< Padixaⱨlar 1 15 >

1 Nibatning oƣli Yǝroboam padixaⱨning sǝltǝnitining on sǝkkizinqi yilida Abiyam Yǝⱨudaning üstigǝ padixaⱨ bolup
Нибатниң оғли Йәробоам падишаниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жилида Абиям Йәһуданиң үстигә падиша болуп
2 Yerusalemda üq yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Maakaⱨ bolup, Abixalomning ⱪizi idi.
Йерусалимда үч жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Маакаһ болуп, Абишаломниң қизи еди.
3 Abiyamning ⱪǝlbi bowisi Dawutning kɵnglidǝk Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa pütünlǝy beƣixlanƣan ǝmǝs idi, bǝlki atisi Rǝⱨoboamning uningdin ilgiri ⱪilƣan barliⱪ gunaⱨlirida mangatti.
Абиямниң қәлби бовиси Давутниң көңлидәк Худаси Пәрвәрдигарға пүтүнләй беғишланған әмәс еди, бәлки атиси Рәһобоамниң униңдин илгири қилған барлиқ гуналирида маңатти.
4 Xundaⱪtimu Dawutning sǝwǝbidin Hudasi Pǝrwǝrdigar Yerusalemda uningƣa [yoruⱪ] bir qiraƣni ⱪaldurux üqün, Dawutning ǝwladini uningdin keyinmu tiklǝp turƣuzdi wǝ Yerusalemni ⱪoƣdidi.
Шундақтиму Давутниң сәвәвидин Худаси Пәрвәрдигар Йерусалимда униңға [йоруқ] бир чирақни қалдуруш үчүн, Давутниң әвладини униңдин кейинму тикләп турғузди вә Йерусалимни қоғдиди.
5 Qünki Dawut Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪilip, Ⱨittiy Uriyaƣa ⱪilƣanliridin baxⱪa ɵmrining ⱨǝmmǝ künliridǝ Pǝrwǝrdigar uningƣa ǝmr ⱪilƣanliridin qiⱪmidi.
Чүнки Давут Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилип, Һиттий Урияға қилғанлиридин башқа өмриниң һәммә күнлиридә Пәрвәрдигар униңға әмир қилғанлиридин чиқмиди.
6 Əmdi [Abiyamning] pütün ɵmridǝ Rǝⱨoboam bilǝn Yǝroboam bir-biri bilǝn jǝng ⱪilixip turdi.
Әнди [Абиямниң] пүтүн өмридә Рәһобоам билән Йәробоам бир-бири билән җәң қилишип турди.
7 Abiyamning baxⱪa ixliri wǝ ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi? Abiyam bilǝn Yǝroboam bir-biri bilǝn jǝng ⱪilixip turatti.
Абиямниң башқа ишлири вә қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? Абиям билән Йәробоам бир-бири билән җәң қилишип туратти.
8 Abiyam ɵz ata-bowilirining arisida uhlidi; ular uni «Dawutning xǝⱨiri»dǝ dǝpnǝ ⱪildi. Andin oƣli Asa ornida padixaⱨ boldi.
Абиям өз ата-бовилириниң арисида ухлиди; улар уни «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилди. Андин оғли Аса орнида падиша болди.
9 Israilning padixaⱨi Yǝroboam sǝltǝnitining yigirminqi yilida Asa Yǝⱨudaning üstigǝ padixaⱨ bolup
Исраилниң падишаси Йәробоам сәлтәнитиниң жигирминчи жилида Аса Йәһуданиң үстигә падиша болуп
10 Yerusalemda ⱪiriⱪ bir yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning qong anisining ismi Maaⱪaⱨ bolup, Abixalomning ⱪizi idi.
Йерусалимда қириқ бир жил сәлтәнәт қилди. Униң чоң анисиниң исми Маақаһ болуп, Абишаломниң қизи еди.
11 Asa atisi Dawut ⱪilƣandǝk Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪildi.
Аса атиси Давут қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
12 U kǝspiy bǝqqiwazlarni zemindin ⱨǝydǝp, ata-bowiliri yasatⱪan ⱨǝmmǝ yirginqlik mǝbudlarni yoⱪitiwǝtti.
У кәспий бәччивазларни зиминдин һайдап, ата-бовилири ясатқан һәммә жиркиничлик мәбудларни йоқитивәтти.
13 U yǝnǝ qong anisi Maaⱪaⱨni yirginqlik bir «Axǝraⱨ» tüwrükni yasiƣini üqün hanixliⱪ mǝrtiwisidin qüxürüwǝtti. Asa bu yirginqlik butni kesip Kidron jilƣisida kɵydürüwǝtti.
У йәнә чоң аниси Маақаһни жиркиничлик бир «Ашәраһ» түврүкни ясиғини үчүн ханишлиқ мәртивисидин чүшүрүвәтти. Аса бу жиркиничлик бутни кесип Кидрон җилғисида көйдүрүвәтти.
14 «Yuⱪiri jaylar» yoⱪitilmisimu, Asaning ⱪǝlbi ɵmrining barliⱪ künliridǝ Pǝrwǝrdigarƣa pütünlǝy beƣixlanƣanidi.
«Жуқири җайлар» йоқитилмисиму, Асаниң қәлби өмриниң барлиқ күнлиридә Пәрвәрдигарға пүтүнләй беғишланған еди.
15 Ⱨǝm atisi ⱨǝm u ɵzi [Pǝrwǝrdigarƣa] atap yasiƣan nǝrsilǝrni, jümlidin kümüx bilǝn altunni wǝ türlük ⱪaqa-ⱪuqilarni Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kǝltürdi.
Һәм атиси һәм у өзи [Пәрвәрдигарға] атап ясиған нәрсиләрни, җүмлидин күмүч билән алтунни вә түрлүк қача-қучиларни Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрди.
16 Əmdi Asa wǝ Israilning padixaⱨi Baaxa barliⱪ künliridǝ bir-biri bilǝn jǝng ⱪilixip turdi.
Әнди Аса вә Исраилниң падишаси Бааша барлиқ күнлиридә бир-бири билән җәң қилишип турди.
17 Israilning padixaⱨi Baaxa Yǝⱨudaƣa ⱪarxi ⱨujum ⱪildi; ⱨeqkim Yǝⱨudaning padixaⱨi Asa bilǝn bardi-kǝldi ⱪilmisun dǝp, Ramaⱨ xǝⱨirini mǝⱨkǝm ⱪilip yasidi.
Исраилниң падишаси Бааша Йәһудаға қарши һуҗум қилди; һеч ким Йәһуданиң падишаси Аса билән барди-кәлди қилмисун дәп, Рамаһ шәһирини мәһкәм қилип ясиди.
18 U waⱪitta Asa Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki hǝzinilǝrdǝ ⱪalƣan barliⱪ altun-kümüx wǝ padixaⱨning ordisidiki hǝzinilǝrdǝ ⱪalƣan altun-kümüxni elip hizmǝtkarlirining ⱪoliƣa tapxurdi; andin Asa padixaⱨ ularni Dǝmǝxⱪtǝ turuxluⱪ Suriyǝ padixaⱨi Ⱨezionning nǝwrisi, Tabrimmonning oƣli Bǝn-Ⱨadadⱪa ǝwǝtti wǝ xular bilǝn bu hǝwǝrni yǝtküzüp: —
У вақитта Аса Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләрдә қалған барлиқ алтун-күмүч вә падишаниң ордисидики ғәзниләрдә қалған алтун-күмүчни елип хизмәткарлириниң қолиға тапшурди; андин Аса падиша уларни Дәмәшқтә турушлуқ Сурийә падишаси Һезионниң нәвриси, Табриммонниң оғли Бән-Һададқа әвәтти вә шулар билән бу хәвәрни йәткүзүп: —
19 «Mening atam bilǝn silining atilirining arisida bolƣandǝk mǝn bilǝn silining arilirida bir ǝⱨdǝ bolsun. Mana, siligǝ kümüx bilǝn altundin ⱨǝdiyǝ ǝwǝttim; ǝmdi Israilning padixaⱨi Baaxa bilǝn bolƣan ǝⱨdiliridin ⱪollirini üzsilǝ; xuning bilǝn u meni ⱪamal ⱪilixtin ⱪol üzsun» — dedi.
«Мениң атам билән силиниң атилириниң арисида болғандәк мән билән силиниң арилирида бир әһдә болсун. Мана, силигә күмүч билән алтундин һәдийә әвәттим; әнди Исраилниң падишаси Бааша билән болған әһдилиридин қоллирини үзсилә; шуниң билән у мени қамал қилиштин қол үзсун» — деди.
20 Bǝn-Ⱨadad Asa padixaⱨning sɵzigǝ kirip, ɵz ⱪoxunining sǝrdarlirini Israilning xǝⱨǝrlirigǝ ⱨujum ⱪilixⱪa ǝwǝtip, Ijon, Dan, Bǝyt-Maaⱪaⱨdiki Abǝl, pütkül Kinnǝrǝt yurti bilǝn Naftalining pütkül zeminini beⱪindurdi.
Бән-Һадад Аса падишаниң сөзигә кирип, өз қошуниниң сәрдарлирини Исраилниң шәһәрлиригә һуҗум қилишқа әвәтип, Иҗон, Дан, Бәйт-Маақаһдики Абәл, пүткүл Киннәрәт жути билән Нафталиниң пүткүл зиминини беқиндурди.
21 Baaxa bu hǝwǝrni anglap, Ramaⱨ istiⱨkamini yasaxtin ⱪolini yiƣip, Tirzaⱨⱪa berip turdi.
Бааша бу хәвәрни аңлап, Рамаһ истиһкамини ясаштин қолини жиғип, Тирзаһқа берип турди.
22 Asa padixaⱨ bolsa pütkül Yǝⱨudaning adǝmlirini ⱨeqbirini ⱪoymay qaⱪirip yiƣdi; ular Baaxa Ramaⱨ xǝⱨirini yasaxⱪa ixlǝtkǝn taxlar bilǝn yaƣaqlarni Ramaⱨtin toxup elip kǝtti. Asa padixaⱨ muxularni ixlitip Binyamin zeminidiki Gebani wǝ Mizpaⱨni mǝⱨkǝm ⱪilip yasidi.
Аса падиша болса пүткүл Йәһуданиң адәмлирини һеч бирини қоймай чақирип жиғди; улар Бааша Рамаһ шәһирини ясашқа ишләткән ташлар билән яғачларни Рамаһтин тошуп елип кәтти. Аса падиша мошуларни ишлитип Бинямин зиминидики Гебани вә Мизпаһни мәһкәм қилип ясиди.
23 Əmdi Asaning baxⱪa ixliri, uning zor ⱪudriti, uning ⱪilƣinining ⱨǝmmisi, xundaⱪla yasiƣan xǝⱨǝrlǝr toƣrisida «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi? Lekin ⱪeriƣanda, uning putida bir kesǝl pǝyda boldi.
Әнди Асаниң башқа ишлири, униң зор қудрити, униң қилғининиң һәммиси, шундақла ясиған шәһәрләр тоғрисида «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? Лекин қериғанда, униң путида бир кесәл пәйда болди.
24 Asa ɵz ata-bowiliri arisida uhlidi wǝ Dawutning xǝⱨiridǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Andin uning oƣli Yǝⱨoxafat ornida padixaⱨ boldi.
Аса өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Давутниң шәһиридә дәпнә қилинди. Андин униң оғли Йәһошафат орнида падиша болди.
25 Yǝⱨudaning padixaⱨi Asaning sǝltǝnitining ikkinqi yilida Yǝroboamning oƣli Nadab Israil üstigǝ ⱨɵküm sürüxkǝ baxlidi; u Israilƣa ikki yil padixaⱨ boldi.
Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида Йәробоамниң оғли Надаб Исраил үстигә һөкүм сүрүшкә башлиди; у Исраилға икки жил падиша болди.
26 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilip atisining yolida mengip, atisining Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan gunaⱨlirida mangdi.
У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип атисиниң йолида меңип, атисиниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналирида маңди.
27 Lekin Issakar jǝmǝtidin bolƣan Ahiyaⱨning oƣli Baaxa uningƣa ⱪǝst ⱪilip, uni Filistiylǝrning tǝwǝsidiki Gibbetonda ɵltürdi. Xu qaƣda Nadab pütün Israillar bilǝn birliktǝ Gibbetonƣa ⱪorxap ⱨujum ⱪiliwatatti.
Лекин Иссакар җәмәтидин болған Ахияһниң оғли Бааша униңға қәст қилип, уни Филистийләрниң тәвәсидики Гиббетонда өлтүрди. Шу чағда Надаб пүтүн Исраиллар билән бирликтә Гиббетонға қоршап һуҗум қиливататти.
28 Yǝⱨuda padixaⱨi Asaning sǝltǝnitining üqinqi yilida Baaxa Nadabni ɵltürüp, ɵzi uning ornida padixaⱨ boldi.
Йәһуда падишаси Асаниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида Бааша Надабни өлтүрүп, өзи униң орнида падиша болди.
29 Wǝ xundaⱪ boldiki, u padixaⱨ bolƣanda Yǝroboamning pütkül jǝmǝtini qepip ɵltürdi; Pǝrwǝrdigarning ⱪuli Xiloⱨluⱪ Ahiyaⱨning wasitisi bilǝn eytⱪan sɵzi ǝmǝlgǝ axurulup, u Yǝroboamning jǝmǝtidin nǝpisi barlarni birinimu ⱪoymay pütünlǝy yoⱪatti.
Вә шундақ болдики, у падиша болғанда Йәробоамниң пүткүл җәмәтини чепип өлтүрди; Пәрвәрдигарниң қули Шилоһлуқ Ахияһниң вастиси билән ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, у Йәробоамниң җәмәтидин нәпәси барларни бириниму қоймай пүтүнләй йоқатти.
30 Bu ix Yǝroboamning sadir ⱪilƣan gunaⱨliri ⱨǝm uning Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan gunaⱨliri tüpǝylidin boldi; u xular bilǝn Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini ⱪattiⱪ ⱪozƣiƣanidi.
Бу иш Йәробоамниң садир қилған гуналири һәм униң Исраилни гунаға путлаштурған гуналири түпәйлидин болди; у шулар билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қаттиқ қозғиған еди.
31 Nadabning baxⱪa ixliri bilǝn ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Надабниң башқа ишлири билән қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
32 Asa wǝ Israilning padixaⱨi Baaxa barliⱪ künliridǝ bir-biri bilǝn jǝng ⱪilixip turdi.
Аса вә Исраилниң падишаси Бааша барлиқ күнлиридә бир-бири билән җәң қилишип турди.
33 Yǝⱨudaning padixaⱨi Asaning sǝltǝnitining üqinqi yilida Ahiyaⱨning oƣli Baaxa pütün Israil üstigǝ Tirzaⱨta ⱨɵküm sürüxkǝ baxlidi; u yigirmǝ tɵt yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йәһуданиң падишаси Асаниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида Ахияһниң оғли Бааша пүтүн Исраил үстигә Тирзаһта һөкүм сүрүшкә башлиди; у жигирмә төрт жил сәлтәнәт қилди.
34 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi; u Yǝroboamning yolida yürüp, Israilni gunaⱨⱪa patⱪuzƣan gunaⱨida mangdi.
У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Йәробоамниң йолида жүрүп, Исраилни гунаға патқузған гунайида маңди.

< Padixaⱨlar 1 15 >