< Zebur 86 >

1 Dawutning duasi: Quliqingni men terepke tutqin, i Perwerdigar, manga jawab bergeysen; Chünki men ézilgen we hajetmendurmen.
Давутниң дуаси: Қулиқиңни мән тәрәпкә тутқин, и Пәрвәрдигар, маңа җавап бәргәйсән; Чүнки мән езилгән вә һаҗәтмәндурмән.
2 Jénimni saqlighaysen, Chünki men Sanga mömindurmen; I Sen Xudayim, Sanga tayan’ghan qulungni qutquzghaysen;
Җенимни сақлиғайсән, Чүнки мән Саңа мөминдурмән; И Сән Худайим, Саңа таянған қулуңни қутқузғайсән;
3 Manga méhir-shepqet körsetkeysen, i Reb, Chünki men kün boyi Sanga nida qilimen.
Маңа меһри-шәпқәт көрсәткәйсән, и Рәб, Чүнки мән күн бойи Саңа нида қилимән.
4 Qulungning jénini shad qilghin, Chünki jénim Sanga telmürüp qaraydu;
Қулуңниң җенини шат қилғин, Чүнки җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
5 Chünki Sen Reb, méhriban, kechürümchan Sen! Özengge iltija qilghanlarning hemmisige zor méhir-muhebbet körsetküchidursen!
Чүнки Сән Рәб, меһриван, кәчүрүмчан Сән! Өзәңгә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә зор меһир-муһәббәт көрсәткүчидурсән!
6 Méning duayimgha qulaq salghin, i Perwerdigar, Yélinishlirimning sadasini anglighaysen;
Мениң дуайимға қулақ салғин, и Пәрвәрдигар, Йелинишлиримниң садасини аңлиғайсән;
7 Béshimgha kün chüshkende, Men Sanga iltija qilimen, Chünki Sen manga jawab bérisen.
Бешимға күн чүшкәндә, Мән Саңа илтиҗа қилимән, Чүнки Сән маңа җавап берисән.
8 Ilahlar arisida Séning tengdishing yoqtur, i Reb; Qilghan ishliringningmu tengdishi yoqtur.
Илаһлар арисида Сениң тәңдишиң йоқтур, и Рәб; Қилған ишлириңниңму тәңдиши йоқтур.
9 Sen yaratqan barliq eller kélip séning aldingda sejde qilidu, i Reb, Namingni ulughlaydu.
Сән яратқан барлиқ әлләр келип сениң алдиңда сәҗдә қилиду, и Рәб, Намиңни улуқлайду.
10 Chünki Sen nahayiti büyüksen, Möjizilerni Yaratquchidursen; Sen Xudadursen, yalghuz Senla.
Чүнки Сән наһайити бүйүксән, Мөҗизиләрни Яратқучидурсән; Сән Худадурсән, ялғуз Сәнла.
11 Öz yolungni manga ögetkeysen, i Perwerdigar, We Séning heqiqitingde yürimen; Naminggha hörmet-eyminishte bolushum üchün, qelbimni pütün qilghaysen.
Өз йолуңни маңа үгәткәйсән, и Пәрвәрдигар, Вә Сениң һәқиқитиңдә жүримән; Намиңға һөрмәт-әймиништә болушум үчүн, қәлбимни пүтүн қилғайсән.
12 Ya Rebbim Xuda, pütün qelbim bilen Séni medhiyileymen, Ebedil’ebed namingni ulughlaymen.
Я Рәббим Худа, пүтүн қәлбим билән Сени мәдһийиләймән, Әбәдил-әбәт намиңни улуқлаймән.
13 Chünki manga bolghan méhir-muhebbiting zordur, Sen tehtisaraning tegliridin jénimni qutquzisen; (Sheol h7585)
Чүнки маңа болған меһир-муһәббитиң зордур, Сән тәһтисараниң тәглиридин җенимни қутқузисән; (Sheol h7585)
14 I Xuda, tekebburlar manga qarshi kötürüldi, Esheddiylerning jamaiti jénimni izdimekte, Ular Séni nezirige almeydu!
И Худа, тәкәббурлар маңа қарши көтирилди, Әшәддийләрниң җамаити җенимни издимәктә, Улар Сени нәзиригә алмәйду!
15 Emma Sen, Reb, rehimdil we shepqetlik Ilahsen, Asanliqche achchiqlanmaysen, Méhir-muhebbet hem heqiqet-sadiqliqing téship turidu.
Амма Сән, Рәб, рәһимдил вә шәпқәтлик Илаһсән, Асанлиқчә аччиқланмайсән, Меһир-муһәббәт һәм һәқиқәт-садиқлиғиң тешип туриду.
16 Men terepke burulup, shepqet körsetkeysen; Öz qulunggha küchüngni bergeysen, Dédikingning oghlini qutquzghaysen!
Мән тәрәпкә бурулуп, шәпқәт көрсәткәйсән; Өз қулуңға күчүңни бәргәйсән, Дедигиңниң оғлини қутқузғайсән!
17 Manga öchmenlerning uni körüp xijil bolushi üchün, Iltipatingni körsitidighan bir alametni manga körsetkin; Chünki Sen Perwerdigar, manga yardem qilding, Manga teselli bérip kelgensen.
Маңа өчмәнләрниң уни көрүп хиҗил болуши үчүн, Илтипатиңни көрситидиған бир аламәтни маңа көрсәткин; Чүнки Сән Пәрвәрдигар, маңа ярдәм қилдиң, Маңа тәсәлли берип кәлгәнсән.

< Zebur 86 >