< Tarih-tǝzkirǝ 1 20 >
1 Xundaⱪ boldiki, yengi yilning bexida, padixaⱨlar jǝnggǝ atlanƣan waⱪitta, Yoab küqlük ⱪisimni baxlap kelip, Ammonlarning yǝrlirini wǝyran ⱪilip, andin Rabbaⱨni muⱨasirigǝ aldi. U qaƣda Dawut Yerusalemda turuwatatti. Yoab Rabbaⱨƣa ⱨujum ⱪilip xǝⱨǝrni wǝyran ⱪilip taxlidi.
Шундақ болдики, йеңи жилниң бешида, падишалар җәңгә атланған вақитта, Йоаб күчлүк қисимни башлап келип, Аммонларниң йәрлирини вәйран қилип, андин Раббаһни муһасиригә алди. У чағда Давут Йерусалимда турувататти. Йоаб Раббаһға һуҗум қилип шәһәрни вәйран қилип ташлиди.
2 Dawut ularning padixaⱨining bexidin tajni eliwidi (altunining eƣirliⱪi bir talant qiⱪti, uningƣa yaⱪutlar ⱪondurulƣanidi), kixilǝr bu tajni Dawutning bexiƣa kiydürüp ⱪoydi. Dawut xǝⱨǝrdin yǝnǝ nurƣun jǝng ƣǝniymǝtlirini elip kǝtti.
Давут уларниң падишасиниң бешидин таҗни еливиди (алтуниниң еғирлиғи бир талант чиқти, униңға яқутлар қондурулған еди), кишиләр бу таҗни Давутниң бешиға кийдүрүп қойди. Давут шәһәрдин йәнә нурғун җәң ғәниймәтлирини елип кәтти.
3 U yǝnǝ xǝⱨǝrdiki hǝlⱪni elip qiⱪip ⱨǝrǝ, jotu wǝ palta bilǝn ixlǝxkǝ saldi; Dawut Ammonning ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrliridiki hǝlⱪlǝrnimu xundaⱪ ixlǝtti; andin Dawut kɵpqilik bilǝn Yerusalemƣa ⱪaytti.
У йәнә шәһәрдики хәлиқни елип чиқип һәрә, җоту вә палта билән ишләшкә салди; Давут Аммонниң һәр қайси шәһәрлиридики хәлиқләрниму шундақ ишләтти; андин Давут көпчилик билән Йерусалимға қайтти.
4 Xu wǝⱪǝdin keyin [Israillar] Gǝzǝrdǝ Filistiylǝr bilǝn soⱪuxti; u qaƣda Huxatliⱪ Sibbikay Rǝfayiylardin bolƣan Sippay isimlik birini ɵltürüwǝtti, Filistiylǝr tiz pükti.
Шу вақиәдин кейин [Исраиллар] Гәзәрдә Филистийләр билән соқушти; у чағда Хушатлиқ Сиббикай Рәфайийлардин болған Сиппай исимлиқ бирини өлтүрүвәтти, Филистийләр тиз пүкти.
5 Keyinqǝ [Israillar] bilǝn Filistiylǝr yǝnǝ soⱪuxti; Yairning oƣli Əlⱨanǝn Gatliⱪ Goliyatning inisi Lahmini ɵltürdi; bu adǝmning nǝyzisining dǝstisi bapkarning oⱪidǝk tom idi.
Кейинчә [Исраиллар] билән Филистийләр йәнә соқушти; Яирниң оғли Әлһанән Гатлиқ Голиятниң иниси Лахмини өлтүрди; бу адәмниң нәйзисиниң дәстиси бапкарниң оқидәк том еди.
6 Keyinki waⱪitlarda Gatta yǝnǝ soⱪux boldi; u yǝrdǝ naⱨayiti bǝstlik bir adǝm bar idi, uning ⱪolidimu, putidimu altidin barmaⱪ bolup, jǝmiy yigirmǝ tɵt barmiⱪi bar idi; umu Rǝfayiylardin idi.
Кейинки вақитларда Гатта йәнә соқуш болди; у йәрдә наһайити бәстлик бир адәм бар еди, униң қолидиму, путидиму алтидин бармақ болуп, җәмий жигирмә төрт бармиғи бар еди; уму Рәфайийлардин еди.
7 Bu adǝm Israillarni tilliƣili turuwidi, Dawutning akisi Ximiyaning oƣli Yonatan qiⱪip uni ɵltürüwǝtti.
Бу адәм Исраилларни тиллиғили турувиди, Давутниң акиси Шимияниң оғли Йонатан чиқип уни өлтүрүвәтти.
8 Bular Gatliⱪ Rafaning ǝwladliri bolup, ⱨǝmmisi Dawut wǝ uning hizmǝtkarlirining ⱪolida ɵldi.
Булар Гатлиқ Рафаниң әвлатлири болуп, һәммиси Давут вә униң хизмәткарлириниң қолида өлди.