< Zebur 63 >
1 Dawut yazghan küy (u Yehudadiki chöl-bayawanda bolghan chaghda yézilghan): — I Xuda, Sen méning ilahimdursen, Teshnaliq bilen Séni izdidim! Men qurghaq, changqaq, susiz zéminda turup, Jénim Sanga intizar, etlirim telmürüp intilarki —
Давут язған күй (у Йәһудадики чөл-баяванда болған чағда йезилған): — И Худа, Сән мениң илаһимдурсән, Тәшналиқ билән Сени издидим! Мән қурғақ, чаңқақ, сусиз зиминда туруп, Җеним Саңа интизар, әтлирим тәлмүрүп интиларки —
2 Muqeddes jayingda Sanga köz tikip qarighinimdek, Men yene zor qudriting we ulughluqungni körsem!
Муқәддәс җайиңда Саңа көз тикип қариғинимдәк, Мән йәнә зор қудритиң вә улуқлуғуңни көрсәм!
3 Özgermes muhebbiting hayattinmu ezizdur; Lewlirim Séni medhiyileydu;
Өзгәрмәс муһәббитиң һаяттинму әзиздур; Ләвлирим Сени мәдһийиләйду;
4 Shu sewebtin tirik bolsamla, Sanga teshekkür-medhiye oquymen, Séning namingda qollirimni kötürimen.
Шу сәвәптин тирик болсамла, Саңа тәшәккүр-мәдһийә оқуймән, Сениң намиңда қоллиримни көтиримән.
5 Jénim nazunémetlerdin hem mayliq göshlerdin qanaetlen’gendek qanaetlendi; Aghzim échilip xush lewlirim Sanga medhiyilerni yangritidu;
Җеним назу-немәтләрдин һәм майлиқ гөшләрдин қанаәтләнгәндәк қанаәтләнди; Ағзим ечилип хуш ләвлирим Саңа мәдһийиләрни яңритиду;
6 Ornumda yétip Séni esliginimde, Tün kéchilerde Séni séghinip oylinimen.
Орнумда йетип Сени әслигинимдә, Түн кечиләрдә Сени сеғинип ойлинимән.
7 Chünki Sen manga yardemde bolup kelgensen; Séning qaniting sayiside shad-xuramliqta naxshilarni yangritimen.
Чүнки Сән маңа ярдәмдә болуп кәлгәнсән; Сениң қанитиң сайисидә шат-хурамлиқта нахшиларни яңритимән.
8 Méning jénim Sanga ching chapliship mangidu, Séning ong qolung méni yölimekte.
Мениң җеним Саңа чиң чаплишип маңиду, Сениң оң қолуң мени йөлимәктә.
9 Biraq jénimni yoqitishqa izdewatqanlar yer tektilirige chüshüp kétidu.
Бирақ җенимни йоқитишқа издәватқанлар йәр тәктилиригә чүшүп кетиду.
10 Ularning qéni qilich tighida tökülidu, Ular chilbörilerge yem bolidu.
Уларниң қени қилич тиғида төкүлиду, Улар чилбөриләргә йәм болиду.
11 Lékin padishah Xudadin shadlinidu; Uning nami bilen qesem qilghanlarning hemmisi rohlinip shadlinidu; Chünki yalghan sözligüchilerning zuwani tuwaqlinidu.
Лекин падиша Худадин шатлиниду; Униң нами билән қәсәм қилғанларниң һәммиси роһлинип шатлиниду; Чүнки ялған сөзлигүчиләрниң зувани тувақлиниду.