< Tarih-tǝzkirǝ 1 15 >
1 Dawut Dawut xǝⱨiridǝ ɵzigǝ ɵy-ordilar saldurdi, ⱨǝm Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪiƣa jay ⱨazirlidi wǝ uningƣa qedir tiktürdi.
Давут Давут шәһиридә өзигә өй-ордилар салдурди, һәм Худаниң әһдә сандуғиға җай һазирлиди вә униңға чедир тиктүрди.
2 U qaƣda Dawut: «Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪini Lawiylardin bɵlǝk kixilǝrning kɵtürüxigǝ bolmaydu, qünki Pǝrwǝrdigar uni kɵtürüxkǝ wǝ mǝnggü ɵzining hizmitidǝ boluxⱪa xularni talliƣanidi» dedi.
У чағда Давут: «Худаниң әһдә сандуғини Лавийлардин бөләк кишиләрниң көтиришигә болмайду, чүнки Пәрвәрдигар уни көтиришкә вә мәңгү өзиниң хизмитидә болушқа шуларни таллиған еди» деди.
3 Andin Dawut Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini ⱨazirlap ⱪoyƣan yǝrgǝ yɵtkǝx üqün pütkül Israillarni Yerusalemƣa yiƣdi.
Андин Давут Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини һазирлап қойған йәргә йөткәш үчүн пүткүл Исраилларни Йерусалимға жиғди.
4 Dawut yǝnǝ Ⱨarunning ǝwladlirini wǝ Lawiylarni yiƣdi:
Давут йәнә Һарунниң әвлатлирини вә Лавийларни жиғди:
5 Koⱨatning ǝwladliri jǝmǝt bexi bolƣan Uriyǝl wǝ uning ⱪerindaxliri bir yüz yigirmǝ kixi;
Коһатниң әвлатлири җәмәт беши болған Урийәл вә униң қериндашлири бир йүз жигирмә киши;
6 Mǝrari ǝwladliridin jǝmǝt bexi bolƣan Asaya wǝ uning ⱪerindaxliridin ikki yüz yigirmǝ kixi;
Мәрари әвлатлиридин җәмәт беши болған Асая вә униң қериндашлиридин икки йүз жигирмә киши;
7 Gǝrxomning ǝwladliridin jǝmǝt bexi bolƣan Yoel wǝ uning ⱪerindaxliri bir yüz ottuz kixi;
Гәршомниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Йоел вә униң қериндашлири бир йүз оттуз киши;
8 Əlizafanning ǝwladliridin jǝmǝt bexi bolƣan Xemaya wǝ uning ⱪerindaxliri ikki yüz kixi;
Әлизафанниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Шемая вә униң қериндашлири икки йүз киши;
9 Ⱨebronning ǝwladliridin jǝmǝt bexi bolƣan Əliyǝl wǝ uning ⱪerindaxliri sǝksǝn kixi;
Һебронниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Әлийәл вә униң қериндашлири сәксән киши;
10 Uzziyǝlning ǝwladliridin jǝmǝt bexi bolƣan Amminadab wǝ uning ⱪerindaxliri bir yüz on ikki kixi idi.
Уззийәлниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Амминадаб вә униң қериндашлири бир йүз он икки киши еди.
11 Dawut kaⱨinlardin Zadok bilǝn Abiyatarni, xuningdǝk lawiliylardin Uriyǝl, Asaya, Yoel, Xemaya, Əliyǝl wǝ Amminadabni qaⱪirtip kelip ularƣa:
Давут каһинлардин Задок билән Абиятарни, шуниңдәк лавилийлардин Урийәл, Асая, Йоел, Шемая, Әлийәл вә Амминадабни чақиртип келип уларға:
12 «Silǝr Lawiy jǝmǝtining baxlirisilǝr; ɵzünglarni wǝ silǝrning ⱪerindaxliringlarni Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini mǝn tǝyyarlap ⱪoyƣan yǝrgǝ kɵtürüp kelix üqün pak ⱪilinglar.
«Силәр Лавий җәмәтиниң башлирисиләр; өзүңларни вә силәрниң қериндашлириңларни Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини мән тәйярлап қойған йәргә көтирип келиш үчүн пак қилиңлар.
13 Qünki ilgiri silǝr xundaⱪ ⱪilmay, bǝlgilǝngǝn tǝrtip boyiqǝ uningdin yol sorimiƣinimizdin Hudayimiz Pǝrwǝrdigar bizgǝ zǝrbǝ bǝrgǝn» dedi.
Чүнки илгири силәр шундақ қилмай, бәлгүләнгән тәртип бойичә униңдин йол соримиғинимиздин Худайимиз Пәрвәрдигар бизгә зәрбә бәргән» деди.
14 Xuning bilǝn kaⱨinlar bilǝn Lawiylar Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürüp mengix üqün ɵzlirini pak ⱪildi.
Шуниң билән каһинлар билән Лавийлар Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип меңиш үчүн өзлирини пак қилди.
15 Lawiylar ǝmdi Musaning Pǝrwǝrdigarning sɵz-kalami bilǝn tapiliƣini boyiqǝ, Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪini baldaⱪ bilǝn mürisigǝ elip kɵtürdi.
Лавийлар әнди Мусаниң Пәрвәрдигарниң сөз-калами билән тапилиғини бойичә, Худаниң әһдә сандуғини балдақ билән мүрисигә елип көтәрди.
16 Dawut yǝnǝ Lawiylarning yolbaxqiliriƣa ɵzlirining ⱪerindaxliridin nǝƣmiqilǝrni tǝyinlǝxni buyrudi; ular jümlidin tǝmbur, qiltar, janglar ⱪatarliⱪ ⱨǝrhil sazlarni qelip awazini yuⱪiri kɵtürüp xad-huramliⱪ iqidǝ küy eytixⱪa tǝyinlǝndi.
Давут йәнә Лавийларниң йолбашчилириға өзлириниң қериндашлиридин нәғмичиләрни тайинлашни буйруди; улар җүмлидин тәмбур, чилтар, җаңлар қатарлиқ һәр хил сазларни челип авазини жуқури көтирип шат-хурамлиқ ичидә күй ейтишқа тайинланди.
17 Xunglaxⱪa, Lawiylar Yoelning oƣli Ⱨemanni wǝ uning jǝmǝtidiki Bǝrǝkiyaning oƣli Asafni ⱨǝm ularning ⱪerindaxliridin bolƣan Mǝrarilardin Kuxayaⱨning oƣli Etanni bǝlgilidi.
Шуңлашқа, Лавийлар Йоелниң оғли Һеманни вә униң җәмәтидики Бәрәкияниң оғли Асафни һәм уларниң қериндашлиридин болған Мәрарилардин Кушаяһниң оғли Етанни бәлгүлиди.
18 Ular bilǝn birliktǝ yǝnǝ ⱪerindaxliridin Zǝkǝriya, Bin, Yaaziyǝl, Xemiramot, Yǝⱨiyǝl, Unni, Eliab, Binayaⱨ, Maaseyaⱨ, Mattitiyaⱨ, Əlifǝlǝⱨ, Mekniya ⱨǝm dǝrwaziwǝn Obǝd-Edom bilǝn Jǝiyǝlni ikkinqi dǝrijilik ǝtrǝt ⱪilip tǝxkillidi.
Улар билән бирликтә йәнә қериндашлиридин Зәкәрия, Бин, Яазийәл, Шемирамот, Йәһийәл, Унни, Елиаб, Бенаяһ, Маасеяһ, Маттитияһ, Әлифәләһ, Мекния һәм дәрвазивән Обәд-Едом билән Җәийәлни иккинчи дәриҗилик әтрәт қилип тәшкиллиди.
19 Nǝƣmiqi Ⱨeman, Asaf wǝ Etanlar mis qanglar qelip, yangraⱪ awaz qiⱪiratti;
Нәғмичи Һеман, Асаф вә Етанлар мис чаңлар челип, яңрақ аваз чиқиратти;
20 Zǝkǝriya, Yaaziyǝl, Xemiramot, Yǝⱨiyǝl, Unni, Eliab, Maaseyaⱨ wǝ Binayalar tǝmbur qelip «Alamot uslubi»da tǝngkǝx ⱪilatti;
Зәкәрия, Яазийәл, Шемирамот, Йәһийәл, Унни, Елиаб, Маасеяһ вә Бенаялар тәмбур челип «Аламот услуби»да тәңкәш қилатти;
21 Mattitiyaⱨ, Əlifǝlǝⱨ, Mekniya, Obǝd-Edom, Jǝiyǝl wǝ Azaziyalar qiltar qelip baxlamqiliⱪ ⱪilip, «Xǝminit uslubi»da tǝngkǝx bolatti.
Маттитияһ, Әлифәләһ, Мекния, Обәд-Едом, Җәийәл вә Азазиялар чилтар челип башламчилиқ қилип, «Шәминит услуби»да тәңкәш болатти.
22 Lawiylarning yolbaxqisi Kǝnaniya muzikiƣa naⱨayiti pixxiⱪ bolƣaqⱪa, mǝhsus nǝƣmǝ-nawaqiliⱪⱪa mǝs’ul bolup muzika ɵgitǝtti.
Лавийларниң йолбашчиси Кәнания музикиға наһайити пишшиқ болғачқа, мәхсус нәғмә-навачилиққа мәсъул болуп музика үгитәтти.
23 Bǝrǝkiya bilǝn Əlkanaⱨ ǝⱨdǝ sanduⱪiƣa mǝs’ul ixikbaⱪarlar idi.
Бәрәкия билән Әлканаһ әһдә сандуғиға мәсъул ишикбақарлар еди.
24 Xǝbaniya, Yǝⱨoxafat, Nǝtanǝl, Amasay, Zǝkǝriya, Binaya wǝ Əliezǝr ⱪatarliⱪ kaⱨinlar Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪi aldida kanay qalatti; Obǝd-Edom bilǝn Yǝⱨiyaⱨmu ǝⱨdǝ sanduⱪiƣa mǝs’ul ixikbaⱪar ⱪilinip ⱪoyulƣanidi.
Шәбания, Йәһошафат, Нәтанәл, Амасай, Зәкәрия, Беная вә Әлиезәр қатарлиқ каһинлар Худаниң әһдә сандуғи алдида канай чалатти; Обәд-Едом билән Йәһияһму әһдә сандуғиға мәсъул ишикбақар қилинип қоюлған еди.
25 Xuning bilǝn Dawut Israil aⱪsaⱪalliri wǝ mingbexi ⱪatarliⱪlar bilǝn birgǝ Obǝd-Edomning ɵyidin huxalliⱪⱪa qɵmgǝn ⱨalda Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürüp qiⱪⱪili bardi.
Шуниң билән Давут Исраил ақсақаллири вә миң беши қатарлиқлар билән биргә Обәд-Едомниң өйидин хошаллиққа чөмгән һалда Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип чиққили барди.
26 Wǝ xundaⱪ boldiki, [Dawutlar] Huda Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürüp mangƣan Lawiylarƣa yardǝm bǝrgǝnlikini kɵrüp, yǝttǝ buⱪa wǝ yǝttǝ ⱪoqⱪar ⱪurbanliⱪ ⱪildi.
Вә шундақ болдики, [Давутлар] Худа Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип маңған Лавийларға ярдәм бәргәнлигини көрүп, йәттә буқа вә йәттә қочқар қурбанлиқ қилди.
27 Dawut wǝ xundaⱪla ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtüridiƣan Lawiylar ⱨǝmdǝ nǝƣmiqilǝr ⱨǝm nǝƣmǝ-nawa bexi bolƣan Кǝnaniyalarning ⱨǝmmisi kanap libas kiyixkǝnidi; Dawut uning üstigǝ yǝnǝ kanap ǝfod kiygǝnidi.
Давут вә шундақла әһдә сандуғини көтиридиған Лавийлар һәмдә нәғмичиләр һәм нәғмә-нава беши болған Кәнанияларниң һәммиси канап либас кийишкән еди; Давут униң үстигә йәнә канап әфод кийгән еди.
28 Pütkül Israil hǝlⱪi ǝmdi xu tǝriⱪidǝ tǝntǝnǝ ⱪilip, burƣa, kanay, jangjang, tǝmbur, qiltar ⱪatarliⱪ türlük sazlar bilǝn yuⱪiri awazda muzika qelip, Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürüp kelixti.
Пүткүл Исраил хәлқи әнди шу тәриқидә тәнтәнә қилип, бурға, канай, җаңҗаң, тәмбур, чилтар қатарлиқ түрлүк сазлар билән жуқури авазда музика челип, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип келишти.
29 Pǝrwǝrdigarning ǝⱨdǝ sanduⱪi Dawut xǝⱨirigǝ yetip kǝlgǝndǝ Saulning ⱪizi Miⱪal pǝnjirdin tɵwǝngǝ ⱪarap turatti; u Dawutning sǝkrǝp oynap-qelip tǝntǝnǝ ⱪiliwatⱪinini kɵrüp iqidǝ uni zangliⱪ ⱪildi.
Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Давут шәһиригә йетип кәлгәндә Саулниң қизи Миқал пәнҗирдин төвәнгә қарап туратти; у Давутниң сәкрәп ойнап-челип тәнтәнә қиливатқинини көрүп ичидә уни заңлиқ қилди.