< Tarih-tǝzkirǝ 1 27 >
1 Tɵwǝndikilǝr Israillar iqidǝ padixaⱨning hizmitidǝ ⱨǝrbiy ⱪisimlarƣa mǝs’ul bolƣan ⱨǝrⱪaysi jǝmǝt baxliri, mingbexi, yüzbexi wǝ barliⱪ mǝnsǝpdarlar idi. Ular saniƣa ⱪarap ⱪisimlarƣa bɵlüngǝnidi. Ular ⱨǝr yili ay boyiqǝ nɵwǝtlixip turatti, ⱨǝr ⱪisimda yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Төвәндикиләр Исраиллар ичидә падишаниң хизмитидә һәрбий қисимларға мәсъул болған һәр қайси җәмәт башлири, миң беши, йүз беши вә барлиқ мәнсәпдарлар еди. Улар саниға қарап қисимларға бөлүнгән еди. Улар һәр жили ай бойичә нөвәтлишип туратти, һәр қисимда жигирмә төрт миң адәм бар еди.
2 Birinqi aydiki birinqi nɵwǝtqi ⱪoxunƣa Zabdiyǝlning oƣli Yaxobiam mǝs’ul bolƣan, uning axu ⱪismida yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Биринчи айдики биринчи нөвәтчи қошунға Забдийәлниң оғли Яшобиям мәсъул болған, униң әшу қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
3 U Pǝrǝz ǝwladliridin bolup, birinqi aydiki axu ⱪoxun ⱪismining sǝrdarlirini baxⱪuratti.
У Пәрәз әвлатлиридин болуп, биринчи айдики әшу қошун қисминиң сәрдарлирини башқуратти.
4 Ikkinqi aydiki nɵwǝtqi ⱪoxunƣa mǝs’ul kixi Aⱨoⱨluⱪ Doday bolup, uning ⱪoxunining orunbasar sǝrdari Miklot bar idi; bu ⱪisimda yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Иккинчи айдики нөвәтчи қошунға мәсъул киши Аһоһлуқ Додай болуп, униң қошуниниң орунбасар сәрдари Миклот бар еди; бу қисимда жигирмә төрт миң адәм бар еди.
5 Üqinqi aydiki üqinqi nɵwǝtqi ⱪoxunning sǝrdari kaⱨin Yǝⱨoyadaning oƣli Binaya idi; u uning axu ⱪoxuniƣa bax bolup, uningda yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Үчинчи айдики үчинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари каһин Йәһояданиң оғли Беная еди; у униң әшу қошуниға баш болуп, униңда жигирмә төрт миң адәм бар еди.
6 Bu Binaya «ottuz palwan»ning biri bolup, axu ottuz adǝmni baxⱪuratti; uning ⱪismida yǝnǝ uning oƣli Ammizabad bar idi.
Бу Беная «оттуз палван»ниң бири болуп, әшу оттуз адәмни башқуратти; униң қисмида йәнә униң оғли Аммизабад бар еди.
7 Tɵtinqi aydiki tɵtinqi nɵwǝtqi ⱪoxunning sǝrdari Yoabning inisi Asaⱨǝl idi; uningdin keyin oƣli Zǝbadiya uning ornini basti. Uning ⱪismida yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Төртинчи айдики төртинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Йоабниң иниси Асаһәл еди; униңдин кейин оғли Зәбадия униң орнини басти. Униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
8 Bǝxinqi aydiki bǝxinqi nɵwǝtqi ⱪoxunning sǝrdari Izraⱨliⱪ Xamhut idi, uning ⱪismida yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Бәшинчи айдики бәшинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Израһлиқ Шамхут еди, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
9 Altinqi aydiki altinqi nɵwǝtqi ⱪoxunning sǝrdari Tǝkoaliⱪ Ikkǝxning oƣli Ira idi, uning ⱪismida yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Алтинчи айдики алтинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Тәкоалиқ Иккәшниң оғли Ира еди, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
10 Yǝttinqi aydiki yǝttinqi nɵwǝtqi ⱪoxunning sǝrdari Əfraim ǝwladliri iqidiki Pilonluⱪ Ⱨǝlǝz bolup, uning ⱪismida yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Йәттинчи айдики йәттинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Әфраим әвлатлири ичидики Пилонлуқ Һәләз болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
11 Sǝkkizinqi aydiki sǝkkizinqi nɵwǝtqi ⱪoxunning sǝrdari Zǝraⱨ jǝmǝtidiki Huxatliⱪ Sibbikay bolup, uning ⱪismida yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Сәккизинчи айдики сәккизинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Зәраһ җәмәтидики Хушатлиқ Сиббикай болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
12 Toⱪⱪuzinqi aydiki toⱪⱪuzinqi nɵwǝtqi ⱪoxunning sǝrdari Binyamin ⱪǝbilisidiki Anatotluⱪ Abiǝzǝr bolup, uning ⱪismida yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Тоққузинчи айдики тоққузинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Бинямин қәбилисидики Анатотлуқ Абиәзәр болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
13 Oninqi aydiki oninqi nɵwǝtqi ⱪoxunning sǝrdari Zǝraⱨ jǝmǝtidiki Nitofatliⱪ Maⱨaray bolup, uning ⱪismida yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Онинчи айдики онинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Зәраһ җәмәтидики Нитофатлиқ Маһарай болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
14 On birinqi aydiki on birinqi nɵwǝtqi ⱪoxunning sǝrdari Əfraim ⱪǝbilisidiki Piratonluⱪ Binaya bolup, uning ⱪismida yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Он биринчи айдики он биринчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Әфраим қәбилисидики Пиратонлуқ Беная болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
15 On ikkinqi aydiki on ikkinqi nɵwǝtqi ⱪoxunning sǝrdari Otniyǝl jǝmǝtidiki Nitofatliⱪ Ⱨǝlday bolup, uning ⱪismida yigirmǝ tɵt ming adǝm bar idi.
Он иккинчи айдики он иккинчи нөвәтчи қошунниң сәрдари Отнийәл җәмәтидики Нитофатлиқ Һәлдай болуп, униң қисмида жигирмә төрт миң адәм бар еди.
16 Israilning ⱨǝrⱪaysi ⱪǝbililirini idarǝ ⱪilip kǝlgǝnlǝr tɵwǝndikilǝr: Rubǝniylar üqün Zikrining oƣli Əliezǝr ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi; Ximeoniylar üqün ⱪǝbilǝ baxliⱪi Maakaⱨning oƣli Xǝfatiya;
Исраилниң һәр қайси қәбилилирини идарә қилип кәлгәнләр төвәндикиләр: Рубәнийлар үчүн Зикриниң оғли Әлиезәр қәбилә башлиғи еди; Шимеонийлар үчүн қәбилә башлиғи Маакаһниң оғли Шәфатия;
17 Lawiy ⱪǝbilisi üqün Kǝmuǝlning oƣli Ⱨasabiya ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi; Ⱨaruniylar üqün jǝmǝt bexi Zadok;
Лавий қәбилиси үчүн Кәмуәлниң оғли Һасабия қәбилә башлиғи еди; Һарунийлар үчүн җәмәт беши Задок;
18 Yǝⱨuda ⱪǝbilisi üqün Dawutning akisi Elihu ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi; Issakariylar üqün Mikailning oƣli Omri ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi;
Йәһуда қәбилиси үчүн Давутниң акиси Елиху қәбилә башлиғи еди; Иссакарийлар үчүн Микаилниң оғли Омри қәбилә башлиғи еди;
19 Zǝbuluniylar üqün Obadiyaning oƣli Yixmaya ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi; Naftali ⱪǝbilisi üqün Azriyǝlning oƣli Yǝrimot ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi;
Зәбулунийлар үчүн Обадияниң оғли Йишмая қәбилә башлиғи еди; Нафтали қәбилиси үчүн Азрийәлниң оғли Йәримот қәбилә башлиғи еди;
20 Əfraimiylar üqün Azaziyaning oƣli Ⱨoxiya ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi; Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisi üqün Pidayaning oƣli Yoel ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi;
Әфраимийлар үчүн Азазияниң оғли Һошия қәбилә башлиғи еди; Манассәһ йерим қәбилиси үчүн Пидаяниң оғли Йоел қәбилә башлиғи еди;
21 Gileadta makanlaxⱪan Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisi üqün Zǝkǝriyaning oƣli Iddo ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi; Binyamin ⱪǝbilisi üqün Abnǝrning oƣli Yaasiyǝl ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi;
Гилеадта маканлашқан Манассәһ йерим қәбилиси үчүн Зәкәрияниң оғли Иддо қәбилә башлиғи еди; Бинямин қәбилиси үчүн Абнәрниң оғли Яасийәл қәбилә башлиғи еди;
22 Dan ⱪǝbilisi üqün Yǝroⱨamning oƣli Azarǝl ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi. Yuⱪiridikilǝr Israil ⱪǝbililiri üqün ⱪǝbilǝ baxliⱪi idi.
Дан қәбилиси үчүн Йәроһамниң оғли Азарәл қәбилә башлиғи еди. Жуқиридикиләр Исраил қәбилилири үчүн қәбилә башлиғи еди.
23 Dawut Israillar iqidǝ yigirmǝ yaxtin tɵwǝnlǝrni tizimlimiƣan; qünki Pǝrwǝrdigar Israillarning sanini asmandiki yultuzdǝk kɵp ⱪilimǝn degǝnidi.
Давут Исраиллар ичидә жигирмә яштин төвәнләрни тизимлимиған; чүнки Пәрвәрдигар Исраилларниң санини асмандики юлтуздәк көп қилимән дегән еди.
24 Zǝruiyaning oƣli Yoab sanini elixⱪa kirixkǝn, lekin tügimigǝn; qünki muxu ix wǝjidin [Hudaning] ƣǝzipi Israillarning bexiƣa yaƣdurulƣan; xu sǝwǝbtin Israillarning sani «Dawut padixaⱨning yilnamiliri» degǝn hatirigǝ kirgüzülmigǝn.
Зәруияниң оғли Йоаб санини елишқа киришкән, лекин түгимигән; чүнки мошу иш вәҗидин [Худаниң] ғәзиви Исраилларниң бешиға яғдурулған; шу сәвәптин Исраилларниң сани «Давут падишаниң жилнамилири» дегән хатиригә киргүзүлмигән.
25 Padixaⱨning ambar-hǝzinilirini baxⱪurƣuqi Adiyǝlning oƣli Azmawǝt idi; dala, xǝⱨǝr, yeza-kǝnt wǝ munarlardiki ambar-hǝzinilǝrni baxⱪurƣuqi Uzziyaning oƣli Yonatan idi.
Падишаһниң амбар-ғәзнилирини башқурғучи Адийәлниң оғли Азмавәт еди; дала, шәһәр, йеза-кәнт вә мунарлардики амбар-ғәзниләрни башқурғучи Уззияниң оғли Йонатан еди.
26 Etiz-eriⱪlarda teriⱪqiliⱪ ⱪilƣuqilarni baxⱪurƣuqi Kelubning oƣli Əzri idi;
Етиз-ериқларда териқчилиқ қилғучиларни башқурғучи Келубниң оғли Әзри еди;
27 Üzümzarliⱪlarni baxⱪurƣuqi Ramaⱨliⱪ Ximǝy; üzümzarliⱪlardiki xarab ambarlirini baxⱪurƣuqi Xifmiliⱪ Zabdi;
Үзүмзарлиқларни башқурғучи Рамаһлиқ Шимәй; үзүмзарлиқлардики шарап амбарлирини башқурғучи Шифмилиқ Забди;
28 Xǝfǝlaⱨ tüzlǝnglikidiki zǝytun wǝ üjmǝ dǝrǝhlirini baxⱪurƣuqi Gǝdǝrlik Baal-Ⱨanan idi; may ambarlirini baxⱪurƣuqi Yoax;
Шәфәлаһ түзләңлигидики зәйтун вә үҗмә дәрәқлирини башқурғучи Гәдәрлик Баал-Һанан еди; май амбарлирини башқурғучи Йоаш;
29 Xaronda beⱪilidiƣan kala padilirini baxⱪurƣuqi Xaronluⱪ Sitray; jilƣilardiki kala padilirini baxⱪurƣuqi Adlayning oƣli Xafat;
Шаронда беқилидиған кала падилирини башқурғучи Шаронлуқ Ситрай; җилғилардики кала падилирини башқурғучи Адлайниң оғли Шафат;
30 tɵgilǝrni baxⱪurƣuqi Ismaillardin Obil; exǝklǝrni baxⱪurƣuqi Mironotluⱪ Yǝⱨdiya;
төгиләрни башқурғучи Исмаиллардин Обил; ешәкләрни башқурғучи Миронотлуқ Йәһдия;
31 ⱪoy padilirini baxⱪurƣuqi Hagarliⱪ Yaziz idi. Bularning ⱨǝmmisi Dawut padixaⱨning mal-mülkini baxⱪurƣuqi ǝmǝldarlar idi.
қой падилирини башқурғучи Хагарлиқ Язиз еди. Буларниң һәммиси Давут падишаниң мал-мүлкини башқурғучи әмәлдарлар еди.
32 Dawutning taƣisi Yonatan mǝsliⱨǝtqi bolup, danixmǝn ⱨǝm Tǝwrat hǝttatqisi idi; Haⱪmonining oƣli Yǝⱨiyǝl padixaⱨning oƣullirining ustazi idi.
Давутниң тағиси Йонатан мәслиһәтчи болуп, данишмән һәм Тәврат хәттатчиси еди; Хақмониниң оғли Йәһийәл падишаниң оғуллириниң устази еди.
33 Aⱨitofǝlmu padixaⱨning mǝsliⱨǝtqisi idi; Arkliⱪ Ⱨuxay padixaⱨning jan dosti idi.
Аһитофәлму падишаниң мәслиһәтчиси еди; Арклиқ Һушай падишаниң җан дости еди.
34 Aⱨitofǝldin keyin Binayaning oƣli Yǝⱨoyada bilǝn Abiyatar uning orniƣa mǝsliⱨǝtqi boldi; Yoab padixaⱨning ⱪoxun sǝrdari idi.
Аһитофәлдин кейин Бенаяниң оғли Йәһояда билән Абиятар униң орниға мәслиһәтчи болди; Йоаб падишаниң қошун сәрдари еди.