< Wehiy 10 >
1 Andin kéyin, ershtin chüshüwatqan yene bir küchlük perishtini kördüm. U bir parche bulut bilen yépin’ghan bolup, béshining üstide bir hesen-hüsen bar idi. Chirayi quyashqa, putliri ot tüwrükke oxshaytti;
Андин кейин, әрштин чүшүватқан йәнә бир күчлүк пәриштини көрдүм. У бир парчә булут билән йепинған болуп, бешиниң үстидә бир һәсән-һүсән бар еди. Чирайи қуяшқа, путлири от түврүккә охшайтти;
2 qolida bir kichik échiqliq oram yazma bar idi. U ong putini déngiz üstige, sol putini quruqluqqa qoyup turup,
қолида бир кичик ечиқлиқ орам язма бар еди. У оң путини деңиз үстигә, сол путини қуруқлуққа қоюп туруп,
3 shirning hörkirishige oxshash qattiq awaz bilen warqiridi. U warqirighanda, yette güldürmama öz awazlirini anglitip söz qildi.
ширниң һөкиришигә охшаш қаттиқ аваз билән вақириди. У вақириғанда, йәттә гүлдүрмама өз авазлирини аңлитип сөз қилди.
4 Yette güldürmama söz qilghanda, dégenlirini xatiriliwalmaqchi bolup turattim. Biraq asmandin: — «Yette güldürmamining éytqanlirini möhürlep, ularni xatirilime» dégen awazni anglidim.
Йәттә гүлдүрмама сөз қилғанда, дегәнлирини хатириливалмақчи болуп тураттим. Бирақ асмандин: — «Йәттә гүлдүрмаминиң ейтқанлирини мөһүрләп, уларни хатирилимә» дегән авазни аңлидим.
5 Déngiz hem quruqluqning üstide turghan, men körgen u perishte ong qolini asman’gha kötürüp,
Деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған, мән көргән у пәриштә оң қолини асманға көтирип,
6 asmanlar hem ularda bolghanlarning hemmisini, yer-zémin hem uningda bolghanlarning hemmisini, déngiz hem uningda bolghan hemmisini Yaratquchi, yeni ebedil’ebedgiche hayat Yashighuchi bilen qesem qilip: — Waqit yene keynige sürülmeydu; (aiōn )
асманлар һәм уларда болғанларниң һәммисини, йәр-зимин һәм униңда болғанларниң һәммисини, деңиз һәм униңда болған һәммисини Яратқучи, йәни әбәдил-әбәткичә һаят Яшиғучи билән қәсәм қилип: — Вақит йәнә кәйнигә сүрүлмәйду; (aiōn )
7 belki yettinchi perishte kanay chélish aldida, yeni awazi anglinish aldidiki künlerde, Xudaning Öz qul-xizmetkarliri bolghan peyghemberlerge xush xewirini yetküzginidek Uning siri tügellinip, emelge ashidu, — dédi.
бәлки йәттинчи пәриштә канай челиш алдида, йәни авази аңлиниш алдидики күнләрдә, Худаниң Өз қул-хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләргә хуш хәвирини йәткүзгинидәк Униң сири түгәллинип, әмәлгә ашиду, — деди.
8 Men asmandin anglighan awaz manga yene sözlep: — Bérip, déngiz hem quruqluqning üstide turghan perishtining qolidiki échiqliq oram yazmini alghin, dédi.
Мән асмандин аңлиған аваз маңа йәнә сөзләп: — Берип, деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған пәриштиниң қолидики ечиқлиқ орам язмини алғин, деди.
9 Men bérip, perishtining kichik oram yazmini manga bérishini soridim. U manga: — Buni élip ye! Ashqaziningni zerdab qilidu, biraq aghzing heseldek tatliq bolidu, dédi.
Мән берип, пәриштиниң кичик орам язмини маңа беришини соридим. У маңа: — Буни елип йә! Ашқазиниңни зәрдаб қилиду, бирақ ағзиң һәсәлдәк татлиқ болиду, деди.
10 Men shuning bilen kichik oram yazmini perishtining qolidin élip yédim; derweqe aghzimgha heseldek tatliq tétidi, lékin yégendin kéyin ashqazinim zördab boldi.
Мән шуниң билән кичик орам язмини пәриштиниң қолидин елип йедим; дәрвәқә ағзимға һәсәлдәк татлиқ тетиди, лекин йегәндин кейин ашқазиним зөрдаб болди.
11 Shuning bilen manga: — Sen köp milletler, eller we her xil tillarda sözlishidighanlar we padishahlar toghrisidiki wehiy-bésharetlerni yene jakarlishing lazim, déyildi.
Шуниң билән маңа: — Сән көп милләтләр, әлләр вә һәр хил тилларда сөзлишидиғанлар вә падишалар тоғрисидики вәһий-бешарәтләрни йәнә җакалишиң лазим, дейилди.