< Padixaⱨlar 1 5 >
1 Turning padixaⱨi Ⱨiram Sulaymanni atisining orniƣa padixaⱨ boluxⱪa mǝsiⱨ ⱪilinƣan dǝp anglap, ɵz hizmǝtkarlirini uning ⱪexiƣa ǝwǝtti; qünki Ⱨiram Dawutni izqil sɵygüqi idi.
Турниң падишаси Һирам Сулайманни атисиниң орниға падиша болушқа мәсиһ қилинған дәп аңлап, өз хизмәткарлирини униң қешиға әвәтти; чүнки Һирам Давутни изчил сөйгүчи еди.
2 Sulayman Ⱨiramƣa adǝm ǝwitip mundaⱪ uqurni yǝtküzdi: —
Сулайман Һирамға адәм әвитип мундақ учурни йәткүзди: —
3 «Ɵzüng bilisǝnki, atam Dawutning düxmǝnlirini Pǝrwǝrdigar uning puti astiƣa ⱪoyƣuqǝ, u ǝtrapida ⱨǝr tǝrǝptǝ jǝng ⱪilƣanliⱪi tüpǝylidin Pǝrwǝrdigar Hudasning namiƣa bir ibadǝthana yasiyalmidi.
«Өзүң билисәнки, атам Давутниң дүшмәнлирини Пәрвәрдигар униң пути астиға қойғичә, у әтрапида һәр тәрәптә җәң қилғанлиғи түпәйлидин Пәрвәрдигар Худасниң намиға бир ибадәтхана ясалмиди.
4 Əmdi ⱨazir Pǝrwǝrdigar Hudayim manga ⱨǝmmǝ tǝrǝptin aram bǝrdi; ⱨeqbir düxminim yoⱪ, ⱨeqbir bala-ⱪaza yoⱪ.
Әнди һазир Пәрвәрдигар Худайим маңа һәммә тәрәптин арам бәрди; һеч бир дүшминим йоқ, һеч бир бала-қаза йоқ.
5 Mana, Pǝrwǝrdigarning atam Dawutⱪa: «Mǝn sening ornungƣa ɵz tǝhtinggǝ olturƣuzƣan oƣlung bolsa, u mening namimƣa bir ibadǝthana yasaydu» dǝp eytⱪinidǝk, mǝn Pǝrwǝrdigar Hudayimning namiƣa bir ibadǝthana yasay dǝp niyǝt ⱪildim;
Мана, Пәрвәрдигарниң атам Давутқа: «Мән сениң орнуңға өз тәхтиңгә олтарғузған оғлуң болса, у мениң намимға бир ибадәтхана ясайду» дәп ейтқинидәк, мән Пәрвәрдигар Худайимниң намиға бир ибадәтхана ясай дәп нийәт қилдим;
6 ǝmdi mǝn üqün [adǝmliringgǝ] Liwandin kedir dǝrǝhlirini kesinglar, dǝp yarliⱪ qüxürgin; mening hizmǝtkarlirim sening hizmǝtkarliringƣa ⱨǝmdǝmdǝ bolidu. Sening bekitkining boyiqǝ hizmǝtkarliringƣa berilidiƣan ix ⱨǝⱪⱪini sanga tɵlǝymǝn; qünki ɵzünggǝ ayanki, dǝrǝh kesixtǝ arimizda ⱨeqkim Zidondikilǝrdǝk usta ǝmǝs».
әнди мән үчүн [адәмлириңгә] Ливандин кедир дәрәқлирини кесиңлар, дәп ярлиқ чүшүргин; мениң хизмәткарлирим сениң хизмәткарлириңға һәмдәмдә болиду. Сениң бекиткиниң бойичә хизмәткарлириңға берилидиған иш һәққини саңа төләймән; чүнки өзүңгә аянки, дәрәқ кесиштә аримизда һеч ким Зидондикиләрдәк уста әмәс».
7 Ⱨiram Sulaymanning sɵzini angliƣanda intayin huxal bolup: — Bügün bu uluƣ hǝlⱪ üstigǝ ⱨɵküm sürüxkǝ Dawutⱪa xundaⱪ dana bir oƣul bǝrgǝn Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytilsun! — dedi.
Һирам Сулайманниң сөзини аңлиғанда интайин хошал болуп: — Бүгүн бу улуқ хәлиқ үстигә һөкүм сүрүшкә Давутқа шундақ дана бир оғул бәргән Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтилсун! — деди.
8 Ⱨiram Sulaymanƣa adǝm ǝwitip: — Sǝn manga ⱪoyƣan tǝlǝpliringni anglap ⱪobul ⱪildim. Mǝn sening kedir yaƣiqi wǝ arqa yaƣiqi toƣruluⱪ arzu ⱪilƣanliringning ⱨǝmmisini ada ⱪilimǝn;
Һирам Сулайманға адәм әвитип: — Сән маңа қойған тәләплириңни аңлап қобул қилдим. Мән сениң кедир яғичи вә арча яғичи тоғрилиқ арзу қилғанлириңниң һәммисини ада қилимән;
9 Mening hizmǝtkarlirim xularni Liwandin dengizƣa apiridu; mǝn ularni sal ⱪilip baƣlap, dengiz bilǝn sǝn manga bekitkǝn yǝrgǝ yǝtküzimǝn, andin xu yǝrdǝ ularni yǝxküzimǝn. Xuning bilǝn sǝn ularni tapxuruwelip, elip ketisǝn. Buning ⱨesabiƣa sǝn tǝlǝplirim boyiqǝ ordidikilirim üqün yemǝk-iqmǝk tǝminligǝysǝn, — dedi.
Мениң хизмәткарлирим шуларни Ливандин деңизға апириду; мән уларни сал қилип бағлап, деңиз билән сән маңа бекиткән йәргә йәткүзимән, андин шу йәрдә уларни йәшкүзимән. Шуниң билән сән уларни тапшурувелип, елип кетисән. Буниң һесавиға сән тәләплирим бойичә ордидикилирим үчүн йемәк-ичмәк тәминлигәйсән, — деди.
10 Xundaⱪ ⱪilip, Ⱨiram Sulaymanƣa barliⱪ tǝlipi boyiqǝ kedir yaƣaqliri wǝ arqa yaƣaqlirini bǝrdi.
Шундақ қилип, Һирам Сулайманға барлиқ тәливи бойичә кедир яғачлири вә арча яғачлирини бәрди.
11 Sulayman Ⱨiramƣa ordidikilirining yemǝk-iqmikigǝ yigirmǝ ming kor buƣday wǝ yigirmǝ bat sap zǝytun meyini ǝwǝtip bǝrdi. Ⱨǝr yili Sulayman Ⱨiramƣa xundaⱪ berǝtti.
Сулайман Һирамға ордидикилириниң йемәк-ичмикигә жигирмә миң кор буғдай вә жигирмә бат сап зәйтун мейини әвәтип бәрди. Һәр жили Сулайман Һирамға шундақ берәтти.
12 Pǝrwǝrdigar Sulaymanƣa wǝdǝ ⱪilƣandǝk uningƣa danaliⱪ bǝrgǝnidi. Ⱨiram bilǝn Sulaymanning arisida inaⱪliⱪ bolup, ikkisi ǝⱨdǝ tüzüxti.
Пәрвәрдигар Сулайманға вәдә қилғандәк униңға даналиқ бәргән еди. Һирам билән Сулайманниң арисида енақлиқ болуп, иккиси әһдә түзүшти.
13 Sulayman padixaⱨ pütün Israildin ⱨaxarƣa ixlǝmqilǝrni bekitti, ularning sani ottuz ming idi.
Сулайман падиша пүтүн Исраилдин һашарға ишләмчиләрни бекитти, уларниң сани оттуз миң еди.
14 U bularni nɵwǝt bilǝn ⱨǝr ayda on mingdin Liwanƣa ǝwǝtǝtti; xundaⱪ ⱪilip, ular bir ay Liwanda tursa, ikki ay ɵyidǝ turdi. Adoniram ⱨaxarqilaning üstidǝ turatti.
У буларни нөвәт билән һәр айда он миңдин Ливанға әвәтәтти; шундақ қилип, улар бир ай Ливанда турса, икки ай өйидә турди. Адонирам һашарчиланиң үстидә туратти.
15 Sulaymanning yǝtmix ming ⱨammili, taƣlarda ixlǝydiƣan sǝksǝn ming taxqisi bar idi.
Сулайманниң йәтмиш миң һаммили, тағларда ишләйдиған сәксән миң ташчиси бар еди.
16 Uningdin baxⱪa Sulaymanning mǝnsǝpdarliridin ix üstigǝ ⱪoyulƣan üq ming üq yüz ix bexi bar idi; ular ixlǝmqilǝrni baxⱪuratti.
Униңдин башқа Сулайманниң мәнсәпдарлиридин иш үстигә қоюлған үч миң үч йүз иш беши бар еди; улар ишләмчиләрни башқуратти.
17 Padixaⱨ yarliⱪ qüxürüxi bilǝn ular ibadǝthanining ulini selixⱪa yonulƣan, qong wǝ ⱪimmǝtlik taxlarni kesip kǝltürdi.
Падиша ярлиқ чүшүрүши билән улар ибадәтханиниң улини селишқа ойулған, чоң вә қиммәтлик ташларни кесип кәлтүрди.
18 Wǝ Sulaymanning tamqiliri bilǝn Ⱨiramning tamqiliri wǝ Gǝballiⱪlar ⱪoxulup taxlarni oyup, ɵyni yasax üqün yaƣaq ⱨǝm taxlarni tǝyyarlap ⱪoydi.
Вә Сулайманниң тамчилири билән Һирамниң тамчилири вә Гәбаллиқлар қошулуп ташларни оюп, өйни ясаш үчүн яғач һәм ташларни тәйярлап қойди.