< Tarih-tǝzkirǝ 1 29 >

1 Dawut pütkül jamaǝtkǝ sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: — Huda Ɵzi talliƣan oƣlum Sulayman tehi yax, bir yumran kɵqǝt, halas, bu ⱪurulux bolsa tolimu qong; qünki bu muⱪǝddǝs orda insan üqün ǝmǝs, bǝlki Pǝrwǝrdigar Huda üqün yasilidu.
Давут пүткүл җамаәткә сөз қилип мундақ деди: — Худа Өзи таллиған оғлум Сулайман техи яш, бир юмран көчәт, халас, бу қурулуш болса толиму чоң; чүнки бу муқәддәс орда инсан үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигар Худа үчүн ясилиду.
2 Mǝn Hudayimning ɵyi üqün pütün küqümni qiⱪirip, altun bilǝn yasilidiƣanliriƣa altun, kümüx bilǝn yasilidiƣanliriƣa kümüx, mis bilǝn yasilidiƣanliriƣa mis, tɵmür bilǝn yasilidiƣanliriƣa tɵmür, yaƣaq bilǝn yasilidiƣanliriƣa yaƣaq tǝyyarlap ⱪoydum; yǝnǝ aⱪ ⱨeⱪiⱪ, kɵzlük yaⱪut, rǝnglik tax wǝ ⱨǝrhil esil taxlarni, yǝnǝ naⱨayiti kɵp mǝrmǝrni yiƣip ⱪoydum.
Мән Худайимниң өйи үчүн пүтүн күчүмни чиқирип, алтун билән ясилидиғанлириға алтун, күмүч билән ясилидиғанлириға күмүч, мис билән ясилидиғанлириға мис, төмүр билән ясилидиғанлириға төмүр, яғач билән ясилидиғанлириға яғач тәйярлап қойдум; йәнә ақ һеқиқ, көзлүк яқут, рәңлик таш вә һәр хил есил ташларни, йәнә наһайити көп мәрмәрни жиғип қойдум.
3 Mǝn Hudayimning ɵyidin sɵyünidiƣanliⱪim üqün Hudayimning ɵyini selixⱪa tǝyyarliƣan barliⱪ nǝrsilǝrdin baxⱪa, ɵzümning tǝǝlluⱪatidin altun-kümüxlǝrni Hudayimning ɵyigǝ atidim;
Мән Худайимниң өйидин сөйүнидиғанлиғим үчүн Худайимниң өйини селишқа тәйярлиған барлиқ нәрсиләрдин башқа, өзүмниң тәәллуқатидин алтун-күмүчләрни Худайимниң өйигә атидим;
4 yǝni ɵyning tamlirini ⱪaplax üqün Ofir altunidin üq ming talant, sap kümüxtin yǝttǝ ming talant tǝⱪdim ⱪildim;
йәни өйниң тамлирини қаплаш үчүн Офир алтунидин үч миң талант, сап күмүчтин йәттә миң талант тәқдим қилдим;
5 altundin yasilidiƣanliriƣa altun, kümüxtin yasilidiƣanliriƣa kümüx wǝ ⱨünǝrwǝnlǝrning ⱪoli bilǝn ⱨǝrhil yasilidiƣanliriƣa kerǝk bolƣinini tǝⱪdim ⱪildim. Bügün yǝnǝ kimlǝrning Pǝrwǝrdigarƣa birnemǝ atiƣusi bar?».
алтундин ясилидиғанлириға алтун, күмүчтин ясилидиғанлириға күмүч вә һүнәрвәнләрниң қоли билән һәр хил ясилидиғанлириға керәк болғинини тәқдим қилдим. Бүгүн йәнә кимләрниң Пәрвәрдигарға бир немә атиғуси бар?».
6 Xuning bilǝn Israil ⱪǝbililiridiki ⱨǝrⱪaysi jǝmǝt baxliri, ⱪǝbilǝ baxliⱪliri, mingbexi, yüzbexi wǝ padixaⱨning ixliriƣa mǝs’ul bolƣan ƣojidarlarmu beƣixlaxⱪa kirixti.
Шуниң билән Исраил қәбилилиридики һәр қайси җәмәт башлири, қәбилә башлиқлири, миң беши, йүз беши вә падишаниң ишлириға мәсъул болған ғоҗидарларму беғишлашқа киришти.
7 Ular Hudaning ɵyidiki ibadǝt hizmǝtliri üqün bǝx ming talant altun wǝ on ming darik altun, on ming talant kümüx, on sǝkkiz ming talant mis wǝ bir yüz ming talant tɵmür tǝⱪdim ⱪildi.
Улар Худаниң өйидики ибадәт хизмәтлири үчүн бәш миң талант алтун вә он миң дарик алтун, он миң талант күмүч, он сәккиз миң талант мис вә бир йүз миң талант төмүр тәқдим қилди.
8 Yaⱪuti barlar yaⱪutni Pǝrwǝrdigarning ɵyining hǝzinisigǝ, yǝni Gǝrxoniy Yǝⱨiyǝlning ⱪoliƣa tapxurdi.
Яқути барлар яқутни Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнисигә, йәни Гәршоний Йәһийәлниң қолиға тапшурди.
9 Halayiⱪ kixilǝrning mundaⱪ ɵz ihtiyarliⱪi bilǝn tǝⱪdim ⱪilƣanliⱪliridin huxal bolup ketixti; qünki ular qin ⱪǝlbidin Pǝrwǝrdigarƣa tǝⱪdim ⱪilixⱪanidi. Dawutmu alamǝt hux boldi.
Халайиқ кишиләрниң мундақ өз ихтиярлиғи билән тәқдим қилғанлиқлиридин хошал болуп кетишти; чүнки улар чин қәлбидин Пәрвәрдигарға тәқдим қилишқан еди. Давутму аламәт хуш болди.
10 Xunga Dawut pütkül jamaǝt aldida Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ eytip mundaⱪ dedi: — «Aⱨ Pǝrwǝrdigar, bowimiz Israilning Hudasi, Sǝn ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ⱨǝmdusanaƣa layiⱪsǝn.
Шуңа Давут пүткүл җамаәт алдида Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә ейтип мундақ деди: — «Аһ Пәрвәрдигар, бовимиз Исраилниң Худаси, Сән әбәдил-әбәткичә һәмдусанаға лайиқсән.
11 I Pǝrwǝrdigar, uluƣluⱪ, küq-ⱪudrǝt, xan-xǝrǝp, xanu-xǝwkǝt wǝ ⱨǝywǝt Sanga mǝnsuptur; asmandiki wǝ yǝrdiki bar-yoⱪi Seningkidur; i Pǝrwǝrdigar, padixaⱨliⱪ Seningkidur, ⱨǝmmidin üstün bolƣan idarǝ ⱪilƣuqisǝn.
И Пәрвәрдигар, улуқлуқ, күч-қудрәт, шан-шәрәп, шану-шәвкәт вә һәйвәт Саңа мәнсуптур; асмандики вә йәрдики бар-йоқи Сениңкидур; и Пәрвәрдигар, падишалиқ Сениңкидур, һәммидин үстүн болған идарә қилғучисән.
12 Dɵlǝt bilǝn izzǝt Seningdinla kelidu, Sǝn ⱨǝmmigǝ ⱨɵkümdarsǝn. Küq bilǝn ⱪudrǝt Sening ⱪolungda; ⱨǝrkimni uluƣ wǝ ⱪudrǝtlik ⱪilix pǝⱪǝt ⱪolungdindur.
Дөләт билән иззәт Сениңдинла келиду, Сән һәммигә һөкүмдарсән. Күч билән қудрәт Сениң қолуңда; һәр кимни улуқ вә қудрәтлик қилиш пәқәт қолуңдиндур.
13 Əmdi, aⱨ Hudayimiz, biz Sanga tǝxǝkkür oⱪuymiz, xan-xǝrǝplik namingƣa mǝdⱨiyǝ oⱪuymiz!
Әнди, аһ Худайимиз, биз Саңа тәшәккүр оқуймиз, шан-шәрәплик намиңға мәдһийә оқуймиз!
14 Mana muxundaⱪ ɵzlükümizdin tǝⱪdim ⱪilalaydiƣan bolƣan mǝn kim idim, hǝlⱪim nemǝ idi? Qünki barliⱪ nǝrsǝ Sǝndin kelidu, biz pǝⱪǝt Ɵz ⱪolungdin kǝlginidin Ɵzünggǝ ⱪayturduⱪ, halas!
Мана мошундақ өзлүгүмиздин тәқдим қилалайдиған болған мән ким едим, хәлқим немә еди? Чүнки барлиқ нәрсә Сәндин келиду, биз пәқәт Өз қолуңдин кәлгинидин Өзүңгә қайтурдуқ, халас!
15 Biz Sening aldingda yaⱪa yurtluⱪlar, barliⱪ ata-bowilirimizƣa ohxax musapirmiz, halas; yǝr yüzidiki künlirimiz goya bir sayǝ, ümidsiz ɵtküzülidu.
Биз Сениң алдиңда яқа жутлуқлар, барлиқ ата-бовилиримизға охшаш мусапирмиз, халас; йәр йүзидики күнлиримиз гоя бир сайә, үмүтсиз өткүзүлиду.
16 I Hudayimiz Pǝrwǝrdigar, biz Sening namingƣa atap ɵy selixⱪa tǝyyarlap yiƣⱪan bu bayliⱪ-dunyaning ⱨǝmmisi Sening ⱪolungdin kǝlgǝn, ǝsli Seningkidur.
И Худайимиз Пәрвәрдигар, биз Сениң намиңға атап өй селишқа тәйярлап жиққан бу байлиқ-дунияниң һәммиси Сениң қолуңдин кәлгән, әсли Сениңкидур.
17 I Hudayim, xuni bilimǝnki, Sǝn insanning ⱪǝlbini sinap, durusluⱪtin hursǝn bolisǝn; mǝn bolsam durus ⱪǝlbimdin bularni ihtiyarǝn tǝⱪdim ⱪildim; wǝ bu yǝrdǝ ⱨazir turƣan hǝlⱪingningmu Sanga tǝⱪdim ⱪilƣinini huxal-huramliⱪ bilǝn kɵrdüm.
И Худайим, шуни билимәнки, Сән инсанниң қәлбини синап, дуруслуқтин хурсән болисән; мән болсам дурус қәлбимдин буларни ихтиярән тәқдим қилдим; вә бу йәрдә һазир турған хәлқиңниңму Саңа тәқдим қилғинини хошал-хурамлиқ билән көрдүм.
18 I Pǝrwǝrdigar, ata-bowilirimiz bolƣan Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Israilning Hudasi, Ɵz hǝlⱪingning kɵnglidiki bundaⱪ oy-niyǝtni mǝnggü mustǝⱨkǝm ⱪilƣaysǝn, kɵnglini Ɵzünggǝ tartⱪuzƣaysǝn!
И Пәрвәрдигар, ата-бовилиримиз болған Ибраһим, Исһақ вә Исраилниң Худаси, Өз хәлқиңниң көңлидики бундақ ой-нийәтни мәңгү мустәһкәм қилғайсән, көңлини Өзүңгә тартқузғайсән!
19 Oƣlum Sulaymanƣa Sening ǝmrliring, agaⱨ-guwaⱨliⱪliring wǝ bǝlgilimiliringni tutup, ⱨǝmmini ada ⱪilip, mǝn ⱨazirlap ⱪoyƣanlirimni ixlitip ordini yasaxⱪa durus bir ⱪǝlb bǝrgǝysǝn».
Оғлум Сулайманға Сениң әмирлириң, агаһ-гувалиқлириң вә бәлгүлимилириңни тутуп, һәммини ада қилип, мән һазирлап қойғанлиримни ишлитип ордини ясашқа дурус бир қәлб бәргәйсән».
20 Dawut pütün jamaǝtkǝ: «Silǝr Hudayinglar bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-ⱨǝmdusana oⱪup mǝdⱨiyilǝnglar!» dewidi, pütün jamaǝt ata-bowilirining Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ oⱪup sǝjdǝ ⱪildi; ular Pǝrwǝrdigar ⱨǝm padixaⱨ aldida bax urdi.
Давут пүтүн җамаәткә: «Силәр Худайиңлар болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-һәмдусана оқуп мәдһийиләңлар!» девиди, пүтүн җамаәт ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуп сәҗдә қилди; улар Пәрвәрдигар һәм падиша алдида баш урди.
21 Ətisi ular Pǝrwǝrdigarƣa atap ⱪurbanliⱪlar wǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni kǝltürdi; xu küni ular ming buⱪa, ming ⱪoqⱪar, ming ⱪozini xarab ⱨǝdiyǝliri bilǝn ⱪoxup tǝⱪdim ⱪildi, xundaⱪla yǝnǝ pütün Israil üqün nurƣun ⱪurbanliⱪlarni tǝⱪdim ⱪildi.
Әтиси улар Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқлар вә көйдүрмә қурбанлиқларни кәлтүрди; шу күни улар миң буқа, миң қочқар, миң қозини шарап һәдийәлири билән қошуп тәқдим қилди, шундақла йәнә пүтүн Исраил үчүн нурғун қурбанлиқларни тәқдим қилди.
22 Ular xu küni Pǝrwǝrdigarning aldida alamǝt huxal bolup ƣizalandi. Ular Dawutning oƣli Sulaymanni ikkinqi ⱪetim padixaⱨ tiklǝx murasimi ɵtküzdi; uni Pǝrwǝrdigarning aldida xaⱨ boluxⱪa, Zadokni kaⱨin boluxⱪa mǝsiⱨ ⱪildi.
Улар шу күни Пәрвәрдигарниң алдида аламәт хошал болуп ғизаланди. Улар Давутниң оғли Сулайманни иккинчи қетим падиша тикләш мурасими өткүзди; уни Пәрвәрдигарниң алдида шаһ болушқа, Задокни каһин болушқа мәсиһ қилди.
23 Xuningdin keyin Sulayman Pǝrwǝrdigarƣa tǝwǝ tǝhtkǝ olturup, atisi Dawutning orniƣa padixaⱨ boldi wǝ intayin rawaj tapti; pütkül Israil hǝlⱪi uningƣa itaǝt ⱪildi.
Шуниңдин кейин Сулайман Пәрвәрдигарға тәвә тәхткә олтирип, атиси Давутниң орниға падиша болди вә интайин раваҗ тапти; пүткүл Исраил хәлқи униңға итаәт қилди.
24 Barliⱪ ǝmǝldarlar, palwanlar wǝ xundaⱪla padixaⱨ Dawutning oƣullirining ⱨǝmmisi Sulaymanƣa beⱪinip boysundi.
Барлиқ әмәлдарлар, палванлар вә шундақла падиша Давутниң оғуллириниң һәммиси Сулайманға беқинип бойсунди.
25 Pǝrwǝrdigar Sulaymanni Israil hǝlⱪi aldida naⱨayiti uluƣ ⱪildi; U uningƣa ata ⱪilƣan xaⱨanǝ ⱨǝywǝt xundaⱪ yuⱪiriki, uningdin ilgiri ɵtkǝn ⱨǝrⱪandaⱪ Israil padixaⱨlirida ⱨeq bolup baⱪⱪan ǝmǝs.
Пәрвәрдигар Сулайманни Исраил хәлқи алдида наһайити улуқ қилди; У униңға ата қилған шаһанә һәйвәт шундақ жуқурики, униңдин илгири өткән һәр қандақ Исраил падишалирида һеч болуп баққан әмәс.
26 Yǝssǝning oƣli Dawut pütün Israilƣa xundaⱪ padixaⱨ bolƣanidi.
Йәссәниң оғли Давут пүтүн Исраилға шундақ падиша болған еди.
27 Uning Israilƣa ⱨɵkümranliⱪ ⱪilƣan waⱪti jǝmiy ⱪiriⱪ yil boldi; u Ⱨebronda yǝttǝ yil, Yerusalemda ottuz üq yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Униң Исраилға һөкүмранлиқ қилған вақти җәмий қириқ жил болди; у Һебронда йәттә жил, Йерусалимда оттуз үч жил сәлтәнәт қилди.
28 U uzun ɵmür, dɵlǝt-bayliⱪ wǝ izzǝt-ⱨɵrmǝt kɵrüp, heli kɵp yaxap, alǝmdin ɵtti; orniƣa uning oƣli Sulayman padixaⱨ boldi.
У узун өмүр, дөләт-байлиқ вә иззәт-һөрмәт көрүп, хелә көп яшап, аләмдин өтти; орниға униң оғли Сулайман падиша болди.
29 Padixaⱨ Dawutning barliⱪ ixliri, baxtin ahiriƣiqǝ mana aldin kɵrgüqi Samuilning hatiriliri, Natan pǝyƣǝmbǝrning hatiriliri wǝ aldin kɵrgüqi Gadning hatiriliridǝ pütülgǝndur.
Падиша Давутниң барлиқ ишлири, баштин ахириғичә мана алдин көргүчи Самуилниң хатирилири, Натан пәйғәмбәрниң хатирилири вә алдин көргүчи Гадниң хатирилиридә пүтүлгәндур.
30 Uning sǝltǝniti, kɵrsǝtkǝn küq-ⱪuwwiti, xundaⱪla uning, Israil wǝ ⱨǝrⱪaysi dɵlǝt-mǝmlikǝtlǝrning bexidin ɵtkǝn wǝⱪǝlǝrmu xu hatirilǝrdǝ pütülgǝndur.
Униң сәлтәнити, көрсәткән күч-қуввити, шундақла униң, Исраил вә һәр қайси дөләт-мәмликәтләрниң бешидин өткән вақиәләрму шу хатириләрдә пүтүлгәндур.

< Tarih-tǝzkirǝ 1 29 >