< Tarih-tǝzkirǝ 1 9 >

1 Pütkül Israillar nǝsǝb boyiqǝ tizimƣa elinƣanidi. Mana, ular «Israil padixaⱨlirining hatirisi» degǝn kitabƣa pütülgǝndur.
Пүткүл Исраиллар нәсәб бойичә тизимға елинған еди. Мана, улар «Исраил падишалириниң хатириси» дегән китапға пүтүлгәндур.
2 Yǝⱨudalar bolsa asiyliⱪ ⱪilƣanliⱪidin Babilƣa sürgün ⱪilinƣan. Ⱨǝmmidin awwal ⱪaytip kelip ɵz zemini wǝ ɵz xǝⱨǝrlirigǝ makanlaxⱪanlar bolsa bir ⱪisim Israillar, kaⱨinlar, Lawiylar wǝ ibadǝthana hizmǝtkarliri idi.
Йәһудалар болса асийлиқ қилғанлиғидин Бабилға сүргүн қилинған. Һәммидин авал қайтип келип өз зимини вә өз шәһәрлиригә маканлашқанлар болса бир қисим Исраиллар, каһинлар, Лавийлар вә ибадәтхана хизмәткарлири еди.
3 Yerusalemƣa makanlaxⱪanlar bolsa Yǝⱨuda ⱪǝbilisi, Binyamin ⱪǝbilisi, Əfraim ⱪǝbilisi wǝ Manassǝⱨ ⱪǝbilisidin bir ⱪisimliri idi.
Йерусалимға маканлашқанлар болса Йәһуда қәбилиси, Бинямин қәбилиси, Әфраим қәбилиси вә Манассәһ қәбилисидин бир қисимлири еди.
4 Ularning iqidǝ Yǝⱨudaning oƣli Pǝrǝzning ǝwladliridin Utay bar idi; Utay Ammiⱨudning oƣli, Ammiⱨud Omrining oƣli, Omri Imrining oƣli, Imri Banining oƣli idi.
Уларниң ичидә Йәһуданиң оғли Пәрәзниң әвлатлиридин Утай бар еди; Утай Аммиһудниң оғли, Аммиһуд Омриниң оғли, Омри Имриниң оғли, Имри Баниниң оғли еди.
5 Xiloⱨning ǝwladliri iqidǝ uning tunji oƣli Asaya wǝ uning oƣulliri bar idi.
Шилоһниң әвлатлири ичидә униң тунҗа оғли Асая вә униң оғуллири бар еди.
6 Zǝraⱨning ǝwladliridin Yǝuel wǝ ularning uruⱪ-tuƣⱪanliri bolup jǝmiy altǝ yüz toⱪsan adǝm bar idi.
Зәраһниң әвлатлиридин Йәуел вә уларниң уруқ-туққанлири болуп җәмий алтә йүз тохсән адәм бар еди.
7 Binyaminning ǝwladliri iqidǝ Ⱨassinuaⱨning ǝwrisi, Ⱨodawiyaning nǝwrisi, Mǝxullamning oƣli Sallu bar idi;
Биняминниң әвлатлири ичидә Һассинуаһниң әвриси, Һодавияниң нәвриси, Мәшулламниң оғли Саллу бар еди;
8 yǝnǝ Yǝroⱨamning oƣli Yibniya, Mikrining nǝwrisi, Uzzining oƣli Elaⱨ wǝ Ibiniyaning ǝwrisi, Reuǝlning nǝwrisi, Xǝfatiyaning oƣli Mǝxullam
йәнә Йәроһамниң оғли Йибния, Микриниң нәвриси, Уззиниң оғли Елаһ вә Ибинияниң әвриси, Реуәлниң нәвриси, Шәфатияниң оғли Мәшуллам
9 ⱨǝmdǝ ularning uruⱪ-tuƣⱪanliri bar idi; ular nǝsǝbnamisi boyiqǝ tizimlanƣanda jǝmiy toⱪⱪuz yüz ǝllik altǝ adǝm idi. Yuⱪirida tilƣa elinƣanlar ɵz jǝmǝtigǝ jǝmǝt bexi idi.
һәмдә уларниң уруқ-туққанлири бар еди; улар нәсәбнамиси бойичә тизимланғанда җәмий тоққуз йүз әллик алтә адәм еди. Жуқирида тилға елинғанлар өз җәмәтигә җәмәт беши еди.
10 Kaⱨinlar iqidǝ Yǝdaya, Yǝⱨoyarib, Yaⱪin wǝ
Каһинлар ичидә Йәдая, Йәһояриб, Яқин вә
11 Azariya bar idi. Azariya Hudaning ɵyini baxⱪurƣuqi bolup, Ⱨilⱪiyaning oƣli, Ⱨilⱪiya Mǝxullamning oƣli, Mǝxullam Zadokning oƣli, Zadok Merayotning oƣli, Merayot Ahitubning oƣli idi.
Азария бар еди. Азария Худаниң өйини башқурғучи болуп, Һилқияниң оғли, Һилқия Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Задокниң оғли, Задок Мерайотниң оғли, Мерайот Ахитубниң оғли еди.
12 Yǝnǝ Malkiyaning ǝwrisi, Paxhurning nǝwrisi, Yǝroⱨamning oƣli Adaya ⱨǝmdǝ Adiyǝlning oƣli Maasay bar idi; Adiyǝl Yaⱨzǝraⱨning oƣli, Yaⱨzǝraⱨ Mǝxullamning oƣli, Mǝxullam Mǝxillemitning oƣli, Mǝxillemit Immǝrning oƣli idi.
Йәнә Малкияниң әвриси, Пашхурниң нәвриси, Йәроһамниң оғли Адая һәмдә Адийәлниң оғли Маасай бар еди; Адийәл Яһзәраһниң оғли, Яһзәраһ Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Мәшиллемитниң оғли, Мәшиллемит Иммәрниң оғли еди.
13 Ularning ⱪerindaxliri ⱨǝmmisi jǝmǝt baxliri bolup, jǝmiy bir ming yǝttǝ yüz atmix adǝm idi; ularning ⱨǝmmisi Hudaning ɵyidiki hizmǝtlǝrni ⱪilixⱪa bekitilgǝn iⱪtidarliⱪ kixilǝr idi.
Уларниң қериндашлири һәммиси җәмәт башлири болуп, җәмий бир миң йәттә йүз атмиш адәм еди; уларниң һәммиси Худаниң өйидики хизмәтләрни қилишқа бекитилгән иқтидарлиқ кишиләр еди.
14 Lawiy ⱪǝbilisidin Mǝrarining ǝwladliri iqidǝ Ⱨaxabiyaning ǝwrisi, Azrikamning nǝwrisi, Ⱨaxxubning oƣli Xemaya bar idi;
Лавий қәбилисидин Мәрариниң әвлатлири ичидә Һашабияниң әвриси, Азрикамниң нәвриси, Һашшубниң оғли Шемая бар еди;
15 Yǝnǝ Baⱪbaⱪⱪar, Ⱨǝrǝx, Galal wǝ Asafning ǝwrisi, Zikrining nǝwrisi, Mikaning oƣli Mattaniya;
Йәнә Бақбаққар, Һәрәш, Галал вә Асафниң әвриси, Зикриниң нәвриси, Миканиң оғли Маттания;
16 yǝnǝ Yǝdutunning ǝwrisi, Galalning nǝwrisi, Xemayaning oƣli Obadiya ⱨǝmdǝ Əlkanaⱨning nǝwrisi, Asaning oƣli Bǝrǝkiya bar idi; bularning ⱨǝmmisi Nitofatliⱪlarning yeza-kǝntlirigǝ makanlaxⱪanidi.
йәнә Йәдутунниң әвриси, Галалниң нәвриси, Шемаяниң оғли Обадия һәмдә Әлканаһниң нәвриси, Асаниң оғли Бәрәкия бар еди; буларниң һәммиси Нитофатлиқларниң йеза-кәнтлиригә маканлашқан еди.
17 Dǝrwaziwǝnlǝr Xallum, Aⱪⱪub, Talmon, Ahiman wǝ ularning ⱪerindaxliri idi; Xallum ularning bexi idi.
Дәрвазивәнләр Шаллум, Аққуб, Талмон, Ахиман вә уларниң қериндашлири еди; Шаллум уларниң беши еди.
18 Ular taki ⱨazirƣiqǝ xǝrⱪ tǝrǝptiki «padixaⱨning dǝrwazisi»da [dǝrwaziwǝnlik] ⱪilip kǝlmǝktǝ; ular ilgiri Lawiylarning qedirgaⱨida dǝrwaziwǝnlik ⱪilƣanidi.
Улар таки һазирғичә шәриқ тәрәптики «падишаниң дәрвазиси»да [дәрвазивәнлик] қилип кәлмәктә; улар илгири Лавийларниң чедиргаһида дәрвазивәнлик қилған еди.
19 Korǝning ǝwrisi, Ebiasafning nǝwrisi, Koraⱨning oƣli Xallum ⱨǝmdǝ uning atisining jǝmǝtidiki ⱪerindaxliri bolƣan Koraⱨiylar [Hudaning ɵyining] hizmitini baxⱪuratti, qedirning ixiklirini baⱪatti; ularning ata-bowiliri ǝslidǝ Pǝrwǝrdigarning qedirgaⱨini baxⱪuruxⱪa ⱪoyulƣan, [ibadǝt] qedirining ixikini baⱪⱪanidi.
Корәниң әвриси, Ебиасафниң нәвриси, Кораһниң оғли Шаллум һәмдә униң атисиниң җәмәтидики қериндашлири болған Кораһийлар [Худаниң өйиниң] хизмитини башқуратти, чедирниң ишиклирини бақатти; уларниң ата-бовилири әслидә Пәрвәрдигарниң чедиргаһини башқурушқа қоюлған, [ибадәт] чедириниң ишигини баққан еди.
20 Ilgiri Əliazarning oƣli Finiⱨas ularning yolbaxqisi bolƣan; Pǝrwǝrdigar uning bilǝn billǝ bolƣan.
Илгири Әлиазарниң оғли Финиһас уларниң йолбашчиси болған; Пәрвәрдигар униң билән биллә болған.
21 Mǝxǝlǝmiyaning oƣli Zǝkǝriya bolsa jamaǝt qedirining dǝrwaziwǝni bolƣanidi.
Мәшәләмияниң оғли Зәкәрия болса җамаәт чедириниң дәрвазивәни болған еди.
22 Dǝrwaziwǝnlikkǝ tallanƣan bu kixilǝr jǝmiy ikki yüz on ikki kixi idi; ular ɵz yeza-kǝntliridǝ, nǝsǝbliri boyiqǝ tizimlanƣan (ǝslidǝ Dawut wǝ aldin kɵrgüqi Samuil ularni amanǝt ⱪilinƣan wǝzipilirigǝ bekitkǝnidi.
Дәрвазивәнликкә талланған бу кишиләр җәмий икки йүз он икки киши еди; улар өз йеза-кәнтлиридә, нәсәблири бойичә тизимланған (әслидә Давут вә алдин көргүчи Самуил уларни аманәт қилинған вәзипилиригә бекиткән еди.
23 Ular wǝ ularning ǝwladliri Pǝrwǝrdigarning ɵyi, yǝni muⱪǝddǝs qedirning ixik-dǝrwazilirini beⱪixⱪa bekitilgǝnidi).
Улар вә уларниң әвлатлири Пәрвәрдигарниң өйи, йәни муқәддәс чедирниң ишик-дәрвазилирини беқишқа бекитилгән еди).
24 Xǝrⱪiy, ƣǝrbiy, ximaliy wǝ jǝnubiy ixik-dǝrwazilirida dǝrwaziwǝnlǝr bekitilgǝnidi.
Шәрқий, ғәрбий, шималий вә җәнубий ишик-дәрвазилирида дәрвазивәнләр бекитилгән еди.
25 Ularning yeza-kǝntlǝrdǝ olturuxluⱪ ⱪerindaxliri bolsa ⱨǝr yǝttǝ kündǝ nɵwǝt boyiqǝ kelip ular bilǝn birgǝ hizmǝttǝ bolatti.
Уларниң йеза-кәнтләрдә олтиришлиқ қериндашлири болса һәр йәттә күндә нөвәт бойичә келип улар билән биргә хизмәттә болатти.
26 Tɵt dǝrwaziwǝn begi Lawiylardin idi; ularƣa tapxurulƣini Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki ambar-hǝzinilǝrni beⱪix idi.
Төрт дәрвазивән беги Лавийлардин еди; уларға тапшурулғини Пәрвәрдигарниң өйидики амбар-ғәзниләрни беқиш еди.
27 Beⱪix mǝs’uliyiti ularning üstidǝ bolƣaqⱪa, ular keqidǝ Pǝrwǝrdigarning ɵyining ǝtrapidiki orunlirida turatti ⱨǝmdǝ ⱨǝr küni ǝtigǝndǝ ixik-dǝrwazilarni eqixⱪa mǝs’ul idi.
Беқиш мәсъулийити уларниң үстидә болғачқа, улар кечидә Пәрвәрдигарниң өйиниң әтрапидики орунлирида туратти һәмдә һәр күни әтигәндә ишик-дәрвазиларни ечишқа мәсъул еди.
28 Ulardin bir ⱪismi [ibadǝthana] hizmitidǝ ixlitilidiƣan ǝswab-üskünilǝrgǝ mǝs’ul idi; ular sanap ǝpqiⱪip, sanap ǝpkirip ⱪoyatti.
Улардин бир қисми [ибадәтхана] хизмитидә ишлитилидиған әсвап-үскүниләргә мәсъул еди; улар санап әпчиқип, санап әпкирип қоятти.
29 Ularning yǝnǝ bir ⱪismi tapxurulƣini boyiqǝ ⱪaqa-ⱪuqilar wǝ muⱪǝddǝs jaydiki barliⱪ ǝswab-üskünilǝr, xundaⱪla aⱪ un, xarab, zǝytun meyi, mǝstiki wǝ huxbuy buyumlarƣa mǝs’ul idi.
Уларниң йәнә бир қисми тапшурулғини бойичә қача-қучилар вә муқәддәс җайдики барлиқ әсвап-үскүниләр, шундақла ақ ун, шарап, зәйтун мейи, мәстики вә хушбуй буюмларға мәсъул еди.
30 Kaⱨinlarning oƣulliridin bǝzilǝr huxbuy buyumlardin ǝtir yasaytti.
Каһинларниң оғуллиридин бәзиләр хушбуй буюмлардин әтир ясайтти.
31 Lawiylardin Mattitiyaⱨ, yǝni Koraⱨiylardin Xallumning tunji oƣlining wǝzipisi ⱪazan neni etixkǝ mǝs’ul idi.
Лавийлардин Маттитияһ, йәни Кораһийлардин Шаллумниң тунҗа оғлиниң вәзиписи қазан нени етишкә мәсъул еди.
32 Ularning ⱪerindaxliri, Koⱨatning ǝwladliri iqidǝ «tǝⱪdim nan»ƣa mǝs’ul bolup, ⱨǝr xabat küni tizidiƣanƣa nanlarni tǝyyarlaytti.
Уларниң қериндашлири, Коһатниң әвлатлири ичидә «тәқдим нан»ға мәсъул болуп, һәр шабат күни тизидиғанға нанларни тәйярлайтти.
33 Lawiylarning jǝmǝt baxliri bolƣan nǝƣmiqilǝr ibadǝthanidiki ɵylǝrdǝ turup, baxⱪa hizmǝtlǝrni ⱪilmay, keqǝ-kündüz ɵz ixliri bilǝnla bolatti.
Лавийларниң җәмәт башлири болған нәғмичиләр ибадәтханидики өйләрдә туруп, башқа хизмәтләрни қилмай, кечә-күндүз өз ишлири биләнла болатти.
34 Yuⱪiridiki kixilǝrning ⱨǝmmisi Lawiylar iqidiki yolbaxqilar bolup, ⱨǝmmisi ɵz nǝsǝbi boyiqǝ jǝmǝt bexi idi; bularning ⱨǝmmisi Yerusalemda turatti.
Жуқиридики кишиләрниң һәммиси Лавийлар ичидики йолбашчилар болуп, һәммиси өз нәсәби бойичә җәмәт беши еди; буларниң һәммиси Йерусалимда туратти.
35 Gibeonning atisi Jǝiyǝl Gibeonƣa makanlaxⱪanidi. Uning ayalining ismi Maakaⱨ idi.
Гибеонниң атиси Җәийәл Гибеонға маканлашқан еди. Униң аялиниң исми Маакаһ еди.
36 Uning tunji oƣli Abdon, ⱪalƣan oƣulliri Zur, Kix, Baal, Nǝr, Nadab,
Униң тунҗа оғли Абдон, қалған оғуллири Зур, Киш, Баал, Нәр, Надаб,
37 Gedor, Ahiyo, Zǝkǝriya wǝ Miklot idi.
Гедор, Ахийо, Зәкәрия вә Миклот еди.
38 Miklottin Ximeyam tɵrǝlgǝn. Bularmu ɵzlirining ⱪerindaxlirining yenida Yerusalemda ⱪoxna olturuxatti.
Миклоттин Шимеям төрәлгән. Буларму өзлириниң қериндашлириниң йенида Йерусалимда хошна олтиришатти.
39 Nǝrdin Kix tɵrǝlgǝn, Kixtin Saul tɵrǝlgǝn, Sauldin Yonatan, Malkixuya, Abinadab wǝ Ex-Baal tɵrǝlgǝn.
Нәрдин Киш төрәлгән, Киштин Саул төрәлгән, Саулдин Йонатан, Малкишуя, Абинадаб вә Еш-Баал төрәлгән.
40 Merib-Baal Yonatanning oƣli idi; Merib-Baaldin Mikaⱨ tɵrǝlgǝn.
Мериб-Баал Йонатанниң оғли еди; Мериб-Баалдин Микаһ төрәлгән.
41 Mikaⱨning oƣulliri Piton, Mǝlǝk, Taⱨriya wǝ Aⱨaz idi.
Микаһниң оғуллири Питон, Мәләк, Таһрия вә Аһаз еди.
42 Aⱨazdin Yaraⱨ tɵrǝldi; Yaraⱨdin Alǝmǝt, Azmawǝt wǝ Zimri tɵrǝlgǝn. Zimridin Moza tɵrǝlgǝn;
Аһаздин Яраһ төрәлди; Яраһдин Аләмәт, Азмавәт вә Зимри төрәлгән. Зимридин Моза төрәлгән;
43 Mozadin Binea tɵrǝlgǝn; Bineaning oƣli Refaya, Refayaning oƣli Eliasaⱨ, Eliasaⱨning oƣli Azǝl idi.
Мозадин Бинеа төрәлгән; Бинеаниң оғли Рефая, Рефаяниң оғли Елиасаһ, Елиасаһниң оғли Азәл еди.
44 Azǝlning altǝ oƣli bar idi, ularning ismi Azrikam, Bokeru, Ixmail, Xeariya, Obadiya wǝ Ⱨanan idi; bularning ⱨǝmmisi Azǝlning oƣulliri.
Азәлниң алтә оғли бар еди, уларниң исми Азрикам, Бокеру, Ишмаил, Шеария, Обадия вә Һанан еди; буларниң һәммиси Азәлниң оғуллири.

< Tarih-tǝzkirǝ 1 9 >