< Tarih-tǝzkirǝ 1 21 >
1 Xǝytan Israillarƣa zǝrbǝ berix üqün, Dawutni Israillarni sanaⱪtin ɵtküzüxkǝ eziⱪturdi.
Шәйтан Исраилларға зәрбә бериш үчүн, Давутни Исраилларни санақтин өткүзүшкә езиқтурди.
2 Xunga Dawut Yoabⱪa wǝ hǝlⱪning yolbaxqiliriƣa: «Silǝr Bǝǝr-Xebadin Danƣiqǝ arilap Israillarni sanaⱪtin ɵtküzüp kelip mening bilǝn kɵrüxünglar, ularning sanini bilǝy» dedi.
Шуңа Давут Йоабқа вә хәлиқниң йолбашчилириға: «Силәр Бәәр-Шебадин Данғичә арилап Исраилларни санақтин өткүзүп келип мениң билән көрүшүңлар, уларниң санини биләй» деди.
3 Lekin Yoab jawabǝn: —«Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪini ⱨazir mǝyli ⱪanqilik bolsun, yüz ⱨǝssǝ axuruwǝtkǝy. Lekin i hojam padixaⱨim, ularning ⱨǝmmisi ɵzüngning hizmitingdǝ turuwatⱪanlar ǝmǝsmu? Hojam bu ixni zadi nemǝ dǝp tǝlǝp ⱪilidu? Hojam Israilni nemixⱪa gunaⱨⱪa muptila ⱪilidila?» — dedi.
Лекин Йоаб җававән: —«Пәрвәрдигар Өз хәлқини һазир мәйли қанчилик болсун, йүз һәссә ашурувәткәй. Лекин и ғоҗам падишасим, уларниң һәммиси өзүңниң хизмитиңдә туруватқанлар әмәсму? Ғоҗам бу ишни зади немә дәп тәләп қилиду? Ғоҗам Исраилни немишкә гунаға муптила қилидила?» — деди.
4 Lekin padixaⱨning sɵzi Yoabning sɵzini besip qüxti; xunga Yoab qiⱪip pütün Israil zeminini arilap Yerusalemƣa ⱪaytip kǝldi.
Лекин падишаниң сөзи Йоабниң сөзини бесип чүшти; шуңа Йоаб чиқип пүтүн Исраил зиминини арилап Йерусалимға қайтип кәлди.
5 Yoab sanaⱪtin ɵtküzülgǝn hǝlⱪning sanini Dawutⱪa mǝlum ⱪildi; pütün Israilda ⱪolida ⱪiliq kɵtürǝlǝydiƣan adǝmlǝr bir milyon bir yüz ming; Yǝⱨudalardin ⱪolida ⱪiliq kɵtürǝlǝydiƣan adǝmlǝr tɵt yüz yǝtmix ming bolup qiⱪti.
Йоаб санақтин өткүзүлгән хәлиқниң санини Давутқа мәлум қилди; пүтүн Исраилда қолида қилич көтирәләйдиған адәмләр бир миллион бир йүз миң; Йәһудалардин қолида қилич көтирәләйдиған адәмләр төрт йүз йәтмиш миң болуп чиқти.
6 Biraⱪ Lawiylar bilǝn Binyaminlarla sanaⱪⱪa kirmidi; qünki padixaⱨning bu buyruⱪi Yoabning nǝziridǝ yirginqlik idi.
Бирақ Лавийлар билән Биняминларла санаққа кирмиди; чүнки падишаниң бу буйруғи Йоабниң нәзиридә жиркиничлик еди.
7 Huda bu ixni yaman kɵrgǝqkǝ, Israillarƣa zǝrbǝ bǝrdi.
Худа бу ишни яман көргәчкә, Исраилларға зәрбә бәрди.
8 Dawut Hudaƣa: «Mǝn bu ixni ⱪilip qong gunaⱨ ɵtküzüptimǝn; ǝmdi mǝnki ⱪulungning bu ⱪǝbiⱨlikini kǝqürüxingni tilǝymǝn, qünki mǝn tolimu ǝhmiⱪanǝ ix ⱪiptimǝn» — dedi.
Давут Худаға: «Мән бу ишни қилип чоң гуна өткүзүптимән; әнди мәнки қулуңниң бу қәбиһлигини кәчүрүшиңни тиләймән, чүнки мән толиму әхмиқанә иш қиптимән» — деди.
9 Pǝrwǝrdigar Dawutning aldin kɵrgüqisi bolƣan Gadⱪa:
Пәрвәрдигар Давутниң алдин көргүчиси болған Гадқа:
10 Sǝn berip Dawutⱪa eytip: «Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝyduki, Mǝn sanga üq bala-ⱪazani aldingda ⱪoyimǝn; xuningdin birini talliwal, Mǝn xuni bexinglarƣa qüxürimǝn» degin, — dedi.
Сән берип Давутқа ейтип: «Пәрвәрдигар мундақ дәйдуки, Мән саңа үч бала-қазани алдиңда қойимән; шуниңдин бирини талливал, Мән шуни бешиңларға чүшүримән» дегин, — деди.
11 Xuning bilǝn Gad Dawutning yeniƣa kelip: «Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu:
Шуниң билән Гад Давутниң йениға келип: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду:
12 «Ⱪeni talliƣin: Ya üq yil aqarqiliⱪta ⱪelixtin, ya üq ay düxmǝnlǝrning aldidin ⱪeqip, yawliring tǝripidin ⱪoƣlap ⱪiliqlinixidin wǝ yaki üq kün Pǝrwǝrdigarning ⱪiliqining uruxi — yǝni waba kesilining zeminda tarⱪilixi, Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisining Israilning pütün qegrisini harab ⱪilixidin birini talliƣin». Əmdi oylinip kɵr, bir nemǝ degin; mǝn meni ǝwǝtküqigǝ nemǝ dǝp jawap berǝy?» dedi.
«Қени таллиғин: Я үч жил ачарчилиқта қелиштин, я үч ай дүшмәнләрниң алдидин қечип, явлириң тәрипидин қоғлап қиличлинишидин вә яки үч күн Пәрвәрдигарниң қиличиниң уруши — йәни ваба кесилиниң зиминда тарқилиши, Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң Исраилниң пүтүн чегарисини харап қилишидин бирини таллиғин». Әнди ойлинип көр, бир немә дегин; мән мени әвәткүчигә немә дәп җавап берәй?» деди.
13 Dawut Gadⱪa: «Mǝn bǝk ⱪattiⱪ tǝngliktǝ ⱪaldim; ǝmdi Pǝrwǝrdigarning ⱪoliƣa qüxǝy dǝymǝn, qünki U tolimu xǝpⱪǝtliktur. Pǝⱪǝt insanlarning ⱪoliƣa qüxmisǝm, dǝymǝn» dedi.
Давут Гадқа: «Мән бәк қаттиқ тәңликтә қалдим; әнди Пәрвәрдигарниң қолиға чүшәй дәймән, чүнки У толиму шәпқәтликтур. Пәқәт инсанларниң қолиға чүшмисәм, дәймән» деди.
14 Xu sǝwǝblik Pǝrwǝrdigar Israilƣa waba tarⱪatti; Israillardin yǝtmix ming adǝm ɵldi.
Шу сәвәплик Пәрвәрдигар Исраилға ваба тарқатти; Исраиллардин йәтмиш миң адәм өлди.
15 Huda Yerusalemni wǝyran ⱪilip taxlax üqün bir Pǝrixtini ǝwǝtti; u wǝyran ⱪiliwatⱪanda, Pǝrwǝrdigar ǝⱨwalni kɵrüp ɵzi qüxürgǝn bu bala-ⱪazadin puxayman ⱪilip ⱪaldi-dǝ, wǝyran ⱪilƣuqi Pǝrixtigǝ: «Bǝs! Əmdi ⱪolungni tart!» dedi. U qaƣda Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi Yǝbusiy Ornanning haminining yenida turatti.
Худа Йерусалимни вәйран қилип ташлаш үчүн бир Пәриштини әвәтти; у вәйран қиливатқанда, Пәрвәрдигар әһвални көрүп өзи чүшүргән бу бала-қазадин пушайман қилип қалди-дә, вәйран қилғучи Пәриштигә: «Бәс! Әнди қолуңни тарт!» деди. У чағда Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Йәбусий Орнанниң хамининиң йенида туратти.
16 Dawut bexini kɵtürüp, Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisining asman bilǝn yǝrning ariliⱪida, ⱪolidiki ƣilaptin suƣurƣan ⱪiliqini Yerusalemƣa tǝnglǝp turƣanliⱪini kɵrdi. Dawut bilǝn aⱪsaⱪallarning ⱨǝmmisi bɵz rǝhtkǝ oralƣan ⱨalda yǝrgǝ düm yiⱪildi.
Давут бешини көтирип, Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң асман билән йәрниң арилиғида, қолидики ғилаптин суғурған қиличини Йерусалимға тәңләп турғанлиғини көрди. Давут билән ақсақалларниң һәммиси бөз рәхткә оралған һалда йәргә дүм жиқилди.
17 Dawut Hudaƣa: «Hǝlⱪning sanini elip qiⱪixni buyruƣuqi mǝn ǝmǝsmu? Gunaⱨ ⱪilip bu rǝzillik ɵtküzgüqi mǝndurmǝn; bu bir pada ⱪoylar bolsa, zadi nemǝ ⱪildi? Aⱨ, Pǝrwǝrdigar Hudayim, ⱪolung Ɵz hǝlⱪinggǝ ǝmǝs, bǝlki manga wǝ mening jǝmǝtimgǝ qüxkǝy, wabani Ɵz hǝlⱪingning üstigǝ qüxürmigǝysǝn!» dedi.
Давут Худаға: «Хәлиқниң санини елип чиқишни буйруғучи мән әмәсму? Гуна қилип бу рәзиллик өткүзгүчи мәндурмән; бу бир пада қойлар болса, зади немә қилди? Аһ, Пәрвәрдигар Худайим, қолуң Өз хәлқиңгә әмәс, бәлки маңа вә мениң җәмәтимгә чүшкәй, вабани Өз хәлқиңниң үстигә чүшүрмигәйсән!» деди.
18 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi Gadⱪa: Sǝn berip Dawutⱪa eytⱪin, u Yǝbusiy Ornanning haminiƣa qiⱪip Pǝrwǝrdigarƣa bir ⱪurbangaⱨ salsun, dewidi,
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Гадқа: Сән берип Давутқа ейтқин, у Йәбусий Орнанниң хаминиға чиқип Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ салсун, девиди,
19 Dawut Gadning Pǝrwǝrdigarning namida eytⱪini boyiqǝ xu yǝrgǝ qiⱪti.
Давут Гадниң Пәрвәрдигарниң намида ейтқини бойичә шу йәргә чиқти.
20 U qaƣda Ornan buƣday tepiwatatti; Ornan burulup Pǝrixtini kɵrüp, ɵzi tɵt oƣli bilǝn mɵküwalƣanidi.
У чағда Орнан буғдай тепивататти; Орнан бурулуп Пәриштини көрүп, өзи төрт оғли билән мөкүвалған еди.
21 Dawut Ornanning yeniƣa kǝlgǝndǝ, u bexini kɵtürüp Dawutni kɵrüp, hamandin qiⱪip kǝldi-dǝ, bexini yǝrgǝ tǝgküdǝk egip Dawutⱪa tǝzim ⱪildi.
Давут Орнанниң йениға кәлгәндә, у бешини көтирип Давутни көрүп, хамандин чиқип кәлди-дә, бешини йәргә тәккидәк егип Давутқа тазим қилди.
22 Dawut Ornanƣa: «Hǝlⱪ iqidǝ taralƣan wabani tosup ⱪelix üqün, muxu hamanni wǝ ǝtrapidiki yǝrni manga setip bǝrsǝng, bu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigarƣa atap bir ⱪurbangaⱨ salay dǝymǝn. Sǝn toluⱪ baⱨa ⱪoyup bu yeringni manga setip bǝrsǝng» dedi.
Давут Орнанға: «Хәлиқ ичидә таралған вабани тосуп қелиш үчүн, мошу хаманни вә әтрапидики йәрни маңа сетип бәрсәң, бу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салай дәймән. Сән толуқ баһа қоюп бу йериңни маңа сетип бәрсәң» деди.
23 — Alsila, ƣojam padixaⱨimning ⱪandaⱪ ⱪilƣusi kǝlsǝ xundaⱪ ⱪilƣay; ⱪarisila, ⱪurbanliⱪ ⱪilixⱪa kalilarni berǝy, haman tepidiƣan tirnilarni otun ⱪilip ⱪalisila, buƣdayni ax ⱨǝdiyǝsigǝ ixlǝtsilǝ; bularning ⱨǝmmisini mǝn ɵzlirigǝ tuttum, dedi Ornan Dawutⱪa.
— Алсила, ғоҗам падишасимниң қандақ қилғуси кәлсә шундақ қилғай; қарисила, қурбанлиқ қилишқа калиларни берәй, хаман тепидиған тирниларни отун қилип қалисила, буғдайни аш һәдийәсигә ишләтсилә; буларниң һәммисини мән өзлиригә туттум, деди Орнан Давутқа.
24 «Yaⱪ», — dedi Dawut Ornanƣa, — «ⱪandaⱪla bolmisun mǝn toluⱪ baⱨasi boyiqǝ setiwalimǝn; qünki mǝn seningkini eliwelip Pǝrwǝrdigarƣa atisam bolmaydu, bǝdǝl tɵlimǝy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪni ⱨǝrgiz sunmaymǝn».
«Яқ», — деди Давут Орнанға, — «қандақла болмисун мән толуқ баһаси бойичә сетивалимән; чүнки мән сениңкини еливелип Пәрвәрдигарға атисам болмайду, бәдәл төлимәй көйдүрмә қурбанлиқни һәргиз сунмаймән».
25 Xuning bilǝn Dawut altǝ yüz xǝkǝl altunni ɵlqǝp Ornanƣa berip u yǝrni setiwaldi.
Шуниң билән Давут алтә йүз шәкәл алтунни өлчәп Орнанға берип у йәрни сетивалди.
26 Dawut u yǝrgǝ Pǝrwǝrdigarƣa atap bir ⱪurbangaⱨ saldi wǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi sunup, Pǝrwǝrdigarƣa nida ⱪildi; Pǝrwǝrdigar uning tiligini ⱪobul kɵrüp, jawabǝn asmandin kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪurbangaⱨiƣa ot qüxürdi.
Давут у йәргә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салди вә көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиғи сунуп, Пәрвәрдигарға нида қилди; Пәрвәрдигар униң тилигини қобул көрүп, җававән асмандин көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиға от чүшүрди.
27 Pǝrwǝrdigar Pǝrixtisini buyruwidi, U ⱪiliqini ⱪaytidin ƣilipiƣa saldi.
Пәрвәрдигар Пәриштисини буйрувиди, У қиличини қайтидин ғилипиға салди.
28 U qaƣda, Dawut Pǝrwǝrdigarning Yǝbusiylardin bolƣan Ornanning haminida uning tilikigǝ jawab bǝrgǝnlikini kɵrüp, xu yǝrdǝ ⱪurbanliⱪ sunuxⱪa baxlidi.
У чағда, Давут Пәрвәрдигарниң Йәбусийлардин болған Орнанниң хаминида униң тилигигә җавап бәргәнлигини көрүп, шу йәрдә қурбанлиқ сунушқа башлиди.
29 U qaƣda, Musa qɵldǝ yasatⱪan Pǝrwǝrdigarning qediri wǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪurbangaⱨi Gibeonning egizlikidǝ idi;
У чағда, Муса чөлдә ясатқан Пәрвәрдигарниң чедири вә көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи Гибеонниң егизлигидә еди;
30 lekin Dawut Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisining ⱪiliqidin ⱪorⱪup, u yǝrning aldiƣa berip Hudadin yol soraxⱪa jür’ǝt ⱪilalmaytti.
лекин Давут Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң қиличидин қорқуп, у йәрниң алдиға берип Худадин йол сорашқа җүръәт қилалмайтти.