< Tarih-tǝzkirǝ 1 23 >
1 Dawut ⱪerip künliri toxay dǝp ⱪalƣanda, oƣli Sulaymanni Israil üstigǝ padixaⱨ ⱪilip tiklidi.
Давут қерип күнлири тошай дәп қалғанда, оғли Сулайманни Исраил үстигә падиша қилип тиклиди.
2 Dawut Israildiki ǝmǝldarlarni, kaⱨinlarni wǝ Lawiylarni yiƣdi.
Давут Исраилдики әмәлдарларни, каһинларни вә Лавийларни жиғди.
3 Lawiylardin ottuz yaxtin axⱪanlarning ⱨǝmmisi sanaⱪtin ɵtküzüldi; tizimlanƣini boyiqǝ, ulardin ǝrlǝr jǝmiy ottuz sǝkkiz ming kixi idi.
Лавийлардин оттуз яштин ашқанларниң һәммиси санақтин өткүзүлди; тизимланғини бойичә, улардин әрләр җәмий оттуз сәккиз миң киши еди.
4 Dawut: «Bularning iqidǝ yigirmǝ tɵt ming kixi Pǝrwǝrdigarning ɵyini baxⱪurux hizmitigǝ, altǝ ming kixi ǝmǝldar wǝ sotqiliⱪⱪa,
Давут: «Буларниң ичидә жигирмә төрт миң киши Пәрвәрдигарниң өйини башқуруш хизмитигә, алтә миң киши әмәлдар вә сотчилиққа,
5 tɵt ming kixi dǝrwaziwǝnlikkǝ wǝ yǝnǝ tɵt ming kixi mǝn yasiƣan sazlar bilǝn Pǝrwǝrdigarƣa ⱨǝmdusana oⱪux ixiƣa ⱪoyulsun» — dedi.
төрт миң киши дәрвазивәнликкә вә йәнә төрт миң киши мән ясиған сазлар билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуш ишиға қоюлсун» — деди.
6 Dawut ularni Lawiyning oƣli Gǝrxon, Koⱨat wǝ Mǝrari jǝmǝtliri boyiqǝ guruppilarƣa bɵldi: —
Давут уларни Лавийниң оғли Гәршон, Коһат вә Мәрари җәмәтлири бойичә гуруппиларға бөлди: —
7 Gǝrxoniylardin Ladan bilǝn Ximǝy bar idi;
Гәршонийлардин Ладан билән Шимәй бар еди;
8 Ladanning oƣli: tunji oƣli Yǝⱨiyǝl, yǝnǝ Zitam bilǝn Yoeldin ibarǝt üq kixi idi;
Ладанниң оғли: тунҗа оғли Йәһийәл, йәнә Зитам билән Йоелдин ибарәт үч киши еди;
9 Ximǝyning oƣlidin Xelomit, Ⱨaziyǝl wǝ Ⱨarandin ibarǝt üq kixi idi; yuⱪiriⱪilar Ladanning jǝmǝt baxliⱪliri idi.
Шимәйниң оғлидин Шеломит, Һазийәл вә Һарандин ибарәт үч киши еди; жуқуриқилар Ладанниң җәмәт башлиқлири еди.
10 Ximǝyning oƣulliri Jaⱨat, Zina, Yǝux wǝ Beriyaⱨ, bu tɵtǝylǝnning ⱨǝmmisi Ximǝyning oƣli idi.
Шимәйниң оғуллири Җаһат, Зина, Йәуш вә Берияһ, бу төртәйләнниң һәммиси Шимәйниң оғли еди.
11 Jaⱨat tunji oƣul, Ziza ikkinqi oƣul idi; Yǝux bilǝn Beriyaⱨning ǝwladliri kɵp bolmiƣaqⱪa, bir [jǝmǝt guruppisi] dǝp ⱨesablanƣan.
Җаһат тунҗа оғул, Зиза иккинчи оғул еди; Йәуш билән Берияһниң әвлатлири көп болмиғачқа, бир [җәмәт гурупписи] дәп һесапланған.
12 Koⱨatning oƣulliri Amram, Izⱨar, Ⱨebron wǝ Uzziyǝldin ibarǝt tɵt kixi idi.
Коһатниң оғуллири Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззийәлдин ибарәт төрт киши еди.
13 Amramning oƣli Ⱨarun bilǝn Musa idi. Ⱨarun bilǝn uning ǝwladliri ǝng muⱪǝddǝs buyumlarni paklax, Pǝrwǝrdigarning aldida mǝnggügǝ [ⱪurbanliⱪlarni] sunux, uning hizmitini ⱪilix, mǝnggü uning namidin bǝht tilǝp dua berixkǝ ayrilƣanidi.
Амрамниң оғли Һарун билән Муса еди. Һарун билән униң әвлатлири әң муқәддәс буюмларни паклаш, Пәрвәрдигарниң алдида мәңгүгә [қурбанлиқларни] сунуш, униң хизмитини қилиш, мәңгү униң намидин бәхит тиләп дуа беришкә айрилған еди.
14 Hudaning adimi Musaƣa kǝlsǝk, uning ǝwladliri Lawiy ⱪǝbilisidin dǝp ⱨesablinip pütülgǝn.
Худаниң адими Мусаға кәлсәк, униң әвлатлири Лавий қәбилисидин дәп һесаплинип пүтүлгән.
15 Musaning oƣli Gǝrxom bilǝn Əliezǝr idi.
Мусаниң оғли Гәршом билән Әлиезәр еди.
16 Gǝrxomning oƣulliridin Xǝbuyǝl qong oƣli idi.
Гәршомниң оғуллиридин Шәбуйәл чоң оғли еди.
17 Əliezǝrning oƣli Rǝⱨabiya idi; Əliezǝrning baxⱪa oƣli bolmiƣan, lekin Rǝⱨabiyaning oƣulliri naⱨayiti kɵp idi.
Әлиезәрниң оғли Рәһабия еди; Әлиезәрниң башқа оғли болмиған, лекин Рәһабияниң оғуллири наһайити көп еди.
18 Izⱨarning tunji oƣli Xelomit idi.
Изһарниң тунҗа оғли Шеломит еди.
19 Ⱨebronning oƣulliri: tunji oƣli Yeriya, ikkinqi oƣli Amariya, üqinqi oƣli Yaⱨaziyǝl, tɵtinqi oƣli Jǝkamiyam idi.
Һебронниң оғуллири: тунҗа оғли Йерия, иккинчи оғли Амария, үчинчи оғли Яһазийәл, төртинчи оғли Җәкамиям еди.
20 Uzziyǝlning oƣulliri: tunji oƣli Mikaⱨ, ikkinqi oƣli Yixiya idi.
Уззийәлниң оғуллири: тунҗа оғли Микаһ, иккинчи оғли Йишия еди.
21 Mǝrarining oƣli Maⱨli bilǝn Muxi idi; Maⱨlining oƣli Əliazar bilǝn Kix idi.
Мәрариниң оғли Маһли билән Муши еди; Маһлиниң оғли Әлиазар билән Киш еди.
22 Əliazar ɵlgǝndǝ oƣli yoⱪ, ⱪizlirila bar idi; ularning tuƣⱪanliri, yǝni Kixning oƣulliri u ⱪizlarni ǝmrigǝ aldi.
Әлиазар өлгәндә оғли йоқ, қизлирила бар еди; уларниң туққанлири, йәни Кишниң оғуллири у қизларни әмригә алди.
23 Muxining Maⱨli, Edǝr wǝ Yǝrǝmot degǝn üqla oƣli bar idi.
Мушиниң Маһли, Едәр вә Йәрәмот дегән үчла оғли бар еди.
24 Yuⱪiriⱪilarning ⱨǝmmisi Lawiyning ǝwladliri bolup, jǝmǝtliri boyiqǝ, yǝni jǝmǝt baxliri boyiqǝ yigirmǝ yaxtin axⱪan ǝrkǝklǝr royhǝtkǝ elinƣan; ular Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki wǝzipilǝrni ɵtǝxkǝ ismiliri boyiqǝ tizimlanƣanidi.
Жуқириқиларниң һәммиси Лавийниң әвлатлири болуп, җәмәтлири бойичә, йәни җәмәт башлири бойичә жигирмә яштин ашқан әркәкләр ройхәткә елинған; улар Пәрвәрдигарниң өйидики вәзипиләрни өтәшкә исмилири бойичә тизимланған еди.
25 Qünki Dawut: «Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪigǝ aram berip, Ɵzi mǝnggü Yerusalemda makan ⱪilidu;
Чүнки Давут: «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Өз хәлқигә арам берип, Өзи мәңгү Йерусалимда макан қилиду;
26 xuning bilǝn Lawiylarning muⱪǝddǝs qedirni wǝ uning iqidiki ⱨǝrⱪaysi ⱪaqa-ǝswablarni kɵtürüp yürüxning ⱨajiti yoⱪ» degǝnidi.
шуниң билән Лавийларниң муқәддәс чедирни вә униң ичидики һәр қайси қача-әсвапларни көтирип жүрүшниң һаҗити йоқ» дегән еди.
27 Xunga Dawutning jan üzüx aldidiki wǝsiyiti boyiqǝ, Lawiylarning yigirmǝ yaxtin yuⱪirilirining ⱨǝmmisi sanaⱪtin ɵtküzülgǝnidi.
Шуңа Давутниң җан үзүш алдидики вәсийити бойичә, Лавийларниң жигирмә яштин жуқурилириниң һәммиси санақтин өткүзүлгән еди.
28 Ularning wǝzipisi bolsa Ⱨarunning ǝwladlirining yenida turup, Pǝrwǝrdigarning ɵyining ixlirini ⱪilix idi; ular ⱨoyla-aramlarni baxⱪurux, barliⱪ muⱪǝddǝs buyumlarni pakiz tutux, ⱪisⱪisi, Pǝrwǝrdigarning ɵyining hizmǝt wǝzipilirini bejirixkǝ mǝs’ul idi;
Уларниң вәзиписи болса Һарунниң әвлатлириниң йенида туруп, Пәрвәрдигарниң өйиниң ишлирини қилиш еди; улар һойла-арамларни башқуруш, барлиқ муқәддәс буюмларни пакиз тутуш, қисқиси, Пәрвәрдигарниң өйиниң хизмәт вәзипилирини беҗиришкә мәсъул еди;
29 yǝnǝ «tizilƣan tǝⱪdim nan», ax ⱨǝdiyǝ unliri, petir ⱪoturmaqlar, ⱪazan nanliri wǝ mayliⱪ nanlarƣa, xundaⱪla ⱨǝrhil ɵlqǝx ǝswabliriƣa mǝs’ul idi;
йәнә «тизилған тәқдим нан», аш һәдийә унлири, петир қотурмачлар, қазан нанлири вә майлиқ нанларға, шундақла һәр хил өлчәш әсваплириға мәсъул еди;
30 ular yǝnǝ ⱨǝrküni ǝtigǝndǝ ɵrǝ turup Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytip ⱨǝmdusana oⱪuytti, ⱨǝrküni kǝqlikimu xundaⱪ ⱪilatti.
улар йәнә һәр күни әтигәндә өрә туруп Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтип һәмдусана оқуйтти, һәр күни кәчлигиму шундақ қилатти.
31 Yǝnǝ xabat küni, ⱨǝr yengi ayda, xuningdǝk bekitilgǝn ⱨeyt-bayramlarda sunulidiƣan barliⱪ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarƣa mǝs’ul idi. Ɵzlirigǝ ⱪaritilƣan bǝlgilimǝ boyiqǝ, ular daim Pǝrwǝrdigarning aldiƣa bekitiligǝn sani wǝ nɵwiti bilǝn hizmǝttǝ turatti.
Йәнә шабат күни, һәр йеңи айда, шуниңдәк бекитилгән һейт-байрамларда сунулидиған барлиқ көйдүрмә қурбанлиқларға мәсъул еди. Өзлиригә қаритилған бәлгүлимә бойичә, улар дайим Пәрвәрдигарниң алдиға бекитилигән сани вә нөвити билән хизмәттә туратти.
32 Ular jamaǝt qedirini ⱨǝm muⱪǝddǝs jayni baⱪatti, xundaⱪla ɵzlirining Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki hizmǝttǝ boluwatⱪan ⱪerindaxliri, yǝni Ⱨarunning ǝwladliriƣa ⱪaraytti.
Улар җамаәт чедирини һәм муқәддәс җайни бақатти, шундақла өзлириниң Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәттә болуватқан қериндашлири, йәни Һарунниң әвлатлириға қарайтти.