< Tarih-tǝzkirǝ 1 13 >
1 Dawut mingbexi, yüzbexi wǝ barliⱪ yolbaxqilar bilǝn mǝsliⱨǝtlǝxti;
Давут миң беши, йүз беши вә барлиқ йолбашчилар билән мәслиһәтләшти;
2 andin pütün Israil ammisiƣa: «Əgǝr silǝr maⱪul kɵrsǝnglar, xundaⱪla bu ixni Hudayimiz Pǝrwǝrdigardin dǝp bilsǝnglar, biz Israilning zeminlirining ⱨǝrⱪaysi jayliriƣa xu yǝrdǝ ⱪalƣan ⱪerindaxlirimizƣa ⱨǝmdǝ ular bilǝn billǝ xǝⱨǝrlǝrdǝ wǝ etizliⱪlirida turuwatⱪan kaⱨin ⱨǝm Lawiylarƣa muxu yǝrgǝ yiƣilix toƣruluⱪ adǝm ǝwǝtǝyli.
андин пүтүн Исраил аммисиға: «Әгәр силәр мақул көрсәңлар, шундақла бу ишни Худайимиз Пәрвәрдигардин дәп билсәңлар, биз Исраилниң зиминлириниң һәр қайси җайлириға шу йәрдә қалған қериндашлиримизға һәмдә улар билән биллә шәһәрләрдә вә етизлиқлирида туруватқан каһин һәм Лавийларға мошу йәргә жиғилиш тоғрилиқ адәм әвәтәйли.
3 Biz Hudayimizning ǝⱨdǝ sanduⱪini mǝxǝgǝ yɵtkǝp kelǝyli; qünki Saulning künliridǝ ⱨeqⱪaysimiz [ǝⱨdǝ sanduⱪi] aldida Hudadin yol sorap baⱪmiduⱪ» dedi.
Биз Худайимизниң әһдә сандуғини мәшәгә йөткәп келәйли; чүнки Саулниң күнлиридә һеч қайсимиз [әһдә сандуғи] алдида Худадин йол сорап бақмидуқ» деди.
4 Bu ixni pütün amma toƣra tapⱪaqⱪa, ⱨǝmmǝylǝn maⱪul boluxti.
Бу ишни пүтүн амма тоғра тапқачқа, һәммәйлән мақул болушти.
5 Xunga Dawut Misirning Xiⱨor dǝryasidin tartip Hamat eƣiziƣiqǝ bolƣan pütkül Israil hǝlⱪini qaⱪirtip kelip, Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪini Kiriat-Yearimdin yɵtkǝp kǝlmǝkqi boldi.
Шуңа Давут Мисирниң Шиһор дәриясидин тартип Хамат еғизиғичә болған пүткүл Исраил хәлқини чақиртип келип, Худаниң әһдә сандуғини Кириат-Йеаримдин йөткәп кәлмәкчи болди.
6 Andin Dawut bilǝn pütkül Israil Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪini yɵtkǝp kelix üqün Baalaⱨⱪa, yǝni Yǝⱨudaƣa tǝwǝ bolƣan Kiriat-Yearimƣa kǝldi; ikki kerubning otturisida olturƣuqi Pǝrwǝrdigar bu ǝⱨdǝ sanduⱪi üstigǝ Ɵz namini ⱪoyƣanidi.
Андин Давут билән пүткүл Исраил Худаниң әһдә сандуғини йөткәп келиш үчүн Баалаһқа, йәни Йәһудаға тәвә болған Кириат-Йеаримға кәлди; икки керубниң оттурисида олтарғучи Пәрвәрдигар бу әһдә сандуғи үстигә Өз намини қойған еди.
7 Ular Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪini Abinadabning ɵyidin elinƣan yengi bir ⱨarwiƣa ⱪoydi; Uzzaⱨ bilǝn Ahiyo ⱨarwini ⱨǝydidi.
Улар Худаниң әһдә сандуғини Абинадабниң өйидин елинған йеңи бир һарвуға қойди; Уззаһ билән Ахийо һарвуни һайдиди.
8 Dawut bilǝn barliⱪ Israil jamaiti Hudaning aldida ⱨǝ dǝp nǝƣmǝ-nawa ⱪilip, qiltar, tǝmbur, dap, qanglar wǝ kanay-sunaylar qalatti.
Давут билән барлиқ Исраил җамаити Худаниң алдида һә дәп нәғмә-нава қилип, чилтар, тәмбур, дап, чаңлар вә канай-сүнайлар чалатти.
9 Lekin ular Kidon haminiƣa kǝlgǝndǝ kalilar aldiƣa müdürǝp ketip yiⱪilƣanda Uzzaⱨ ǝⱨdǝ sanduⱪini yɵliwalay dǝp ⱪolini uningƣa sozdi.
Лекин улар Кидон хаминиға кәлгәндә калилар алдиға мүдүрәп кетип жиқилғанда Уззаһ әһдә сандуғини йөливалай дәп қолини униңға созди.
10 Uzzaⱨning ǝⱨdǝ sanduⱪiƣa ⱪoli tǝgkǝnliki üqün, Huda uningƣa ƣǝzǝplinip uni urup ɵltürdi. Xuning bilǝn Uzzaⱨ xu yǝrdǝ Hudaning aldida ɵldi.
Уззаһниң әһдә сандуғиға қоли тәккәнлиги үчүн, Худа униңға ғәзәплинип уни уруп өлтүрди. Шуниң билән Уззаһ шу йәрдә Худаниң алдида өлди.
11 Lekin Dawut Pǝrwǝrdigarning Uzzaⱨning tenini bɵskǝnlikigǝ aqqiⱪlandi wǝ u yǝrni «Pǝrǝz-Uzzaⱨ» dǝp atidi; u yǝr taki ⱨazirƣiqǝ xu nam bilǝn atilip kǝlmǝktǝ.
Лекин Давут Пәрвәрдигарниң Уззаһниң тенини бөскәнлигигә аччиқланди вә у йәрни «Пәрәз-Уззаһ» дәп атиди; у йәр таки һазирғичә шу нам билән атилип кәлмәктә.
12 Xu küni Dawut Hudadin ⱪorⱪup: «Mǝn zadi ⱪandaⱪ ⱪilip Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪini bu yǝrgǝ yɵtkǝp kelǝlǝymǝn?» dedi.
Шу күни Давут Худадин қорқуп: «Мән зади қандақ қилип Худаниң әһдә сандуғини бу йәргә йөткәп келәләймән?» деди.
13 Xunga Dawut ǝⱨdǝ sanduⱪini ɵzi turuwatⱪan «Dawut xǝⱨiri»gǝ yɵtkǝp kǝlmǝy, Gatliⱪ Obǝd-Edomning ɵyigǝ apirip ⱪoydi.
Шуңа Давут әһдә сандуғини өзи туруватқан «Давут шәһири»гә йөткәп кәлмәй, Гатлиқ Обәд-Едомниң өйигә апирип қойди.
14 Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪi Obǝd-Edomning ɵyidǝ üq ay turdi; Pǝrwǝrdigar Obǝd-Edomning ailisini wǝ uning barliⱪ tǝǝlluⱪatlirini bǝrikǝtlidi.
Худаниң әһдә сандуғи Обәд-Едомниң өйидә үч ай турди; Пәрвәрдигар Обәд-Едомниң аилисини вә униң барлиқ тәәллуқатлирини бәрикәтлиди.