< Padixaⱨlar 1 16 >
1 Pǝrwǝrdigarning sɵzi Ⱨananining oƣli Yǝⱨuƣa kelip Baaxani ǝyiblǝp mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи Һананиниң оғли Йәһуға келип Баашани әйипләп мундақ дейилди: —
2 «Mana, Mǝn seni topa-qang iqidin qiⱪirip, hǝlⱪim Israilƣa ⱨɵkümran ⱪilip ⱪoydum. Lekin sǝn Yǝroboamning yolida yürüp hǝlⱪim Israilni gunaⱨⱪa putlaxturdung, ular gunaⱨliri bilǝn ƣǝzipimni ⱪozƣidi.
«Мана, Мән сени топа-чаң ичидин чиқирип, хәлқим Исраилға һөкүмран қилип қойдум. Лекин сән Йәробоамниң йолида жүрүп хәлқим Исраилни гунаға путлаштурдуң, улар гуналири билән ғәзивимни қозғиди.
3 Mana, Mǝn Baaxani ɵz jǝmǝti bilǝn süpürüp yoⱪitip, jǝmǝtingni Nibatning oƣli Yǝroboamning jǝmǝtigǝ ohxax ⱪilimǝn.
Мана, Мән Баашани өз җәмәти билән сүпүрүп йоқитип, җәмәтиңни Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәтигә охшаш қилимән.
4 Baaxadin bolƣanlardin xǝⱨǝrdǝ ɵlginini itlar yǝydu; sǝⱨrada ɵlginini asmandiki ⱪuxlar yǝydu».
Баашадин болғанлардин шәһәрдә өлгинини иштлар йәйду; сәһрада өлгинини асмандики қушлар йәйду».
5 Baaxaning baxⱪa ixliri wǝ uning ⱪilƣanliri bilǝn ⱪudriti toƣrisida «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Баашаниң башқа ишлири вә униң қилғанлири билән қудрити тоғрисида «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
6 Baaxa ɵz ata-bowiliri arisida uhlidi wǝ Tirzaⱨta dǝpnǝ ⱪilindi; andin uning oƣli Elaⱨ ornida padixaⱨ boldi.
Бааша өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Тирзаһта дәпнә қилинди; андин униң оғли Елаһ орнида падиша болди.
7 Baaxaning Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ ⱪilƣan barliⱪ rǝzilliki tüpǝylidin, Pǝrwǝrdigarning Baaxaning bexiƣa wǝ uning jǝmǝtining bexiƣa qüxürgini toƣruluⱪ sɵzi Ⱨananining oƣli Yǝⱨu pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ berilgǝnidi. Qünki u Yǝroboamning jǝmǝti ⱪilƣiniƣa ohxax ⱪilip ɵz ⱪollirining ixliri (jümlidin Yǝroboamning jǝmǝtini qepip ɵltürgǝnliki) bilǝn Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini ⱪozƣidi.
Баашаниң Пәрвәрдигарниң нәзиридә қилған барлиқ рәзиллиги түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң Баашаниң бешиға вә униң җәмәтиниң бешиға чүшүргини тоғрилиқ сөзи Һананиниң оғли Йәһу пәйғәмбәр арқилиқ берилгән еди. Чүнки у Йәробоамниң җәмәти қилғиниға охшаш қилип өз қоллириниң ишлири (җүмлидин Йәробоамниң җәмәтини чепип өлтүргәнлиги) билән Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
8 Yǝⱨuda padixaⱨi Asaning sǝltǝnitining yigirmǝ altinqi yilida, Baaxaning oƣli Elaⱨ Tirzaⱨta Israilƣa padixaⱨ bolup, ikki yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йәһуда падишаси Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә алтинчи жилида, Баашаниң оғли Елаһ Тирзаһта Исраилға падиша болуп, икки жил сәлтәнәт қилди.
9 Lekin uning jǝng ⱨarwilirining yerimiƣa sǝrdar bolƣan hizmǝtkari Zimri uningƣa ⱪǝst ⱪildi; [Elaⱨ] Tirzaⱨta Tirzaⱨtiki ordisidiki ƣojidar Arzaning ɵyidǝ xarab iqip mǝst bolƣanda
Лекин униң җәң һарвулириниң йеримиға сәрдар болған хизмәткари Зимри униңға қәст қилди; [Елаһ] Тирзаһта Тирзаһтики ордисидики ғоҗидар Арзаниң өйидә шарап ичип мәс болғанда
10 Zimri kirip uni qepip ɵltürdi. Bu waⱪit Yǝⱨudaning padixaⱨi Asaning sǝltǝnitining yigirmǝ yǝttinqi yili idi. Zimri Elaⱨning ornida padixaⱨ boldi.
Зимри кирип уни чепип өлтүрди. Бу вақит Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жили еди. Зимри Елаһниң орнида падиша болди.
11 U padixaⱨ bolup ɵz tǝhtidǝ olturuxi bilǝnla u Baaxaning barliⱪ jǝmǝtini qepip ɵltürdi; u uning uruⱪ-tuƣⱪanliri wǝ dostliridin bir ǝrkǝknimu tirik ⱪaldurmidi.
У падиша болуп өз тәхтидә олтириши биләнла у Баашаниң барлиқ җәмәтини чепип өлтүрди; у униң уруқ-туққанлири вә достлиридин бир әркәкниму тирик қалдурмиди.
12 Xundaⱪ ⱪilip Zimri Pǝrwǝrdigarning Yǝⱨu pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ Baaxani ǝyibligǝn sɵzini ǝmǝlgǝ axurup, Baaxaning pütkül jǝmǝtini yoⱪatti.
Шундақ қилип Зимри Пәрвәрдигарниң Йәһу пәйғәмбәр арқилиқ Баашани әйиплигән сөзини әмәлгә ашуруп, Баашаниң пүткүл җәмәтини йоқатти.
13 Bu ix Baaxaning barliⱪ gunaⱨliri bilǝn uning oƣli Elaⱨning gunaⱨliri, jümlidin ularning Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan gunaⱨliri, ǝrzimǝs butliri bilǝn Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini ⱪozƣap, xundaⱪ boldi.
Бу иш Баашаниң барлиқ гуналири билән униң оғли Елаһниң гуналири, җүмлидин уларниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналири, әрзимәс бутлири билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғап, шундақ болди.
14 Elaⱨning baxⱪa ixliri wǝ ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Елаһниң башқа ишлири вә қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
15 Yǝⱨudaning padixaⱨi Asaning sǝltǝnitining yigirmǝ yǝttinqi yilida Zimri Tirzaⱨta yǝttǝ kün sǝltǝnǝt ⱪildi. Hǝlⱪ Filistiylǝrgǝ tǝwǝ bolƣan Gibbetonni ⱪorxiwelip bargaⱨ tikkǝnidi.
Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жилида Зимри Тирзаһта йәттә күн сәлтәнәт қилди. Хәлиқ Филистийләргә тәвә болған Гиббетонни қоршивелип баргаһ тиккән еди.
16 Bargaⱨda turƣan halayiⱪ: — «Zimri ⱪǝst ⱪilip padixaⱨni ɵltürdi» dǝp anglidi. Xuning bilǝn pütkül Israil xu küni bargaⱨda ⱪoxunning sǝrdari Omrini Israilƣa padixaⱨ ⱪildi.
Баргаһда турған халайиқ: — «Зимри қәст қилип падишани өлтүрди» дәп аңлиди. Шуниң билән пүткүл Исраил шу күни баргаһда қошунниң сәрдари Омрини Исраилға падиша қилди.
17 Andin Omri Israilning ⱨǝmmisini yetǝklǝp, Gibbetondin qiⱪip, Tirzaⱨni ⱪorxidi.
Андин Омри Исраилниң һәммисини йетәкләп, Гиббетондин чиқип, Тирзаһни қоршиди.
18 Wǝ xundaⱪ boldiki, Zimri xǝⱨǝrning elinƣanliⱪini kɵrüp, padixaⱨ ordisidiki ⱪorƣanƣa kirip, ordiƣa ot ⱪoyuwǝtti, ɵzi kɵyüp ɵldi.
Вә шундақ болдики, Зимри шәһәрниң елинғанлиғини көрүп, падиша ордисидики қорғанға кирип, ордиға от қоювәтти, өзи көйүп өлди.
19 Bu ix ɵzining gunaⱨliri üqün, yǝni Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzillik ⱪilip, Yǝroboamning yolida yürüp, Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan gunaⱨta mangƣini üqün xundaⱪ boldi.
Бу иш өзиниң гуналири үчүн, йәни Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзиллик қилип, Йәробоамниң йолида жүрүп, Исраилни гунаға путлаштурған гунада маңғини үчүн шундақ болди.
20 Zimrining baxⱪa ixliri wǝ ⱪǝst ⱪilƣini toƣrisida «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Зимриниң башқа ишлири вә қәст қилғини тоғрисида «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
21 Əmma Israil hǝlⱪi ikkigǝ bɵlünüp, ularning yerimi Ginatning oƣli Tibnini padixaⱨ ⱪilixⱪa uningƣa ǝgǝxti; baxⱪa yerimi bolsa Omrigǝ ǝgǝxti.
Амма Исраил хәлқи иккигә бөлүнүп, уларниң йерими Гинатниң оғли Тибнини падиша қилишқа униңға әгәшти; башқа йерими болса Омригә әгәшти.
22 Əmdi Omrigǝ ǝgǝxkǝn hǝlⱪ Ginatning oƣli Tibnigǝ ǝgǝxkǝn hǝlⱪtin küqlük qiⱪti. Tibni ɵldi; Omri padixaⱨ boldi.
Әнди Омригә әгәшкән хәлиқ Гинатниң оғли Тибнигә әгәшкән хәлиқтин күчлүк чиқти. Тибни өлди; Омри падиша болди.
23 Yǝⱨudaning padixaⱨi asaning ottuz birinqi yilida Omri Israilƣa padixaⱨ bolup on ikki yil sǝltǝnǝt ⱪildi. U Tirzaⱨta altǝ yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йәһуданиң падишаси асаниң оттуз биринчи жилида Омри Исраилға падиша болуп он икки жил сәлтәнәт қилди. У Тирзаһта алтә жил сәлтәнәт қилди.
24 U Xǝmǝrdin Samariyǝ egizlikini ikki talant kümüxkǝ setiwelip, xu egizlik üstigǝ ⱪuruluxlarni selip bir xǝⱨǝr bina ⱪilip, uni egizlikning ǝsliy igisi Xǝmǝrning nami bilǝn «Samariyǝ» dǝp atidi.
У Шәмәрдин Самарийә егизлигини икки талант күмүчкә сетивелип, шу егизлик үстигә қурулушларни селип бир шәһәр бена қилип, уни егизликниң әслий егиси Шәмәрниң нами билән «Самарийә» дәп атиди.
25 Omri Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi, ɵzidin ilgiriki padixaⱨlarning ⱨǝmmisidin bǝttǝr bolup yamanliⱪ ⱪildi.
Омри Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди, өзидин илгәрки падишаларниң һәммисидин бәттәр болуп яманлиқ қилди.
26 U Nibatning oƣli Yǝroboamning ⱨǝmmǝ yollirida, xundaⱪla jümlidin uning Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan gunaⱨi iqidǝ mangdi; ular ǝrzimǝs butliri bilǝn Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini ⱪozƣidi.
У Нибатниң оғли Йәробоамниң һәммә йоллирида, шундақла җүмлидин униң Исраилни гунаға путлаштурған гунайи ичидә маңди; улар әрзимәс бутлири билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
27 Omrining baxⱪa ixliri, uning ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi, kɵrsǝtkǝn ⱪudriti toƣrisida «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Омриниң башқа ишлири, униң қилғанлириниң һәммиси, көрсәткән қудрити тоғрисида «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
28 Omri ata-bowiliri arisida uhlidi wǝ Samariyǝdǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Andin uning oƣli Aⱨab ornida padixaⱨ boldi.
Омри ата-бовилири арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин униң оғли Аһаб орнида падиша болди.
29 Yǝⱨuda padixaⱨi Asaning sǝltǝnitining ottuz sǝkkizinqi yilida Omrining oƣli Aⱨab Israilƣa padixaⱨ boldi. Omrining oƣli Aⱨab Samariyǝdǝ yigirmǝ ikki yil Israilning üstidǝ sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йәһуда падишаси Асаниң сәлтәнитиниң оттуз сәккизинчи жилида Омриниң оғли Аһаб Исраилға падиша болди. Омриниң оғли Аһаб Самарийәдә жигирмә икки жил Исраилниң үстидә сәлтәнәт қилди.
30 Əmma Omrining oƣli Aⱨab Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ ɵzidin ilgirikilǝrning ⱨǝmmisidin axurup yamanliⱪ ⱪildi.
Амма Омриниң оғли Аһаб Пәрвәрдигарниң нәзиридә өзидин илгәркиләрниң һәммисидин ашуруп яманлиқ қилди.
31 Wǝ xundaⱪ boldiki, u Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨlirida yürüx anqǝ eƣir gunaⱨ ǝmǝstǝk, u Zidoniylarning padixaⱨi Ətbaalning ⱪizi Yizǝbǝlni hotunluⱪⱪa aldi wǝ xuning bilǝn u Baal degǝn butning ⱪulluⱪida bolup, uningƣa sǝjdǝ ⱪildi.
Вә шундақ болдики, у Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналирида жүрүш анчә еғир гуна әмәстәк, у Зидонийларниң падишаси Әтбаалниң қизи Йизәбәлни хотунлуққа алди вә шуниң билән у Баал дегән бутниң қуллуғида болуп, униңға сәҗдә қилди.
32 U Samariyǝdǝ yasiƣan Baalning buthanisi iqigǝ Baalƣa bir ⱪurbangaⱨ yasidi.
У Самарийәдә ясиған Баалниң бутханиси ичигә Баалға бир қурбангаһ ясиди.
33 Aⱨab ⱨǝm bir «Axǝraⱨ but»nimu yasatti; Aⱨab xundaⱪ ⱪilip uningdin burun ɵtkǝn Israilning ⱨǝmmǝ padixaⱨlirining Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini ⱪozƣiƣan ixliridin axurup yamanliⱪ ⱪildi.
Аһаб һәм бир «Ашәраһ бут»ниму ясатти; Аһаб шундақ қилип униңдин бурун өткән Исраилниң һәммә падишалириниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиған ишлиридин ашуруп яманлиқ қилди.
34 Uning künliridǝ Bǝyt-Əllik Hiǝl Yeriho xǝⱨirini yasidi; lekin u uning ulini salƣanda tunji oƣli Abiram ɵldi; wǝ dǝrwazilirini salƣanda uning kǝnji oƣli Sǝgub ɵldi; xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning nunning oƣli Yǝxua arⱪiliⱪ [Yeriho toƣruluⱪ] eytⱪan sɵzi ǝmǝlgǝ axuruldi.
Униң күнлиридә Бәйт-Әллик Хиәл Йерихо шәһирини ясиди; лекин у униң улини салғанда тунҗа оғли Абирам өлди; вә дәрвазилирини салғанда униң кәнҗи оғли Сәгуб өлди; шуниң билән Пәрвәрдигарниң нунниң оғли Йәшуа арқилиқ [Йерихо тоғрилиқ] ейтқан сөзи әмәлгә ашурулди.