< Tarih-tǝzkirǝ 1 25 >

1 Dawut bilǝn ⱪoxunning sǝrdarliri Asaf, Ⱨeman wǝ Yǝdutunlarning oƣulliriƣimu wǝzipǝ yüklǝp, ularni qiltar, tǝmbur wǝ jang-janglar qelip, bexarǝt berix hizmitigǝ ⱪoydi. Ulardin wǝzipigǝ ⱪoyulƣanlarning sani tɵwǝndikiqǝ:
Давут билән қошунниң сәрдарлири Асаф, Һеман вә Йәдутунларниң оғуллириғиму вәзипә жүкләп, уларни чилтар, тәмбур вә җаң-җаңлар челип, бешарәт бериш хизмитигә қойди. Улардин вәзипигә қоюлғанларниң сани төвәндикичә:
2 Asafning oƣulliridin Zakkur, Yüsüp, Nitaniya wǝ Axarilaⱨ bar idi; Asafning oƣullirining ⱨǝmmisi Asafning kɵrsǝtmisigǝ ⱪaraytti; Asaf padixaⱨning kɵrsǝtmisi boyiqǝ bexarǝt berip sɵzlǝytti.
Асафниң оғуллиридин Заккур, Йүсүп, Нитания вә Ашарилаһ бар еди; Асафниң оғуллириниң һәммиси Асафниң көрсәтмисигә қарайтти; Асаф падишаниң көрсәтмиси бойичә бешарәт берип сөзләйтти.
3 Yǝdutunƣa kǝlgǝndǝ, uning Gǝdaliya, Zeri, Yǝxaya, Ximǝy, Ⱨaxabiya wǝ Mattitiyaⱨ degǝn altǝ oƣli bolup, atisi Yǝdutunning kɵrsǝtmisigǝ ⱪaraytti. Yǝdutun Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytip mǝdⱨiyǝ oⱪux üqün qiltar qelip bexarǝt berǝtti.
Йәдутунға кәлгәндә, униң Гәдалия, Зери, Йәшая, Шимәй, Һашабия вә Маттитияһ дегән алтә оғли болуп, атиси Йәдутунниң көрсәтмисигә қарайтти. Йәдутун Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтип мәдһийә оқуш үчүн чилтар челип бешарәт берәтти.
4 Ⱨemanning bolsa, uning Bukkiya, Mattaniya, Uzziyǝl, Xǝbuyǝl, Yǝrimot, Ⱨananiya, Ⱨanani, Əliyata, Giddalti wǝ Romamti-Ezǝr, Yoxbikaxa, Malloti, Ⱨotir wǝ Mahaziot degǝn oƣulliri bar idi.
Һеманниң болса, униң Буккия, Маттания, Уззийәл, Шәбуйәл, Йәримот, Һанания, Һанани, Әлията, Гиддалти вә Ромамти-Езәр, Йошбикаша, Маллоти, Һотир вә Махазиот дегән оғуллири бар еди.
5 Bularning ⱨǝmmisi Ⱨemanning oƣulliri bolup, Hudaƣa bolƣan mǝdⱨiyisini yangritix üqün ⱪoyulƣan (Ⱨeman bolsa padixaⱨⱪa Hudaning sɵz-kalamini yǝtküzidiƣan aldin kɵrgüqi idi); Huda Ⱨemanƣa on tɵt oƣul, üq ⱪiz ata ⱪilƣanidi.
Буларниң һәммиси Һеманниң оғуллири болуп, Худаға болған мәдһийисини яңритиш үчүн қоюлған (Һеман болса падишаға Худаниң сөз-каламини йәткүзидиған алдин көргүчи еди); Худа Һеманға он төрт оғул, үч қиз ата қилған еди.
6 Bularning ⱨǝmmisi atilirining baxlamqiliⱪida bolup, Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ nǝƣmǝ-nawa ⱪilix üqün, jang-jang, tǝmbur wǝ qiltar qelip Hudaning ɵyidiki wǝzipisini ɵtǝytti. Asaf, Yǝdutun wǝ Ⱨeman [bu ixlarda] padixaⱨning kɵrsǝtmisigǝ ⱪaraytti.
Буларниң һәммиси атилириниң башламчилиғида болуп, Пәрвәрдигарниң өйидә нәғмә-нава қилиш үчүн, җаң-җаң, тәмбур вә чилтар челип Худаниң өйидики вәзиписини өтәйтти. Асаф, Йәдутун вә Һеман [бу ишларда] падишаниң көрсәтмисигә қарайтти.
7 Ular wǝ ularning ⱪerindaxlirining sani jǝmiy ikki yüz sǝksǝn sǝkkiz idi (ular ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarni mǝdⱨiyilǝx nǝƣmǝ-nawaliⱪida alaⱨidǝ tǝrbiyǝ kɵrgǝn, küy eytixⱪa usta idi).
Улар вә уларниң қериндашлириниң сани җәмий икки йүз сәксән сәккиз еди (улар һәммиси Пәрвәрдигарни мәдһийиләш нәғмә-навалиғида алаһидә тәрбийә көргән, күй ейтишқа уста еди).
8 Bular qong-kiqikigǝ, ustaz-xagirtliⱪiƣa ⱪarimay ⱨǝmmisi birdǝk qǝk tartip guruppilarƣa bɵlüngǝnidi.
Булар чоң-кичигигә, устаз-шагиртлиғиға қаримай һәммиси бирдәк чәк тартип гуруппиларға бөлүнгән еди.
9 Birinqi qǝk Asafning oƣli Yüsüpkǝ, ikkinqi qǝk Gǝdaliyaƣa qiⱪti; u, uning iniliri wǝ oƣulliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
Биринчи чәк Асафниң оғли Йүсүпкә, иккинчи чәк Гәдалияға чиқти; у, униң инилири вә оғуллири болуп җәмий он икки киши еди;
10 üqinqi qǝk Zakkurƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
үчинчи чәк Заккурға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
11 tɵtinqi qǝk Izriƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
төртинчи чәк Изриға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
12 bǝxinqi qǝk Nǝtaniyaƣa qiⱪti; u uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
бәшинчи чәк Нәтанияға чиқти; у униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
13 altinqi qǝk Bukkiyaƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup on ikki kixi idi;
алтинчи чәк Буккияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп он икки киши еди;
14 yǝttinqi qǝk Yǝxarilaⱨⱪa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
йәттинчи чәк Йәшарилаһқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
15 sǝkkizinqi qǝk Yǝxayaƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
сәккизинчи чәк Йәшаяға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
16 toⱪⱪuzinqi qǝk Mattaniyaƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
тоққузинчи чәк Маттанияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
17 oninqi qǝk Ximǝygǝ qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
онинчи чәк Шимәйгә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
18 on birinqi qǝk Azarǝlgǝ qiⱪti; u wǝ uning oƣulliri, iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
он биринчи чәк Азарәлгә чиқти; у вә униң оғуллири, инилири болуп җәмий он икки киши еди;
19 on ikkinqi qǝk Ⱨasabiyaƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
он иккинчи чәк Һасабияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
20 on üqinqi qǝk Xubayǝlgǝ qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
он үчинчи чәк Шубайәлгә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
21 on tɵtinqi qǝk Mattitiyaⱨⱪa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
он төртинчи чәк Маттитияһқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
22 on bǝxinqi qǝk Yǝrimotⱪa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
он бәшинчи чәк Йәримотқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
23 on altinqi qǝk Ⱨananiyaƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
он алтинчи чәк Һананияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
24 on yǝttinqi qǝk Yoxbikaxaƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
он йәттинчи чәк Йошбикашаға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
25 on sǝkkizinqi qǝk Ⱨananiƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
он сәккизинчи чәк Һананиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
26 on toⱪⱪuzinqi qǝk Mallotiƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
он тоққузинчи чәк Маллотиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
27 yigirminqi qǝk Əliyataƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
жигирминчи чәк Әлиятаға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
28 yigirmǝ birinqi qǝk Ⱨotirƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
жигирмә биринчи чәк Һотирға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
29 yigirmǝ ikkinqi qǝk Giddaltiƣa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
жигирмә иккинчи чәк Гиддалтиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
30 yigirmǝ üqinqi qǝk Mahaziotⱪa qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi;
жигирмә үчинчи чәк Махазиотқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
31 yigirmǝ tɵtinqi qǝk Romamti-Ezǝrgǝ qiⱪti; u, uning oƣulliri wǝ iniliri bolup jǝmiy on ikki kixi idi.
жигирмә төртинчи чәк Ромамти-Езәргә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди.

< Tarih-tǝzkirǝ 1 25 >