< Padixaⱨlar 1 21 >

1 Bu ixlardin keyin xundaⱪ boldiki, Yizrǝǝllik Nabotning Yizrǝǝldǝ, Samariyǝning padixaⱨi Aⱨabning ordisining yenida bir üzümzarliⱪi bar idi.
Бу ишлардин кейин шундақ болдики, Йизрәәллик Наботниң Йизрәәлдә, Самарийәниң падишаси Аһабниң ордисиниң йенида бир үзүмзарлиғи бар еди.
2 Aⱨab Nabotⱪa sɵz ⱪilip: — Ɵz üzümzarliⱪingni manga bǝrgin, mening ɵyümgǝ yeⱪin bolƣaq, uni bir sǝy-kɵktatliⱪ baƣ ⱪilay. Uning ornida sanga obdanraⱪ bir üzümzarliⱪ berǝy yaki layiⱪ kɵrsǝng baⱨasini nǝⱪ berimǝn, dedi.
Аһаб Наботқа сөз қилип: — Өз үзүмзарлиғиңни маңа бәргин, мениң өйүмгә йеқин болғач, уни бир сәй-көктатлиқ бағ қилай. Униң орнида саңа убданрақ бир үзүмзарлиқ берәй яки лайиқ көрсәң баһасини нәқ беримән, деди.
3 Əmma Nabot Aⱨabⱪa: — Pǝrwǝrdigar meni ata-bowilirimning mirasini sanga setixni mǝndin neri ⱪilsun, dedi.
Амма Набот Аһабқа: — Пәрвәрдигар мени ата-бовилиримниң мирасини саңа сетишни мәндин нери қилсун, деди.
4 Aⱨab Yizrǝǝllik Nabotning: «Ata-bowilirimning mirasini sanga bǝrmǝymǝn» dǝp eytⱪan sɵzidin hapa bolup ƣǝxlikkǝ qɵmgǝn ⱨalda ordisiƣa ⱪaytti; u kariwatta yetip yüzini [tam] tǝrǝpkǝ ɵrüp nanmu yemidi.
Аһаб Йизрәәллик Наботниң: «Ата-бовилиримниң мирасини саңа бәрмәймән» дәп ейтқан сөзидин хапа болуп ғәшликкә чөмгән һалда ордисиға қайтти; у кариватта йетип йүзини [там] тәрәпкә өрүп нанму йемиди.
5 Hotuni Yizǝbǝl uning ⱪexiƣa kelip: Roⱨiy kǝypiyating nemixⱪa xunqǝ tɵwǝn, nemixⱪa nan yemǝysǝn? — dedi.
Хотуни Йизәбәл униң қешиға келип: Роһий кәйпиятиң немишкә шунчә төвән, немишкә нан йемәйсән? — деди.
6 U uningƣa: — Mǝn Yizrǝǝllik Nabotⱪa sɵz ⱪilip: «Üzümzarliⱪingni manga pulƣa bǝrsǝng, yaki layiⱪ kɵrsǝng uning orniƣa baxⱪa üzümzarliⱪ berǝy» dedim. Lekin u: «Sanga üzümzarliⱪimni bǝrmǝymǝn» dedi, — dedi.
У униңға: — Мән Йизрәәллик Наботқа сөз қилип: «Үзүмзарлиғиңни маңа пулға бәрсәң, яки лайиқ көрсәң униң орниға башқа үзүмзарлиқ берәй» дедим. Лекин у: «Саңа үзүмзарлиғимни бәрмәймән» деди, — деди.
7 Hotuni Yizǝbǝl uningƣa: — Sǝn ⱨazir Israilning üstigǝ sǝltǝnǝt ⱪilƣuqi ǝmǝsmu? Ⱪopup nan yǝp, kɵnglüngni hux ⱪilƣin; mǝn sanga Yizrǝǝllik Nabotning üzümzarliⱪini erixtürimǝn, dedi.
Хотуни Йизәбәл униңға: — Сән һазир Исраилниң үстигә сәлтәнәт қилғучи әмәсму? Қопуп нан йәп, көңлүңни хуш қилғин; мән саңа Йизрәәллик Наботниң үзүмзарлиғини ериштүримән, деди.
8 Andin u Aⱨabning namida bir hǝt yezip, üstigǝ uning mɵⱨürini besip, hǝtni Nabotning xǝⱨiridǝ uning bilǝn turuwatⱪan aⱪsaⱪallar wǝ mɵtiwǝrlǝrgǝ ǝwǝtti.
Андин у Аһабниң намида бир хәт йезип, үстигә униң мөһүрини бесип, хәтни Наботниң шәһиридә униң билән туруватқан ақсақаллар вә мөтивәрләргә әвәтти.
9 Hǝttǝ u mundaⱪ yazƣanidi: — «Roza tutux kerǝk dǝp buyrup, hǝlⱪning arisida Nabotni tɵrdǝ olturƣuzƣin;
Хәттә у мундақ язған еди: — «Роза тутуш керәк дәп буйруп, хәлиқниң арисида Наботни төрдә олтарғузғин;
10 ikki adǝmni, yǝni Beliyalning balisini uning udulida olturƣuzup, ularni Nabotning üstidin ǝrz ⱪilƣuzup: «Sǝn Hudaƣa wǝ padixaⱨⱪa lǝnǝt oⱪudung» dǝp guwaⱨliⱪ bǝrgüzünglar. Andin uni elip qiⱪip qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürünglar».
икки адәмни, йәни Белиялниң балисини униң удулида олтарғузуп, уларни Наботниң үстидин әрз қилғузуп: «Сән Худаға вә падишаға ләнәт оқудуң» дәп гувалиқ бәргүзүңлар. Андин уни елип чиқип чалма-кесәк қилип өлтүрүңлар».
11 Xǝⱨǝrning adǝmliri, yǝni uning xǝⱨiridǝ turuwatⱪan aⱪsaⱪalar bilǝn mɵtiwǝrlǝr Yizǝbǝlning ularƣa ǝwǝtkǝn hetidǝ pütülgǝndǝk ⱪildi;
Шәһәрниң адәмлири, йәни униң шәһиридә туруватқан ақсақалар билән мөтивәрләр Йизәбәлниң уларға әвәткән хетидә пүтүлгәндәк қилди;
12 ular rozini buyrup, hǝlⱪning arisida Nabotni tɵrdǝ olturƣuzdi.
улар розини буйруп, хәлиқниң арисида Наботни төрдә олтарғузди.
13 Andin u ikki adǝm, yǝni Beliyalning baliliri hǝlⱪning aldida Nabot üstidin ǝrz ⱪilip: «Nabot Hudaƣa wǝ padixaⱨⱪa dǝxnǝm ⱪildi» dǝp guwaⱨliⱪ bǝrdi. Xuning bilǝn ular Nabotni xǝⱨǝrning taxⱪiriƣa sɵrǝp elip qiⱪip, taxlar bilǝn qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürdi.
Андин у икки адәм, йәни Белиялниң балилири хәлиқниң алдида Набот үстидин әрз қилип: «Набот Худаға вә падишаға дәшнәм қилди» дәп гувалиқ бәрди. Шуниң билән улар Наботни шәһәрниң ташқириға сөрәп елип чиқип, ташлар билән чалма-кесәк қилип өлтүрди.
14 Andin ular Yizǝbǝlgǝ adǝm ǝwǝtip: «Nabot qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürüldi» dǝp hǝwǝr bǝrdi.
Андин улар Йизәбәлгә адәм әвәтип: «Набот чалма-кесәк қилип өлтүрүлди» дәп хәвәр бәрди.
15 Yizǝbǝl Nabotning qalma-kesǝk ⱪilinip ɵltürülgǝnlikini angliƣanda Aⱨabⱪa: Ⱪopup, Yizrǝǝllik Nabotning sanga pulƣa bǝrgili unimiƣan üzümzarliⱪini tapxurup alƣin; qünki Nabot ⱨayat ǝmǝs, bǝlki ɵldi, dedi.
Йизәбәл Наботниң чалма-кесәк қилинип өлтүрүлгәнлигини аңлиғанда Аһабқа: Қопуп, Йизрәәллик Наботниң саңа пулға бәргили унимиған үзүмзарлиғини тапшуруп алғин; чүнки Набот һаят әмәс, бәлки өлди, деди.
16 Xundaⱪ boldiki, Aⱨab Nabotning ɵlgǝnlikini anglap, Yizrǝǝllik Nabotning üzümzarliⱪini igilǝx üqün xu yǝrgǝ bardi.
Шундақ болдики, Аһаб Наботниң өлгәнлигини аңлап, Йизрәәллик Наботниң үзүмзарлиғини егиләш үчүн шу йәргә барди.
17 Lekin Pǝrwǝrdigarning sɵzi Tixbiliⱪ Iliyasⱪa kelip mundaⱪ deyildi: —
Лекин Пәрвәрдигарниң сөзи Тишбилиқ Илиясқа келип мундақ дейилди: —
18 «Ⱪopup berip, Samariyǝdǝ olturuxluⱪ Israil padixaⱨi Aⱨab bilǝn uqraxⱪin; mana u Nabotning üzümzarliⱪida turidu; qünki uni igiliwelix üqün u yǝrgǝ bardi.
«Қопуп берип, Самарийәдә олтиришлиқ Исраил падишаси Аһаб билән учрашқин; мана у Наботниң үзүмзарлиғида туриду; чүнки уни егиливелиш үчүн у йәргә барди.
19 Uningƣa: — «Adǝm ɵltürdüngmu, yerini igiliwaldingmu?» — degin. Andin uningƣa yǝnǝ sɵz ⱪilip: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Nabotning ⱪenini itlar yaliƣan jayda sening ⱪeningnimu itlar yalaydu» — degin».
Униңға: — «Адәм өлтүрдүңму, йерини егиливалдиңму?» — дегин. Андин униңға йәнә сөз қилип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Наботниң қенини иштлар ялиған җайда сениң қениңниму иштлар ялайду» — дегин».
20 Aⱨab Iliyasⱪa: — I düxminim, meni taptingmu? — dedi. U jawabǝn mundaⱪ dedi: — Rast, mǝn seni taptim; qünki sǝn Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzillik ⱪilix üqün ɵzüngni setiwǝtting.
Аһаб Илиясқа: — И дүшминим, мени таптиңму? — деди. У җававән мундақ деди: — Раст, мән сени таптим; чүнки сән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилиш үчүн өзүңни сетивәттиң.
21 Pǝrwǝrdigar: «Mana, Mǝn üstünggǝ bala qüxürüp nǝslingni yoⱪitip, sǝn Aⱨabning Israilda ⱪalƣan jǝmǝtidiki ⱨǝmmǝ ǝrkǝkni, ⱨǝtta ajiz yaki meyip bolsun, ⱨǝmmisini üzüp yoⱪitimǝn;
Пәрвәрдигар: «Мана, Мән үстүңгә бала чүшүрүп нәслиңни йоқитип, сән Аһабниң Исраилда қалған җәмәтидики һәммә әркәкни, һәтта аҗиз яки мәйип болсун, һәммисини үзүп йоқитимән;
22 wǝ sǝn Mening ƣǝzipimni ⱪozƣap Israilni gunaⱨⱪa azdurƣining üqün sening jǝmǝtingni Nibatning oƣli Yǝroboamning jǝmǝti wǝ Ahiyaⱨning oƣli Baaxaning jǝmǝtigǝ ohxax ⱪilimǝn» — dǝydu, — dedi.
вә сән Мениң ғәзивимни қозғап Исраилни гунаға аздурғиниң үчүн сениң җәмәтиңни Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәти вә Ахияһниң оғли Баашаниң җәмәтигә охшаш қилимән» — дәйду, — деди.
23 — Yizǝbǝl toƣrisidimu Pǝrwǝrdigar sɵz ⱪilip: «Yizrǝǝlning sepilining texida itlar Yizǝbǝlni yǝydu.
— Йизәбәл тоғрисидиму Пәрвәрдигар сөз қилип: «Йизрәәлниң сепилиниң тешида иштлар Йизәбәлни йәйду.
24 Aⱨabning jǝmǝtidikilǝrdin xǝⱨǝrdǝ ɵlgǝnlǝrni itlar yǝydu; sǝⱨrada ɵlgǝnlǝrni bolsa asmandiki ⱪuxlar yǝydu» dedi
Аһабниң җәмәтидикиләрдин шәһәрдә өлгәнләрни иштлар йәйду; сәһрада өлгәнләрни болса асмандики қушлар йәйду» деди
25 (Bǝrⱨǝⱪ, hotuni Yizǝbǝlning ⱪutritixliri bilǝn Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzillik ⱪilƣili ɵzini satⱪan Aⱨabdǝk ⱨeqkim yoⱪ idi.
(Бәрһәқ, хотуни Йизәбәлниң қутритишлири билән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилғили өзини сатқан Аһабдәк һеч ким йоқ еди.
26 U Pǝrwǝrdigar Israillarning aldidin ⱨǝydǝp ⱪoƣliwǝtkǝn Amoriylarning ⱪilƣinidǝk ⱪilip, yirginqlik butlarƣa tayinip ǝgixip, lǝnǝtlik ixlarni ⱪilatti).
У Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдап қоғливәткән Аморийларниң қилғинидәк қилип, жиркиничлик бутларға тайинип әгишип, ләнәтлик ишларни қилатти).
27 Lekin Aⱨab bu sɵzlǝrni angliƣanda ɵz kiyimlirini yirtip bǝdinigǝ bɵz yɵgǝp, roza tutti. U bɵz rǝhttǝ yatatti, jimjit mangatti.
Лекин Аһаб бу сөзләрни аңлиғанда өз кийимлирини житип бәдинигә бөз йөгәп, роза тутти. У бөз рәхттә ятатти, җим-җит маңатти.
28 U waⱪitta Pǝrwǝrdigarning sɵzi Tixbiliⱪ Iliyasⱪa kelip: —
У вақитта Пәрвәрдигарниң сөзи Тишбилиқ Илиясқа келип: —
29 «Aⱨabning Mening aldimda ɵzini ⱪandaⱪ tɵwǝn tutuwatⱪanliⱪini kɵrdüngmu? U ɵzini Mening aldimda tɵwǝn tutuwatⱪanliⱪi tüpǝylidin, bu balani uning künliridǝ kǝltürmǝymǝn, bǝlki uning oƣlining künliridǝ uning jǝmǝtigǝ kǝltürimǝn» — deyildi.
«Аһабниң Мениң алдимда өзини қандақ төвән тутуватқанлиғини көрдүңму? У өзини Мениң алдимда төвән тутуватқанлиғи түпәйлидин, бу балани униң күнлиридә кәлтүрмәймән, бәлки униң оғлиниң күнлиридә униң җәмәтигә кәлтүримән» — дейилди.

< Padixaⱨlar 1 21 >