< Tarih-tǝzkirǝ 1 22 >
1 Xunga Dawut: «Mana bu Pǝrwǝrdigar Hudaning ɵyi bolidiƣan jay, mana bu Israil üqün kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ sunidiƣan ⱪurbangaⱨ bolidu» — dedi.
Шуңа Давут: «Мана бу Пәрвәрдигар Худаниң өйи болидиған җай, мана бу Исраил үчүн көйдүрмә қурбанлиқ сунидиған қурбангаһ болиду» — деди.
2 Dawut Pǝrwǝrdigarning ɵyini saldurux üqün Israil zeminidiki yat ǝldikilǝrni yiƣixni buyrudi ⱨǝm taxlarni oyuxⱪa taxqilarni tǝyinlidi.
Давут Пәрвәрдигарниң өйини салдуруш үчүн Исраил зиминидики ят әлдикиләрни жиғишни буйруди һәм ташларни оюшқа ташчиларни тайинлиди.
3 Ixik-dǝrwazilarƣa ixlitixkǝ miⱪ wǝ girǝ-baldaⱪ yasax üqün nurƣun tɵmür tǝyyarlidi; yǝnǝ nurƣun mis tǝyyarlidiki, uning eƣirliⱪini tarazilap bolmaytti;
Ишик-дәрвазиларға ишлитишкә миқ вә гирә-балдақ ясаш үчүн нурғун төмүр тәйярлиди; йәнә нурғун мис тәйярлидики, униң еғирлиғини таразилап болмайтти;
4 u yǝnǝ san-sanaⱪsiz kedir yaƣiqi tǝyyarlidi, qünki Zidonluⱪlar bilǝn Turluⱪlar Dawutⱪa nurƣun kedir yaƣiqi yǝtküzüp bǝrgǝnidi.
у йәнә сан-санақсиз кедир яғичи тәйярлиди, чүнки Зидонлуқлар билән Турлуқлар Давутқа нурғун кедир яғичи йәткүзүп бәргән еди.
5 Dawut kɵnglidǝ: «Oƣlum Sulayman tehi yax, bir yumran kɵqǝt halas, Pǝrwǝrdigarƣa selinidiƣan ɵy naⱨayiti bǝⱨǝywǝt wǝ katta boluxi, xan-xɵⱨriti barliⱪ yurtlarƣa yeyilixi kerǝk; xuning bilǝn bu ɵygǝ ketidiƣan materiyallarni ⱨazirlap ⱪoyuxum kerǝk» dǝp oylidi. Xunga Dawut ɵlüxtin ilgiri nurƣun materiyal ⱨazirlap ⱪoydi.
Давут көңлидә: «Оғлум Сулайман техи яш, бир юмран көчәт халас, Пәрвәрдигарға селинидиған өй наһайити бәһәйвәт вә катта болуши, шан-шөһрити барлиқ жутларға йейилиши керәк; шуниң билән бу өйгә кетидиған материялларни һазирлап қоюшум керәк» дәп ойлиди. Шуңа Давут өлүштин илгири нурғун материял һазирлап қойди.
6 Dawut oƣli Sulaymanni ⱪiqⱪirip uningƣa Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa ɵy selixni tapilidi.
Давут оғли Сулайманни қичқирип униңға Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға өй селишни тапилиди.
7 Dawut Sulaymanƣa mundaⱪ dedi: «I oƣlum, mǝn ǝslidǝ Pǝrwǝrdigar Hudayimning namiƣa atap bir ɵy selixni oyliƣan,
Давут Сулайманға мундақ деди: «И оғлум, мән әслидә Пәрвәрдигар Худайимниң намиға атап бир өй селишни ойлиған,
8 lekin Pǝrwǝrdigarning manga: «Sǝn nurƣun adǝmning ⱪenini tɵktüng, nurƣun qong jǝnglǝrni ⱪilding; sening Mening namimƣa atap ɵy selixingƣa bolmaydu, qünki sǝn Mening aldimda nurƣun adǝmning ⱪenini yǝrgǝ tɵktüng.
лекин Пәрвәрдигарниң маңа: «Сән нурғун адәмниң қенини төктүң, нурғун чоң җәңләрни қилдиң; сениң Мениң намимға атап өй селишиңға болмайду, чүнки сән Мениң алдимда нурғун адәмниң қенини йәргә төктүң.
9 Ⱪara, seningdin bir oƣul tɵrülidu; u aram-tinqliⱪ adimi bolidu, Mǝn uni ⱨǝr tǝrǝptiki düxmǝnliridin aram tapⱪuzimǝn; uning ismi dǝrwǝⱪǝ Sulayman atilidu, u tǝhttiki künliridǝ Mǝn Israilƣa aram-tinqliⱪ wǝ asayixliⱪ ata ⱪilimǝn.
Қара, сениңдин бир оғул төрүлиду; у арам-течлиқ адими болиду, Мән уни һәр тәрәптики дүшмәнлиридин арам тапқузимән; униң исми дәрвәқә Сулайман атилиду, у тәхттики күнлиридә Мән Исраилға арам-течлиқ вә асайишлиқ ата қилимән.
10 U Mening namimƣa atap ɵy salidu; u Manga oƣul bolidu, Mǝn uningƣa ata bolimǝn; Mǝn uning Israil üstidiki padixaⱨliⱪ tǝhtini mǝnggü mǝzmut ⱪilimǝn» degǝn sɵz-kalami manga yǝtti.
У Мениң намимға атап өй салиду; у Маңа оғул болиду, Мән униңға ата болимән; Мән униң Исраил үстидики падишалиқ тәхтини мәңгү мәзмут қилимән» дегән сөз-калами маңа йәтти.
11 I oƣlum, ǝmdi Pǝrwǝrdigar sening bilǝn billǝ bolƣay! Xuning bilǝn yolung rawan bolup, Uning sening toƣruluⱪ bǝrgǝn wǝdisi boyiqǝ Pǝrwǝrdigar Hudayingning ɵyini salisǝn.
И оғлум, әнди Пәрвәрдигар сениң билән биллә болғай! Шуниң билән йолуң раван болуп, Униң сениң тоғрилиқ бәргән вәдиси бойичә Пәрвәрдигар Худайиңниң өйини салисән.
12 Pǝrwǝrdigar sanga pǝm wǝ ǝⱪil bǝrgǝy wǝ Israilni idarǝ ⱪilixⱪa kɵrsǝtmǝ bǝrgǝy, seni Pǝrwǝrdigar Hudayingning muⱪǝddǝs ⱪanuniƣa ǝmǝl ⱪilidiƣan ⱪilƣay.
Пәрвәрдигар саңа пәм вә әқил бәргәй вә Исраилни идарә қилишқа көрсәтмә бәргәй, сени Пәрвәрдигар Худайиңниң муқәддәс қануниға әмәл қилидиған қилғай.
13 Xu waⱪitta, Pǝrwǝrdigar Israillar üqün Musaƣa tapxurƣan bǝlgilimǝ-ⱨɵkümlǝrgǝ ǝmǝl ⱪilsang, yolung rawan bolidu. Ⱪǝysǝr, batur bol! Ⱪorⱪma, ⱨoduⱪupmu kǝtmǝ.
Шу вақитта, Пәрвәрдигар Исраиллар үчүн Мусаға тапшурған бәлгүлимә-һөкүмләргә әмәл қилсаң, йолуң раван болиду. Қәйсәр, батур бол! Қорқма, һодуқупму кәтмә.
14 Ⱪara, mǝn Pǝrwǝrdigarning ɵyi üqün japa-müxǝⱪⱪǝtlirim arⱪiliⱪ yüz ming talant altun, ming ming talant kümüx wǝ intayin kɵp, san-sanaⱪsiz mis, tɵmür tǝyyarlidim; yǝnǝ yaƣaq wǝ tax tǝyyarlidim; buningƣa yǝnǝ sǝn ⱪoxsang bolidu.
Қара, мән Пәрвәрдигарниң өйи үчүн җапа-мүшәққәтлирим арқилиқ йүз миң талант алтун, миң миң талант күмүч вә интайин көп, сан-санақсиз мис, төмүр тәйярлидим; йәнә яғач вә таш тәйярлидим; буниңға йәнә сән қошсаң болиду.
15 Buningdin baxⱪa seningdǝ yǝnǝ tax kǝsküqi, tamqi, yaƣaqqi ⱨǝm ⱨǝrhil hizmǝtlǝrni ⱪilalaydiƣan nurƣun ustilar bar;
Буниңдин башқа сениңдә йәнә таш кәскүчи, тамчи, яғаччи һәм һәр хил хизмәтләрни қилалайдиған нурғун устилар бар;
16 altun-kümüx, mis, tɵmür bolsa san-sanaⱪsiz; sǝn ixⱪa tutuxuxⱪa ornungdin tur, Pǝrwǝrdigarim sening bilǝn billǝ bolƣay!»
алтун-күмүч, мис, төмүр болса сан-санақсиз; сән ишқа тутушушқа орнуңдин тур, Пәрвәрдигарим сениң билән биллә болғай!»
17 Dawut yǝnǝ Israildiki ǝmǝldarlarƣa oƣli Sulaymanƣa yardǝm berixni tapilap:
Давут йәнә Исраилдики әмәлдарларға оғли Сулайманға ярдәм беришни тапилап:
18 «Hudayinglar bolƣan Pǝrwǝrdigar silǝr bilǝn billǝ ǝmǝsmu? Ⱨǝr ǝtrapinglarda silǝrgǝ tinq-aramliⱪ bǝrgǝn ǝmǝsmu? Qünki U bu zemindiki aⱨalini ⱪolumƣa tapxurdi; zemin Pǝrwǝrdigarning aldida wǝ hǝlⱪining aldida tizginlǝndi.
«Худайиңлар болған Пәрвәрдигар силәр билән биллә әмәсму? Һәр әтрапиңларда силәргә тинич-арамлиқ бәргән әмәсму? Чүнки У бу зиминдики аһалини қолумға тапшурди; зимин Пәрвәрдигарниң алдида вә хәлқиниң алдида тизгинләнди.
19 Əmdi silǝr pütün ⱪǝlbinglar, pütün jeninglar bilǝn ⱪǝt’iy niyǝtkǝ kelip, Hudayinglar bolƣan Pǝrwǝrdigarni izlǝnglar; Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini wǝ Hudaning muⱪǝddǝshanisidiki ⱪaqa-ǝswablirini Uning namiƣa atap selinƣan ɵyigǝ apirip ⱪoyux üqün, Pǝrwǝrdigar Hudaning muⱪǝddǝshanisini selixⱪa ornunglardin ⱪopunglar!» dedi.
Әнди силәр пүтүн қәлбиңлар, пүтүн җениңлар билән қәтъий нийәткә келип, Худайиңлар болған Пәрвәрдигарни изләңлар; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини вә Худаниң муқәддәсханисидики қача-әсваплирини Униң намиға атап селинған өйигә апирип қоюш үчүн, Пәрвәрдигар Худаниң муқәддәсханисини селишқа орнуңлардин қопуңлар!» деди.