< Tarih-tǝzkirǝ 1 28 >

1 Dawut Israildiki barliⱪ ǝmǝldarlarni, ⱨǝrⱪaysi ⱪǝbilǝ baxliⱪliri, nɵwǝtlixip padixaⱨning hizmitini ⱪilidiƣan ⱪoxun bexi, mingbexi, yüzbexi, padixaⱨ wǝ xaⱨzadilǝrning barliⱪ mal-mülük, qarwa mallirini baxⱪuridiƣan ǝmǝldarlarni, xuningdǝk mǝⱨrǝm-ƣojidarlar, palwanlar wǝ barliⱪ batur jǝngqilǝrni Yerusalemƣa qaⱪirtip kǝldi.
Давут Исраилдики барлиқ әмәлдарларни, һәр қайси қәбилә башлиқлири, нөвәтлишип падишаниң хизмитини қилидиған қошун беши, миң беши, йүз беши, падиша вә шаһзадиләрниң барлиқ мал-мүлүк, чарва маллирини башқуридиған әмәлдарларни, шуниңдәк мәһрәм-ғоҗидарлар, палванлар вә барлиқ батур җәңчиләрни Йерусалимға чақиртип кәлди.
2 Padixaⱨ Dawut ornidin turup mundaⱪ dedi: — I buradǝrlirim wǝ hǝlⱪim, gepimgǝ ⱪulaⱪ selinglar: Kɵnglümdǝ Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪi üqün bir aramgaⱨ, Hudayimizning tǝhtipǝrisi bolidiƣan bir ɵy selix arzuyum bar idi ⱨǝmdǝ uni selixⱪa tǝyyarliⱪmu kɵrüp ⱪoyƣanidim.
Падиша Давут орнидин туруп мундақ деди: — И бурадәрлирим вә хәлқим, гепимгә қулақ селиңлар: Көңлүмдә Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи үчүн бир арамгаһ, Худайимизниң тәхтипәриси болидиған бир өй селиш арзуюм бар еди һәмдә уни селишқа тәйярлиқму көрүп қойған едим.
3 Lekin Huda manga: «Sǝn Mening namimƣa atap ɵy salsang bolmaydu, qünki Sǝn jǝngqi, adǝm ɵltürüp ⱪan tɵkkǝnsǝn» dedi.
Лекин Худа маңа: «Сән Мениң намимға атап өй салсаң болмайду, чүнки Сән җәңчи, адәм өлтүрүп қан төккәнсән» деди.
4 Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigar atamning pütün jǝmǝtidin meni ǝbǝdil’ǝbǝd Israilƣa padixaⱨ boluxⱪa tallidi; qünki U Yǝⱨudani yolbaxqi boluxⱪa talliƣan; U Yǝⱨuda jǝmǝti iqidǝ atamning jǝmǝtini talliƣan, atamning oƣulliri iqidǝ mǝndin razi bolup, meni pütün Israilƣa padixaⱨ ⱪilip tikligǝn;
Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар атамниң пүтүн җәмәтидин мени әбәдил-әбәт Исраилға падиша болушқа таллиди; чүнки У Йәһудани йолбашчи болушқа таллиған; У Йәһуда җәмәти ичидә атамниң җәмәтини таллиған, атамниң оғуллири ичидә мәндин рази болуп, мени пүтүн Исраилға падиша қилип тиклигән;
5 mening oƣullirim iqidin (Pǝrwǝrdigar dǝrwǝⱪǝ manga kɵp oƣul ata ⱪilƣan) U yǝnǝ oƣlum Sulaymanni Pǝrwǝrdigarning padixaⱨliⱪining tǝhtigǝ olturup, Israilƣa ⱨɵkümran boluxⱪa tallidi.
мениң оғуллирим ичидин (Пәрвәрдигар дәрвәқә маңа көп оғул ата қилған) У йәнә оғлум Сулайманни Пәрвәрдигарниң падишалиғиниң тәхтигә олтирип, Исраилға һөкүмран болушқа таллиди.
6 U manga: «Sening oƣlung Sulayman bolsa Mening ɵyüm wǝ ⱨoylilirimni salƣuqi bolidu; qünki Mǝn uni Ɵzümgǝ oƣul boluxⱪa tallidim, Mǝnmu uningƣa ata bolimǝn.
У маңа: «Сениң оғлуң Сулайман болса Мениң өйүм вә һойлилиримни салғучи болиду; чүнки Мән уни Өзүмгә оғул болушқа таллидим, Мәнму униңға ата болимән.
7 U Mening ǝmr-bǝlgilimilirimgǝ bügünkidǝk qing turup riayǝ ⱪilidiƣan bolsa, uning padixaⱨliⱪini mǝnggü mustǝⱨkǝm ⱪilimǝn» degǝnidi.
У Мениң әмир-бәлгүлимилиримгә бүгүнкидәк чиң туруп риайә қилидиған болса, униң падишалиғини мәңгү мустәһкәм қилимән» дегән еди.
8 Xunga bügün Pǝrwǝrdigarning jamaiti pütkül Israil hǝlⱪining, xundaⱪla Hudayimizning aldida [xuni eytimǝn]: — Bu yahxi yurtⱪa igidarqiliⱪ ⱪilix üqün wǝ kǝlgüsidǝ baliliringlarƣa mǝnggülük miras ⱪilip ⱪaldurux üqün, silǝr Hudayinglar Pǝrwǝrdigarning barliⱪ ǝmrlirini izdǝp tutunglar.
Шуңа бүгүн Пәрвәрдигарниң җамаити пүткүл Исраил хәлқиниң, шундақла Худайимизниң алдида [шуни ейтимән]: — Бу яхши жутқа егидарчилиқ қилиш үчүн вә кәлгүсидә балилириңларға мәңгүлүк мирас қилип қалдуруш үчүн, силәр Худайиңлар Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлирини издәп тутуңлар.
9 — I, sǝn oƣlum Sulayman, atangning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarni bil, sap dil wǝ pidakarliⱪ bilǝn Uning hizmitidǝ bolƣin. Qünki Pǝrwǝrdigar jimi adǝmning kɵnglini kɵzitip turidu, barliⱪ oy-niyǝtlirini pǝrⱪ etidu. Sǝn Uni izdisǝng, U Ɵzini sanga tapⱪuzidu; Uningdin tenip kǝtsǝng, seni mǝnggü üzüp taxlaydu.
— И, сән оғлум Сулайман, атаңниң Худаси болған Пәрвәрдигарни бил, сап дил вә пидакарлиқ билән Униң хизмитидә болғин. Чүнки Пәрвәрдигар җими адәмниң көңлини көзитип туриду, барлиқ ой-нийәтлирини пәриқ етиду. Сән Уни издисәң, У Өзини саңа тапқузиду; Униңдин тенип кәтсәң, сени мәңгү үзүп ташлайду.
10 Əmdi sǝn kɵngül ⱪoyƣin, Pǝrwǝrdigar muⱪǝddǝshana ⱪilix üqün bir ɵyni selixⱪa seni tallidi; batur bol, uni ada ⱪil!».
Әнди сән көңүл қойғин, Пәрвәрдигар муқәддәсхана қилиш үчүн бир өйни селишқа сени таллиди; батур бол, уни ада қил!».
11 Dawut [muⱪǝddǝsgaⱨning] dǝⱨlizi, haniliri, hǝziniliri, balihaniliri, iqki ɵyliri wǝ kafarǝt tǝhtidiki ɵyining layiⱨisining ⱨǝmmisini oƣli Sulaymanƣa tapxurdi;
Давут [муқәддәсгаһниң] дәһлизи, ханилири, ғәзнилири, балиханилири, ички өйлири вә кафарәт тәхтидики өйиниң лайиһисиниң һәммисини оғли Сулайманға тапшурди;
12 [Hudaning] Roⱨidin tapxuruwalƣini boyiqǝ u Pǝrwǝrdigarning ɵyining ⱨoyliliri, tɵt ǝtrapidiki kiqik ɵylǝr, muⱪǝddǝshanidiki hǝzinlǝr, muⱪǝddǝs dǝp beƣixlanƣan buyumlar ⱪoyulidiƣan hǝzinilǝrning layiⱨilirini ⱪaldurmay uningƣa kɵrsǝtti.
[Худаниң] Роһидин тапшурувалғини бойичә у Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлилири, төрт әтрапидики кичик өйләр, муқәддәсханидики хәзинләр, муқәддәс дәп беғишланған буюмлар қоюлидиған ғәзниләрниң лайиһилирини қалдурмай униңға көрсәтти.
13 Yǝnǝ kaⱨinlar bilǝn Lawiylarning guruppilinixi, Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki ⱨǝrhil wǝzipilǝr, xuningdǝk Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ eⱨtiyajliⱪ barliⱪ ǝswablar toƣrisidiki bǝlgilimilǝrni kɵrsǝtti;
Йәнә каһинлар билән Лавийларниң гуруппилиниши, Пәрвәрдигарниң өйидики һәр хил вәзипиләр, шуниңдәк Пәрвәрдигарниң өйигә еһтияҗлиқ барлиқ әсваплар тоғрисидики бәлгүлимиләрни көрсәтти;
14 wǝ ⱨǝrhil ixlarƣa kerǝklik altun ǝswablarni yasitixⱪa ketidiƣan altun, ⱨǝrhil ixlarƣa kerǝklik kümüx ǝswablarni yasitixⱪa ketidiƣan kümüx,
вә һәр хил ишларға керәклик алтун әсвапларни яситишқа кетидиған алтун, һәр хил ишларға керәклик күмүч әсвапларни яситишқа кетидиған күмүч,
15 altun qiraƣdanlarƣa, ularƣa tǝwǝ altun qiraƣlarƣa, yǝni ⱨǝrbir qiraƣdan wǝ qiraƣlarƣa ketidiƣan altun; kümüx qiraƣdanlarƣa, yǝni ⱨǝrbir qiraƣdan wǝ xuningƣa tǝwǝ qiraƣlar üqün ketidiƣan kümüxni tapxurup bǝrdi. U ⱨǝrbir qiraƣdanƣa ixlitix orniƣa ⱪarap kerǝklikini bǝrdi;
алтун чирақданларға, уларға тәвә алтун чирақларға, йәни һәр бир чирақдан вә чирақларға кетидиған алтун; күмүч чирақданларға, йәни һәр бир чирақдан вә шуниңға тәвә чирақлар үчүн кетидиған күмүчни тапшуруп бәрди. У һәр бир чирақданға ишлитиш орниға қарап керәклигини бәрди;
16 nan tizidiƣan altun xirǝlǝrni yasitixⱪa, yǝni ⱨǝrbir xirǝ üqün kerǝklik altun bǝrdi; kümüx xirǝlǝrni yasitixⱪa kerǝklik kümüx bǝrdi;
нан тизидиған алтун ширәләрни яситишқа, йәни һәр бир ширә үчүн керәклик алтун бәрди; күмүч ширәләрни яситишқа керәклик күмүч бәрди;
17 wilka-ilmǝklǝr, tǝhsǝ-piyalǝ wǝ qɵgünlǝrni yasaxⱪa, altun qinilǝr, yǝni ⱨǝrhil qinini yasaxⱪa kerǝklik bolƣan sap altun bǝrdi; kümüx qinilǝrni yasaxⱪa, yǝni ⱨǝrbir qinǝ üqün kerǝklik kümüx bǝrdi;
вилка-илмәкләр, тәхсә-пиялә вә чөгүнләрни ясашқа, алтун чиниләр, йәни һәр хил чинини ясашқа керәклик болған сап алтун бәрди; күмүч чиниләрни ясашқа, йәни һәр бир чинә үчүн керәклик күмүч бәрди;
18 huxbuygaⱨ yasaxⱪa kerǝklik esil altun bǝrdi. U yǝnǝ ⱪanatlirini kerip Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini yepip turidiƣan altun kerublar ⱪaraydiƣan [kafarǝt] tǝhtining nushisini tapxurup bǝrdi.
хушбуйгаһ ясашқа керәклик есил алтун бәрди. У йәнә қанатлирини керип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини йепип туридиған алтун керублар қарайдиған [кафарәт] тәхтиниң нусхисини тапшуруп бәрди.
19 «Bularning ⱨǝmmisi, Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪolini üstümgǝ ⱪoyƣanda manga kɵrsǝtkǝn barliⱪ nusha-ǝndizilǝr bolƣaqⱪa, mǝn yezip ⱪoydum» dedi Dawut.
«Буларниң һәммиси, Пәрвәрдигар Өз қолини үстүмгә қойғанда маңа көрсәткән барлиқ нусха-әндизиләр болғачқа, мән йезип қойдум» деди Давут.
20 Dawut yǝnǝ oƣli Sulaymanƣa: «Sǝn batur wǝ jasarǝtlik bol, buni ada ⱪil; ⱪorⱪma, alaⱪzadimu bolup kǝtmǝ; qünki Pǝrwǝrdigar Huda, mening Hudayim sening bilǝn billǝ bolidu; taki Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki keyinki ibadǝt hizmiti üqün tǝyyarliⱪ ixliri tügigǝngǝ ⱪǝdǝr U sǝndin ⱨeq ayrilmaydu yaki taxlapmu ⱪoymaydu.
Давут йәнә оғли Сулайманға: «Сән батур вә җасарәтлик бол, буни ада қил; қорқма, алақзадиму болуп кәтмә; чүнки Пәрвәрдигар Худа, мениң Худайим сениң билән биллә болиду; таки Пәрвәрдигарниң өйидики кейинки ибадәт хизмити үчүн тәйярлиқ ишлири түгигәнгә қәдәр У сәндин һеч айрилмайду яки ташлапму қоймайду.
21 Ⱪara, Hudaning ɵyidiki barliⱪ hizmitini bejiridiƣan kaⱨinlar wǝ Lawiylarning guruppiliri tǝyyar turidu; sening yeningda ⱨǝrhil ⱨünǝrgǝ usta, ⱨǝrbir hizmǝtkǝ tǝyyar turƣan ⱨünǝrwǝnlǝrmu raziliⱪ bilǝn turidu; uning üstigǝ ǝmǝldarlar wǝ barliⱪ hǝlⱪ sening ǝmringni kütidu» dedi.
Қара, Худаниң өйидики барлиқ хизмитини беҗиридиған каһинлар вә Лавийларниң гуруппилири тәйяр туриду; сениң йениңда һәр хил һүнәргә уста, һәр бир хизмәткә тәйяр турған һүнәрвәнләрму разилиқ билән туриду; униң үстигә әмәлдарлар вә барлиқ хәлиқ сениң әмриңни күтиду» деди.

< Tarih-tǝzkirǝ 1 28 >