< Zekeriya 12 >

1 Perwerdigarning Israil toghruluq sözidin yüklen’gen bésharet: — Asmanlarni yayghuchi, yerning ulini salghuchi, ademning rohini uning ichide Yasighuchi Perwerdigar mundaq deydu: —
Пәрвәрдигарниң Исраил тоғрилиқ сөзидин жүкләнгән бешарәт: — Асманларни яйғучи, йәрниң улини салғучи, адәмниң роһини униң ичидә Ясиғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
2 Mana, Men Yérusalémni etrapidiki barliq ellerge kishilerni dekke-dükkige salidighan apqur qilimen; Yérusalémgha chüshidighan muhasire Yehudaghimu chüshidu.
Мана, Мән Йерусалимни әтрапидики барлиқ әлләргә кишиләрни дәккә-дүккигә салидиған апқур қилимән; Йерусалимға чүшидиған муһасирә Йәһудағиму чүшиду.
3 Shu küni emelge ashuruliduki, Men Yérusalémni barliq ellerge éghir yük bolghan tash qilimen; kim uni özige yüklise yarilanmay qalmaydu; yer yüzidiki barliq eller uninggha jeng qilishqa yighilidu.
Шу күни әмәлгә ашурулидуки, Мән Йерусалимни барлиқ әлләргә еғир жүк болған таш қилимән; ким уни өзигә жүклисә яриланмай қалмайду; йәр йүзидики барлиқ әлләр униңға җәң қилишқа жиғилиду.
4 Shu küni Men hemme atlarni sarasimige sélip, atliqlarni sarang qilip urimen; biraq Yehuda jemetini közümde tutimen; ellerdiki herbir atni bolsa korluq bilen uruwétimen.
Шу күни Мән һәммә атларни сарасимигә селип, атлиқларни сараң қилип уримән; бирақ Йәһуда җәмәтини көзүмдә тутимән; әлләрдики һәр бир атни болса корлуқ билән уруветимән.
5 Shuning bilen Yehudaning yolbashchiliri könglide: «Yérusalémda turuwatqanlar samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar, ularning Xudasi arqiliq manga küch bolidu» deydu.
Шуниң билән Йәһуданиң йолбашчилири көңлидә: «Йерусалимда туруватқанлар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, уларниң Худаси арқилиқ маңа күч болиду» дәйду.
6 Shu küni Men Yehudaning yolbashchilirini otunlar arisidiki otdandek, önchiler arisidiki mesh’eldek qilimen; ular etrapidiki barliq ellerni, yeni ong we sol teripidikilerni yewétidu; Yérusalémdikiler yene öz jayida, yeni Yérusalém shehiride turidighan bolidu.
Шу күни Мән Йәһуданиң йолбашчилирини отунлар арисидики отдандәк, өнчиләр арисидики мәшъәлдәк қилимән; улар әтрапидики барлиқ әлләрни, йәни оң вә сол тәрипидикиләрни йәветиду; Йерусалимдикиләр йәнә өз җайида, йәни Йерусалим шәһиридә туридиған болиду.
7 Perwerdigar awwal Yehudaning chédirlirini qutquzidu; sewebi — Dawut jemetining shan-sheripi hem Yérusalémda turuwatqanlarning shan-sheripi Yehudaningkidin ulughlanmasliqi üchündur.
Пәрвәрдигар авал Йәһуданиң чедирлирини қутқузиду; сәвәви — Давут җәмәтиниң шан-шәриви һәм Йерусалимда туруватқанларниң шан-шәриви Йәһуданиңкидин улуқланмаслиғи үчүндур.
8 Shu küni Perwerdigar Yérusalémda turuwatqanlarni qoghdaydu; ularning arisidiki elengship qalghanlarmu shu küni Dawuttek palwan bolidu; Dawut jemeti bolsa Xudadek, yeni ularning aldidiki Perwerdigarning Perishtisidek küchlük bolidu.
Шу күни Пәрвәрдигар Йерусалимда туруватқанларни қоғдайду; уларниң арисидики әләңшип қалғанларму шу күни Давуттәк палван болиду; Давут җәмәти болса Худадәк, йәни уларниң алдидики Пәрвәрдигарниң Пәриштисидәк күчлүк болиду.
9 Shu küni emelge ashuruliduki, Yérusalémgha jeng qilishqa kelgen barliq ellerni halak qilishqa kirishimen.
Шу күни әмәлгә ашурулидуки, Йерусалимға җәң қилишқа кәлгән барлиқ әлләрни һалак қилишқа киришимән.
10 We Men Dawut jemeti we Yérusalémda turuwatqanlar üstige shapaet yetküzgüchi we shapaet tiligüchi Rohni quyimen; shuning bilen ular özliri sanjip öltürgen Manga yene qaraydu; birsining tunji oghli üchün matem tutup yigha-zar kötürgendek ular Uning üchün yigha-zar kötüridu; yekke-yégane oghlidin juda bolghuchining derd-elem tartqinidek ular uning üchün derd-elem tartidu.
Вә Мән Давут җәмәти вә Йерусалимда туруватқанлар үстигә шапаәт йәткүзгүчи вә шапаәт тилигүчи Роһни қуйимән; шуниң билән улар өзлири санҗип өлтүргән Маңа йәнә қарайду; бирисиниң тунҗа оғли үчүн матәм тутуп жиға-зерә көтәргәндәк улар Униң үчүн жиға-зерә көтириду; йәккә-йеганә оғлидин җуда болғучиниң дәрд-әләм тартқинидәк улар униң үчүн дәрд-әләм тартиду.
11 Shu küni Yérusalémda ghayet zor yigha-zar kötürülidu, u Megiddo jilghisidiki «Xadad-Rimmon»da kötürülgen yigha-zardek bolidu.
Шу күни Йерусалимда ғайәт зор жиға-зерә көтирилиду, у Мәгиддо җилғисидики «Хадад-Риммон»да көтирилгән жиға-зерәдәк болиду.
12 Zémin yigha-zar kötüridu; herbir aile ayrim halda yigha-zar kötüridu. Dawut jemeti ayrim halda, ularning ayalliri ayrim halda, Natan jemeti ayrim halda, ularning ayalliri ayrim halda;
Зимин жиға-зерә көтириду; һәр бир аилә айрим һалда жиға-зерә көтириду. Давут җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда, Натан җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда;
13 Lawiy jemeti ayrim halda, ularning ayalliri ayrim halda; Shimey jemeti ayrim halda, ularning ayalliri ayrim halda;
Лавий җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда; Шимәй җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда;
14 barliq tirik qalghan aililer, yeni herbir aile ayrim-ayrim halda we ularning ayalliri ayrim halda yigha-zar kötüridu.
барлиқ тирик қалған аилиләр, йәни һәр бир аилә айрим-айрим һалда вә уларниң аяллири айрим һалда жиға-зерә көтириду.

< Zekeriya 12 >