< Tarih-tǝzkirǝ 1 26 >

1 Dǝrwaziwǝnlǝrning guruppilinixi tɵwǝndikidǝk boldi: Koraⱨ jǝmǝtidikilǝrdin Asafning ǝwladliri iqidǝ Korǝning oƣli Mǝxǝlǝmiya bar idi.
Дәрвазивәнләрниң гуруппилиниши төвәндикидәк болди: Кораһ җәмәтидикиләрдин Асафниң әвлатлири ичидә Корәниң оғли Мәшәләмия бар еди.
2 Mǝxǝlǝmiyaning birnǝqqǝ oƣli bolup, tunjisi Zǝkǝriya, ikkinqisi Yǝdiyayǝl, üqinqisi Zǝbadiya, tɵtinqisi Yatniyǝl,
Мәшәләмияниң бир нәччә оғли болуп, тунҗиси Зәкәрия, иккинчиси Йәдияйәл, үчинчиси Зәбадия, төртинчиси Ятнийәл,
3 bǝxinqisi Elam, altinqisi Yǝⱨoⱨanan, yǝttinqisi Əlyoyinay idi.
бәшинчиси Елам, алтинчиси Йәһоһанан, йәттинчиси Әлйойинай еди.
4 Obǝd-Edomning oƣulliri: tunji oƣli Xemaya, ikkinqisi Yǝⱨozabad, üqinqisi Yoaⱨ, tɵtinqisi Sakar, bǝxinqisi Nǝtanǝl,
Обәд-Едомниң оғуллири: тунҗа оғли Шемая, иккинчиси Йәһозабад, үчинчиси Йоаһ, төртинчиси Сакар, бәшинчиси Нәтанәл,
5 altinqisi Ammiyǝl, yǝttinqisi Issakar, sǝkkizinqisi Peultay; dǝrwǝⱪǝ Huda Obǝd-Edomƣa bǝht-saadǝt ata ⱪilƣanidi.
алтинчиси Аммийәл, йәттинчиси Иссакар, сәккизинчиси Пеултай; дәрвәқә Худа Обәд-Едомға бәхит-саадәт ата қилған еди.
6 Uning oƣli Xemayamu birnǝqqǝ oƣul pǝrzǝnt kɵrgǝn bolup, ⱨǝmmisi ata jǝmǝti iqidǝ yolbaxqi idi, qünki ular batur ǝzimǝtlǝr idi.
Униң оғли Шемаяму бир нәччә оғул пәрзәнт көргән болуп, һәммиси ата җәмәти ичидә йолбашчи еди, чүнки улар батур әзимәтләр еди.
7 Xemayaning oƣulliri: Otni, Refayǝl, Obǝd wǝ Əlzabad idi. Əlzabadning iniliri Elihu bilǝn Sǝmakiyaning ikkisi batur idi.
Шемаяниң оғуллири: Отни, Рефайәл, Обәд вә Әлзабад еди. Әлзабадниң инилири Елиху билән Сәмакияниң иккиси батур еди.
8 Bularning ⱨǝmmisi Obǝd-Edomning ǝwladliri bolup, ular wǝ ularning oƣulliri, ⱪerindaxlirining ⱨǝmmisi [Hudaning] hizmitidǝ ⱪolidin ix kelidiƣan adǝmlǝr idi. Obǝd-Edomning ǝwladi jǝmiy atmix ikki adǝm idi.
Буларниң һәммиси Обәд-Едомниң әвлатлири болуп, улар вә уларниң оғуллири, қериндашлириниң һәммиси [Худаниң] хизмитидә қолидин иш келидиған адәмләр еди. Обәд-Едомниң әвлади җәмий атмиш икки адәм еди.
9 Mǝxǝlǝmiyaning oƣulliri wǝ ⱪerindaxliri bar idi; ⱨǝmmisi batur bolup, jǝmiy on sǝkkiz adǝm idi.
Мәшәләмияниң оғуллири вә қериндашлири бар еди; һәммиси батур болуп, җәмий он сәккиз адәм еди.
10 Mǝrarining ǝwladi bolƣan Hosaⱨning birnǝqqǝ oƣli bar idi, qong oƣli Ximri (Ximri ǝslidǝ tunji oƣul bolmisimu, atisi uni qong oƣul ⱪilip tikligǝn),
Мәрариниң әвлади болған Хосаһниң бир нәччә оғли бар еди, чоң оғли Шимри (Шимри әслидә тунҗа оғул болмисиму, атиси уни чоң оғул қилип тиклигән),
11 ikkinqi oƣli Ⱨilⱪiya, üqinqisi Tǝbaliya, tɵtinqisi Zǝkǝriya idi. Hosaⱨning oƣulliri wǝ ⱪerindaxliri jǝmiy bolup on üq adǝm idi.
иккинчи оғли Һилқия, үчинчиси Тәбалия, төртинчиси Зәкәрия еди. Хосаһниң оғуллири вә қериндашлири җәмий болуп он үч адәм еди.
12 Yuⱪiriⱪilarning ⱨǝmmisi jǝmǝt baxliri boyiqǝ dǝrwaziwǝnlǝrning guruppilarƣa bɵlünüxi idi; ularning ⱨǝmmisigǝ ⱪerindaxliri bilǝn billǝ Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki hizmǝt wǝzipisi tapxurulƣanidi.
Жуқириқиларниң һәммиси җәмәт башлири бойичә дәрвазивәнләрниң гуруппиларға бөлүнүши еди; уларниң һәммисигә қериндашлири билән биллә Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәт вәзиписи тапшурулған еди.
13 Ular, mǝyli qong bolsun yaki kiqik bolsun, ɵz jǝmǝti boyiqǝ qǝk tartip ⱨǝrbir dǝrwaziƣa bǝlgilǝndi.
Улар, мәйли чоң болсун яки кичик болсун, өз җәмәти бойичә чәк тартип һәр бир дәрвазиға бәлгүләнди.
14 Xǝrⱪiy dǝrwazida dǝrwaziwǝnlik ⱪilixⱪa qǝk qiⱪⱪini Xǝlǝmiya boldi; andin ular uning oƣli Zǝkǝriya (aⱪilanǝ mǝsliⱨǝtqi idi) üqün qǝk tartti; uningƣa ximaliy dǝrwazining dǝrwaziwǝnlik qeki qiⱪti.
Шәрқий дәрвазида дәрвазивәнлик қилишқа чәк чиққини Шәләмия болди; андин улар униң оғли Зәкәрия (ақиланә мәслиһәтчи еди) үчүн чәк тартти; униңға шималий дәрвазиниң дәрвазивәнлик чеки чиқти.
15 Jǝnubiy dǝrwazining qeki Obǝd-Edomƣa qiⱪti. Uning oƣulliri ambar-hǝzinilǝrgǝ mǝs’ul boldi.
Җәнубий дәрвазиниң чеки Обәд-Едомға чиқти. Униң оғуллири амбар-ғәзниләргә мәсъул болди.
16 Xuppim bilǝn Hosaⱨⱪa ƣǝrbiy dǝrwazining wǝ xuningdǝk dawan yolidiki Xallǝkǝt dǝrwazisining qeki qiⱪti; dǝrwaziwǝnlǝr yandixip turatti.
Шуппим билән Хосаһқа ғәрбий дәрвазиниң вә шуниңдәк даван йолидики Шалләкәт дәрвазисиниң чеки чиқти; дәрвазивәнләр яндишип туратти.
17 Xǝrⱪiy dǝrwaziƣa ⱨǝrküni altǝ Lawiy dǝrwaziwǝn mǝs’ul idi; ximaliy dǝrwaziƣa ⱨǝrküni tɵt adǝm, jǝnubiy dǝrwaziƣa ⱨǝrküni tɵt adǝm mǝs’ul idi; ambar-hǝzinilǝrning ⱨǝrbirigǝ ikki adǝm bir guruppa bolup ⱪaraytti.
Шәрқий дәрвазиға һәр күни алтә Лавий дәрвазивән мәсъул еди; шималий дәрвазиға һәр күни төрт адәм, җәнубий дәрвазиға һәр күни төрт адәм мәсъул еди; амбар-ғәзниләрниң һәр биригә икки адәм бир гуруппа болуп қарайтти.
18 Ƣǝrb tǝrǝptiki dǝⱨlizning aldidiki yolda tɵt kixi, dǝⱨlizning ɵzidǝ ikki kixi pasibanliⱪ ⱪilatti.
Ғәрип тәрәптики дәһлизниң алдидики йолда төрт киши, дәһлизниң өзидә икки киши пасибанлиқ қилатти.
19 Yoⱪuridiki kixilǝr dǝrwaziwǝnlǝrning guruppilinixi bolup, Koraⱨning wǝ Mǝrarining ǝwladliridin idi.
Йоқуридики кишиләр дәрвазивәнләрниң гуруппилиниши болуп, Кораһниң вә Мәрариниң әвлатлиридин еди.
20 Ularning [baxⱪa] Lawiy ⱪerindaxliridin Hudaning ɵyidiki hǝzinilǝrni wǝ muⱪǝddǝs dǝp beƣixlanƣan buyumlar hǝzinisini baxⱪuruxⱪa Ahiyaⱨ ⱪoyuldi.
Уларниң [башқа] Лавий қериндашлиридин Худаниң өйидики ғәзниләрни вә муқәддәс дәп беғишланған буюмлар ғәзнисини башқурушқа Ахияһ қоюлди.
21 Gǝrxon jǝmǝtidiki Ladanning ǝwladliridin, Gǝrxoniy Ladan jǝmǝtigǝ yolbaxqi bolƣini: Jǝⱨiyǝli idi;
Гәршон җәмәтидики Ладанниң әвлатлиридин, Гәршоний Ладан җәмәтигә йолбашчи болғини: Җәһийәли еди;
22 Jǝⱨiyǝlining oƣulliri Zetam bilǝn uning inisi Yoel idi; ular Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki hǝzinilǝrgǝ mǝs’ul idi.
Җәһийәлиниң оғуллири Зетам билән униң иниси Йоел еди; улар Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләргә мәсъул еди.
23 Amram jǝmǝti, Izⱨar jǝmǝti, Ⱨebron jǝmǝti wǝ Uzziyǝl jǝmǝtidikilǝrmu [wǝzipigǝ ⱪoyuldi]:
Амрам җәмәти, Изһар җәмәти, Һеброн җәмәти вә Уззийәл җәмәтидикиләрму [вәзипигә қоюлди]:
24 Musaning nǝwrisi, Gǝrxomning oƣli Xibuǝl bax hǝziniqi boldi.
Мусаниң нәвриси, Гәршомниң оғли Шибуәл баш ғәзничи болди.
25 Uning Əliezǝrdin bolƣan ⱪerindaxliri: Əliezǝrning oƣli Rǝⱨabiya, Rǝⱨabiyaning oƣli Yǝxaya, Yǝxayaning oƣli Yoram, Yoramning oƣli Zikri, Zikrining oƣli Xelomit idi.
Униң Әлиезәрдин болған қериндашлири: Әлиезәрниң оғли Рәһабия, Рәһабияниң оғли Йәшая, Йәшаяниң оғли Йорам, Йорамниң оғли Зикри, Зикриниң оғли Шеломит еди.
26 Muxu Xelomit bilǝn uning ⱪerindaxliri muⱪǝddǝs dǝp beƣixlanƣan buyumlar saⱪlinidiƣan barliⱪ hǝzinilǝrni baxⱪuratti; bu buyumlarni ǝslidǝ Dawut padixaⱨ, jǝmǝt baxliⱪliri, mingbexilar, yüzbexilar wǝ ⱪoxun sǝrdarliri beƣixliƣanidi.
Мошу Шеломит билән униң қериндашлири муқәддәс дәп беғишланған буюмлар сақлинидиған барлиқ ғәзниләрни башқуратти; бу буюмларни әслидә Давут падиша, җәмәт башлиқлири, миң бешилар, йүз бешилар вә қошун сәрдарлири беғишлиған еди.
27 Ular jǝnggaⱨlarda bulang-talang ⱪilip kǝlgǝn mal-mülüklǝrdin wǝ oljidin Pǝrwǝrdigarning ɵyini puhta ⱪilixⱪa beƣixliƣanidi.
Улар җәңгаһларда булаң-талаң қилип кәлгән мал-мүлүкләрдин вә олҗидин Пәрвәрдигарниң өйини пухта қилишқа беғишлиған еди.
28 [Bularning iqidimu] aldin kɵrgüqi Samuil, Kixning oƣli Saul, Nǝrning oƣli Abnǝr wǝ Zǝruiyaning oƣli Yoablar muⱪǝddǝs dǝp ayriƣan nǝrsilǝr bar idi; barliⱪ muⱪǝddǝs dǝp ayrilƣan nǝrsilǝrni Xelomit bilǝn uning ⱪerindaxliri baxⱪuratti.
[Буларниң ичидиму] алдин көргүчи Самуил, Кишниң оғли Саул, Нәрниң оғли Абнәр вә Зәруияниң оғли Йоаблар муқәддәс дәп айриған нәрсиләр бар еди; барлиқ муқәддәс дәп айрилған нәрсиләрни Шеломит билән униң қериндашлири башқуратти.
29 Izⱨar jǝmǝtidin Kenaniya wǝ uning oƣulliri [muⱪǝddǝs ɵyning] sirtida Israilda mǝnsǝpdar wǝ sotqilar ⱪilip ⱪoyuldi.
Изһар җәмәтидин Кенания вә униң оғуллири [муқәддәс өйниң] сиртида Исраилда мәнсәпдар вә сотчилар қилип қоюлди.
30 Ⱨebron jǝmǝtidin Ⱨaxabiya wǝ uning ⱪerindaxliri, ⱨǝmmisi batur bolup, Iordan dǝryasining ƣǝrbiy tǝripidǝ Israilda mǝnsǝp tutup, Pǝrwǝrdigarning hizmitigǝ wǝ padixaⱨning ixliriƣa mǝs’ul boluxⱪa ⱪoyulƣan. Ular jǝmiy birming yǝttǝ yüz kixi idi.
Һеброн җәмәтидин Һашабия вә униң қериндашлири, һәммиси батур болуп, Иордан дәриясиниң ғәрбий тәрипидә Исраилда мәнсәп тутуп, Пәрвәрдигарниң хизмитигә вә падишаниң ишлириға мәсъул болушқа қоюлған. Улар җәмий бирмиң йәттә йүз киши еди.
31 Ⱨebron jǝmǝti iqidǝ, jǝmǝtning nǝsǝbnamisi boyiqǝ Yǝriya jǝmǝt bexi idi. Dawutning sǝltǝnitining ⱪiriⱪinqi yili [nǝsǝbnamilǝrni] tǝkxürüx arⱪiliⱪ Gileadning Yaazǝr degǝn yeridǝ bu jǝmǝttinmu batur ǝzimǝtlǝr tepildi.
Һеброн җәмәти ичидә, җәмәтниң нәсәбнамиси бойичә Йәрия җәмәт беши еди. Давутниң сәлтәнитиниң қириқинчи жили [нәсәбнамиләрни] тәкшүрүш арқилиқ Гилеадниң Яазәр дегән йеридә бу җәмәттинму батур әзимәтләр тепилди.
32 Yǝriyaning ⱪerindaxliridin yǝnǝ jǝmiy bolup ikki ming yǝttǝ yüz kixi bar idi; ularning ⱨǝmmisi batur bolup, xu jǝmǝt baxliri idi; padixaⱨ Dawut ularni Rubǝn ⱪǝbilisi, Gad ⱪǝbilisi wǝ Manassǝⱨ yerim ⱪǝbilisidiki Hudaƣa wǝ padixaⱨning hizmitigǝ dair barliⱪ ixlarni baxⱪuruxⱪa ⱪoydi.
Йәрияниң қериндашлиридин йәнә җәмий болуп икки миң йәттә йүз киши бар еди; уларниң һәммиси батур болуп, шу җәмәт башлири еди; падиша Давут уларни Рубән қәбилиси, Гад қәбилиси вә Манассәһ йерим қәбилисидики Худаға вә падишаниң хизмитигә даир барлиқ ишларни башқурушқа қойди.

< Tarih-tǝzkirǝ 1 26 >