< Zekeriya 10 >

1 Perwerdigardin «kéyinki yamghur» peslide yamghurni telep qilinglar; Perwerdigar chaqmaqlarni chaqturup, ulargha mol yamghurlarni, shuningdek herbirige étizda ot-chöplerni béridu.
Пәрвәрдигардин «кейинки ямғур» пәслидә ямғурни тәләп қилиңлар; Пәрвәрдигар чақмақларни чақтуруп, уларға мол ямғурларни, шуниңдәк һәр биригә етизда от-чөпләрни бериду.
2 Chünki «öy butliri» bimene geplerni éytqan, palchilar yalghan «alamet»lerni körgen, tuturuqsiz chüshlerni sözligen; ular quruq teselli béridu. Shunga xelq qoy padisidek ténep ketti; ular padichisi bolmighachqa, azar yémekte.
Чүнки «өй бутлири» бемәна гәпләрни ейтқан, палчилар ялған «аламәт»ләрни көргән, тутуруқсиз чүшләрни сөзлигән; улар қуруқ тәсәлли бериду. Шуңа хәлиқ қой падисидәк тенәп кәтти; улар падичиси болмиғачқа, азар йемәктә.
3 Méning ghezipim padichilargha qozghaldi; Men mushu «téke» [yétekchilerni] jazalaymen; chünki samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar Öz padisidin, yeni Yehuda jemetidin xewer élishqa keldi; U jengde ularni Özining heywetlik étidek qilidu.
Мениң ғәзивим падичиларға қозғалди; Мән мошу «текә» [йетәкчиләрни] җазалаймән; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз падисидин, йәни Йәһуда җәмәтидин хәвәр елишқа кәлди; У җәңдә уларни Өзиниң һәйвәтлик етидәк қилиду.
4 Uningdin [yeni Yehudadin] «Burjek Téshi», uningdin «Qozuq», uningdin «Jeng Oqyasi», uningdin «Hemmige hökümranliq Qilghuchi» chiqidu.
Униңдин [йәни Йәһудадин] «Буҗәк Теши», униңдин «Қозуқ», униңдин «Җәң Оқяси», униңдин «Һәммигә һөкүмранлиқ Қилғучи» чиқиду.
5 Shuning bilen ular jengde, [düshmenlerni] kochilardiki patqaqni dessigendek cheyleydighan palwanlardek bolidu; ular jeng qilidu, chünki Perwerdigar ular bilen billidur; ular atliq eskerlernimu yerge qaritip qoyidu.
Шуниң билән улар җәңдә, [дүшмәнләрни] кочилардики патқақни дәссигәндәк чәйләйдиған палванлардәк болиду; улар җәң қилиду, чүнки Пәрвәрдигар улар билән биллидур; улар атлиқ әскәрләрниму йәргә қаритип қойиду.
6 Men Yehuda jemetini kücheytimen, Yüsüpning jemetini qutquzimen; Men ularni qaytidin olturaqlishishqa qayturimen; chünki Men ulargha rehim-shepqetni körsitimen. Ular Men héchqachan tashliwetmigendek bolidu; chünki Men ularning Xudasi Perwerdigarmen; Men ulargha jawab bérimen.
Мән Йәһуда җәмәтини күчәйтимән, Йүсүпниң җәмәтини қутқузимән; Мән уларни қайтидин олтирақлишишқа қайтуримән; чүнки Мән уларға рәһим-шәпқәтни көрситимән. Улар Мән һеч қачан ташливәтмигәндәк болиду; чүнки Мән уларниң Худаси Пәрвәрдигармән; Мән уларға җавап беримән.
7 Efraimdikiler palwandek bolidu, köngülliri sharab keypini sürgenlerdek xushallinidu; ularning baliliri buni körüp xushallinidu; ularning köngli Perwerdigardin shadlinidu.
Әфраимдикиләр палвандәк болиду, көңүллири шарап кәйпини сүргәнләрдәк хошаллиниду; уларниң балилири буни көрүп хошаллиниду; уларниң көңли Пәрвәрдигардин шатлиниду.
8 Men üshqirtip, ularni yighimen; chünki Men ularni bedel tölep hörlükke chiqirimen; ular ilgiri köpiyip ketkendek köpiyidu.
Мән үшқиртип, уларни жиғимән; чүнки Мән уларни бәдәл төләп һөрлүккә чиқиримән; улар илгири көпийип кәткәндәк көпийиду.
9 Men ularni eller arisida uruqtek chachimen; andin ular Méni yiraq jaylarda esleydu; shuning bilen ular baliliri bilen hayat qélip, qaytip kélidu.
Мән уларни әлләр арисида уруқтәк чачимән; андин улар Мени жирақ җайларда әсләйду; шуниң билән улар балилири билән һаят қелип, қайтип келиду.
10 Men ularni qaytidin Misir zéminidin élip kélimen, Asuriyedinmu chiqirip yighimen; ularni Giléad we Liwan zéminigha élip kirgüzimen; yer-zémin ularni patquzalmay qalidu.
Мән уларни қайтидин Мисир зиминидин елип келимән, Асурийәдинму чиқирип жиғимән; уларни Гилеад вә Ливан зиминиға елип киргүзимән; йәр-зимин уларни патқузалмай қалиду.
11 Shundaq qilip, U jebir-japa déngizidin ötüp, déngizdiki dolqunlarni uridu; Nil deryasining tegliri qurup kétidu; Asuriyening meghrurluqi we pexri pes qilinidu, Misirdiki shahane hasimu yoqilidu.
Шундақ қилип, У җәбир-җапа деңизидин өтүп, деңиздики долқунларни уриду; Нил дәриясиниң тәглири қуруп кетиду; Асурийәниң мәғрурлуғи вә пәхри пәс қилиниду, Мисирдики шаһанә һасиму йоқилиду.
12 Men ularni Perwerdigar arqiliq kücheytimen; ular Uning namida mangidu, deydu Perwerdigar.
Мән уларни Пәрвәрдигар арқилиқ күчәйтимән; улар Униң намида маңиду, дәйду Пәрвәрдигар.

< Zekeriya 10 >