< Tarih-tǝzkirǝ 1 2 >

1 Israilning oƣulliri Rubǝn, Ximeon, Lawiy, Yǝⱨuda, Issakar, Zǝbulun,
Исраилниң оғуллири Рубән, Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар, Зәбулун,
2 Dan, Yüsüp, Binyamin, Naftali, Gad wǝ Axirdin ibarǝt.
Дан, Йүсүп, Бинямин, Нафтали, Гад вә Аширдин ибарәт.
3 Yǝⱨudaning oƣli Er, Onan wǝ Xilaⱨ idi. Bu üqǝylǝn Ⱪanaanliⱪ Xuyaning ⱪizidin bolƣan. Yǝⱨudaning tunji oƣli Er Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanliⱪidin Pǝrwǝrdigar uning jenini alƣan.
Йәһуданиң оғли Ер, Онан вә Шилаһ еди. Бу үчәйлән Қанаанлиқ Шуяниң қизидин болған. Йәһуданиң тунҗа оғли Ер Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанлиғидин Пәрвәрдигар униң җенини алған.
4 Yǝⱨudaƣa kelini Tamardin Pǝrǝz bilǝn Zǝraⱨ tɵrǝlgǝn. Yǝⱨudaning jǝmiy bǝx oƣli bolƣan.
Йәһудаға келини Тамардин Пәрәз билән Зәраһ төрәлгән. Йәһуданиң җәмий бәш оғли болған.
5 Pǝrǝzning oƣulliri Ⱨǝzron bilǝn Ⱨamul idi.
Пәрәзниң оғуллири Һәзрон билән Һамул еди.
6 Zǝraⱨning oƣulliri Zimri, Etan, Ⱨeman, Kalkol bilǝn Dara ⱪatarliⱪ bǝx idi.
Зәраһниң оғуллири Зимри, Етан, Һеман, Калкол билән Дара қатарлиқ бәш еди.
7 Karmining oƣli Akar idi. Akar bolsa Huda lǝnǝt ⱪilƣan nǝrsini elip, «Israilƣa bala-ⱪaza kǝltürgüqi» bolup qiⱪti.
Карминиң оғли Акар еди. Акар болса Худа ләнәт қилған нәрсини елип, «Исраилға бала-қаза кәлтүргүчи» болуп чиқти.
8 Etanning oƣli Azariya idi.
Етанниң оғли Азария еди.
9 Ⱨǝzrondin tɵrǝlgǝn oƣullar Yǝraⱨmiyǝl, Ram wǝ Kalǝb idi.
Һәзрондин төрәлгән оғуллар Йәраһмийәл, Рам вә Каләб еди.
10 Amminadab Ramdin tɵrǝlgǝn; Naⱨxon Amminadabtin tɵrǝlgǝn; Naⱨxon Yǝⱨuda ⱪǝbilisining baxliⱪi bolƣan.
Амминадаб Рамдин төрәлгән; Наһшон Амминадабтин төрәлгән; Наһшон Йәһуда қәбилисиниң башлиғи болған.
11 Salmon Naⱨxondin tɵrǝlgǝn; Boaz Salmondin tɵrǝlgǝn.
Салмон Наһшондин төрәлгән; Боаз Салмондин төрәлгән.
12 Obǝd Boazdin tɵrǝlgǝn; Yǝssǝ Obǝddin tɵrǝlgǝn.
Обәд Боаздин төрәлгән; Йәссә Обәддин төрәлгән.
13 Yǝssǝning oƣullirining tunjisi Eliab, ikkinqisi Abinadab, üqinqisi Ximiya,
Йәссәниң оғуллириниң тунҗиси Елиаб, иккинчиси Абинадаб, үчинчиси Шимия,
14 tɵtinqisi Nǝtanǝl, bǝxinqisi Radday,
төртинчиси Нәтанәл, бәшинчиси Раддай,
15 altinqisi Ozǝm, yǝttinqisi Dawut idi.
алтинчиси Озәм, йәттинчиси Давут еди.
16 Zǝruiya bilǝn Abigail ularning singlisi idi. Zǝruiyaning Abixay, Yoab wǝ Asaⱨǝl degǝn üq oƣli bar idi.
Зәруия билән Абигаил уларниң сиңлиси еди. Зәруияниң Абишай, Йоаб вә Асаһәл дегән үч оғли бар еди.
17 Amasa Abigaildin tɵrǝldi; Amasaning atisi Ismaillardin bolƣan Yǝtǝr idi.
Амаса Абигаилдин төрәлди; Амасаниң атиси Исмаиллардин болған Йәтәр еди.
18 Kalǝb Azubaⱨ (Yeriot dǝpmu atilidu)tin oƣul kɵrdi; [Azubaⱨtin] bolƣan oƣulliri Yǝxǝr, Xobab wǝ Ardon idi.
Каләб Азубаһ (Йериот дәпму атилиду)тин оғул көрди; [Азубаһтин] болған оғуллири Йәшәр, Шобаб вә Ардон еди.
19 Azubaⱨ ɵlgǝndin keyin Kalǝb yǝnǝ Əfratni aldi; Əfrat uningƣa Hurni tuƣup bǝrdi.
Азубаһ өлгәндин кейин Каләб йәнә Әфратни алди; Әфрат униңға Хурни туғуп бәрди.
20 Hurdin Uri tɵrǝldi; Uridin Bǝzalǝl tɵrǝldi.
Хурдин Ури төрәлди; Уридин Бәзаләл төрәлди.
21 Keyin Ⱨǝzron Gileadning atisi Makirning ⱪizini elip bir yastuⱪⱪa bax ⱪoyuwidi (u atmix yaxⱪa kirgǝndǝ uni alƣan), uningdin Sǝgub tɵrǝldi.
Кейин Һәзрон Гилеадниң атиси Макирниң қизини елип бир ястуққа баш қоювиди (у атмиш яшқа киргәндә уни алған), униңдин Сәгуб төрәлди.
22 Sǝgubtin Yair tɵrǝldi; Yairning Gilead zeminida yigirmǝ üq xǝⱨiri bar idi.
Сәгубтин Яир төрәлди; Яирниң Гилеад зиминида жигирмә үч шәһири бар еди.
23 Gǝxur bilǝn Aram xu yurttikilǝrdin «Yairning yeza-ⱪixlaⱪliri»ni, Kinatni wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ yezilar bolup jǝmiy atmix yeza-xǝⱨǝrni tartiwaldi. Yuⱪiriⱪilarning ⱨǝmmisi Gileadning atisi Makirning ǝwladliridur.
Гәшур билән Арам шу жуттикиләрдин «Яирниң йеза-қишлақлири»ни, Кинатни вә униңға қарашлиқ йезилар болуп җәмий атмиш йеза-шәһәрни тартивалди. Жуқириқиларниң һәммиси Гилеадниң атиси Макирниң әвлатлиридур.
24 Ⱨǝzron Kalǝb-Əfrataⱨda ɵlgǝndin keyin, ayali Abiyaⱨ uningƣa Axhorni tuƣdi; Axhor Tǝkoaning atisi idi.
Һәзрон Каләб-Әфратаһда өлгәндин кейин, аяли Абияһ униңға Ашхорни туғди; Ашхор Тәкоаниң атиси еди.
25 Ⱨǝzronning tunji oƣli Yǝraⱨmiyǝlning oƣulliri Ram, Bunaⱨ, Orǝn, Ozǝm wǝ Ahiyaⱨ idi.
Һәзронниң тунҗа оғли Йәраһмийәлниң оғуллири Рам, Бунаһ, Орән, Озәм вә Ахияһ еди.
26 Yǝraⱨmiyǝlning Ataraⱨ degǝn yǝnǝ bir ayali bar idi, u Onamning anisi idi.
Йәраһмийәлниң Атараһ дегән йәнә бир аяли бар еди, у Онамниң аниси еди.
27 Yǝraⱨmiyǝlning tunji oƣli Ramning oƣulliri Maaz, Yamin wǝ Ekǝr idi.
Йәраһмийәлниң тунҗа оғли Рамниң оғуллири Мааз, Ямин вә Екәр еди.
28 Onamning oƣulliri Xammay bilǝn Yada idi; Xammayning oƣulliri Nadab bilǝn Abixur idi.
Онамниң оғуллири Шаммай билән Яда еди; Шаммайниң оғуллири Надаб билән Абишур еди.
29 Abixurning ayalining ismi Abiⱨayil bolup, Abiⱨayildin uningƣa Aⱨban bilǝn Molid tɵrǝldi.
Абишурниң аялиниң исми Абиһайил болуп, Абиһайилдин униңға Аһбан билән Молид төрәлди.
30 Nadabning oƣullri Sǝlǝd bilǝn Appayim idi; Sǝlǝd ta ɵlgüqǝ oƣul pǝrzǝnt kɵrmigǝn.
Надабниң оғуллри Сәләд билән Аппайим еди; Сәләд та өлгичә оғул пәрзәнт көрмигән.
31 Yixi Appayimning oƣli; Xexan Yixining oƣli; Ahlay Xexanning oƣli idi.
Йиши Аппайимниң оғли; Шешан Йишиниң оғли; Ахлай Шешанниң оғли еди.
32 Xammayning inisi Yadaning oƣulliri Yǝtǝr bilǝn Yonatan idi; Yǝtǝr taki ɵlgüqǝ oƣul pǝrzǝnt kɵrmigǝn.
Шаммайниң иниси Яданиң оғуллири Йәтәр билән Йонатан еди; Йәтәр таки өлгичә оғул пәрзәнт көрмигән.
33 Pǝlǝt bilǝn Zaza Yonatanning oƣulliri idi. Yuⱪiriⱪilarning ⱨǝmmisi Yǝraⱨmiyǝlning ǝwladliridur.
Пәләт билән Заза Йонатанниң оғуллири еди. Жуқириқиларниң һәммиси Йәраһмийәлниң әвлатлиридур.
34 Xexan ⱪiz pǝrzǝnt kɵrüp, oƣul pǝrzǝnt kɵrmigǝnidi; Xexanning Misirliⱪ Yarha dǝydiƣan bir maliyi bar idi.
Шешан қиз пәрзәнт көрүп, оғул пәрзәнт көрмигән еди; Шешанниң Мисирлиқ Ярха дәйдиған бир малийи бар еди.
35 Xexan ⱪizini maliyi Yarhaƣa hotunluⱪⱪa bǝrgǝn, uningdin Yarhaƣa Attay tɵrǝlgǝn.
Шешан қизини малийи Ярхаға хотунлуққа бәргән, униңдин Ярхаға Аттай төрәлгән.
36 Attaydin Natan; Natandin Zabad tɵrǝlgǝn.
Аттайдин Натан; Натандин Забад төрәлгән.
37 Zabadtin Iflal; Iflaldin Obǝd tɵrǝlgǝn.
Забадтин Ифлал; Ифлалдин Обәд төрәлгән.
38 Obǝdtin Yǝⱨu; Yǝⱨudin Azariya tɵrǝlgǝn.
Обәдтин Йәһу; Йәһудин Азария төрәлгән.
39 Azariyadin Ⱨǝlǝz; Ⱨǝlǝzdin Əlasaⱨ tɵrǝlgǝn.
Азариядин Һәләз; Һәләздин Әласаһ төрәлгән.
40 Əlasaⱨtin Sismay; Sismaydin Xallum tɵrǝlgǝn.
Әласаһтин Сисмай; Сисмайдин Шаллум төрәлгән.
41 Xallumdin Yǝkamiya; Yǝkamiyadin Əlixama tɵrǝlgǝn.
Шаллумдин Йәкамия; Йәкамиядин Әлишама төрәлгән.
42 Yǝraⱨmiyǝlning inisi Kalǝbning oƣulliri tɵwǝndikilǝr: Mixa uning tunji oƣli bolup, Zifning atisi idi; Marixaⱨmu uning oƣli bolup, Ⱨebronning atisi idi.
Йәраһмийәлниң иниси Каләбниң оғуллири төвәндикиләр: Миша униң тунҗа оғли болуп, Зифниң атиси еди; Маришаһму униң оғли болуп, Һебронниң атиси еди.
43 Ⱨebronning oƣulliri Koraⱨ, Tappuaⱨ, Rǝkǝm wǝ Xema idi.
Һебронниң оғуллири Кораһ, Таппуаһ, Рәкәм вә Шема еди.
44 Xemadin Raⱨam tɵrǝlgǝn; u Yorkeamning atisi idi; Xammay Rǝkǝmdin tɵrǝlgǝn.
Шемадин Раһам төрәлгән; у Йоркеамниң атиси еди; Шаммай Рәкәмдин төрәлгән.
45 Maon Xammayning oƣli; Maon Bǝyt-Zurning atisi idi.
Маон Шаммайниң оғли; Маон Бәйт-Зурниң атиси еди.
46 Kalǝbning toⱪili Əfaⱨdin Ⱨaran, Moza wǝ Gazǝz tɵrǝlgǝn. Ⱨarandin Gazǝz tɵrǝlgǝn.
Каләбниң тоқили Әфаһдин Һаран, Моза вә Газәз төрәлгән. Һарандин Газәз төрәлгән.
47 Yahdayning oƣulliri Rǝgǝm, Yotam, Gǝxan, Pǝlǝt, Əfaⱨ wǝ Xaaflar idi.
Яхдайниң оғуллири Рәгәм, Йотам, Гәшан, Пәләт, Әфаһ вә Шаафлар еди.
48 Kalǝbning toⱪili Maakaⱨdin Xebǝr bilǝn Tirhanaⱨ tɵrǝlgǝn;
Каләбниң тоқили Маакаһдин Шебәр билән Тирханаһ төрәлгән;
49 Uningdin yǝnǝ Madmannaⱨning atisi Xaaf, Makbinaning atisi wǝ Gibeaⱨning atisi Xiwa tɵrǝlgǝn. Aksaⱨ Kalǝbning ⱪizi idi.
Униңдин йәнә Мадманнаһниң атиси Шааф, Макбинаниң атиси вә Гибеаһниң атиси Шива төрәлгән. Аксаһ Каләбниң қизи еди.
50 Yuⱪiriⱪilarning ⱨǝmmisi Kalǝbning ǝwladliri. Əfrataⱨning tunji oƣli Hurning oƣulliri: Kiriat-Yearimning atisi Xobal,
Жуқириқиларниң һәммиси Каләбниң әвлатлири. Әфратаһниң тунҗа оғли Хурниң оғуллири: Кириат-Йеаримниң атиси Шобал,
51 Bǝyt-Lǝⱨǝmning atisi Salma, Bǝyt-Gadǝrning atisi Harǝf idi.
Бәйт-Ләһәмниң атиси Салма, Бәйт-Гадәрниң атиси Харәф еди.
52 Kiriat-Yearimning atisi Xobalning ǝwladliri: Haroǝⱨ ⱨǝmdǝ Manahatlarning yerimi idi.
Кириат-Йеаримниң атиси Шобалниң әвлатлири: Хароәһ һәмдә Манахатларниң йерими еди.
53 Kiriat-Yearim jǝmǝtliridikilǝr itriylǝr, putiylar, xumatiylar, mixraiylar bolup, bu jǝmǝtlǝrdin yǝnǝ zoratiylar bilǝn ǝxtayoliylar ayrilip qiⱪⱪan.
Кириат-Йеарим җәмәтлиридикиләр итрийләр, путийлар, шуматийлар, мишраийлар болуп, бу җәмәтләрдин йәнә зоратийлар билән әштайолийлар айрилип чиққан.
54 Salmaning ǝwladliri Bǝyt-Lǝⱨǝm bilǝn Nitofatlar, Atrot-Bǝyt-Yoablar, Manaⱨatlarning yerim ⱪismi, zoriylar,
Салманиң әвлатлири Бәйт-Ләһәм билән Нитофатлар, Атрот-Бәйт-Йоаблар, Манаһатларниң йерим қисми, зорийлар,
55 Yabǝzdǝ olturaⱪlixip ⱪalƣan Tǝwrat hǝttatliri, yǝni tiratiylar, ximyatiylǝr bilǝn sukatiylar idi. Bularning ⱨǝmmisi keniylǝr bolup, Rǝkab jǝmǝtining bowisi Hamatning ǝwladliridin idi.
Ябәздә олтирақлишип қалған Тәврат хәттатлири, йәни тиратийлар, шимятийләр билән сукатийлар еди. Буларниң һәммиси кенийләр болуп, Рәкаб җәмәтиниң бовиси Хаматниң әвлатлиридин еди.

< Tarih-tǝzkirǝ 1 2 >