< Padixaⱨlar 1 22 >
1 Üq yilƣiqǝ Suriyǝ bilǝn Israilning otturisida jǝng bolmiƣaqⱪa, ular tinqliⱪta ɵtti.
Үч жилғичә Сурийә билән Исраилниң оттурисида җәң болмиғачқа, улар течлиқта өтти.
2 Üqinqi yilda bolsa Yǝⱨudaning padixaⱨi Yǝⱨoxafat Israilning padixaⱨini yoⱪlap bardi.
Үчинчи жилда болса Йәһуданиң падишаси Йәһошафат Исраилниң падишасини йоқлап барди.
3 Israilning padixaⱨi ɵz hizmǝtkarliriƣa: — Gileadtiki Ramot bizningki ikǝnlikini bilisilǝrƣu? Xundaⱪ ikǝn, nemixⱪa biz jim olturup, tehiqǝ Suriyǝning padixaⱨining ⱪolidin uni almaymiz? — dedi.
Исраилниң падишаси өз хизмәткарлириға: — Гилеадтики Рамот бизниңки екәнлигини билисиләрғу? Шундақ екән, немишкә биз җим олтирип, техичә Сурийәниң падишасиниң қолидин уни алмаймиз? — деди.
4 U Yǝⱨoxafatⱪa: — Jǝng ⱪilƣili mening bilǝn Gileadtiki Ramotⱪa berixⱪa maⱪul bolamdila? — dǝp soridi. Yǝⱨoxafat Israilning padixaⱨiƣa jawab berip: — Biz silining-mening dǝp ayrimaymiz; mening hǝlⱪim ɵzlirining hǝlⱪidur, mening atlirim silining atliridur, dedi.
У Йәһошафатқа: — Җәң қилғили мениң билән Гилеадтики Рамотқа беришқа мақул боламдила? — дәп сориди. Йәһошафат Исраилниң падишасиға җавап берип: — Биз силиниң-мениң дәп айримаймиз; мениң хәлқим өзлириниң хәлқидур, мениң атлирим силиниң атлиридур, деди.
5 Lekin Yǝⱨoxafat Israilning padixaⱨiƣa: — Ɵtünimǝnki, bügün awwal Pǝrwǝrdigarning sɵzini sorap kɵrgǝyla, dedi.
Лекин Йәһошафат Исраилниң падишасиға: — Өтүнимәнки, бүгүн авал Пәрвәрдигарниң сөзини сорап көргәйла, деди.
6 Xuning bilǝn Israilning padixaⱨi pǝyƣǝmbǝrlǝrni, yǝni tɵt yüzqǝ adǝmni yiƣdurup ulardin: — Soⱪuxⱪili Gileadtiki Ramotⱪa qiⱪsam bolamdu, yoⱪ? — dǝp soriwidi, ular: — Qiⱪⱪin, Rǝb uni padixaⱨning ⱪoliƣa beridu, deyixti.
Шуниң билән Исраилниң падишаси пәйғәмбәрләрни, йәни төрт йүзчә адәмни жиғдуруп улардин: — Соқушқили Гилеадтики Рамотқа чиқсам боламду, йоқ? — дәп соривиди, улар: — Чиққин, Рәб уни падишаниң қолиға бериду, дейишти.
7 Lekin Yǝⱨoxafat bolsa: — Bulardin baxⱪa, yol soriƣudǝk Pǝrwǝrdigarning birǝr pǝyƣǝmbiri yoⱪmu? — dǝp soridi.
Лекин Йәһошафат болса: — Булардин башқа, йол сориғидәк Пәрвәрдигарниң бирәр пәйғәмбири йоқму? — дәп сориди.
8 Israilning padixaⱨi Yǝⱨoxafatⱪa jawab berip: — Pǝrwǝrdigardin yol soraydiƣan yǝnǝ bir adǝm bar; lekin u mening toƣramda ⱪutluⱪni ǝmǝs, bǝlki balayi’apǝtni kɵrsitip bexarǝt bǝrgǝqkǝ, mǝn uni ɵq kɵrimǝn. U bolsa Imlaⱨning oƣli Mikayadur, dedi. Yǝⱨoxafat: — I aliyliri, sili undaⱪ demigǝyla, dedi.
Исраилниң падишаси Йәһошафатқа җавап берип: — Пәрвәрдигардин йол сорайдиған йәнә бир адәм бар; лекин у мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки балаю-апәтни көрситип бешарәт бәргәчкә, мән уни өч көримән. У болса Имлаһниң оғли Микаядур, деди. Йәһошафат: — И алийлири, сили ундақ демигәйла, деди.
9 Andin Israilning padixaⱨi bir qakirini qaⱪirip uningƣa: — Qaⱪⱪan berip, Imlaⱨning oƣli Mikayani qaⱪirtip kǝl, dǝp buyrudi.
Андин Исраилниң падишаси бир чакирини чақирип униңға: — Чаққан берип, Имлаһниң оғли Микаяни чақиртип кәл, дәп буйруди.
10 Əmdi Israilning padixaⱨi bilǝn Yǝⱨudaning padixaⱨi Yǝⱨoxafat xaⱨanǝ kiyimlirini kiyixip, Samariyǝning dǝrwazisining aldidiki hamanda ⱨǝrbiri ɵz tǝhtidǝ olturuxti. Ularning aldida pǝyƣǝmbǝrlǝrning ⱨǝmmisi bexarǝt bǝrmǝktǝ idi.
Әнди Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат шаһанә кийимлирини кийишип, Самарийәниң дәрвазисиниң алдидики хаманда һәр бири өз тәхтидә олтиришти. Уларниң алдида пәйғәмбәрләрниң һәммиси бешарәт бәрмәктә еди.
11 Kǝnanaⱨning oƣli Zǝdǝkiya bolsa ɵzi tɵmürdin münggüzlǝrni yasap qiⱪip: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Muxu münggüzlǝr bilǝn Suriylǝrni yoⱪatⱪuqǝ üsüp ursila», dedi.
Кәнанаһниң оғли Зәдәкия болса өзи төмүрдин мүңгүзләрни ясап чиқип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мошу мүңгүзләр билән Сурийләрни йоқатқичә үсүп урсила», деди.
12 Ⱨǝmmǝ pǝyƣǝmbǝrlǝr xuningƣa ohxax bexarǝt berip: «Gileadtiki Ramotⱪa qiⱪip sɵzsiz muwǝppǝⱪiyǝt ⱪazinila; qünki Pǝrwǝrdigar uni padixaⱨning ⱪoliƣa tapxuridikǝn», deyixti.
Һәммә пәйғәмбәрләр шуниңға охшаш бешарәт берип: «Гилеадтики Рамотқа чиқип сөзсиз мувәппәқийәт қазинила; чүнки Пәрвәрдигар уни падишаниң қолиға тапшуридикән», дейишти.
13 Mikayani ⱪiqⱪirƣili barƣan hǝwǝrqi uningƣa: — Mana, ⱨǝmmǝ pǝyƣǝmbǝrlǝr birdǝk padixaⱨⱪa yahxi hǝwǝr bǝrmǝktǝ; ǝmdi ɵtünimǝn, sening sɵzüngmu ularning sɵzi bilǝn birdǝk bolup, yahxi bir hǝwǝrni bǝrgin, dedi.
Микаяни қичқирғили барған хәвәрчи униңға: — Мана, һәммә пәйғәмбәрләр бирдәк падишаға яхши хәвәр бәрмәктә; әнди өтүнимән, сениң сөзүңму уларниң сөзи билән бирдәк болуп, яхши бир хәвәрни бәргин, деди.
14 Əmma Mikaya: — Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, Pǝrwǝrdigar manga nemǝ eytsa, mǝn xuni eytimǝn, dedi.
Амма Микая: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Пәрвәрдигар маңа немә ейтса, мән шуни ейтимән, деди.
15 U padixaⱨning aldiƣa kǝlgǝndǝ padixaⱨ uningdin: I Mikaya, jǝng ⱪilƣili Gileadtiki Ramotⱪa qiⱪsaⱪ bolamdu, yoⱪ? — dǝp soriwidi, u uningƣa jawab berip: — Qiⱪip muwǝppǝⱪiyǝt ⱪazinisǝn; qünki Pǝrwǝrdigar xǝⱨǝrni padixaⱨning ⱪoliƣa beridu, dedi.
У падишаниң алдиға кәлгәндә падиша униңдин: И Микая, җәң қилғили Гилеадтики Рамотқа чиқсақ боламду, йоқ? — дәп соривиди, у униңға җавап берип: — Чиқип мувәппәқийәт қазинисән; чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни падишаниң қолиға бериду, деди.
16 Lekin padixaⱨ uningƣa: — Mǝn sanga ⱪanqǝ ⱪetim Pǝrwǝrdigarning namida rast gǝptin baxⱪisini manga eytmasliⱪⱪa ⱪǝsǝm iqküzüxüm kerǝk?! — dedi.
Лекин падиша униңға: — Мән саңа қанчә қетим Пәрвәрдигарниң намида раст гәптин башқисини маңа ейтмаслиққа қәсәм ичкүзүшүм керәк?! — деди.
17 Mikaya: — Mǝn pütkül Israilning taƣlarda padiqisiz ⱪoylardǝk tarilip kǝtkǝnlikini kɵrdüm. Pǝrwǝrdigar: «Bularning igisi yoⱪ; bularning ⱨǝrbiri tinq-aman ɵz ɵyigǝ ⱪaytsun», dedi, — dedi.
Микая: — Мән пүткүл Исраилниң тағларда падичисиз қойлардәк тарилип кәткәнлигини көрдүм. Пәрвәрдигар: «Буларниң егиси йоқ; буларниң һәр бири теч-аман өз өйигә қайтсун», деди, — деди.
18 Israilning padixaⱨi Yǝⱨoxafatⱪa: — Mana, mǝn siligǝ «U mening toƣramda ⱪutluⱪni ǝmǝs, bǝlki ⱨaman balayi’apǝtni kɵrsitip bexarǝt beridu», demigǝnmidim? — dedi.
Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мана, мән силигә «У мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки һаман балаю-апәтни көрситип бешарәт бериду», демигәнмидим? — деди.
19 Mikaya yǝnǝ: — Xunga Pǝrwǝrdigarning sɵzini angliƣin; mǝn Pǝrwǝrdigarning ɵz tǝhtidǝ olturƣanliⱪini, asmanning pütkül ⱪoxunliri uning yenida, ong wǝ sol tǝripidǝ turƣanliⱪini kɵrdüm.
Микая йәнә: — Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзини аңлиғин; мән Пәрвәрдигарниң өз тәхтидә олтарғанлиғини, асманниң пүткүл қошунлири униң йенида, оң вә сол тәрипидә турғанлиғини көрдүм.
20 Pǝrwǝrdigar: «Kim Aⱨabni Gileadtiki Ramotⱪa qiⱪip, xu yǝrdǝ ⱨalak boluxⱪa aldaydu?» — dedi. Birsi undaⱪ, birsi mundaⱪ deyixti;
Пәрвәрдигар: «Ким Аһабни Гилеадтики Рамотқа чиқип, шу йәрдә һалак болушқа алдайду?» — деди. Бириси ундақ, бириси мундақ дейишти;
21 xu waⱪitta bir roⱨ qiⱪip Pǝrwǝrdigarning aldida turup: «Mǝn berip alday», dedi. Pǝrwǝrdigar uningdin: «Ⱪandaⱪ usul bilǝn aldaysǝn?» — dǝp soriwidi,
шу вақитта бир роһ чиқип Пәрвәрдигарниң алдида туруп: «Мән берип алдай», деди. Пәрвәрдигар униңдин: «Қандақ усул билән алдайсән?» — дәп соривиди,
22 u: — «Mǝn qiⱪip uning ⱨǝmmǝ pǝyƣǝmbǝrlirining aƣzida yalƣanqi bir roⱨ bolimǝn», dedi. Pǝrwǝrdigar: — «Uni aldap ilkinggǝ alalaysǝn; berip xundaⱪ ⱪil» — dedi.
у: — «Мән чиқип униң һәммә пәйғәмбәрлириниң ағзида ялғанчи бир роһ болимән», деди. Пәрвәрдигар: — «Уни алдап илкиңгә алалайсән; берип шундақ қил» — деди.
23 Mana ǝmdi Pǝrwǝrdigar sening bu ⱨǝmmǝ pǝyƣǝmbǝrliringning aƣziƣa yalƣanqi bir roⱨni saldi; Pǝrwǝrdigar sening toƣrangda balayi’apǝt kɵrsitip sɵzlidi» — dedi.
Мана әнди Пәрвәрдигар сениң бу һәммә пәйғәмбәрлириңниң ағзиға ялғанчи бир роһни салди; Пәрвәрдигар сениң тоғраңда балаю-апәт көрситип сөзлиди» — деди.
24 Xuni anglap Kǝnanaⱨning oƣli Zǝdǝkiya kelip Mikayaning kaqitiƣa birni selip: — Pǝrwǝrdigarning Roⱨi ⱪaysi yol bilǝn mǝndin ɵtüp, sanga sɵz ⱪilixⱪa bardi?! — dedi.
Шуни аңлап Кәнанаһниң оғли Зәдәкия келип Микаяниң качитиға бирни селип: — Пәрвәрдигарниң Роһи қайси йол билән мәндин өтүп, саңа сөз қилишқа барди?! — деди.
25 Mikaya jawab berip: — Ɵzüngni yoxurux üqün iqkiridiki ɵygǝ yügürgǝn künidǝ xuni kɵrisǝn, dedi.
Микая җавап берип: — Өзүңни йошуруш үчүн ичкиридики өйгә жүгүргән күнидә шуни көрисән, деди.
26 Israilning padixaⱨi ǝmdi: — Mikayani elip ⱪayturup berip, xǝⱨǝr ⱨakimi Amon bilǝn padixaⱨning oƣli Yoaxⱪa tapxurup,
Исраилниң падишаси әнди: — Микаяни елип қайтуруп берип, шәһәр һакими Амон билән падишаниң оғли Йоашқа тапшуруп,
27 ularƣa tapilap: «Padixaⱨ mundaⱪ dǝydu: — Uni zindanƣa solap mǝn tinq-aman yenip kǝlgüqilik ⱪiynap nan bilǝn suni az-az berip turunglar» — degin, dǝp buyrudi.
уларға тапилап: «Падиша мундақ дәйду: — Уни зинданға солап мән теч-аман йенип кәлгичилик қийнап нан билән суни аз-аз берип туруңлар» — дегин, дәп буйруди.
28 Mikaya: — Əgǝr sǝn ⱨǝⱪiⱪǝtǝn tinq-aman yenip kǝlsǝng, Pǝrwǝrdigar mening wasitǝm bilǝn sɵz ⱪilmiƣan bolidu, dedi. Andin u yǝnǝ: — Əy jamaǝt, ⱨǝrbiringlar anglanglar, dedi.
Микая: — Әгәр сән һәқиқәтән теч-аман йенип кәлсәң, Пәрвәрдигар мениң васитәм билән сөз қилмиған болиду, деди. Андин у йәнә: — Әй җамаәт, һәр бириңлар аңлаңлар, деди.
29 Israilning padixaⱨi bilǝn Yǝⱨudaning padixaⱨi Yǝⱨoxafat Gileadtiki Ramotⱪa qiⱪti.
Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат Гилеадтики Рамотқа чиқти.
30 Israilning padixaⱨi Yǝⱨoxafatⱪa: — Mǝn baxⱪa ⱪiyapǝtkǝ kirip jǝnggǝ qiⱪay; sili bolsila ɵz kiyimlirini kiyip qiⱪⱪayla, dedi. Israilning padixaⱨi baxⱪa ⱪiyapǝt bilǝn jǝnggǝ qiⱪti.
Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мән башқа қияпәткә кирип җәңгә чиқай; сили болсила өз кийимлирини кийип чиққайла, деди. Исраилниң падишаси башқа қияпәт билән җәңгә чиқти.
31 Suriyǝning padixaⱨi jǝng ⱨarwiliri üstidiki ottuz ikki sǝrdarƣa: — Qongliri yaki kiqikliri bilǝn ǝmǝs, pǝⱪǝt Israilning padixaⱨi bilǝn soⱪuxunglar, dǝp buyrudi.
Сурийәниң падишаси җәң һарвулири үстидики оттуз икки сәрдарға: — Чоңлири яки кичиклири билән әмәс, пәқәт Исраилниң падишаси билән соқушуңлар, дәп буйруди.
32 wǝ xundaⱪ boldiki, jǝng ⱨarwilirining sǝrdarliri Yǝⱨoxafatni kɵrgǝndǝ: — Uni qoⱪum Israilning padixaⱨi dǝp, uningƣa ⱨujum ⱪilƣili buruldi. Lekin Yǝⱨoxafat pǝryad kɵtürdi.
вә шундақ болдики, җәң һарвулириниң сәрдарлири Йәһошафатни көргәндә: — Уни чоқум Исраилниң падишаси дәп, униңға һуҗум қилғили бурулди. Лекин Йәһошафат пәряд көтәрди.
33 jǝng ⱨarwilirining sǝrdarliri uning Israilning padixaⱨi ǝmǝslikini kɵrgǝndǝ uni ⱪoƣlimay, burulup ketip ⱪelixti.
җәң һарвулириниң сәрдарлири униң Исраилниң падишаси әмәслигини көргәндә уни қоғлимай, бурулуп кетип қелишти.
34 Əmma birǝylǝn ⱪarisiƣila bir oⱪya etiwidi, oⱪ Israilning padixaⱨining sawutining mürisidin tɵwǝnki uliⱪidin ɵtüp tǝgdi. U ⱨarwikexigǝ: Ⱨarwini yandurup meni sǝptin qiⱪarƣin; qünki mǝn yaridar boldum, dedi.
Амма бирәйлән қарисиғила бир оқя етивиди, оқ Исраилниң падишасиниң савутиниң мүрисидин төвәнки улиқидин өтүп тәгди. У һарвукешигә: Һарвуни яндуруп мени сәптин чиқарғин; чүнки мән яридар болдум, деди.
35 U küni jǝng barƣanseri ⱪattiⱪ boldi. Padixaⱨ bolsa Suriylǝrning udulida ɵz jǝng ⱨarwisiƣa yɵlinip ɵrǝ turdi. Zǝhmidin ⱪeni ⱨarwining tegigiqǝ eⱪip, kǝq kirgǝndǝ u ɵldi.
У күни җәң барғансери қаттиқ болди. Падиша болса Сурийләрниң удулида өз җәң һарвусиға йөлинип өрә турди. Зәхмидин қени һарвуниң тегигичә еқип, кәч киргәндә у өлди.
36 Kün patarda ⱪoxun arisida bir ⱪattiⱪ sada anglinip: — Ⱨǝr adǝm ɵz xǝⱨirigǝ yansun! Ⱨǝrbiri ɵz yurtiƣa yenip kǝtsun! — deyildi.
Күн патарда қошун арисида бир қаттиқ сада аңлинип: — Һәр адәм өз шәһиригә янсун! Һәр бири өз жутиға йенип кәтсун! — дейилди.
37 Padixaⱨ ɵldi, kixilǝr uni Samariyǝgǝ elip kǝldi; ular padixaⱨni Samariyǝdǝ dǝpnǝ ⱪildi.
Падиша өлди, кишиләр уни Самарийәгә елип кәлди; улар падишани Самарийәдә дәпнә қилди.
38 Birsi padixaⱨning ⱨarwisini Samariyǝning kɵlidǝ [yuƣanda] (bu kɵl paⱨixǝ ayallar yuyunidiƣan jay idi), Pǝrwǝrdigarning eytⱪan sɵzi ǝmǝlgǝ axurulup, itlar uning ⱪenini yalidi.
Бириси падишаниң һарвусини Самарийәниң көлидә [юғанда] (бу көл паһишә аяллар жуюнидиған җай еди), Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, иштлар униң қенини ялиди.
39 Aⱨabning baxⱪa ixliri, ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi, jümlidin uning yasiƣan «pil qix sariyi» wǝ bina ⱪilƣan ⱨǝmmǝ xǝⱨǝrlǝr toƣruluⱪ «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Аһабниң башқа ишлири, қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң ясиған «пил чиш сарийи» вә бена қилған һәммә шәһәрләр тоғрилиқ «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
40 Aⱨab ata-bowiliri arisida uhlidi. Andin uning oƣli Aⱨaziya ornida padixaⱨ boldi.
Аһаб ата-бовилири арисида ухлиди. Андин униң оғли Аһазия орнида падиша болди.
41 Asaning oƣli Yǝⱨoxafat Israilning padixaⱨi Aⱨabning sǝltǝnitining tɵtinqi yilida Yǝⱨudaƣa padixaⱨ boldi.
Асаниң оғли Йәһошафат Исраилниң падишаси Аһабниң сәлтәнитиниң төртинчи жилида Йәһудаға падиша болди.
42 Yǝⱨoxafat padixaⱨ bolƣanda ottuz bǝx yaxta idi, u Yerusalemda yigirmǝ bǝx yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Azubaⱨ bolup, u Xilⱨining ⱪizi idi.
Йәһошафат падиша болғанда оттуз бәш яшта еди, у Йерусалимда жигирмә бәш жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Азубаһ болуп, у Шилһиниң қизи еди.
43 U ⱨǝr ixta atisi Asaning barliⱪ yollirida yürüp, ulardin qiⱪmay Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪilatti. Pǝⱪǝt «yuⱪiri jaylar»la yoⱪitilmiƣanidi; halayiⱪ yǝnila «yuⱪiri jaylar»da ⱪurbanliⱪ ⱪilip huxbuy yaⱪatti.
У һәр ишта атиси Асаниң барлиқ йоллирида жүрүп, улардин чиқмай Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти. Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиған еди; халайиқ йәнила «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
44 Wǝ Yǝⱨoxafat bilǝn Israilning padixaⱨi otturisida tinqliⱪ boldi.
Вә Йәһошафат билән Исраилниң падишаси оттурисида течлиқ болди.
45 Yǝⱨoxafatning baxⱪa ixliri, uning kɵrsǝtkǝn ⱪudriti, ⱪandaⱪ jǝng ⱪilƣanliri toƣrisida «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Йәһошафатниң башқа ишлири, униң көрсәткән қудрити, қандақ җәң қилғанлири тоғрисида «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
46 U atisi asaning künliridǝ zemindin ⱪoƣliwetilmigǝn kǝspiy bǝqqiwazlarni zeminidin ⱨǝydǝp qiⱪardi.
У атиси асаниң күнлиридә зиминдин қоғливетилмигән кәспий бәччивазларни зиминидин һайдап чиқарди.
47 U waⱪitta Edomning padixaⱨi yoⱪ idi, bǝlki bir waliy ⱨɵküm sürǝtti.
У вақитта Едомниң падишаси йоқ еди, бәлки бир валий һөкүм сүрәтти.
48 Yǝⱨoxafat Ofirdin altun elip kelix üqün bir «Tarxix kemǝ» ǝtritini ⱪurdi. Lekin kemilǝr ⱨeqyǝrgǝ baralmidi; qünki ular Əzion-Gǝbǝrdǝ urulup wǝyran bolƣanidi.
Йәһошафат Офирдин алтун елип келиш үчүн бир «Таршиш кемә» әтритини қурди. Лекин кемиләр һечйәргә баралмиди; чүнки улар Әзион-Гәбәрдә урулуп вәйран болған еди.
49 U waⱪitta Aⱨabning oƣli Aⱨaziya Yǝⱨoxafatⱪa: — Mening hizmǝtkarlirim sening hizmǝtkarliring bilǝn kemilǝrdǝ barsun, dedi. Lekin Yǝⱨoxafat unimidi.
У вақитта Аһабниң оғли Аһазия Йәһошафатқа: — Мениң хизмәткарлирим сениң хизмәткарлириң билән кемиләрдә барсун, деди. Лекин Йәһошафат унимиди.
50 Yǝⱨoxafat ɵz ata-bowiliri arisida uhlidi wǝ «Dawutning xǝⱨiri»dǝ ata-bowilirining ⱪǝbrisidǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Andin oƣli Yǝⱨoram ornida padixaⱨ boldi.
Йәһошафат өз ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң қәбридә дәпнә қилинди. Андин оғли Йәһорам орнида падиша болди.
51 Aⱨabning oƣli Aⱨaziya Yǝⱨudaning padixaⱨi Yǝⱨoxafatning sǝltǝnitining on yǝttinqi yilida Samariyǝdǝ Israilning üstidǝ padixaⱨ bolup ikki yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Аһабниң оғли Аһазия Йәһуданиң падишаси Йәһошафатниң сәлтәнитиниң он йәттинчи жилида Самарийәдә Исраилниң үстидә падиша болуп икки жил сәлтәнәт қилди.
52 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilip atisining yolida wǝ anisining yolida yürüp, xundaⱪla Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning yolida mangdi;
У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип атисиниң йолида вә анисиниң йолида жүрүп, шундақла Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң йолида маңди;
53 u atisi ⱪilƣanning ⱨǝmmisini ⱪilip, Baalning ⱪulluⱪida bolup, uningƣa sǝjdǝ ⱪilip, Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini ⱪozƣidi.
у атиси қилғанниң һәммисини қилип, Баалниң қуллуғида болуп, униңға сәҗдә қилип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.