< Zebur 90 >

1 Xudaning adimi bolghan Musaning duasi: — Ya Rebbim, Sen barliq dewrde bizge makan bolup kéliwatisen;
Худаниң адими болған Мусаниң дуаси: — Я Рәббим, Сән барлиқ дәвирдә бизгә макан болуп келиватисән;
2 Taghlar wujudqa kelmestin burun, Sen yer we alemni shekillendürmestin burun, Ezeldin ebedgiche Tengridursen.
Тағлар вуҗудқа кәлмәстин бурун, Сән йәр вә аләмни шәкилләндүрмәстин бурун, Әзәлдин әбәткичә Тәңридурсән.
3 Sen insanni tupraqqa aylandurup: — «Hey, insan baliliri, qaytinglar!» — deysen.
Сән инсанни тупраққа айландуруп: — «Һәй, инсан балилири, қайтиңлар!» — дәйсән.
4 Mana, Séning neziringde ming yil — Ötüp ketken tünügünki bir kün, Tündiki bir jésektur, xalas.
Мана, Сениң нәзириңдә миң жил — Өтүп кәткән түнүгүнки бир күн, Түндики бир җесәктур, халас.
5 Sen ademlerni su tashqinidek élip kétisen, Ular ötüp ketken bir uyqudek, Tang seherde ünüp chiqqan ot-chöpke oxshaydu —
Сән адәмләрни су ташқинидәк елип кетисән, Улар өтүп кәткән бир уйқидәк, Таң сәһәрдә үнүп чиққан от-чөпкә охшайду —
6 Etigende ular kökirip ünidu, Kéchisi bolsa késilip, soliship kéter.
Әтигәндә улар көкирип үниду, Кечиси болса кесилип, солишип кетәр.
7 Chünki biz gheziping bilen yoqaymiz, Qehring bilen dekke-dükkide qalimiz.
Чүнки биз ғәзивиң билән йоқаймиз, Қәһриң билән дәккә-дүккидә қалимиз.
8 Sen qebihliklirimizni köz aldinggha, Yoshurun qilmishlirimizni jamalingning nuri aldigha qoydung.
Сән қәбиһликлиримизни көз алдиңға, Йошурун қилмишлиримизни җамалиңниң нури алдиға қойдуң.
9 Barliq künlirimiz dergheziping astida ötüp kétidu, Yillirimizni bir uh tartish bilenla tügitimiz.
Барлиқ күнлиримиз дәрғәзивиң астида өтүп кетиду, Жиллиримизни бир уһ тартиш биләнла түгитимиз.
10 Ömrimizning yilliri yetmish yil, Maghdurimiz bar bolsa seksen yil; Biraq ularning pexri japa we bihudiliktur; Hayat tézlik bilen üzer, Mana, biz uchup kettuq.
Өмримизниң жиллири йәтмиш жил, Мағдуримиз бар болса сәксән жил; Бирақ уларниң пәхри җапа вә беһудиликтур; Һаят тезлик билән үзәр, Мана, биз учуп кәттуқ.
11 Sanga bolghan hörmet-eyminishning az-köplükige qarap hésablinidighan, Achchiqingning shidditini kim bilsun?
Саңа болған һөрмәт-әйминишниң аз-көплүгигә қарап һесаплинидиған, Аччиғиңниң шиддитини ким билсун?
12 Shunga könglimizni danaliqqa qoyushimiz üchün, Künlirimizni sanashni bizge ögetkeysen!
Шуңа көңлимизни даналиққа қоюшимиз үчүн, Күнлиримизни санашни бизгә үгәткәйсән!
13 Yénimizgha qaytqaysen, i Perwerdigar, Séni qachan’ghiche...?! Qulliringgha rehim qilghaysen!
Йенимизға қайтқайсән, и Пәрвәрдигар, Сени қачанғичә...?! Қуллириңға рәһим қилғайсән!
14 Bizni etigende özgermes muhebbiting bilen qandurghaysen; Undaqta barliq künlirimizde küylerni yangritip shadlinimiz.
Бизни әтигәндә өзгәрмәс муһәббитиң билән қандурғайсән; Ундақта барлиқ күнлиримиздә күйләрни яңритип шатлинимиз.
15 Sen bizni japagha chömgen künlerge asasen, Külpetni körgen yillirimizgha asasen yene xursen qilghin!
Сән бизни җапаға чөмгән күнләргә асасән, Күлпәтни көргән жиллиримизға асасән йәнә хурсән қилғин!
16 Ulugh ishliring qulliringgha körün’gey, Shanu-shewkiting ularning oghullirighimu ashkara bolghay!
Улуқ ишлириң қуллириңға көрүнгәй, Шану-шәвкитиң уларниң оғуллириғиму ашкарә болғай!
17 Perwerdigar Xudayimizning shérin merhemiti üstimizde bolghay, Qolimizning ishlirini üstimizge beriketlik qilghaysen, Berheq, qolimizning ishlirini beriketlik qilghaysen!
Пәрвәрдигар Худайимизниң шерин мәрһәмити үстимиздә болғай, Қолимизниң ишлирини үстимизгә бәрикәтлик қилғайсән, Бәрһәқ, қолимизниң ишлирини бәрикәтлик қилғайсән!

< Zebur 90 >