; U nǝ bizdin waz kǝqmisun nǝ bizni taxlimisun;
Пәрвәрдигар Худайимиз ата-бовилиримиз билән болғандәк биз билән биллә болғай; У нә биздин ваз кәчмисун нә бизни ташлимисун;
58 buning bilǝn U ⱪǝlbimizni Uning yollirida mengixⱪa, Ɵzi ata-bowilirimizƣa buyruƣan ǝmrlǝr, bǝlgilimilǝr wǝ ⱨɵkümlǝrni tutuxⱪa Ɵzigǝ mayil ⱪilƣay;
буниң билән У қәлбимизни Униң йоллирида меңишқа, Өзи ата-бовилиримизға буйруған әмирләр, бәлгүлимиләр вә һөкүмләрни тутушқа Өзигә майил қилғай;
59 mening Pǝrwǝrdigarning aldida iltija ⱪilƣan bu sɵzlirim keqǝ-kündüz Pǝrwǝrdigar Hudayimizning yenida tursun; xuning bilǝn Ɵz ⱪulung üqün toƣra ⱨɵküm ⱪilip, hǝlⱪing Israil üqün toƣra ⱨɵküm ⱪilip, ⱨǝr kündiki dǝrdigǝ yǝtkǝysǝn;
мениң Пәрвәрдигарниң алдида илтиҗа қилған бу сөзлирим кечә-күндүз Пәрвәрдигар Худайимизниң йенида турсун; шуниң билән Өз қулуң үчүн тоғра һөкүм қилип, хәлқиң Исраил үчүн тоғра һөкүм қилип, һәр күндики дәрдигә йәткәйсән;
60 xuning bilǝn yǝr yüzidiki ⱨǝmmǝ ǝllǝr Pǝrwǝrdigar Ɵzi Hudadur, Uningdin baxⱪisi ⱨeqⱪaysisi yoⱪtur dǝp bilgǝy,
шуниң билән йәр йүзидики һәммә әлләр Пәрвәрдигар Өзи Худадур, Униңдин башқиси һеч қайсиси йоқтур дәп билгәй,
61 xundaⱪla bügün ⱪilƣininglarƣa ohxax Uning bǝlgilimiliridǝ mengixⱪa wǝ ǝmrlirini tutuxⱪa ⱪǝlbinglar Pǝrwǝrdigar Hudayimizƣa mukǝmmǝl bolƣay!».
шундақла бүгүн қилғиниңларға охшаш Униң бәлгүлимилиридә меңишқа вә әмирлирини тутушқа қәлбиңлар Пәрвәрдигар Худайимизға мукәммәл болғай!».
62 Wǝ padixaⱨ pütün Israil bilǝn billǝ Pǝrwǝrdigarning aldida ⱪurbanliⱪlarni ⱪildi.
Вә падиша пүтүн Исраил билән биллә Пәрвәрдигарниң алдида қурбанлиқларни қилди.
63 Sulayman Pǝrwǝrdigarƣa inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ yigirmǝ ikki ming kala wǝ bir yüz yigirmǝ ming ⱪoy ⱪurbanliⱪ ⱪildi. Padixaⱨ bilǝn barliⱪ Israillar xundaⱪ ⱪilip Pǝrwǝrdigarning ɵyini uningƣa beƣixlidi.
Сулайман Пәрвәрдигарға енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә жигирмә икки миң кала вә бир йүз жигирмә миң қой қурбанлиқ қилди. Падиша билән барлиқ Исраиллар шундақ қилип Пәрвәрдигарниң өйини униңға беғишлиди.
64 Xu küni padixaⱨ Pǝrwǝrdigarning ɵyining aldidiki ⱨoylisining otturisini ayrip muⱪǝddǝs ⱪilip, u yǝrdǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlar, axliⱪ ⱨǝdiyǝliri wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪilirining yaƣlirini sundi; qünki Pǝrwǝrdigarning aldida turƣan mis ⱪurbangaⱨ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlar, axliⱪ ⱨǝdiyǝliri wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪilirining yaƣlirini ⱪobul ⱪilixⱪa kiqik kǝldi.
Шу күни падиша Пәрвәрдигарниң өйиниң алдидики һойлисиниң оттурисини айрип муқәддәс қилип, у йәрдә көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәлири вә енақлиқ қурбанлиғилириниң яғлирини сунди; чүнки Пәрвәрдигарниң алдида турған мис қурбангаһ көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәлири вә енақлиқ қурбанлиғилириниң яғлирини қобул қилишқа кичик кәлди.
65 Xuning bilǝn u waⱪitta Sulayman wǝ uning bilǝn bolƣan pütün Israil, yǝni Hamat rayoniƣa kirix eƣizidin tartip Misir eⱪiniƣiqǝ ⱨǝmmǝ yǝrlǝrdin kǝlgǝn zor bir jamaǝt Pǝrwǝrdigar Hudayimizning aldida yǝttǝ kün wǝ yǝnǝ yǝttǝ kün, jǝmiy on tɵt küngiqilik ⱨeyt ɵtküzdi.
Шуниң билән у вақитта Сулайман вә униң билән болған пүтүн Исраил, йәни Хамат райониға кириш еғизидин тартип Мисир еқиниғичә һәммә йәрләрдин кәлгән зор бир җамаәт Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида йәттә күн вә йәнә йәттә күн, җәмий он төрт күнгичилик һейт өткүзди.
66 Sǝkkizinqi künidǝ u hǝlⱪni ⱪayturdi; ular padixaⱨning bǝhtini tilidi; andin ular Pǝrwǝrdigarning Ɵz ⱪuli Dawutⱪa wǝ hǝlⱪi Israilƣa ⱪilƣan yahxiliⱪliri üqün ⱪǝlbidǝ xad-huram bolup ɵz ɵy-qedirlirigǝ ⱪaytip kǝtti.
Сәккизинчи күнидә у хәлиқни қайтурди; улар падишаниң бәхитини тилиди; андин улар Пәрвәрдигарниң Өз қули Давутқа вә хәлқи Исраилға қилған яхшилиқлири үчүн қәлбидә шат-хурам болуп өз өй-чедирлиригә қайтип кәтти.

< Padixaⱨlar 1 8 >