< Padixaⱨlar 1 10 >

1 Xebaning ayal padixaⱨi bolsa Sulaymanning Pǝrwǝrdigarning nami bilǝn baƣlinixliⱪ bolƣan dangⱪ-xɵⱨritini anglap, uni ⱪiyin qigix-soallar bilǝn siniƣili kǝldi.
Шебаниң аял падишаси болса Сулайманниң Пәрвәрдигарниң нами билән бағлинишлиқ болған даңқ-шөһритини аңлап, уни қийин чигиш-соаллар билән синиғили кәлди.
2 U huxbuy buyumlar, intayin tola altun wǝ yaⱪut-gɵⱨǝrlǝr artilƣan tɵgilǝrni elip, qong dǝbdǝbǝ bilǝn Yerusalemƣa kǝldi. Sulaymanning ⱪexiƣa kǝlgǝndǝ ɵz kɵngligǝ pükkǝn ⱨǝmmǝ ix toƣruluⱪ uning bilǝn sɵzlǝxti.
У хушбуй буюмлар, интайин тола алтун вә яқут-гөһәрләр артилған төгиләрни елип, чоң дәбдәбә билән Йерусалимға кәлди. Сулайманниң қешиға кәлгәндә өз көңлигә пүккән һәммә иш тоғрилиқ униң билән сөзләшти.
3 Sulayman uning ⱨǝmmǝ soriƣanliriƣa jawab bǝrdi. Ⱨeqnemǝ padixaⱨⱪa ⱪarangƣu ǝmǝs idi, bǝlki ⱨǝmmisidǝ uningƣa jawab bǝrdi.
Сулайман униң һәммә сориғанлириға җавап бәрди. Һеч немә падишаға қараңғу әмәс еди, бәлки һәммисидә униңға җавап бәрди.
4 Xebaning ayal padixaⱨi Sulaymanning danaliⱪiƣa, yasiƣan orda-sarayƣa,
Шебаниң аял падишаси Сулайманниң даналиғиға, ясиған орда-сарайға,
5 dastihandiki taamlarƣa, ǝmǝldarlarning ⱪatar-ⱪatar olturuxliriƣa, hizmǝtkarlirining ⱪatar-ⱪatar turuxliriƣa, ularning kiygǝn kiyimlirigǝ, uning saⱪiyliriƣa wǝ uning Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ atap sunƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪliriƣa ⱪarap, üni iqigǝ qüxüp kǝtti.
дәстихандики таамларға, әмәлдарларниң қатар-қатар олтиришлириға, хизмәткарлириниң қатар-қатар турушлириға, уларниң кийгән кийимлиригә, униң сақийлириға вә униң Пәрвәрдигарниң өйидә атап сунған көйдүрмә қурбанлиқлириға қарап, үни ичигә чүшүп кәтти.
6 U padixaⱨⱪa: — Mǝn ɵz yurtumda silining ixliri wǝ danaliⱪliri toƣrisida angliƣan hǝwǝr rast ikǝn;
У падишаға: — Мән өз жутумда силиниң ишлири вә даналиқлири тоғрисида аңлиған хәвәр раст екән;
7 Əmma mǝn kelip ɵz kɵzlirim bilǝn kɵrmigüqǝ bu sɵzlǝrgǝ ixǝnmigǝnidim; wǝ mana, mǝn yeriminimu anglimiƣan ikǝnmǝn; silining danaliⱪliri bilǝn bǝrikǝt-bayaxatliⱪliri mǝn angliƣan hǝwǝrdin ziyadǝ ikǝn.
Амма мән келип өз көзлирим билән көрмигичә бу сөзләргә ишәнмигән едим; вә мана, мән йериминиму аңлимиған екәнмән; силиниң даналиқлири билән бәрикәт-баяшатлиқлири мән аңлиған хәвәрдин зиядә екән.
8 Silining adǝmliri nemidegǝn bǝhtlik-ⱨǝ! Ⱨǝmixǝ silining aldilirida turup danaliⱪlirini anglaydiƣan bu hizmǝtkarlar nǝⱪǝdǝr bǝhtliktur!
Силиниң адәмлири немидегән бәхитлик-һә! Һемишә силиниң алдилирида туруп даналиқлирини аңлайдиған бу хизмәткарлар нәқәдәр бәхитликтур!
9 Silidin sɵyüngǝn, silini Israilning tǝhtigǝ olturƣuzƣan Pǝrwǝrdigar Hudaliri mubarǝktur! Pǝrwǝrdigar Israilƣa mǝnggülük baƣliƣan muⱨǝbbiti üqün, U silini toƣra ⱨɵküm wǝ adalǝt sürgili padixaⱨ ⱪildi, dedi.
Силидин сөйүнгән, силини Исраилниң тәхтигә олтарғузған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! Пәрвәрдигар Исраилға мәңгүлүк бағлиған муһәббити үчүн, У силини тоғра һөкүм вә адаләт сүргили падиша қилди, деди.
10 U padixaⱨⱪa bir yüz yigirmǝ talant altun, intayin kɵp huxbuy buyumlar wǝ yaⱪut-gɵⱨǝrlǝrni sowƣa ⱪildi. Xebaning ayal padixaⱨi Sulayman padixaⱨⱪa sunƣan xunqǝ zor miⱪdardiki huxbuy buyumlar uningdin keyin ⱨeq kɵrüngǝn ǝmǝs
У падишаға бир йүз жигирмә талант алтун, интайин көп хушбуй буюмлар вә яқут-гөһәрләрни соға қилди. Шебаниң аял падишаси Сулайман падишаға сунған шунчә зор миқдардики хушбуй буюмлар униңдин кейин һеч көрүнгән әмәс
11 (Ⱨiramning Ofirdin altun ǝpkelidiƣan kemilirimu Ofirdin yǝnǝ intayin zor miⱪdardiki sǝndǝl yaƣiqi wǝ yaⱪut-gɵⱨǝrlǝrni elip kǝldi.
(Һирамниң Офирдин алтун әпкелидиған кемилириму Офирдин йәнә интайин зор миқдардики сәндәл яғичи вә яқут-гөһәрләрни елип кәлди.
12 Padixaⱨ sǝndǝl yaƣiqidin Pǝrwǝrdigarning ɵyi üqün wǝ padixaⱨning ordisi üqün pǝlǝmpǝy-salasunlar yasatti ⱨǝm nǝƣmǝ-nawaqilar üqün qiltarlar wǝ sazlarni xuningdin yasatti. Xu waⱪittin keyin xundaⱪ zor miⱪdardiki esil sǝndǝl yaƣiqi bu waⱪitⱪiqǝ ⱨeq kǝltürülmidi ya kɵrülüp baⱪmidi).
Падиша сәндәл яғичидин Пәрвәрдигарниң өйи үчүн вә падишаниң ордиси үчүн пәләмпәй-саласунлар ясатти һәм нәғмә-навачилар үчүн чилтарлар вә сазларни шуниңдин ясатти. Шу вақиттин кейин шундақ зор миқдардики есил сәндәл яғичи бу вақитқичә һеч кәлтүрүлмиди я көрүлүп бақмиди).
13 Sulayman padixaⱨ Xebaning ayal padixaⱨiƣa ɵz xaⱨanǝ sahawitidin bǝrgǝndin baxⱪa, ayal padixaⱨning kɵngli tartⱪan ⱨǝmmini — nemǝ sorisa, xuni bǝrdi; andin u hizmǝtkarliri bilǝn yolƣa qiⱪip ɵz yurtiƣa ⱪaytip kǝtti.
Сулайман падиша Шебаниң аял падишасиға өз шаһанә сахавитидин бәргәндин башқа, аял падишаниң көңли тартқан һәммини — немә сориса, шуни бәрди; андин у хизмәткарлири билән йолға чиқип өз жутиға қайтип кәтти.
14 Sulaymanƣa ⱨǝr yili kǝltürülgǝn altunning ɵzi altǝ yüz atmix altǝ talant idi.
Сулайманға һәр жили кәлтүрүлгән алтунниң өзи алтә йүз атмиш алтә талант еди.
15 Bu kirimdin baxⱪa, tijarǝtqilǝrdin, oⱪǝtqilǝrning sodisidin, barliⱪ Ərǝbiyǝ padixaⱨliridin wǝ ɵz zeminidiki ǝmǝldarlardin ⱨǝm altun kǝltürüldi.
Бу киримдин башқа, тиҗарәтчиләрдин, оқәтчиләрниң содисидин, барлиқ Әрәбийә падишалиридин вә өз зиминидики әмәлдарлардин һәм алтун кәлтүрүлди.
16 Sulayman padixaⱨ ikki yüz qong siparni soⱪturdi wǝ ⱨǝr siparƣa altǝ yüz xǝkǝl altun kǝtti;
Сулайман падиша икки йүз чоң сипарни соқтурди вә һәр сипарға алтә йүз шәкәл алтун кәтти;
17 xundaⱪla üq yüz ⱪalⱪanni yapilaⱪlanƣan altundin yasidi; ⱨǝrbir ⱪalⱪanni yasaxⱪa üq mina altun ixlitildi; padixaⱨ ularni «Liwan ormini sariyi»ƣa esip ⱪoydi.
шундақла үч йүз қалқанни япилақланған алтундин ясиди; һәр бир қалқанни ясашқа үч мина алтун ишлитилди; падиша уларни «Ливан ормини сарийи»ға есип қойди.
18 Padixaⱨ pil qixliridin qong bir tǝhtni yasap, uni tawlanƣan altun bilǝn ⱪaplatti.
Падиша пил чишлиридин чоң бир тәхтни ясап, уни тавланған алтун билән қаплатти.
19 Tǝhtning altǝ ⱪǝwǝtlik pǝlǝmpiyi bar idi. Tǝhtning bax yɵlǝnqüki yumilaⱪ bolup, orunduⱪning ikki yenida tayanƣuqisi bar idi, ⱨǝrbir tayanƣuqning yenida birdin ɵrǝ turƣan xirning ⱨǝykili bar idi.
Тәхтниң алтә қәвәтлик пәләмпийи бар еди. Тәхтниң баш йөләнчүки жумилақ болуп, орундуқниң икки йенида таянғучиси бар еди, һәр бир таянғучниң йенида бирдин өрә турған ширниң һәйкили бар еди.
20 Altǝ ⱪǝwǝtlik pǝlǝmpǝyning üstidǝ, ong wǝ sol tǝripidǝ ɵrǝ turƣan on ikki xirning ⱨǝykili bolup, ⱨǝrbir basⱪuqning ong-sol tǝripidǝ birdin bar idi; baxⱪa ⱨeqⱪandaⱪ ǝldǝ uningƣa ohxax yasalƣini yoⱪ idi.
Алтә қәвәтлик пәләмпәйниң үстидә, оң вә сол тәрипидә өрә турған он икки ширниң һәйкили болуп, һәр бир басқучниң оң-сол тәрипидә бирдин бар еди; башқа һеч қандақ әлдә униңға охшаш ясалғини йоқ еди.
21 Sulayman padixaⱨning barliⱪ jam-piyaliliri altundin yasalƣan; «Liwan ormini sariyi»diki barliⱪ ⱪaqa-ⱪuqilar tawlanƣan altundin yasalƣan; ularning ⱨeqⱪaysisi kümüxtin yasalmiƣan; Sulaymanning künliridǝ kümüx ⱨeqnemigǝ ǝrzimǝytti.
Сулайман падишаниң барлиқ җам-пиялилири алтундин ясалған; «Ливан ормини сарийи»дики барлиқ қача-қучилар тавланған алтундин ясалған; уларниң һеч қайсиси күмүчтин ясалмиған; Сулайманниң күнлиридә күмүч һеч немигә әрзимәйтти.
22 Qünki padixaⱨⱪa ⱪaraxliⱪ dengizda yüridiƣan, Ⱨiramning kemilirigǝ ⱪoxulup «Tarxix kemǝ» ǝtritimu bar idi; «Tarxix kemǝ ǝtriti» üq yilda bir ⱪetim kelip altun-kümüx, pil qixliri, maymunlar wǝ tozlarni ǝkelǝtti.
Чүнки падишаға қарашлиқ деңизда жүридиған, Һирамниң кемилиригә қошулуп «Таршиш кемә» әтритиму бар еди; «Таршиш кемә әтрити» үч жилда бир қетим келип алтун-күмүч, пил чишлири, маймунлар вә тозларни әкеләтти.
23 Sulayman padixaⱨ yǝr yüzidiki barliⱪ padixaⱨlardin bayliⱪta wǝ danaliⱪta üstün idi.
Сулайман падиша йәр йүзидики барлиқ падишалардин байлиқта вә даналиқта үстүн еди.
24 Huda Sulaymanning kɵngligǝ salƣan danaliⱪni anglax üqün yǝr yüzidikilǝr ⱨǝmmisi uning bilǝn didarlixix arzusi bilǝn kelǝtti.
Худа Сулайманниң көңлигә салған даналиқни аңлаш үчүн йәр йүзидикиләр һәммиси униң билән дидарлишиш арзуси билән келәтти.
25 Kǝlgǝnlǝrning ⱨǝmmisi ɵz sowƣitini elip kelǝtti; yǝni kümüx ⱪaqa-ⱪuqilar, altun ⱪaqa-ⱪuqilar, kiyim-keqǝklǝr, dubulƣa-sawutlar, tetitⱪular, atlar wǝ ⱪeqirlarni elip kelǝtti. Ular ⱨǝr yili bǝlgilik miⱪdarda xundaⱪ ⱪilatti.
Кәлгәнләрниң һәммиси өз соғитини елип келәтти; йәни күмүч қача-қучилар, алтун қача-қучилар, кийим-кечәкләр, дубулға-савутлар, тетитқулар, атлар вә қечирларни елип келәтти. Улар һәр жили бәлгүлик миқдарда шундақ қилатти.
26 Wǝ Sulayman jǝng ⱨarwiliri wǝ atliⱪ ǝskǝrlǝrni yiƣdi; uning bir ming tɵt yüz jǝng ⱨarwisi, on ikki ming atliⱪ ǝskiri bar idi; u ularni «jǝng ⱨarwisi xǝⱨǝrliri»gǝ wǝ ɵzi turuwatⱪan Yerusalemƣa orunlaxturdi.
Вә Сулайман җәң һарвулири вә атлиқ әскәрләрни жиғди; униң бир миң төрт йүз җәң һарвуси, он икки миң атлиқ әскири бар еди; у уларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә вә өзи туруватқан Йерусалимға орунлаштурди.
27 Padixaⱨ Yerusalemda kümüxni taxtǝk kɵp, kedir dǝrǝhlirini jǝnubiy tüzlǝngliktiki üjmǝ dǝrǝhlirigǝ ohxax nurƣun ⱪildi.
Падиша Йерусалимда күмүчни таштәк көп, кедир дәрәқлирини җәнубий түзләңликтики үҗмә дәрәқлиригә охшаш нурғун қилди.
28 Sulayman alƣan atlar Misirdin wǝ Kuwǝdin idi; padixaⱨning tijarǝtqiliri ularni Kuwǝdin bekitilgǝn baⱨada alatti.
Сулайман алған атлар Мисирдин вә Кувәдин еди; падишаниң тиҗарәтчилири уларни Кувәдин бекитилгән баһада алатти.
29 Misirdin elip kǝlgǝn bir jǝng ⱨarwisining baⱨasi altǝ yüz kümüx tǝnggǝ, ⱨǝr at bolsa yüz ǝllik tǝnggǝ idi; wǝ ular yǝnǝ Ⱨittiylarning padixaⱨliri ⱨǝm Suriyǝ padixaⱨliri üqünmu ohxax baⱨada elip qiⱪti.
Мисирдин елип кәлгән бир җәң һарвусиниң баһаси алтә йүз күмүч тәңгә, һәр ат болса йүз әллик тәңгә еди; вә улар йәнә Һиттийларниң падишалири һәм Сурийә падишалири үчүнму охшаш баһада елип чиқти.

< Padixaⱨlar 1 10 >