< Tarih-tǝzkirǝ 1 3 >
1 Dawutning Ⱨebronda tuƣulƣan oƣulliri: tunji oƣli Amnon bolup, Yizrǝǝllik Ahinoamdin bolƣan; ikkinqi oƣli Daniyal Karmǝllik Abigaildin bolƣan;
Давутниң Һебронда туғулған оғуллири: тунҗа оғли Амнон болуп, Йизрәәллик Ахиноамдин болған; иккинчи оғли Даниял Кармәллик Абигаилдин болған;
2 üqinqi oƣli Abxalom Gǝxurning padixaⱨi Talmayning ⱪizi Maakaⱨdin bolƣan; tɵtinqi oƣli Adoniya bolup, Ⱨaggittin bolƣanidi;
үчинчи оғли Абшалом Гәшурниң падишаси Талмайниң қизи Маакаһдин болған; төртинчи оғли Адония болуп, Һаггиттин болған еди;
3 bǝxinqi oƣli Xǝfatiya bolup, Abitaldin bolƣanidi; altinqi oƣli Itriyam bolup, uning ayali Əglaⱨdin bolƣanidi.
бәшинчи оғли Шәфатия болуп, Абиталдин болған еди; алтинчи оғли Итриям болуп, униң аяли Әглаһдин болған еди.
4 Bu altǝ oƣul Dawuttin Ⱨebronda tɵrǝlgǝn; u Ⱨebronda yǝttǝ yil altǝ ay, Yerusalemda bolsa ottuz üq yil sǝltǝnǝt ⱪilƣan.
Бу алтә оғул Давуттин Һебронда төрәлгән; у Һебронда йәттә жил алтә ай, Йерусалимда болса оттуз үч жил сәлтәнәт қилған.
5 Yerusalemda uningƣa Ammiyǝlning ⱪizi Bat-Xuadin bu tɵtǝylǝn tɵrǝlgǝn: ular Ximiya, Xobab, Natan wǝ Sulayman idi.
Йерусалимда униңға Аммийәлниң қизи Бат-Шуадин бу төртәйлән төрәлгән: улар Шимия, Шобаб, Натан вә Сулайман еди.
6 Yǝnǝ Ibⱨar, Əlixama, Əlifǝlǝt,
Йәнә Ибһар, Әлишама, Әлифәләт,
8 Əlixama, Əliyada, Əlifǝlǝt ⱪatarliⱪ toⱪⱪuz oƣul bolƣan.
Әлишама, Әлияда, Әлифәләт қатарлиқ тоққуз оғул болған.
9 Bularning ⱨǝmmisi Dawutning oƣulliri idi; uningdin baxⱪa toⱪalliridin bolƣan oƣullar bar idi; Tamar ularning singlisi idi.
Буларниң һәммиси Давутниң оғуллири еди; униңдин башқа тоқаллиридин болған оғуллар бар еди; Тамар уларниң сиңлиси еди.
10 Sulaymanning oƣli Rǝⱨoboam, Rǝⱨoboamning oƣli Abiya, Abiyaning oƣli Asa, Asaning oƣli Yǝⱨoxafat,
Сулайманниң оғли Рәһобоам, Рәһобоамниң оғли Абия, Абияниң оғли Аса, Асаниң оғли Йәһошафат,
11 Yǝⱨoxafatning oƣli Yoram, Yoramning oƣli Aⱨaziya, Aⱨaziyaning oƣli Yoax,
Йәһошафатниң оғли Йорам, Йорамниң оғли Аһазия, Аһазияниң оғли Йоаш,
12 Yoaxning oƣli Amaziya, Amaziyaning oƣli Azariya, Azariyaning oƣli Yotam,
Йоашниң оғли Амазия, Амазияниң оғли Азария, Азарияниң оғли Йотам,
13 Yotamning oƣli Aⱨaz, Aⱨazning oƣli Ⱨǝzǝkiya, Ⱨǝzǝkiyaning oƣli Manassǝⱨ,
Йотамниң оғли Аһаз, Аһазниң оғли Һәзәкия, Һәзәкияниң оғли Манассәһ,
14 Manassǝⱨning oƣli Amon, Amonning oƣli Yosiya idi.
Манассәһниң оғли Амон, Амонниң оғли Йосия еди.
15 Yosiyaning oƣulliri: tunji oƣli Yoⱨanan, ikkinqi oƣli Yǝⱨoakim, üqinqi oƣli Zǝdǝkiya, tɵtinqi oƣli Xallum idi.
Йосияниң оғуллири: тунҗа оғли Йоһанан, иккинчи оғли Йәһоаким, үчинчи оғли Зәдәкия, төртинчи оғли Шаллум еди.
16 Yǝⱨoakimning oƣulliri: oƣli Yǝkoniyaⱨ bilǝn oƣli Zǝdǝkiya.
Йәһоакимниң оғуллири: оғли Йәконияһ билән оғли Зәдәкия.
17 Sürgün ⱪilinƣan Yǝkoniyaⱨning oƣulliri: — Xealtiǝl uning oƣli idi;
Сүргүн қилинған Йәконияһниң оғуллири: — Шеалтиәл униң оғли еди;
18 yǝnǝ Malⱪiram, Pǝdayaⱨ, Xǝnazzar, Yǝkamiya, Ⱨoxama wǝ Nǝbadiya idi.
йәнә Малқирам, Пәдаяһ, Шәназзар, Йәкамия, Һошама вә Нәбадия еди.
19 Pǝdayaⱨning oƣulliri Zǝrubbabǝl bilǝn Ximǝy idi; Zǝrubbabǝlning pǝrzǝntliri: — Mǝxullam bilǝn Ⱨananiya wǝ ularning singlisi Xelomit idi;
Пәдаяһниң оғуллири Зәруббабәл билән Шимәй еди; Зәруббабәлниң пәрзәнтлири: — Мәшуллам билән Һанания вә уларниң сиңлиси Шеломит еди;
20 Uning yǝnǝ Ⱨaxubaⱨ, Oⱨǝl, Bǝrǝkiya, Ⱨasadiya, Yuxab-Ⱨǝsǝd ⱪatarliⱪ bǝx oƣli bar idi.
Униң йәнә Һашубаһ, Оһәл, Бәрәкия, Һасадия, Юшаб-Һәсәд қатарлиқ бәш оғли бар еди.
21 Ⱨananiyaning oƣulliri Pilatiya wǝ Yǝxaya idi; uning ǝwladliri yǝnǝ Refayaning oƣulliri, Arnanning oƣulliri, Obadiyaning oƣulliri wǝ Xekaniyaning oƣulliri idi.
Һананияниң оғуллири Пилатия вә Йәшая еди; униң әвлатлири йәнә Рефаяниң оғуллири, Арнанниң оғуллири, Обадияниң оғуллири вә Шеканияниң оғуллири еди.
22 Xekaniyaning ǝwladliri munular: uning oƣli Xemaya; Xemayaning oƣulliri Ⱨattux, Yigeal, Bariya, Neariya, Xafat bolup jǝmiy altǝ idi.
Шеканияниң әвлатлири мунулар: униң оғли Шемая; Шемаяниң оғуллири Һаттуш, Йигеал, Бария, Неария, Шафат болуп җәмий алтә еди.
23 Neariyaning oƣulliri Əlyoyinay, Ⱨǝzǝkiya, Azrikam bolup jǝmiy üq idi.
Неарияниң оғуллири Әлйойинай, Һәзәкия, Азрикам болуп җәмий үч еди.
24 Əlyoyinayning oƣulliri Hodawiya, Əliyaxib, Pǝlaya, Akkub, Yoⱨanan, Delaya, Anani bolup jǝmiy yǝttǝ idi.
Әлйойинайниң оғуллири Ходавия, Әлияшиб, Пәлая, Аккуб, Йоһанан, Делая, Анани болуп җәмий йәттә еди.