< Zebur 77 >

1 Neghmichilerning béshi Yedutun’gha tapshurulghan, Asaf yazghan küy: — Awazim Xudagha kötürüldi, men peryad qilimen; Awazim Xudagha kötürüldi, U manga qulaq salidu.
Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Асаф язған күй: — Авазим Худаға көтирилди, мән пәряд қилимән; Авазим Худаға көтирилди, У маңа қулақ салиду.
2 Béshimgha kün chüshkende, men Rebni izdidim; Kéchiche qolumni [duagha] kötürüp, bosh qoymidim; Jénim tesellini xalimay ret qildi.
Бешимға күн чүшкәндә, мән Рәбни издидим; Кечичә қолумни [дуаға] көтирип, бош қоймидим; Җеним тәсәллини халимай рәт қилди.
3 Men Xudani eslep séghindim, ah-zar qildim; Séghinip oylinip, rohim parakende boldi. (Sélah)
Мән Худани әсләп сеғиндим, аһ-зар қилдим; Сеғинип ойлинип, роһум паракәндә болди. (Селаһ)
4 Sen méning közümni yumdurmiding; Chongqur gheshlik ilkide bolghanliqimdin sözliyelmeyttim.
Сән мениң көзүмни жумдурмидиң; Чоңқур ғәшлик илкидә болғанлиғимдин сөзләлмәйттим.
5 Men: «Kona zamandiki künlerni, Qedimki yillarni xiyal qilimen;
Мән: «Кона замандики күнләрни, Қедимки жилларни хиял қилимән;
6 Kéchilerde éytqan naxshamni esleymen; Könglümde chongqur xiyal sürimen» — [dédim]; Rohim intilip izdimekte idi;
Кечиләрдә ейтқан нахшамни әсләймән; Көңлүмдә чоңқур хиял сүримән» — [дедим]; Роһум интилип издимәктә еди;
7 — «Reb menggüge tashliwétemdu? U qaytidin iltipat körsetmemdu?
— «Рәб мәңгүгә ташливетәмду? У қайтидин илтипат көрсәтмәмду?
8 Uning özgermes muhebbiti emdi menggüge tügep kettimu? Uning wedisi ewladtin-ewladqiche inawetsiz bolamdu?
Униң өзгәрмәс муһәббити әнди мәңгүгә түгәп кәттиму? Униң вәдиси әвлаттин-әвлатқичә инавәтсиз боламду?
9 Tengri méhir-shepqitini körsitishni üntudimu? U ghezeplinip Öz rehimdilliqini toxtitiwettimu?». (Sélah)
Тәңри меһри-шәпқитини көрситишни үнтудиму? У ғәзәплинип Өз рәһимдиллиғини тохтитивәттиму?». (Селаһ)
10 Andin men mundaq dédim: — «Bundaq désem bolmaydu, bu [étiqadimning] ajizliqi emesmu! Hemmidin Aliy Bolghuchining ong qolining yillirini, Yeni Yahning qilghanlirini — yad étimen; Qedimdin buyanqi karametliringni esleymen.
Андин мән мундақ дедим: — «Бундақ десәм болмайду, бу [етиқатимниң] аҗизлиғи әмәсму! Һәммидин Алий Болғучиниң оң қолиниң жиллирини, Йәни Яһниң қилғанлирини — яд етимән; Қедимдин буянқи карамәтлириңни әсләймән.
12 Séning barliq ishligenliring üstide séghinip oylinimen; Séning qilghanliring üstide istiqamet qilimen;
Сениң барлиқ ишлигәнлириң үстидә сеғинип ойлинимән; Сениң қилғанлириң үстидә истиқамәт қилимән;
13 I Xuda, yolung bolsa pak-muqeddesliktidur; Xudadek ulugh bir ilah barmidur?
И Худа, йолуң болса пак-муқәддәсликтидур; Худадәк улуқ бир илаһ бармидур?
14 Möjiziler Yaratquchi Ilahdursen; El-milletler ara Sen küchüngni namayan qilding.
Мөҗизиләр Яратқучи Илаһдурсән; Әл-милләтләр ара Сән күчүңни намайән қилдиң.
15 Öz biliking bilen Öz xelqingni, Yeni Yaqup we Yüsüpning perzentlirini hörlükke chiqarghansen; (Sélah)
Өз билигиң билән Өз хәлқиңни, Йәни Яқуп вә Йүсүпниң пәрзәнтлирини һөрлүккә чиқарғансән; (Селаһ)
16 Sular Séni kördi, i Xuda, sular Séni kördi; Titrek ularni basti, Déngiz tegliri patiparaq boldi.
Сулар Сени көрди, и Худа, сулар Сени көрди; Титрәк уларни басти, Деңиз тәглири патипарақ болди.
17 Qara bulutlar sularni töküwetti; Asmanlar zor sadasini anglatti; Berheq, Séning oqliring terep-terepke étildi.
Қара булутлар суларни төкүвәтти; Асманлар зор садасини аңлатти; Бәрһәқ, Сениң оқлириң тәрәп-тәрәпкә етилди.
18 Güldürmamangning awazi qara quyunda idi, Chaqmaqlar jahanni yorutti; Yer yüzi alaqzade bolup tewrendi.
Гүлдүрмамаңниң авази қара қуюнда еди, Чақмақлар җаһанни йорутти; Йәр йүзи алақзадә болуп тәврәнди.
19 Séning yolung okyan-déngizlarda, Qedemliring chongqur sulardidur, Ayagh izliringni tapqili bolmaydu.
Сениң йолуң океан-деңизларда, Қәдәмлириң чоңқур сулардидур, Аяқ излириңни тапқили болмайду.
20 Sen qoy padisini baqqandek, Musa we Harunning qoli bilen Öz xelqingni yétekliding».
Сән қой падисини баққандәк, Муса вә Һарунниң қоли билән Өз хәлқиңни йетәклидиң».

< Zebur 77 >